- Әхбаратлар еқими
- 16 Қыркүйек, 2023
Мәктүпни муһакимә қилди
Өткән һәптидә Астанадики Достлуқ өйидә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Адаләтлик Қазақстанниң ихтисадий йөнилиши» мавзусида Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбини муһакимә қилиш бойичә кәңәйтилгән жиғини өтти. Униңға ҚХА вә ҚХА Кеңишиниң әзалири, җумһурийәтлик вә регионлуқ этномәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлири, ҚҖ Парламенти Сенатиниң депутатлири вә «Бір ел – бір мүдде» ҚҖ Парламентиниң палатиларара депутатлиқ топиниң әзалири, Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң вәкиллири, ҚХА йенидики Ақсақаллар, Анилар кеңәшлириниң, ҚХА илмий-аналитикилиқ кеңиши кафедрилири, журналистлар қатнашти. Шундақла жиғинға ZOOM арқилиқ онлайн-режимда барлиқ регионлуқ ҚХА шөбилири иштрак қилди.
Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»
Жиғинда сөз алған Қазақстан хәлқи Ассамлеяси рәисиниң орунбасари – Кативат рәһбири Марат Әзилханов Президентниң Мәктүби бизниң җәмийәтниң кәңдаирилик қайта қурушниң йеңи басқучи болғанлиғини, хәлиқниң, һәрбир гражданниң паравәнлигини тәминләшкә дадил қәдәм ташланғанлиғини қәйт қилди һәм кәңдаирилик сәясий ислаһатлар ихтисадий ислаһатлар үчүн муһим вә асасий тәйярлиқ басқучиға айланғанлиғини тәкитләп өтти.
М.Әзилханов бу ислаһат елимиздики бирлик вә разимәнликниң күчийиши һәм трансформация программисиниң утуғи арисидики беваситә алақини ишәшлик көрсәткәнлигини ейтти. Гражданлиқ қаидиләрдә барлиқ милләтни бирпүтүн милләткә интеграцияләшниң йеңи концепциясини қелиплаштуруш, һәрбир гражданниң бирпүтүн хәлиққә интеграциялинишкә өз парасити вә паалийәтчанлиғини мәхсәт қилидиған интермәдәнийәтлик қаидиси, гражданларниң һакимийәтниң барлиқ дәриҗилиридә өз мәнпийәтлирини изһар қилиш вә һимайә қилиш имканийәтлирини кәңәйтиш – ихтисадий ислаһатларниң нәтиҗидарлиғини ашуруп, мәмликәтниң турақлиқ тәминләш үчүн сәясий мүмкинчиликләр яритилди. Нәтиҗидә Мәктүптә алға қоюлған чоңқур вә һәртәрәплимә иҗтимаий-ихтисадий қайта қурушлар мустәһкәм сәясий асасқа вә толуқ сәясий қоллап-қувәтләшкә егә болди.
Спикер Мәктүпниң асасий йөнилиши – абстрактлиқ утуқларға әмәс, гаржданларниң һаятини яхшилашқа қаритилған йеңи ихтисадий басқучқа пәйдин-пәй, амма һәл қилғучи һәрикәт екәнлигини ейтти. Шуниң билән биллә Дөләт рәһбириниң Мәктүбидә һәрбир граждан вә униң ихтисадий мәнпийәтлиригә қандақ болмисун дәриҗидә тәсир қилидиғандәк, кәңдаирилик ихтисадий тәрәққият вәзипилирини өз ичигә алиду.
Марат Әзилханов Мәктүпниң вәзипилирини әмәлгә ашурушниң җәмийәтни җипсилаштурушқа, бирлик билән разимәнликни күчәйтишкә беваситә ишләйдиғанлиғини ейтти. Ихтисатни һәртәрәпләндүрүш, қазақстанлиқ мәһсулат билән тәминләшниң өсүши, санаәтниң йеңи саһалири җәмийәттә ихтисадий вә иҗтимаий алақиларни тәрәққий әткүзиду вә күчәйтиду. Инсанниң алақилири билән ихтисадий мәнпийәтлириниң миңлиған жиплири билән бағланған вә бәкитилгән җәмийәт гражданлиқ, тарихниң умумийлиғи қаидилиригила әмәс, шуниң билән биллә объектив ихтисадий мәнпийәтләргиму асасланған. Бу – җәмийәтниң иҗтимаий-сәясий туташлиғиниң әң мустәһкәм вә нәтиҗидар асаси. Һазир ихтисатниң өзи күчлүк этноиҗтимаий интеграторға айланмақта. Мошуниңға мунасивәтлик Мәктүп Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң алдиға бирқатар чоңқур семантикилиқ, идеологиялик вәзипиләрни қойиду, униң даирисидә Дөләт рәһбириниң Мәктүби ҚХАниң ХХХІІ сессияси вә Миллий қурултайниң вәзипилириниң үчлүги «Адаләтлик Қазақстан – Адил граждан» қаидисини әмәлгә ашуруш бойичә һәрикәтләрниң бирпүтүн алгоритмиға бириктүрүлүши лазим.
Ассамблеяниң идеологиялик паалийитидә җәмийәтниң өзини, җәмийәтлик қәдрийәтләр системиси вә, умумән алғанда, җәмийәтлик аң-сәвийәни ислаһатлаш вәзиписи алға қойилиду. Бу ислаһат бирлик билән турақлиқлиқ, адаләтлик билән өмлүк, қанун билән тәртип, ишәнчә билән җавапкәрлик қәдрийәтлиригә асасланған йеңи җәмийәтлик этикини қелиплаштурушқа қаритилған.
ҚХАниң барлиқ қурулумлири – этномәдәний бирләшмиләр, «Ассамблея жастары», Анилар, Ақсақаллар кеңәшлири вә башқиму Ассамблеяниң мәхсәтлири билән вәзипилиригә толуқ мувапиқ келидиған йеңи җәмийәтлик этикини қелиплаштурушқа қаритилған чарә-тәдбирләргә диққәт бөлүши керәк.
М.Әзилханов җәмийәтлик тәртипни бузушқа, кочилар билән тәбиәттики вандализмға айрим гражданларниң мәдәнийәтсизлигигә, һәрхил турмуштики тоқунушларға қаритилған иғваларға мунасивәтлик қанун үстүнлүги вә җәмийәтлик тәртипни тәминләшкиму диққәт бөлди. Шуңлашқа Ассамблея Президентниң «дуниявий турбулентлиқ вә бәлгүсизлик шараитидиму өз мәвқәмизни мәккәм тутимиз» дегән сөзлирини қоллайду. Шундақла Ассамблея әзалириниң алдиға әхбаратлиқ-чүшәндүрүш вә профилактика ишлирини жүргүзүш, этномәдәний бирләшмиләрниң «тоқунуш тилиға» қарши, фейклар билән иғваларға мунасивәтлик қаидини әхбаратлиқ вә җәмийәтлик мәвқәләрни ениқлаш вәзиписи қоюлди.
Мәктүптә алға қоюлған вәзипиләрни әмәлгә ашурушқа мунасивәтлик Ассамблеяниң ХХХІІ сессиясидә берилгән тапшурмиларни орунлаш услублирини қайта қараш вә түзитиш, «Бір ел – бір мүдде» депутатлиқ бирләшмиси билән йеңи институционаллиқ йөнилишләрни тәшкил қилиш, течлиқ билән бирлик мәсилилири бойичә сәясий партияләр билән өзара һәрикәт вә диалог қуруш һаҗәтлиги тәкитләнди.
ҚХА Кеңишиниң әзаси, «Вайнах» чечен-ингуш хәлиқлириниң мәдәнийитини тәрәққий әткүзүш бирләшмисиниң» һәмрәиси Ахмед Мурадов Дөләт рәһбири Мәктүбиниң бирқатар аспектлириға, җүмлидин йеңи җәмийәтлик этикини қелиплаштуруш, гражданлиқ, җавапкәрлик, қәдрийәтләр вә вәтәнпәрвәрлик қәдрийәтлири мәсилилиригә тохталди. Шундақла һазирқи пәйттә елимизниң бехәтәрлигини тәминләш, яшларни һәрбий-вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшниң әһмийитини тәкитләп, барлиқ қазақстанлиқларни бирлик вә иттипақлиққа чақирди. Парламент Сенатиниң депутати Нурия Ниязова «креатив ихтисат елимизниң, регионниң рекламисиға, «визит карточкисиға» кәңдаирилик чарә-тәдбирләрни қуруп, талантлиқ, иҗадий адәмләрни җәлип қилидиған чоң шәһәрләрни тәрәққий әткүзүшниң һәрикәтләндүргүчи күчигә айлиниду» дегән пикирни изһар қилди.
«Қазақстан хәлқи Ассмаблеяси тиҗарәтчиләр бирләшмисиниң» президенти Қайрат Айтбайниң пикричә, Президентниң елимизниң мустәһкәм санаәт һулини қелиплаштуруш вә ихтисадий өзини-өзи тәминлиши бойичә Мәктүпниң тезислири сәясий системини йеңилаш вә җәмийәтлик аң-сәвийәни өзгәртиш билән биллә һәммигә мошу чариләрни әмәлгә ашурушқа ишәнчә бериду вә елимизниң һәрбир граждинини вә һәрбир тиҗарәтчини уларни орунлаш бойичә паал ишләшкә чақирди.
«Қазақстан рус, славян вә казак тәшкилатлириниң бирләшмисиниң» рәиси Владимир Божко «Дөләт рәһбири хәлиқниң иҗтимаий әһвали вә һаят кәчүрүш сүпитини яхшилаш бойичә илгири-кейин болмиған чариләрни бәлгүләп бәрди. Президент уларға қол йәткүзүш үчүн бизниң җәмийәтниң разимәнлиги вә бирлигини сақлаш арқилиқла мүмкин болидиғанлиғини тәкитлиди. Бизниң умумий киримимиз һәрбир гражданниң күч-ғәйритигә, алий гражданлиқ борчиға вә һәрбир гражданниң җавапкәрлигигә бағлиқ болиду» дегән пикирни ейтти.
Жиғин йәкүнидә Мәктүпниң вәзипилирини чүшәндүрүш бойичә методикилиқ тәклипләрни тәйярлаш тоғрилиқ қарарлар елинди, Ассамблея паалийитиниң вә униң қурулумлириниң асасий йөнилишлири ениқланди, аһали билән һәмкарлиқ вә өзара һәрикәтниң йеңи механизмлири, умумән, җумһурийәтлик лайиһиләрни әмәлгә ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди.
334 рет
көрсетілді0
пікір