• Әхбаратлар еқими
  • 25 Мамыр, 2023

Сәясәтшунас Талғат ҚАЛИЕВ: «Ассамблеяниң җәмийитимизгә керәк екәнлиги ениқ»

26-27-апрель күнлири Астанада Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң ХХХІІ сессияси «Адаләтлик Қазақстан: бирлик, турақлиқлиқ, тәрәққият» мавзусида өтти. Сессияниң биринчи күни панельлиқ олтиришларда Ассамблея әзалири, экспертлар ҚХА алдида турған вәзипиләр әтрапида бәс-муназириләр жүргүзди һәм йеңи лайиһиләрни муһакимә қилди. Сессияниң иккинчи күни болса, Қазақстан Президенти, ҚХА Рәиси Қасым-Жомарт Тоқаев сөз сөзлиди. Өз нутқида Дөләт рәһбири Ассамблеяниң роли вә униң вәзипилир һәққидә тәпсилий тохталди. Биз өткәндә «Әмәлий этносәясий тәтқиқатлар институтиниң» мудири, сәясәтшунаслиқ пәнлириниң намзити Талғат Қалиев билән ҚХА сессиясиниң йәкүнлири, униң җәмийитимиздики әһмийити вә башқиму мәсилиләр бойичә сөһбәтләшкән едуқ.

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

— Талғат Бегимоғли, сизниң пикриңизчә, Президентниң сессиядики нутқида қайси әһмийәтлик мәсилиләрни алаһидә көрситишкә болиду?
— Бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш лазимки, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң ХХХІІ сессияси илгәрки сессияләр ишиға қариғанда башқичә өтти. Биринчи күни пленарлиқ олтиришларда бәс-муназириләр болди. Уларда җәмийитимиздики актуал мәсилиләрниң кәң даириси, шуниң ичидә маарип, милләтләрара разимәнлик, инсанпәрвәрлик, вәтәнпәрвәрлик қәдрийәтлири, гражданлиқ җәмийәт, төзүмлүк, яш әвлат тәрбийиси вә башқиму муһим мәсилиләр әтрапида сөз болди. Шундақла ҚХАниң йеңи лайиһилири тәвсийә қилинди. 
Әнди Президент өз нутқида Ассамблеяниң җәмийәттики орниға вә паалийитигә тәпсилий тохталди. Әлвәттә, Дөләт рәһбириниң нутқи җәмийәттики вә Ассамблея паалийитидики муһим мәсилиләрни толуқ көрсәтти. Шуларниң ичидә өзәм елимиздә бирпүтүн милләтниң қелиплишиватқанлиғи етирап қилиниши муһим дәп һесаплаймән. Йәни, бу йәрдә гражданлиқ бирпүтүнлүк биринчи планға чиқиду. Елимиздә миллитидин қәтъий нәзәр, һәммигә бирдәк һоқуқлар, бирдәк имканийәтләр капаләтләндүрүлиду. Шундақла һәрбир гражданниң җәмийәт, вәтән, милләт алдидики җавапкәрлиги ашиду. Демәк, һоқуқлар һәм әркинликләр билән қатар җәмийитимиздә җавапкәрликни жуқури дәриҗигә көтиришниң әһмийити ейтилди. Мениңчә, мошулар Президент нутқидики әң муһим тезислар, дәп ойлаймән.
— Дөләт рәһбири елимиздә кәңдаирилик ислаһатларни җарий қилди. Мошу ислаһатларни әмәлгә ашурушта Ассамблеяниң роли қандақ?
— Мән жуқурида тәкитлигән мәсилиләр турғусидин қарисақ, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җәмийитимиз үчүн керәк екәнлиги ениқ көрүнүп туриду. Ассамблеяни «тирик организм» десәкму болиду. Елимиз тәрәққиятиниң һәрхил басқучлирида ҚХАму өзигә жүкләнгән вәзипиләрни орунлиди. Мәсилән, бир басқучта Ассамблея тоқунушларниң алдини елиш яки рәтләшниң васитиси болди. Йәнә бир басқучта болса, мурассәгә кәлтүрүш яки муназириләр жүргүзүш васитисигә айланди. Һазир Ассамблея милләтләрара интеграцияни күчәйтидиған, бирпүтүн гражданлиқ җәмийәтни шәкилләндүргүчи күчкә айлиниватиду. Дөләт рәһбири өз сөзидә дайим елимиздә ислаһатларниң утуқлуқ әмәлгә ешиши үчүн җәмийитимиздә течлиқ, турақлиқлиқ, иттипақлиқниң наһайити муһим екәнлигини тәкитләйду. Демәк, Ассамблея Президент ислаһатлирини әмәлгә ашурушта әһмийәтлик роль ойнайду.
— Һәқиқитини ейтқанда, җәмийитимиздә Ассамблеяниң паалийитигә мунасивәтлик һәрхил пикирләр моҗут. Шуларниң бири – «Ассамблея керәк әмәс, униң паалийити қәғәзвазлиқ билән чәкләнгән» дегән пикир. Сизниң пикриңиз қандақ?
— Мошундақ пикирләрни ейтиватқанлар Ассамблея охшаш әҗайип, пүткүл дуния етирап қиливатқан институтниң паалийитидин тамамән хәвири йоқлар, дәп ойлаймән. Йәнә бир қетим тәкрарлаймән, Ассамблея җәмийитимиз үчүн керәк. Униңға хошна дөләтләрниң тәҗрибиси дәлил болалайду. У йәрләрдә йүз бәргән милләтләрара тоқунушлар гражданлиқ тоқунушларғиму елип кәлди. Бәзи дөләтләрдә мошу тоқунушлар «этникилиқ тазилашларға» елип кәлди. Шу зиддийәтләр ақивити дөләтләрниң тәрәққиятиға сәлбий тәсир қилди. Ассамблея, йеңи ейтқинимдәк, дәсләп тоқунушларниң алдини елиш, мурассәгә келиш, зиддийәтләрни тохтитиш васитиси болса, һазир униң алдида бирпүтүн гражданлиқ бирликни шәкилләндүрүш вәзиписи туриду. Мениң оюмчә, Ассамблея бу вәзипиләр һөддисидин чиқиватиду.
— Шундиму Қордайда, Пәнҗимдә йүз бәргән вақиәләр Ассамблея паалийитидики айрим камчилиқларни көрсәтсә керәк?
— Бу вақиәләр милләтләрара тоқунуш әмәс екәнлигини кесип ейтиш керәк. Мошуни алаһидә тәкитлигүм келиду. Мошундақ тоқунушларниң пәйда болушиға җинаий, мәиший вә башқиму сәвәпләр түрткә болған. У тоқунушларда ениқ бир адәмләр арисидики зиддийәтләр болған. Бу йәрдә зиддийәтниң тәрәққий етиш җәриянини тәһлил қилип көрәйли. Мәсилән, икки милләт вәкили арисида адәттики мәиший җаңҗал йүз бәрсә (мундақ җаңҗаллар күндилик турмушумизда болуп туриду) тәрәпләр өзлириниң туққанлирини яки тонушлирини ярдәмгә чақиридиғу. Мошу пәйтни мәнпийәтдар күчләр иғвалар билән өз пайдиси үчүн қоллинишни халиған, милләтләрара тоқунуш сүпитидә көрситишкә тиришқан. Әнди илмий турғудин қарисақ, милләтләрара тоқунушлар пәқәт миллий өчмәнлик яки ксенофобия асасида пәйда болиду. Йәни, бу вақитта мәиший яки башқиму әһвалда әмәс, бәлки ениқ миллий өчмәнлик турғусидин тоқунушқа бариду. Шуңлашқа Қордай, Пәнҗимдики вә башқиму җайлардики зиддийәтләр – пәқәт мәиший зиддийәтләр. Уларни милләтләрара тоқунуш дейиш тамамән хата. Мошу зиддийәтләрни тохтитишта Ассамблея чоң роль ойниди һәм өзиниң нәтиҗидар васитә екәнлигини йәнә бир қетим дәлиллиди.
— Һазирқи заман тәләплири турғусидин Ассамблеяниң паалийитини сүпәтлик йеңи дәриҗигә көтириш үчүн немә тәләп қилиниду?
— Қазақстан хәлқи Ассамблеяси «тирик организм» болғанлиқтин, у дайим заман тәләплиригә маслишиши вә шу тәләпләргә мувапиқ болуши шәрт. Мениң пикримчә, Ассамблеяниң паалийитини йеңи дәриҗигә көтириш үчүн униң аналитикилиқ паалийитини күчәйтиш лазим. Ассамблея һазир чоң умумгражданлиқ, елимиз үчүн муһим йеңи лайиһиләрниң тәшәббускари болуватиду. Мошу лайиһиләргә барлиқ милләт вәкиллириниң қатнишиши  муһим. Болупму яшларни бу ишларға җәлип қилиш, уларниң паалийәтчанлиғини ашуруш алаһидә әһмийәткә егә. Яшлар арисида пидаийлар һәрикәтлирини җанландуруш һаҗәт. Униңдин ташқири барлиқ милләт вәкиллириниң дөләт хизмитигә келиш, һәрбий хизмәттә болуш, рәһбирий лавазимларда ишләш һоқуқлирини тәминләш лазим. Елимизниң һәрбир граждини вәтинимиз Қазақстанниң тәрәққиятиға, гүллинишигә үлүш қошуши муһим һәм мошу җавапкәрликни толуқ һис қилиши керәк.
— Сөһбитиңизгә рәхмәт. 

387 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы