• Әхбаратлар еқими
  • 16 Қыркүйек, 2023

Аилә вә некаға мунасивәтлик урпи-адәтләр билән әнъәниләр

Қазақ хәлқидә аилә вә некаға мунасивәтлик әлмисақтин келиватқан урпи-адәтләр билән әнъәниләр моҗут. Дунияға көз ачқан нариседигә әзән чақирип ат қоюлидиған адәт бар. Йеши чоң туққанлириниң бири Қуръандин айәт оқуп, бовақниң қулиғиға исмини үч қетим қайтилап аңлитиду. 
Оғул пәрзәнт 3, 5, 7 яшқа толғанда, униңға сүннәткә олтарғузуш рәсмийити өтилиду. Бу җәриянға меһманлар тәклип қилинип,  чоң той сүпитидә нишанланған. У күни көкпар (ат мусабиқиси), оғлақ тартиш, бәйгә охшаш оюнлар уюштурулған.
Ата-анилар оғлини өйләш мәсилисигә алаһидә диққәт ағдуруп, униңға алдин-ала тәйярланған. Йәни болғуси келиннни кичик вақтидинла издәштүрүшкә киришкән. Һәтта пәрзәнтләр дунияға келиштин бурун айрим ата-анилар арисида қудилишиш һәққидә гәп қозғилатти. Қазақларда қудилириниң салаһийитигә, аброй-инавитигә, әл-жут арисидики һөрмәт-иззитигә җиддий көңүл бөлүниду. Қудилишиш мәрасимиму бөләкчә, йәни урпи-адәтләргә қәтъий риайә қилинған һалда атап өтүлгән. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, қазақ хәлқидә йәттә атиғичә туққанчилиғи бар аилиләрниң әзалири арисида некалишиш қәтъий мәнъий қилинған.
Адәттә оғул өйләшкә мунасивәтлик урпи-адәтләрниң тәртиви мундақ: қудилишиш рәсмийитини алдин-ала келишиш һәм ата-аниларниң қудилишиши, күйоғулниң келинниң алдиға бериши, келин чүшириш тойи, нека қийиш рәсмийити. Турмушқа чиқидиған қизниң дадиси тәрипидин  қудилишиш үчүн кәлгән қудиларға өпкә-беғир йегүзидиған адити бар. Буниң өзи қудилишиш мәрасиминиң рәсмий бәҗирилгәнлигидин дерәк бериду. Қудилишиш рәсмийити һәр икки тәрәпкә охшаш вәзипиләрни жүклигән. Шуңлашқиму қудилишиштин ялтийивелишқа һәргиз болмайду.
Қудилишиш мәрасиминиң рәсмий қисми түгигәндин кейин оғул тәрәп қизниң қалыңмалини  (қиз һәққини) төләйду. Қалыңмал адәттә мал билән һесапланған. Униң миқдари қудиларниң аиләвий әһвалиға, турмуш шараитиға қарап бәлгүләнгән. Йәни қалыңмал миқдари 5 илқидин 1000 илқиғичә болған. Өйлиниш тойида қудилар бир-биригә хатирә  соға тапшуриду. У һәрхил қиммәт кийим-кечәкләрдин, рәхт-гәзмаллардин, малдин тәркип тапқан. Шундақла қудилар бир-бири билән әдимәтчилик толтурулған қоржын (ғоҗун) алмаштурған. Өйлиниш тойиниң рәсим-қаидилири нека қийиш әнъәнисигә улишиду. Қазақ хәлқиниң әнъәнилири бойичә, жасау (қизниң тойлуғи)  алаһидә әһмийәткә егә.  У қизниң кичик чеғидин башлап һазирлиниду. Тойлуқниң дуния-бисати тәркивигә кигизөй, гиләм, текимәт охшаш турмуш буюмлири, кийим-кечәк түрлири билән қача-қомучлар, мал-варан вә башқилар киргән.
Қазақ хәлқиниң аилигә мунасивәтләргә мунасивәтлик надир әнъәнилириниң бири – йолдиши вапат болуп, йесир қалған яш аялға йолдишиниң йеқин туққанлириниң бири өйлиниш һоқуқиға егә. Көчмән қазақ хәлқи үчүн бу қанунниң әһмийити зор болған. Йәни бу аялниң йолдишидин айрилсиму, жутидин айрилмаслиғиға түрткә болған. Муһими, мәрһумниң бала-чақиси өз рувиниң, өз туққанлириниң йенида қелип, таша жутларға әвәтилмигән, өзгиләрниң көзигә тәлмүрмигән. Йәни үгәнгән муһитида – өзлири үгинип қалған қом-қериндашлириниң арисида жүргәчкә,  житимчилиқ азавини тартмиған. Қудилар арисидики мунасивәтму үзүлмигән. Мабада бирәвиниң аилиси пәрзәнт көрүш бәхтидин мәһрум болса яки бала турмайдиған әһвалға чүшүп қалса, алдин-ала келишим бойичә, йеқинлириниң бириниң пәрзәндини беқивелип, роһий көйүгини бесиш  имканийитигә егә болған. 
        Аилә қуруп, өз алдиға бөлүнүп чиққан яшларниң күндилик турмушқа һаҗәтлик барлиқ дуния-бисати – өй-җайи, җиһази, орун-йотқини, қача-қомучи, мал-варини түгәл болған. Әлмисақтин келиватқан әнъәнә бойичә, кәнҗә оғли ата-анисиниң қолида қелип, чоң аилиниң чириғини өчәрмигән. Өй-макандин тартип, та мал-варанғичә шу егидарчилиқ қилған. Умумән қазақ хәлқидә балилириниң ата-анисини ташлап кетиш әһвали һечқачан болмиған. Даланиң бу йезилмиған қанунини бузғанлар мәңгүгә әл-жутниң нәпритигә учрап, аброй-инавитидин айрилған.

377 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы