• Асасий мақалилар
  • 31 Тамыз, 2023

Дөләт рәһбириниң тәбриги

Һөрмәтлик вәтәндашлар!

Силәрни Конституция күни билән тәбрикләймән!
Конституция – мәмликитимизниң мустәһкәм һули һәм сәясий вә җәмийәтлик қурулушини, өзгәрмәс қәдрийәтлири билән тәрәққият йолидики стратегиялик йөнилишини ениқлайдиған асасий һөҗҗитимиз.
 Умуммиллий референдум арқилиқ йеңиланған Конституциямиз милләтни җипсилаштурушниң һәқиқий рәмзигә айланди. Шундақла асасий қанунимиз дөләтниң сәясий системисини демократияләштүрди, қанун үстүнлүгини тәминләшниң вә хәлиқниң паравәнлигини ашурушни мәхсәт қилидиған кәңдаирилик өзгиришләрниң һули һесаплиниду. Конституциялик Сотниң қурулуши – мошундақ институционаллиқ ислаһатниң бири. Бу қурулум гражданларниң һоқуқлири билән әркинликлири һимайә қилинидиғанлиғиға капаләтлик беридиған Конституцияниң ролини техиму ашуриду.
 Умумға бирдәк йол ачидиған Адаләтлик Қазақстанни қуруш үчүн Конституция қаидилири қаттиқ сақлинипла қалмай, җәмийәтниң аң-сәвийәсигә бирәтола сиңиши лазим. «Адил граждан» дегән атаққа лайиқ һәрбир адәм Конституцияниң алий мәхсәтлирини қоллайдиғанлиғиға вә уни һаятий мәвқәсигә айландуридиғанлиғиға ишәнчим камил.
Һәммиңларға зор саламәтлик, бәрикәт вә утуқлар тиләймән!

896 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

ПІКІР ҚАЛДЫРУ

Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы