- Хәйрихаһлиқ
- 20 Маусым, 2024
Шатлиққа толған аилә
Пидаийлар тоғрилиқ сөз қилидекәнмиз, ишәшлик һалда уларни қәһриманлар қатариға ятқузушқа болиду. Бу инсанлар һечкимдин бир тийин һәқ тәләп қилмай, әл-жут, көпчиликниң дәрдигә дава болуп, жириғини йеқин қилидиған әйнә шундақ меһриван адәмләр. Улар, болупму бийил миңлиған қазақстанлиқларниң өй-маканини су бесип, бешиға күн чүшкәндә, һардим-талдим демәй, кечәю-күндүз хизмәт қилди.
Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»
Пидаийларниң ишини Дөләт рәһбириму жуқури баһалаватиду. Президент Қасым-Жомарт Тоқаев виждан әмри билән хәлқи үчүн бепул әмгәк қилип, уларниң қайғу-һәсритигә һәмдәм болуватқан бу шәхсләрниң әҗриниң өзгиләргә үлгә екәнлигиниму алаһидә тәкитлиди. Һәқиқәтәнму, дунияда меһриван инсанлар барлиғи ениқ. Әйнә шундақ чоң-кичик пидаийларниң ярдими түпәйли көплигән қериндашлиримизниң узундин буян һәл қилинмай келиватқан мәсилилири бирәтола йешиливатиду. Өйсиз жүргәнләр өйлүк болуватиду. Тәғдирниң тәқәзаси билән еғир ағриқларға дучар болғанлар йәнила шу пидаийларниң тиришчанлиғи һәм тәшәббускарлиғи нәтиҗисидә сәллимаза сақийип, бизниң қатаримизға қошулуватиду.
Бүгүнкидәк кишиләргә пул бәрмисәң, һәтта орнидин қозғилишни халимайдиған бир заманда әшу пидаийларниң бәзилири йол жирақи демәй, сәрадин шәһәргә яки шәһәрдин йезиға берип, беваситә өзлириниң ишлирини атқуруватиду. Әтияз пәсли келиши билән елимизниң бирқатар вилайәтлири су астида қалғинида, уларниң ким екәнлигигә толуқ көз йәткүздуқ. Тохтимай йеғиватқан ямғурниң астида йеза-кәнтләрни су бесип кетишиниң алдини елишта улар еғир қум қачиланған қапларни тошуватқинини көргинимиздә, әлвәттә, бу вәтәнпәрвәр яшларға апирин ейттуқ. Әнди айримлири жүк машинилирида җумһурийитимизниң җай-җайлиридин келиватқан озуқ-түлүк, кийим-кечәкләрни тарқитип бериштиму чарчидуқ дегини йоқ. Һә, бу һәркимниң қолидин келидиған ишлар әмәслигини инавәткә алсақ, пидаийларни һәқиқәтәнму қәһриманлар десәк, һәргизму ашурувәткәнлик әмәс.
Мана мошундақ әлгә нәп беридиған ишлар билән шуғуллиниватқан Шатлиқ Худайқулов рәһбәрлигидики бир топ қериндашлиримиз йеқинда Уйғур наһийәси Чонҗа йезисида яшайдиған Адилҗан Закиров билән Селимәм Мәхпированиң аилисигә (сүрәттә) өй елип бәрди. Көпбалилиқ бу аилиниң пәтир яллап туруватқини хелә жиллар болған. Уларниң әһвалидин вақип болған йеқинлириниң бири Зулияр Баратов хәйрихаһлиқ паалийәтләрдин хәвири бар Шатлиқ Худайқуловқа мураҗиәт қилиду. Шу-шу болдидә, бу икки жигит заманивий әхбарат васитилирини пайдилинип, йәни Интернет тори арқилиқ ианә топлашқа киришиду. Халисанә ишқа «Арман-мечта» пидаийлар топи қошулиду.
Тәкитләш керәкки, Шатлиқ Худайқулов – йүзлигән өй-макансизларни бәхиткә бөлигән, мәрһум Гүлҗаһан Муратованиң изини бесип, униң ишини давамлаштуруватқан қериндишимиз. У әйнә шу мәрт-мәрданә анимизниң тәшәббуси билән қурулған «Asar-ume» пидаийлар кампаниясигә вакаләтән Алмута вилайитиниң Әмгәкчиқазақ, Панфилов вә Уйғур наһийәлиридә паалийәт елип бериватиду. Жуқурида исим-нәсиби аталған аилигә өй елип бериш мәсилиси көтирилгәндә, әлвәттә, Гүлҗаһан Муратованиң пәрзәнтлири биринчиләрдин болуп, атиған ианисини тапшуриду. Хәйрихаһлиқ паалийити билән тонулған йәнә бирнәччә ака-һәдиләрму бу иштин чәттә қалмайду. Улар имканийитиниң яр беришичә, қол учини суниду. Һә, қалған мәбләғни йүзлигән, яқ миңлиған өзгиниң еғир әһвалиға бепәрва қаримайдиған сахавәтлик шәхсләр һесап-чотиға әвәтиду.
Шундақ қилип, бир аилини бәхиткә бөләшкә йеткидәк пул аз вақит ичидә топлиниду. Бу ишниң бешида турған Шатлиқ Худайқуловниң ейтишичә, Султанмурат Срапилов, Зәйнидин Ғоҗәхмәтов кәби шәхсләр уни һәртәрәплимә қоллап-қувәтлигән. Буниңдин сирт, Чонҗа йезисида истиқамәт қилидиған Әзиз Палтахунов билән Наргиза Қасимова исимлиқ қериндашлиримиз өзлириниң зиммисидики барлиқ вәзипиләрниң һөддисидин бемалал чиққан.
– «Ялғуз атниң чеңи чиқмас, чеңи чиқсиму тозимас» демәкчи, бизгә һәмра болған барлиқ дост-ярәнләргә, көпбалилиқ аилиниң әһвалиға бепәрва болмиған һәммә қериндашларға чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән, – дәйду Шатлиқ Худайқулов. – Әлвәттә, һәрким өзиниң қара қосиғиниң ғемидә яшаватқан бу күнләрдә тапқинини бирәвләр билән бөлүшидиғанлар камдин-кам. Бирақ йоқ әмәс екән. Мана шундақ сахавәтлик инсанларниң ақ нийити түпәйли бүгүн биз «өзимизниң өйи болсекән» дәп арзу қилған бир аилини шатлиққа бөлидуқ. Бу бизгиму, уларғиму алаһидә һөзүр беғишлиди. Төрт күнлүк аләмдә бир-биримизгә яхшилиқ қилғанға немә йәтсун!А
Арзулиған өйниң ачқучини тапшуруш тәнтәниси дағдуғилиқ өтти. У чоқум өй егилириниң һәм униңға сәвәпчи болғанларниң ядида хелила узун вақит сақлиниду. Нағра-сүрнәйләр яңрап, өй егилирини лимузинда елип кәлгинини көргән көпчилик мошуниң һәммисини уюштурған жигит-қизларға апирин ейтишти. Тәнтәнигә иштрак қилған шәхсләр, җүмлидин Чонҗа йеза округи һакиминиң орунбасари Абдусалам Музәппәроғли, Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Арлен Һосманов, наһийәлик Ветеранлар кеңишиниң рәиси Ербол Нурсеитов, Чонҗа йеза округи йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Сәйдәхмәт Қасимов, әмгәк ветерани Сирдаш Палтаев вә башқилар өй егилирини тәбрикләп, уларни мошундақ шатлиққа бөлигән пидаийлар топи билән сахавәтлик инсанларға рәхмитини ейтти.
Немә демәйли, дунияда қәлби сехи меһриван инсанлар бар. Уларниң изгү нийити түпәйли турмуш-тәминати начар, көпбалилиқ аилиләрниң көңлидә үмүт учқунлири пәйда болмақта. Талада қалғини баш-панаға еришсә, ағриғанлар дәрдигә шипа тепиватиду. Биз, әйнә шундақ адәмләрниң бари билән бәхтияр яшимақтимиз. Улар аман болсун!
1331 рет
көрсетілді0
пікір