• Хәйрихаһлиқ
  • 23 Тамыз, 2023

Җанкөйәрләрниң сахавәтлик ишлири

Алмута шәһиридики «Шапағат» микрорайониниң жут-җамаәтчилиги мәһәллидики М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивини һәрдайим қоллап-қувәтләшни әнъәнигә айландурған. Бу дөрән улар билим дәргаһиға музыка аппаритини соға қилди. 
Җамаәтчилик вәкиллири бу соғисини йеңи оқуш жилиға атапту. Расти, нурғун жиллар мабайнида мәктәптә шундақ аппаратниң йоқлуғи оқуғучиларға қолайсизлиқларни туғдурған. Мана, әнди көпчиликниң изгү нийити түпәйли, бу мәсилә иҗабий һәл болди. Әлвәттә, мәһәллә турғунлириниң хәйрихаһлиқ паалийәтлири жут билән мәктәп арисидики алақини мустәһкәмләйду. Ушбу тәдбирләр нәтиҗисидә, ата-аниларниң мәктәпкә болған көзқариши тамамән өзгиридиғанлиғи ениқ. Жутниң соғисини тапшуруш тәнтәнисидә жут мөтивәри, ҖУЭМ йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров сөзгә чиқип, мәктәп билән жут арисида қоюқ алақә моҗут екәнлигини тәкитләп, хәйрихаһлиқ ишларниң буниңдин кейинму давамлишидиғанлиғини йәткүзди. 
– Биз Ханим-қизлар кеңиши, жут мөтивәрлири, жигитбашлири билән мәслиһәтлишип, 1-сентябрь — Билим күнигә оқуғучилиримизға мәйрәмлик кәйпият һәдийә қилиш мәхситидә мошу музыка аппаратини тәғдим қилишни тоғра көрдуқ. Һөрмәтлик жутдашлар, бизниң бирлигимиз, өмлүгимиз һечқачан өчмисун, – дәп сөзини йәкүнлиди Ярмәһәмәт Кебиров.
Мәрасимда Алатав наһийәлик Ханим-қизлар кеңиши рәисиниң орунбасари Мәхпирәт Зайитова, Шапағат мәһәллисиниң Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Хуршидәм Абубәкриева, Шапағат мәһәллисиниң чоң жигитбеши Үсүпҗан Бәраев, Алатав наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Турғанҗан Йүсүпов, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Һебибуллам Лохманов, җамаәтчилик кассири Пәрһат Һәйрамов, мечит имами Бәһрим Һасанов өзлириниң пикир-тәклиплири билән ортақлашти. 
Шуниңдин кейин сөзгә чиққан мәктәп мудири Муһидин Имашев мәктәп коллективи намидин җамаәтчилик вәкиллиригә миннәтдарлиғини изһар қилди. Мудир шундақла жут турғунлириниң пәқәт хәйрихаһлиқ ишлардила әмәс, бәлки мәктәпкә бала топлаш ишлири, оқуғучиларниң пухта билим вә тәрбийә елишидики чарә-тәдбирләргә йеқиндин арилишип, уларни қоллап-қувәтлишиши мәктәп мәмурийити үчүн муһим екәнлигини алаһидә тәкитлиди.
«Оң қол бәргәнни, сол қол билмисун» демәкчи, шапағатлиқ җанкөйәрлиримиз өзлирини унчивала җакалап кетишни халимайду. Шундиму, пурсити кәлгәндә, уларниң башқиму җайларда бешиға күн чүшкән қериндашларға ярдәм қолини сунуп келиватқанлиғини ейтип өтүш орунлуқ. Мәсилән, әйнә шу ака-һәдиләр йеқинда Жетысу наһийәсидә өрт кәткән аилиләргә бир йерим миллион тәңгигә йеқин ярдәм пулини ианә қилди. Әлвәттә, бу аз мәбләғ әмәс. Шуни көңлидин чиқирип, ақ нийити билән бәргән мәһәллә турғунлириға апирин. Һә, барлиқ җайда мошундақ иҗил-инақ яшап, бир-биримизгә яр-йөләк болуп жүрәйличу.
Ялқун МӨМҮНОВ.
Алмута шәһири
 

10237 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы