• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

«Қушқач болсиму, қассап сойсун» яки Я.Сабитовниң язмишлириға қисқичә изаһ

Гезитханларниң ядида болса, өткән жили «Уйғур авази» гезитиниң 18- вә 25-ноябрь күнлири чиққан санлирида журналист Ядикар Сабитовниң «Тарихни сахтилаштурушқа болмайду яки Бир китапни оқуғандин кейин пәйда болған пикир вә мулаһизиләр» намлиқ мақалиси йоруқ көргән еди. Сатирик язғучи Абдухалиқ Махмут тәрипидин уйғур тилиға тәрҗимә қилинған Увәйсхан Шакировниң «Әлихан төрә Сағуний (һаяти вә иҗтимаий паалийити, 1938 — 1946-жиллар)» намлиқ китави тоғрилиқ тәнқидий көз қарашта йезилған ушбу мақалә гезитта елан қилинғандин кейин, тәһриратимизға келип яки телефон, хәт арқилиқ мураҗиәт қилип, пикир ейтқучилар көп болди. Уларниң һәммиси дегидәк китапта хәлқимиз тарихиға аит бәзи бир мәлуматларниң бурмиланғанлиғиға ечинидиғанлиғини изһар қилип, мақалә муәллипигә уларни паш қилғанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүриду. Әнди мәзкүр китапни уйғур тилиға тәрҗимә қилған Абдухалиқ Махмут болса, шу мақалиға мунасивәтлик тәһриратимизға йоллиған хетидә тамамән башқичә пикир жүргүзүп, наразилиғини изһар қилиду. Әслидә, биз А.Махмутниң ушбу мақалисини вә униңға әкси мәзмунда йезилған башқа гезитханларниң пикирлирини гезитта елан қилишни мувапиқ көрмигән едуқ. Амма Абдухалиқ Махмут өз мақалисини гезитта елан қилиш тәливи билән тәһриратимизға телефон арқилиқ бир нәччә қетим мураҗиәт қилди. Муәллипниң тәливи қанчә қәтъий болсиму, биз уни елан қилмаслиғимиз мүмкин еди. Шундақ болсиму, биз, «Уйғур авази» гезитиниң журналистлири, уни гезитханлар диққитигә тәғдим қилишни тоғра көрдуқ. Буниңға немә сәвәп болди? Сәвәп шуки, кейинки вақитларда әйнә шундақ мақалилирини тәһриратимизға йоллап, гәрчә гезитимизниң ахирқи сәһиписидә: «Редакциягә кәлгән материаллар егисигә қайтурулмайду вә уларға җавап берилмәйду» дегән агаһландуруш раван тилда йезилған болсиму, тәкрар-тәкрар тәһриратқа мураҗиәт қилип, мақалисиниң «тәғдиридин» учур елишқа тиришидиған, йоруқ көрмисә «Уйғур авази» гезити билән у йәрдә паалийәт елип бериватқан журналистлар тоғрилиқ һәр хил гәпләрни тарқитип, өзлирини «қәһриман», «адаләтпәрвәр инсан» қилип көрситидиған муәллипләр көпийип кәтти. Бу һәқиқәткә қанчилик уйғун? Уларниң мақалилирини оқумай туруп, буниңға җавап бериш қийин, әлвәттә. Шуңлашқа биз А.Махмутниң «Қушқач болсиму, қассап сойсун» яки Я.Сабитовниң язмишлириға қисқичә изаһ» намлиқ мақалисини, хаһишлиримизға уйғун кәлмисиму, өз әйни петичә диққитиңларға тәғдим қиливатимиз. Гезитханларға мәлумки, «Уйғур авазиниң» 2011-жилқи 18- вә 26-ноябрьда чиққан санлирида «Тарихни сахтилаштурушқа болмайду, яки бир китапни оқуғандин кейин пәйда болған пикир вә мулаһизилар» намида У.Шакировниң «Әлихантөрә Сағуний» хатирә китавиға беғишланған язмишлар (йеңи, амма нами йоқ жанр болғини үчүн «язмиш» дәп атидим) елан қилинди. Шуниңдин бу ян, «Миллитим», «Вәтиним» дейишмәй оюн-тамашәңни қилип жүрүшсәңчу...» дәйдиғанларниң шатлиқтин ағзи қулиғиға йетип, «Ядикар оғул баликән, Шакиров дегәнниң таза әдивини берипту...», милләткә қилчилик пайдиси тегидиған ишларни көрсә тағдәк хошал болидиғанларниң, «бу У.Шакировқа әмәс, Әлихантөригә қилинған һуҗум бопту. Өзбәк қериндашларниң көңлигә келип қалар, демигинини қара?...» кәби сөзлири қулаққа челиқидиған болуп қалди. Қисқиси, бир-бирини инкар қилидиған гәп-сөзләр еғиздин-еғизға көчүп жүриду. Бу һаләт мениң тилға елиниватқан китапни уйғурчилаштурғучи сүпитим билән аталмиш язмишларға мунасивәт билдүрүшимгә елип кәлди... «Әлихантөрә Сағуний» китавиниң бари-йоқи 500 данила нәшир қилинғанлиғини, «Уйғур авазиниң» болса 14 миңдин ошуқ нусхида (муәллип бу йәрдә мәзкүр мақалә елан қилинған санларни нәзәрдә тутуватиду. — ред.) тарилишини, шу сәвәплик он миңдин көп гезитханниң тилға елиниватқан китаптин хәвәрсизлигини, һәтта Әлихантөрә Сағуний һәққидә дейәрлик чүшәнчиси йоқлуғи еһтималдин жирақ әмәслигини нәзәрдә тутуп, язмишлар һәққидә пикир қилиштин бурун китапниң нәшир қилиниш җәрияни хусусида қисқичә чүшәнчә берип өтмәкчимән. Әлихантөрә Сағуний – өзбәк. 1944 — 1946-жиллири Шәрқий Түркстан Ислам жумһурийитиниң рәиси – президенти, мустәмликидики түркийләрниң, биринчи новәттә, уйғур хәлқиниң миллий мустәқиллигини арзу қилип күрәшкән, әқил-закавитини шу мәхсәт йолиға сәриплигән, полат ирадилик сима.. Буни униң, мирза қамақта турупму мустәмликичи қизил коммунистларниң, болупму 1920 — 1930-жилларда өзбәк, қазақ, уйғурларға елип кәлгән паракәндичиликлири, балайи-апәтлири әксини тапқан «Түркстан қайғуси» әсәри яққал көрситип туриду... КПССқа аһанәт қилсаң тилиңни «кесип» алидиған 1960 – 1973-жиллар арилиғида йезип тамамлиған вә 2003-жили өзбәкчә, 2007-жили һели мәрһум дехан жутдишим Пәйзуллам Худайбердиевниң тәшәббуси вә һамийлиғида кәминә тәрипидин уйғурчилаштурулуп нәшир қилинғандин кейин оқуғучиларда униң иккинчи китавиға болған қизиқиш улғайди. Ақивәт, шу хил тәләп-истәкләр түпәйли «Әлихантөрә Сағуний» хатирә китави 2011-жили нәшир қилинди (Тәрҗимә басмиханиға интернет арқилиқ әвәтилгәндә, уни тәҗрибилик журналист Исмайил Розиев үстидин көргән нусхиси әмәс, биринчи хамәки нусхиси кетип қалғанлиқтин кәткән хаталиқлар үчүн пурсәттин пайдилинип, кечикип болсиму оқуғучилардин кәчүрүм сораймән). Шу аридин сәккиз ай өткәндин кейин (наһайити узақ «издиниш») Я.Сабитовниң бу китап һәққидики язмиши елан қилинди. Язмишлирини қайтилап оқуп чиққандин кейин, «Уйғур авазида» миллитимиз арисида бөлгүнчилик пәйда қилидиған материалларға хатимә берилгәнлигигә қанаәт һасил қилип жүргән бир пәйттә, милләтләр арисида низа пәйда қилиши еһтимали бар мақалини көрүп қәлбим шүркинип кәтти... Һәр қандақ рәсмийәтчиликләрдин хали ейтиш вә тән елишимиз керәкки, биз, уйғурлар, қәйәрдә яшишимиздин қәтъий нәзәр, өзгә милләтләрниң ярдими, хәйрихаһлиғи, һисдашлиғиға муһтаҗ милләт. Шундақ екән, өзгиләргә, болупму қазақ, қирғиз, өзбәк қериндашларға һөрмәт билән қарап, зиддийитигә тегидиған иш-һәрикәт, гәп-сөзләрдин сақлинишимиз керәк. Бу ейтилғанларға Я.Сабитов билән уни қоллиғучилар, «бу милләткә әмәс, У.Шакиров билән Әлихантөриниң «ойдурмилириға» қарши йезилған нәрсә, сән униңдин путақ чиқарма...» дейиши турған гәп. Дәрвәқә, мақалиниң шәкли көрүнүши шундақ. Мәзмун җәһәттин болса, У.Шакировни әйипләшкә, Әлихатөриниң барчә қилған-әткинини йоққа чиқиришқа қаритилғанлиғи «корларғиму» көрүнүп туриду. Һаятта һалқилиқ яхши, яман иш-һәрикәт, гәп-сөзләрниң «қанатлиқ» болидиғанлиғи йеңилиқ әмәс. Демәк, баштин ахириғичә Әлихантөриниң инқилавий паалийитини йоққа чиқиришқа қаритилған язмишларниң Ташкәнткә йетип бериши, Сағунийни чоң дөләт әрбаби, диний вә илмий алим дәп пәхирлинидиған өзбәк хәлқиниң қолиға чүшүши, қулақтин-қулаққа йетип, ақивәт миңлиған, он миңлиған өзбәк қериндашларда миллитимизгә нисбәтән сәлбий көз қарашларниң шәкилләнмәслигигә ким кепиллик қилалайду? Бу өз новитидә у йәрдики уйғурлиримизниң үзини йәргә қаритип қоймайду, дегили боламду? Мән жуқарқидәк қорқунучлуқ тәхминни ойлап чиқарғиним йоқ. Буниңға паспортидики «өзбеклигини» демисә, туғулушидинла уйғур болуп кәткән бир тонушум, ениғирағи, Алмута шәһиридики Развилка мәһәллисиниң жигит беши Пазилҗан (фамилиясини билмәймән), язмишларниң биринчи қисми чиққан күнниң әтисила бир муһимда учришип қелип: «Бу Я.Сабитов дегән адәм өзбәкләргә неманчила өч? «Өзбәкләрниң көңлигә келип қалар» демәй, гезитниң шуни елан қиливатқинини қараң...», дегәнлири сәвәпчи болди. Дәрһәқиқәт, Я.Сабитовниң язмишлиридин худди шундақ мәзмун келип чиқиду. Буни муәллипниң язмишини, «һәр қандақ милләтниң тарихини… һәқиқий милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр пәрзәнтлири язғандила у ишинәрлик, чин тарих болидудин» башлап, У.Шакировқа бағлаштурушидинла «мана мән» дәп көрүнүп туриду. Мән «Әлихантөрә Сағуний» хатирә китавиниң муәллипи болмиғанлиғимдин, Я.Сабитовниң «пикир, мулаһизилири» хусусида бәс-муназирә қилиш мәҗбурийитимму йоқ еди. Бирақ, китап вә Я.Сабитовниң язмишлириға мунасивәт билдүрмисәм сөз болуватқан китап билән тонушлуғи йоқ гезиханларда бир яқлима чүшәнчә һасил болуп қелишини нәзәрдә тутуп, һалқилиқ-һалқилиқ мәсилиләр үстидә, (көчәрмиләр билән бәт толтуруш адитим болмиғанлиқтин) қисқичә тохтилип өтүшни мувапиқ көрдүм. Буниң биринчиси У.Шакировқа тәәллуқ. Муәллип билән йеқин тонушлиғим болмисиму, маңа униң йеши атмиштин ашқанлиғи, алий мәлуматлиғи, бовисиниң вәз-несиһәт, вәсийәтлирини аңлап иман-етиқатлиқ болуп өскәнлиги, атиси йезип ахириға чиқиралмиған «Әлихантөрә Сағуний» хатирә китавини қәләм әһли әмәслигигә қаримай, неһайисиға йәткүзүп нәшир қилғанлиғи мәлум. Иккинчиси, «Әлихантөрә Сағуний» Я.Сабитов әнсизчиликкә чүшүп, җар селип кетидиған дәриҗидики уйғур оқуғучилириға министрлик тәрипидин теңилған дәрислик китапму яки мәлум тарих институти тәстиқлигән илмий әсәрму әмәс. У биринчи новәттә Әлихантөриниң инқилавий паалийитини, шу арқилиқ Үч вилайәт инқилавини өзбәк хәлқигә тонуштурушни мәхсәт қилип, өз сәвийәси дәриҗисидә бәдиийләштүрүп йезилған хатирә. Шуниң үчүн муәллип пайдиланған әдәбиятларниң тизимлирини (бәтлирини әмәс) бериш билән чәкләнгәнлигини чүшинишкә болиду, дәп ойлаймән. Әйни вақитта, мәнбә бир дәвир вақиәлири болғанлиқтин, У.Шакиров пайдиланған, өзгә китаплардики бовисиниң хатирилиригә охшайдиған тәпсилатларни, «көчәрмиләр қош тирнақ ичигә елинмиған» дейиш билән чәкләнсиму болидиған гәпни, Я.Сабитов худди интайин ховуплуқ җинайәтчини тутуп алғандәк, әсәбийлишип көчәрмиләрни көчирип бәт толтуруп, гезитханларни «галваң» қилғиниға әпсуслинип кәттим... Мениң нәзәримдә, өзгиләр тәрипидин уйғурлар һәққидә нәшир қилинған көплигән тарихий әсәрләр худди урупла истимал қилишқа болмайдиған буғдайға охшайду. Буғдайни териш, өстүрүп, жиғип, үгүт қилип тартқандин кейин нан, тамақ қилип йәйдиған гәп. Шуниңға охшаш У.Шакиров бовисидин қалған «буғдайни» терип, өстүрүп берипту. Әнди уни «Немишкә нан йеқип бәрмидиң?» дәп яқисиға есилип, тәнә-тапа қилиш — әқли җайида адәмниң иши болмиса керәк? Я.Сабитовниң уйғурларни көп санлиқ өзбәк қериндашларға тонуштурушқа сәриплигән меһнити үчүн У.Шакировқа һуҗум қилиштин алдин «Тәшәккүр!» дейишниң орниға, барлиқ «талантини» «буғдайниң ичидин қәһри, буя уруқлири билән чава» издәшкә сәрип қилиши толиму һәҗәплинәрлик иш бопту?.. Үчинчидин, Я.Сабитов У.Шакиров бовисиға тәәллуқ немики ейтса, («Шәрқий Түркстан Ислам җумһурийити» (бу нам З.Сабирниң «Ана юрт» романидиму бар) дегән намниң 1945-жили 17-октябрьдики һөкүмәт вәкиллириниң учришишидин кейинла «үч вилайәткә» өзгәргәнлиги, Рәһимҗан, Зунун Тейип, Александрларниң Қорғасқа қечип барғанлиғи, Әлихантөриниң баш консул Дубашин билән болған сөһбәтниң мәвһүмлиги, һәрбий штабниң истиқбалдики муһим иш- планлири қариливатқан жиғинға маршал Әлихантөриниң қатнашқанлиғи...) уларниң асассизлиғини, худди шу вақиәләрниң бешида турғандәк, «Болмиған!, «Қилмиған!» дәп, кесип ейтипту. У.Шакировниң бовисидин аңлиған иш-һәрикәт, гәп-сөзлиригә дәлил керәкмиш. Дөләт рәһбирини мунчилик пәскә уруш өзбәкләрниңла әмәс, халиса пикир қилидиған уйғурларниңму наразилиғини пәйда қилишини сақит қилишқа болмайду. Мән китап муәллипи болмиғанлиғим үчүн уни дәлилләшкә күчму, вақитму сәрип қилмаймән. Сәвәви, азирақла пикирләш қабилийити бар миңлиған гезитхан (гәрчә китапни оқумиған болсиму) җумһурийәт рәиси-президенти, миллий армия маршалиниң әмәлгә ашурған иш-һәрикәт, гәп-сөзлирини ялғанға чиқириш үчүн шу дәвирниң қатардики җәңчи, офицерлириниң ейтқан, язғанлирини дәстәк қилишлириға ичидә болсиму күлүп қойиду, дәп ойлаймән. Я.Сабитов язмишлириниң ахирида «А.Махмудов китапниң кириш сөзидә йәнә, «әнди беваситә қолиңиздики әслимигә кәлсәк, әсәр үч вилайәт миллий-азатлиқ инқилавиниң муһим сәһипилиридин бирини тәшкил қилиду. Ишәнчим камилки, буниңға сиз әсәрни оқуш жәриянида һазирғичә һеч ким тәрипидин ейтилмиған бир талай мәлуматларға дәхил болуш җәриянида толуқ көз йәткүзисиз» дәп, әсәргә жуқури баһа бәргән. Лекин китапни оқуш җәриянида шәхсән мән, тәрҗиман тәкитлигәндәк, «бир талай йеңи мәлуматларға» дәхил болалмидим», дәпту. Мән болсам, китапта ейтилған, амма Сабитов өзи һазирғичә һеч йәрдә оқумиған вә аңлимиған йеңи мәлуматларни инкар қилип, төрт сәһипини толтурғиниға қаримай, йәнила демәкчи болған муддиасини очуқ йәткүзәлмигәнлигигә дәхил болдум. Әйни бир пәйттә шунчә төккән «тәригә», Й.Азаматовниң сирлиқ сахавитидин (бир китапни яманлашқа төрт сәһипә аҗритиш гезит тарихидики тунҗа йеңилиқ- вақиә болса һәҗәп әмәс) тоғра пайдилиналмиғиниға қәлбән ечинип кәттим... Дәрһәқиқәт, Журналистлар иттипақиниң әзаси, өзгиләрниң әсәрлиридин «нәмунә» елип мақалә йезишниң маһири, тәрҗиман Я.Сабитов җанаплириниң һеч болмиғанда «Әлихантөрә Сағуний» китавиниң 198-бетидики: — «Яқ, Абдукерим, сиз узағираққа қараң, —деди Әлихантөрә бешини тутуп бир дәқиқә хиял сүргән һалда, адити бойичә әтрапиға бир қарап чиқип, — қураллиқ ғазат қилиш қийин. Әллик, йүз жилда бир нәсип қилиду бу иш. Шунчә қурванлар бәрдуқ. Бирла Шихо җеңидә йәттә-сәккиз йүз жигит көз жумди. Шунчә қурванлар бәдилигә залим һөкүмәтни зиминимиздин һайдап чиқиралмисақ, шеһитлиримизға немә дәймиз? Каззап һөкүмәт йеримизгә бешини тиқип алса, бизгә күн бәрмәйду. Әллик-атмиш жилдин кейин улар чүмүлидәк көпийиду. Чүмүлиму имарәтни ғулитиду...» дегәнләрни көчирип елипла, униңға, «Һай, оқурмәнләр! «Әлихантөрә Сағуний» китави қолуңларға чүшүп қалса, хуңвәйбинләрдәк дәррула көйдүрүветиңлар! Әкис һалда Сағунийниң жуқарқидәк сөзлирини бала-җақилириңлар оқуп қалса, бир күнлири «таққа» таш етип течлиғимизни бузуши мүмкин!...» десила болидиған гәп екән. Қисқиси, Я.Сабитовниң сәккиз ай издинип, йә тилға еливатқан китавиниң жанрини тапалмай, йә әсли муддиасини ейтишқа еришәлмигәнлигини көрүп даналар, «Қушқач болсиму, қассап сойсун» дәп, бекар ейтмиған екәндә, дәп қалдим...

Абдухалиқ МАХМУТ,

Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, «Илһам» мукапитиниң саһиби.   Илавә: көрүп турисиләрки, Абдухалиқ Махмут өзи уйғур тилиға тәрҗимә қилған китапта орун алған камчилиқлар тоғрилиқ йезилған асаслиқ тәнқитләрни сәмимий қобул қилип, ечинишниң орниға, «йоқ йәрдин путақ чиқирип», мәсилини тамамән башқа яққа бурап кәткән. Бизниң пикримизчә, Я.Сабитов өзиниң мақалисида А.Махмут ейтқандәк әзәлдин қериндаш болған уйғур билән өзбәк хәлиқлириниң арисиға от селишни мәхсәт қилмиған. Униң өзбәк хәлқигә, җүмлидин Әлихан төрә Сағунийға нисбәтән һеч қандақ ғәрәз ойиму йоқ. У пәқәт китапни оқуш җәриянида Увәйсхан Шакировниң көплигән әдәбиятлардин көчиривалғанлиғини, көчәргәндиму өз әйни петичә әмәс, бәлки хәлқимиз тарихиға мунасивәтлик бәзи бир мәлуматларни өзгәртип, бурмилап көчәргәнлигини, шу арқилиқ миллий қәһриманлиримизниң шәнигә дағ чүшәрмәкчи болғанлиғини байқап, бу адаләтсизликкә бепәрва қарашқа виждани яр бәрмигәнлигидин қолиға қәләм елишқа мәҗбур болған. Мундақ әһвалда өз хәлқини чин сөйгән һәр қандақ милләтниң вәкили шундақ қилған болар еди дәп ойлаймиз. А.Махмут болса, буни «У.Шакировни әйипләшкә, Әлихан төриниң барчә қилған-әткинини йоққа чиқиришқа» қаритилған мақалә дәп һесаплайду. Биз болсақ, униң бу пикригә қошулалмаймиз. Сәвәви, Я.Сабитовниң мақалисида учришидиған «Йеқинда Алмутида Увәйсхан Шакировниң «Әлихан төрә Сағуний» намлиқ китавиниң нәшир қилинғанлиғидин хәвәр тепип, 1944-жилқи Шәрқий Түркстан миллий-азатлиқ инқилавиниң жирик рәһбәрлириниң бири, һәқиқий мустәқилчи, мәзкүр инқилапта хәлиқни җипсилаштуруп, гоминдаңчи басқунчиларға қарши сәпәрвәрликкә кәлтүрүшкә чоң төһпә қошқан муһтәрәм Әлихан төрә Сағунийниң һаят-паалийити тоғрилиқ китап екән дәп, уни оқуп чиқтим» дегән җүмлиләр муәллипниң Әлихан төригә нисбәтән сәмимий иҗабий көз қарашта екәнлигигә купайә болса керәк. Буниңдин шундақ хуласә чиқиришқа болидуки, Я.Сабитов өз мақалисида китаптики баш қәһриманни әмәс, бәлки униң муәллипиниң шундақ камчилиқларға йол қойғанлиғини қаттиқ тәнқит астиға алиду. А.Махмут шундақла мәзкүр мақалиниң «қулақтин-қулаққа йетип», он миңлиған өзбәк қериндашларда миллитимизгә нисбәтән сәлбий көз қарашларниң шәкиллинишигә түрткә болидиғанлиғидин хаватирлинип, «өзбәкләрниң көңлигә келип қалар» демәй, көпчилик диққитигә тәғдим қилғанлиғи үчүн «Уйғур авази» гезитиниму әйипләйду. Әгәр Я.Сабитовниң мақалиси, һәқиқәтәнму, хәлиқләр арисида зиддийәт пәйда қилидиған мәзмунда йезилған болса, биз уни һәргизму гезитта елан қилмиған болар едуқ. Чүнки, биз, журналистлар, бу мәсилиниң интайин назук екәнлигини яхши чүшинимиз. Мошу йәрдә җумһурийәтлик иҗтимаий-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң баш мавзуси — хәлиқләр достлуғи екәнлигини һәм көплигән жиллар җәриянида униң хәлиқләр достлуғиниң күйчиси сүпитидә елимиздики сәясий турақлиқниң, течлиқ билән хатирҗәмликниң мустәһкәмлинишигә төһпә қошуп келиватқанлиғини алаһидә қәйт қилғумиз келиду. Узақ жиллардин бери гезитимизниң турақлиқ оқуғучисила әмәс, шуниң билән биллә турақлиқ муәллипи болуп келиватқан қәләмдишимиз буни байқимиған болса, һәйран болуштин башқа амалимиз йоқ. Қизиқ, Абдухалиқ Махмут өзи Увәйсхан Шакировниң «уйғурларниң көңлигә келип қалар демәй», тарихимизни немә үчүн сахтилаштурушқа тиришқанлиғи тоғрилиқ баш қатуруп көрдимекин? Яки достлуқниң мустәһкәмлинишигә пәқәт биз, уйғурларла, мәнпийәтдар болуп, башқилар үчүн униң кериги йоқму? Һәр қандақ милләтпәрвәр инсанниң ғәзивини қозғайдиған камчилиқ-нуқсанларға толуп-ташқан китапни уйғур тилиға тәрҗимә қилған А.Махмутниң мундақ достлуқпәрвәрлигини қандақ чүшинишкә болиду? Өзини көрмәй, өзгидин әйип издәшкә интилған А.Махмут «Я.Сабитов «көчәрмиләр қош тирнақ ичигә елинмиған» дейиш биләнла чәкләнсә болатти» дәп, камчилиқни көрсиму көрмәскә салиду. Ва бәлли, мана, бу Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси (!) болған кәспий қәләм саһибиниң мәвқәси. Әслидә иҗадийәттә биридин көчиривелиш әмәлини — плагиат, иҗадий оғрилиқ дәп һесаплайду. Бу шәрмәндичилик һәм униң үчүн иҗат оғриси җавапкәрчиликкә җәлип қилиниши лазим. Униң үстигә Увәйсхан Шакировниң китавидики «көчәрмиләр» пәқәт қош тирнаққа елинмиғанла әмәс, бәлки бурмилинип, өзгәртилип берилгән. Тәрҗиман буларғиму әһмийәт беришниң һаҗити йоқ дәп һесапламду йә? Мошу йәрдә шу нәрсиниму ейтмай мүмкин әмәски, әйнә шундақ әһмийәт беришниң һаҗити йоқ дәп жүрүп, көплигән қәдрийәтлиримиздин айрилип қеливатқанлиғимиз аччиқ һәқиқәт. Әгәр һәммила зиялилар Я.Сабитов охшаш тарихимизни өз хәлқиниң мәнпийити үчүн бурмилаватқан шәхсләргә дәрру рәддийә беришкә җүръәт қилип, һәқиқәтни ашкарилап турғинида, әҗдатлар мирасини бейиталмисақму, тәл-төкүз әвлатларға өткүзүп бәргән болар едуқ. Өзгиләр йоқтин бар һасил қиливатса, биз, әпсус, бепәрвалиғимиз билән өзимизниң йилтизиға өзимиз палта чепиватимиз. А.Махмут мақалисида «йеңи, амма нами йоқ жанр болғини үчүн «язмиш» дәп атидим» дәп Я.Сабитовниң мақалисиға нисбәтән өзиниң сәмимий көз қарашта әмәс екәнлигини очуқ изһар қилиду. Шунчә жиллардин бери әдәбият мәйданида қәләм тәвритип, язғучи сүпитидә көпчилик тәрипидин етирап қилинған иҗаткарниң бирәр әсәр тоғрилиқ йезилған мақалиниң, униң иҗабий яки тәнқидий, ихчам яки көләмлик болушидин қәтъий нәзәр, «тәқриз» дәп атилидиғанлиғини һәм униң һеч қандақ йеңи жанр әмәс, әзәлдин моҗут екәнлигини билмәслиги һәҗәплинәрлик. Бирақ у өзиниң сатирик язғучи екәнлигини маһиранә тәнтәнә қазандурған һалда мақалисиға «Қушқач болсиму, қассап сойсун» дәп кинайилик мавзу қоюпту. Әслидә бу мавзу «Һәр қандақ хәлиқниң тарихини биринчи новәттә шу хәлиқниң өз тарихчилири, йәни һәқиқий милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр пәрзәнтлири язғандила у ишинәрлик, чин тарих болиду» дегән сөзләр билән башлинидиған Я.Сабитовниң мақалисиға қоюлғинида, «алтун үзүккә яқут көз ярашқандәк» бәкму мас келәтти. Лекин А.Махмут «гөшниң бәрикитини қачурған «қассапни» көрмәй, униң сәвәплирини паш қилған «һәқиқий қассапни» әйиплигәнлиги ечинишлиқ. Бу пәқәт гезит хадимлириниңла пикри әмәс. Униңға көплигән гезитханларниң қошулидиғанлиғини тәһриратимизға келип чүшкән вә диққитиңларға тәғдим қилиниватқан төвәндики инкасларму тәстиқләйду дәп ойлаймиз.   Инкаслар

Намайәндилиримизгә күйә яқмайли

Биз, Алмутида истиқамәт қиливатқан «Билим юрти» мәшрәп әһли, Увәйсхан Шакировниң Абдухалиқ Махмут тәрипидин уйғур тилиға тәрҗимә қилинған «Әлихан төрә Сағуний» китавини диққәт билән оқуп чиқтуқ. Уни баш қошуп қалған пәйтлиримиздә өз ара муһакимә қилғинимиз билән, ой-пикирлиримизни мәтбуат арқилиқ изһар қилиш мүмкинчилиги туғулмиди. Шуңлашқиму «Уйғур авазиниң» өткән жилқи 46-47-санлирида журналист Ядикар Сабитовниң «Тарихни  сахтилаштурушқа болмайду яки Бир китапни оқуғандин кейин пәйда болған пикир вә мулаһизиләр» сәрләвһилик мақалиси йоруқ көргәндә, униңдики көңлимиз су ичкидәк пикирләрни көрүп, бәк қайил болдуқ. Я.Сабитовниң Увәйсхан җанаплириниң тарихий фактларни бурмилиғанлиғи, шундақла бәзи мәлуматларни башқа муәллипләрниң китаплиридин сөзму-сөз көчирип алғанлиғи һәққидики ениқ дәлиллирини толуғи билән қоллап-қувәтләймиз. Миллий инқилап вақтида Әлихан төрини аддий хәлиқ билән зияли әһлиниң алаһидә һөрмәт билән етирап қилғанлиғини инкар қилалмаймиз. Битим вақтида мәхсус вәкилләрниң алтә қетим Үрүмчидин қайтип келип, Әлихан төрә билән мәслиһәтлишип, иш қилғанлиғиму буниңға испат болалиса керәк. Абдукерим Аббасовниң Любинди охшаш җаллатни шәпқәтсиз етип өлтүрүши, униң вәтәнгә қилған садақәтлигиниң, милләтпәрвәрлигиниң, қәһриманлиғиниң нәмуниси екәнлигини испатлап олтиришниң һаҗити йоқ. Шу нуқтәий нәзәрдин алғанда, Зия Сәмәдиниң қәлимигә мәнсүп әсәрләрниң өз тарихимизни билиштә, миллий роһимизни көтириштә йетәкчи роль атқуридиғанлиғини алаһидә тәкитләп өткимиз келиду. Һөрмәтлик гезитхан, биз, уйғурлар, қазақ хәлқиниң «Вәтинимизни биләкниң — күчи, нәйзиниң учи билән қоғдиған» дәп, өз елиниң азатлиғи үчүн күрәшкән батурлирини, ханлирини, сәясий әрбаплирини алаһидә қәдирләйдиған хисләтлирини бойимизға сиңдүрсәк, нур үстигә нур болар еди. Әвзили, хәлқимиз арисидин йетилип чиққан намайәндилиримизгә күйә яқидиған әсәрләрдин еһтият қилайли, демәкчимиз.

«Билим юрти» мәшрәп әһли намидин Туғлуқ Рози, Аблиз Һосман, Авакри

Мәмәттохти вә Аруп МУСА.

 

Ойдурмиларни тоқушниң һаҗити бармиди?

«Уйғур авази» гезитиниң 18- вә 25-ноябрь күнлири чиққан санлирида бесилған журналист Ядикар Сабитовниң «Тарихни сахтилаштурушқа болмайду яки Бир китапни оқуғандин кейин пәйда болған пикир вә мулаһизиләр» намлиқ көләмлик мақалисини оқуғандин кейин, биз төвәндики йолдашлар, мәзкүр мақалә һәққидә өз ой-пикримизни билдүрүшни тоғра көрдуқ. Тарихий вәтинимиздә йүз бәргән Шәрқий Түркстан миллий-азатлиқ инқилавиниң жирик рәһбәрлириниң бири, һәқиқий мустәқилчи муһтәрәм Әлихан төриниң язған әслимә китавини өз вақтида зор қизиқиш билән оқуғандуқ. Әнди униң нәвриси Увәйсхан Шакировниң «Әлихан төрә Сағуний» дәп аталған һөҗҗәтлик китави һәққидә йезилған пикир вә мулаһизиләрни оқуп, көңлимиз ғәш болди. Пүткүл аңлиқ һаятини өз хәлқиниң азатлиғи үчүн сәрип қилип, бари-йоқи 34 йешида хәлқи, вәтини үчүн җенини қурван қилған Әхмәтҗан Қасимий вә шуниңға охшаш инавәтлик шәхсләргә асассиз боһтан чаплинип, хәлқи-аләм алдида уларни абройсизландурмақчи болғанлиғидин әпсусландуқ. Хәлқимизниң иззәт-һөрмитигә еришкән вәтәнпәрвәр, хәлиқчил, вижданлиқ қомандан-рәһбәрлиримизниң шәнигә дағ кәлтүридиған бемәна гәп-сөз қилип, тарихий фактларни бурмилап, һәр хил ойдурмиларни тоқушниң немә кериги бар еди?! Йәнә келип икки қериндаш хәлиқниң арисидики достлуқ мунасивитигә зит келидиған ғәрәзлик китапниң кимгә кериги бар. Әнди бу әсәрни опул-топул уйғур тилиға тәрҗимә қилишниң һаҗити бармиди? Бизчә болғанда, униңға аварә болушниң һаҗити йоқ еди. Пикримизни йәкүнләп ейтқанда, хәлқимизниң сөйүмлүк даһиси Әхмәтҗан әпәнди кәби бүйүк затларниң исим-шәриплирини қарилайдиған китап тоғрилиқ дадил вә объектив пикир ейтқан журналист Ядикар Сабитовни қоллап-қувәтләп, униңға миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз.

Һөрмәт билән Алмута шәһириниң турғунлири Өмәрҗан БАВДУНОВ, Шеривахун БАРАТОВ,  Зерип

 МОЛОТОВ,   Қәһриман ӘМӘТОВ, Нәйим ТУРДИЕВ, Рабул ҖӘРУЛЛАЕВ, Һезмахун ТУРҒАНОВ.

 

Сәмимий тәнқитлигән

Биз сөйүмлүк гезитимиз «Уйғур авазиға» жилда йезилип, башқиларниму миллитимизниң тарихи, әдәбияти, умумән, тәғдири тоғрилиқ материалларни пат-пат берип туридиған бу гезитқа муштири болуңлар» дәп дайим тәшвиқат қилимиз. Һәр һалда гезитқа мақалә йезиватқан муәллипләрниңму дәриҗиси һәр хил. Бизгә болупму, Ядикар Сабитовниң язған мақалилири бәк яқиду. Әлихан төрә Сағуний һәққидә (муәллипи Увәйсхан Шакиров) йезилған китап тоғрилиқ елан қилинған мақалисида Ядикар Сабитов китапта йол қоюлған камчилиқларни наһайити сәмимий, рошән тәнқитләп, гезит оқурмәнлиригә йәткүзгән. Бу Ядикар Сабитовниң һәқиқий милләтпәрвәр қәләм саһиби екәнлигиниң дәлили. Мошундақ хәлқимиз тарихини сахтилаштуруш мәхситидә йезилған әсәрләргә өз вақтида хатимә берилгән мақалилар билән тонушушимизға имканийәт яратқан «Уйғур авази» гезитиниң коллективиға иҗадий утуқлар тиләп, рәхмәт ейтқумиз келиду.

М.БАҺАПОВ,

Ә.РОЗИЕВ,

А.ҺОСМАНОВ.

                                                                                                                                                                         Көктөбә йезиси, Әмгәкчиқазақ наһийәси.

       

723 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы