• Асасий мақалилар
  • 28 Наурыз, 2024

Норуз кәң нишанланди

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Норуз мәйримини нишанлашниң йеңи концепциясигә һәм «Наурызнама» декадисиға мувапиқ 21-норуз Һисдашлиқ күни сүпитидә нишанланди. Нәқ мошу күни Норузға беғишланған асасий мәйрәмлик чарә-тәдбирләр уюштурулди. Бу күни Норуз мәйрими елимизниң барлиқ регионлирида, шуниң ичидә Алмута шәһиридиму кәң нишанланди. Җәнубий пайтәхттики Абай мәйданидин башланған «Көш Наурыз – Думан» мәйрәмлик карвини Астана мәйданида аяқлашти. Карван жүрүшигә миллий кийимләрни кийивалған һәрхил милләт вәкиллири, миңдин ошуқ артистлар қатнашти. Алмутилиқларниң диққитини йоған һарвуға тикилгән юрта бирдин җәлип қилип турди. Карванбешида келиватқан төгиләр, тазы нәсиллик иштлар, қолиға бүркүтлирини қондурувалған қушбегиләр, җәңгивар батурлар обризидики актерлар мәйрәмгә йеңичә түс бәргәндәк болди.


 Мәйрәмгә жиғилғанларни Алмутиға иш бабидики сәпәр билән кәлгән Президент Қасым-Жомарт Тоқаев тәбриклиди.
— Әҗдатлиримиз қедимдин башлап Норузни жил беши сүпитилә нишанлап кәлгән. Һазир Норуз пүткүл хәлиққә ортақ умуммиллий мәйрәмгә айланди. Уни миллитигә, диниға қаримастин, хәлқимиз алаһидә күтиду вә нишанлайду. Дана хәлқимиз: «Яхши сөз – йерим ирис» дәп бекар ейтмиған. Йеңи жилни яхши нийәт, пайдилиқ иш билән башлаш – илгиридин қелиплашқан әнъәнә. Бу күни меһмандост хәлқимиз дәстихан йейип, иллиқ тиләклирини ейтиду. Булақниң көзини ечип, көчәт тикиду, тазилиққа көңүл бөлиду. Норуз мәйрими — хәлқимизниң есил хусусийәтлири әксини тапқан күн. Бийил Норуз мәйрими Рамзан ейи билән биллә кәлди. Қазақ елидә дин билән әнъәниниң уйғунлуғи нәқ мошундақ пәйттә ениқ көрүниду — деди Дөләт рәһбири.


 Президент өзиниң тәбрик сөзидә мустәқиллигимизниң алтун бөшүги болған Алмутини елимизниң мәнивий, илмий вә ихтисадий мәркизи дәп атап өтти.
— Алмута пүткүл Қазақстанниң тәрәққиятиға тәсир қилиду. Шуңлашқа Алмутиниң тәрәққиятини, шәһәр турғунлириниң нәпәси алаһидә диққәт- нәзәримдә. Гөзәл Алмутиниң келәчәктә гүллинидиғанлиғиға ишәнчим камил, —деди Қ.Тоқаев.
Униңдин ташқири, Дөләт рәһбири бийил елимиздә төрт кәңдаирилик лайиһә қолға елинидиғанлиғини қәйт қилди. Шуниң ичидә нурғунлиған исситиш мәркәзлири вә инженерлик торлар йеңилиниду, 12 миң чақирим йол селинип, җөндилиду, 300 миң адәм тәбиий газ билән тәминлиниду. Йеза вә наһийә мәркәзлири турғунлири үчүн йеңи турушлуқ өй программилири ишқа қошулиду. 
— Мошуниң һәммиси хәлиқниң һаят сүпитини яхшилашқа тәсир қилиду. Әлгә, хәлиққә беғишланған мошундақ чариләр җәзмән давамлишиду. Һәммиңларни бүгүнки баһар мәйрими билән чин қәлбимдин тәбрикләймән! Ақ мол болсун. Елимиз теч, хәлқимиз аман болсун! – деди Дөләт рәһбири.
 Шуниңдин кейин Президент мәйрәмлик концертлиқ программини тамашә қилди. Концертта Қазақстан сәнъәт юлтузлири, җүмлидин Димаш Қудайберген, Ерке Есмахан вә башқилар өз һүнәрлирини намайиш қилди.


 Бу күни алмутилиқлар үчүн Астана мәйданида қолһүнәрвәнчилик буюмлириниң көргәзмилири, миллий оюнлар, миллий таамлар һавалә қилинди. Шундақла халиғучилар үчүн қолһүнәрвәнлири һәрхил маһарәт дәрислирини өткүзди. Балилар үчүн цирк оюнлири тәвсийә қилинди. 
 Әлвәттә, Алмутида өткән Норуз мәйримигә алмутилиқ уйғурларму паал қатнашти. Улар миллий кийимләрдә, саз-нәғмиләр, таамлар билән шәһәр турғунлириға мәйрәмлик кәйпият беғишлиди.
— Норуз һәммимиз үчүн алаһидә мәйрәм. Бүгүн шәһиримиздә өтүватқан мәйрәм һәммимизгә хуш кәйпият, үмүтләр беғишлиди. Мана һазир Президентниң тәбригини аңлидуқ. Бүгүн бу йәргә кәлгәнләрниң толиси миллий кийимләрдә кәпту. Һәрхил милләт вәкиллириниң мәдәнийитини, сәнъитини, таамлирини көрдуқ. Норуз йеңилиниш мәйрими, тәбиәт ойғинип, һаят йеңичә башлинидиған пәйт. Пурсәттин пайдилинип, барлиқ қазақстанлиқларни мошу улуқ мәйрәм билән тәбрикләп, утуқ, течлиқ, хатирҗәмлик тиләймән, — дәйду «Алтун булақ» жутиниң жигитбеши Һәмраҗан Сасиқов.
 Иҗтимаий торлардин келиватқан мәлуматларға қарисақ, Әмгәкчиқазақ, Талғир, Панфилов, Уйғур наһийәлиридә жут активистлириниң, мәктәп коллективлириниң уюштуруши билән Норуз кәң нишанланди. Демәк, бу Норуз һәқиқәтәнму хәлиқ мәйримигә айланди дегәнликни көрсәтсә керәк. 

2493 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы