- Җәмийәтлик тәшкилатларда
- 01 Маусым, 2023
«Бирликтә ишләйли»
Йеқинда Талғир наһийәси Бесағаш йезисида наһийәдә паалийәт елип барлиқ жутларниң жигитбашлири, мәдәнийәт мәркәзлири билән Ханим-қизлар кеңәшлири рәислириниң иштиракида баш қошуш болуп өтти. Униңға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Долқунтай Абдухелил, ҖУЭМ йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ярмуһәмәт Кибиров қатнашти.
Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»
Баш қошушқа жумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Талғир наһийәси бойичә баш жигитбеши Октябрь Қурбаниязов риясәтчилик қилди. У дәсләп ушбу учришишниң асасий мәзмун-маһийитигә тохталғач, жуқурида исми аталған шәхсләрни көпчиликкә тонуштурди. Андин сөз новитини алған ҖУЭМ рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси Долқунтай Абдухелил мошу тәвәдә һардим-талдим демәй әл-жутниң хизмитидә жүргән Талғир наһийәсиниң барлиқ активистлириға алаһидә рәхмитини ейтип, һалавитидин җапа-мәшәқити тола ишиға утуқ тилиди. Натиқ шундақла буниңдин бираз вақит илгири ҖУЭМниң Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң сабиқ рәиси Иминҗан Тохтахуновниң илтимасиға бенаән, униң орниға Мәрүпҗан Рәһмановниң (сүрәттә)сайланғанлиғини йәткүзүп, уни көпчиликкә тонуштурди.
– Һөрмәтлик қериндашлар, – деди Долқунтай Абдухелил. – Өзәңларға мәлум болғинидәк, Иминҗан ака Тохтахунов Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини узун жиллар башқурди. Шу жиллар мабайинида миллитимизгә мунасивәтлик көплигән ишларни әмәлгә ашурди. Мәйли наһийә, вилайәт яки җумһурийәтлик болсун нурғунлиған паалийәтләргә паал қатнишиш җәриянида өз зиммисигә җүкләнгән вәзипиләрниң һөддисидин мувапәққийәтлик чиқти. Җапасиниму көп тартти. Әлвәттә, Иминҗан акамни һөрмәтлик дәм елишқа тәнтәнилик узитиш нийитимиз бар. Бу – йеқин арида әмәлгә ашуридиған ишлиримизниң бири. Биз униңдин чәксиз миннәтдар.
Әнди у яқ аилә шараитиға бола, җәмийәтлик хизмитидин кәтти һәм өзиниң орниға Мәрүпҗан Рәһмановни тәвсийә қилди. Шуңлашқа йеқинда Мәрүпҗан Рәһманов ҖУЭМниң башқарма әзалириниң бир кишилик аваз бериши нәтиҗисидә ҖУЭМниң Талғир наһийәлик шөбисиниң рәиси болуп рәсмий сайланди. Һәрбий. Истипадики подполковник. Мәдәнийәт мәркизиниң ишлиридин хәвәрдар. Йәни бираз жиллар елимизниң ғәрибидә «Ақтав уйғурлири» җәмийәтлик бирләшмисини башқурди. Ишәнчим камилки, силәр өзара тил тепишип, униңға һәртәрәплимә ярдимиңларни берип, қоллап-қувәтлишиңлар арқисида чоң утуқларға йетисиләр.
Баш қошушниң тәртиви бойичә йеңи рәис өзини тәпсилий тонуштуруп, келәчәккә реҗиләнгән бирқатар ишларға тохталди. Болупму, у өзиниң бу тәвәгә кәлгинигә унчивала көп болмиғанлиғини тилға алғач, көпчиликниң һәрқандақ әһвалда яки вәзийәттә өзигә һәмдәм болушқа чақирди. Әң муһими, Мәрүпҗан Рәһмановниң көпчиликкә мураҗиәт қилған һалда: «Әзиз қериндашлар, бүгүнки күндин етиварән һәрян тартмай, бирликтә ишләйли. Бу ишта һәммиңларға мәлум болғинидәк, бизгә мааш төлимәйду. Биз, пәқәт хәлқимизниң хизмитини қилишқа бәл бағлиғанлар. Шуңлашқа йәнә тәкрарлаймәнки, бирлишип ишләйли. Шу чағда биз чоқум утуққа йетимиз» дегән әстәрлик сөзлири көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурди.
Баш қошуш давамида ҖУЭМ йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ярмуһәмәт Кибиров, наһийәниң баш жигитбеши Октябрь Қурбаниязов, Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң сабиқ рәиси Иминҗан Тохтахунов, наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Каминур Сопиева вә башқилар сөзгә чиқип, йеңи рәисни сәмимий тәбриклигәч, ишиға утуқ тилиди.
Талғир наһийәси
11163 рет
көрсетілді1
пікір