• Әхбаратлар еқими
  • 25 Мамыр, 2023

Дөләт комиссиясиниң новәттики жиғини өтти

Дөләт кативи Ерлан Қарин Сәясий тәқип қурванлирини толуқ реабилитация қилиш бойичә дөләт комиссиясиниң новәттики  жиғинини өткүзди. 
Жиғинда Дөләт комиссиясиниң тәтқиқат, нәшрият вә архив ишлири паалийитиниң жәрияни муһакимә қилинди.
Чарә-тәдбирдә 2023-жили сәясий тәқипләр тарихиға беғишланған  новәттики материаллар билән һөжжәтләр топлимини нәширдин чиқириш плани бойичә әхбарат берилди.
Шундақла, алимлар билән экспертлар ХХ әсирниң 1920 — 50-жиллар арилиғидики сәясий тәқипләр мавзусиға мунасивәтлик материалларни чоңқур тәтқиқ вә тәһлил қилишқа беғишланған илмий лайиһәләрниң йәкүнлири тонуштурулди.
Униңдин ташқири, комиссия  жиғинида алимлар билән тәтқиқатчиларниң тәтқиқат ишлирини қоллаш мәхситидә уюштурулған объектларни мәбләғ билән тәминләш программисиниң әмәлгә ешиши муһакимә қилинди.
Жиғин йәкүни бойичә Дөләт комиссиясиниң нәшрият паалийитини риважландуруш, илмий-тәтқиқат ишлирини, архив базисини системилаштуруш вә фондларға бирләштүрүш паалийитини давамлаштуруш охшаш асасий йөнилишләргә мунасивәтлик тапшурмилар берилди. 
Мәлумки, 31-май күни Қазақстанда Сәясий тәқипләш вә ачарчилиқ қурванлирини хатириләш күни сүпитидә нишанлиниду. 1937—1938-жиллири Қазақстанда 120 миңдин ошуқ адәм сәясий тәқипкә учриған екән, уларниң ичидә 25 адәм ату җазасиға кесилгән.
Қазақстан мустәқиллигини алғандин кейин, йәни 1993-жили елимиздә «Аммивий сәясий тәқипләш қурванлирини реабилитация қилиш тоғрилиқ» қанун қобул қилинди. Мана, 2020-жили 24-ноябрь күни Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев аммивий сәясий тәқип қурванлирини толуқ реабилитация қилиш бойичә дөләт комиссиясини қуруш тоғрилиқ Пәрманни имзалиди. Мәзкүр дөләт комиссиясиниң асасий вәзиписи – Кеңәш дәвридики сәясий тәқип қурванлириниң һәммә категориялиригә мунасивәтлик тарихий һәқиқәтни тикләштин ибарәт. Дөләт комиссиясини Дөләт кативи Ерлан Қарин башқуруп келиватиду. Дөләт комиссияси бийил январьда Президентқа сәясий тәқип тарихи бойичә һөҗҗәтләр вә материалларниң 31 томини тәвсийә қилди. Елимиздә тәқип қурванлирини реабилитация қилиш җәрияни давамлашмақта.
(Мавзуға мунасивәтлик мақалини гезитимизниң 8-бетидин оқуйсиләр)
 

329 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы