- Әхбаратлар еқими
- 16 Қыркүйек, 2023
Илим әһлигә һөрмәт

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»
Илим-пәнсиз тәрәққият йоқ. Буниңға дуниядики әң бай дөләтләрниң тарихи яхши испат. Қазақстанму өз мустәқиллигини алғандин кейин, бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүп келиватиду. Елимиз даирисидә көплигән йеңи типтики алий билим дәргаһлири ечиливатиду. Уларниң бәзилиридә чәтәлләрдин тәклип қилинған илғар мутәхәссисләр дәрис бәрмәктә. «Болашақ» программиси бойичә йүзлигән яш жигит-қизлар һазирму дунияниң йетәкчи билим орунлирида оқуп, уларниң алди бу күнләрдә елимиз тәрәққиятиға зор үлүш қошуватиду.
Шуниң билән бир қатарда мошу саһада хизмәт қиливатқан хадимларни маддий вә мәнивий рәғбәтләндүрүшму күн тәртивидин чүшкини йоқ. Йеқинда Қазақстан җумһурийтиниң Конституцияси күни һарписида, биртоп илим-пән вәкиллири елимиз тәрәққиятиға сиңәргән әмгигигә мунасип дөләт мукапатлириға еришти. Уларниң арисида Р.Сулейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси Рәхмәтҗан Йүсүповму (сүрәттә оңда) бар. У «Ғылымды дамытуға сіңірген еңбегі үшін» медали тәғдирләнди.
Өз новитидә биз алим Рәхмәтҗан Йүсүповни ушбу утуғи билән сәмимий тәбрикләп, тениға мустәһкәм саламәтлик вә илмий паалийитигә иҗадий муваппәқийәтләр тиләймиз.

324 рет
көрсетілді0
пікір
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *