• Спорт
  • 15 Мамыр, 2024

Абу-Дабида утуққа йәтти

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

1-8-баһар күнлири арилиғида Абу-Дабида чоңлар вә өсмүрләр арисида джиу-джитсудин Азия чемпионати өтти. Мәзкүр хәлиқара турнирға дунияниң 30 дөлитидин 450тин ошуқ спортчи, җүмлидин қазақстанлиқ джитсерларму қатнашти. Қазақстан талланма командиси тәркивидә «ARMJJ» бразилиялик джиу-джитсу академиясиниң спортчилири һүнәр көрсәтти.
— Һазир дунияда джиу-джитсуға болған қизиқиш өсмәктә, — дәйду «ARMJJ» бразилиялик джиу-джитсу академиясиниң рәһбири Арманҗан Розахунов. — Буниңдин Қазақстанму истисна әмәс. Бизниң спортчилар дуниядики әң күчлүк спортчилар қатарида туриду. Абу-Дабида өткән Азия чемпионатида бизниң академияниң балилиридин 6 спортчи мукапатлиқ орунларға егә болди. Абдурахман Алиакпаров, Әмирхан Самат алтун алди. Әнди Җамал Розахунов билән Алима Жумадилдинова күмүч медаль елишқа муйәссәр болди. Мариям Оспан вә Камила Капан бронза утувалди. 
 Қошумчә қилсақ, мошу күнлири Филиппинда греплингтин Азия чемпионати өтти. Бу мусабиқидә «ARMJJ» бразилиялик джиу-джитсу академиясиниң спортчилири Алинур Бейсен билән Линара Безрукова чемпион аталди.

138 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы