• Асасий мақалилар
  • 20 Маусым, 2024

Президент су кәлкүнигә қарши күрәшкә паал қатнашқан гражданларни мукапатлиди

Дөләт рәһбири дәсләп бу илгири һечқачан болмиған тәбиий апәт екәнлигини тәкитләп өтти. Қазақстанниң 10 регионида пәвқуладдә вәзийәт елан қилинди. Умумән, 19 миңдин ошуқ өй су астида қалди. 
— Хәтәр кәлгәндә өзиниң өмлүгини йәнә бир қетим көрсәтти. Биз тәбиий апәт йүз бәргән пәйттә һәммимиз бирликтә һәрикәт қилдуқ. Бирпүтүн әл екәнлигимиз ениқ байқалди. Қутулдурғучилар, һәрбийләр, ички ишлар органлири билән һакимийәтләр хадимлири тәвлүк бойи ишлиди. Улар Вәтән алдидики пәрзини атқурди. Бир сөз билән ейтқанда, қәсәмядқа адил болди, — деди Дөләт рәһбири.
 Қасым-Жомарт Тоқаев су кәлкүнигә қарши күрәшкә һәрбий қурулумларниң 63 миңдин ошуқ хадими қатнашқанлиғини алаһидә тәкитлиди. Қутулдуруш операцияси давамида 120 миңдин ошуқ адәм, шуларниң ичидә 40 миң бала бехәтәр җайға көчирилди.
— Бу – қутулдурғучилар билән учқучларниң шиҗаәтлик әмгигиниң нәтиҗиси. Әбиш Кекилбаев «Елини сөйгән инсан әң чоң қайғу – өз хәлқиниң тәғдиридин сирт қелиши» дегән. Миллий пидаийлар системиси тәбиий апәт йүз бәргән пәйттин башлап алаһидә паалийәтчан болди. Улар апәт йүз бәргән регионларға озуқ-түлүк вә башқиму һаҗәт нәрсиләрни йәткүзүшкә күч салди. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Жүректен – жүрекке» акцияси умумий ишқа иҗабий тәсир қилди, — деди Президент. 


 Дөләт рәһбири Кентав шәһиридә туридиған Гауһар Шаймерден исимлиқ оқуғучи қизниң ата-анисиға вәтәнпәрвәр әвлат өстүрүватқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди. У өзи жиғиватқан мәблиғини Қулсары шәһириниң турғунлириға авдурған. Шуниң билән биллә Атырав вилайитиниң турғунлири – тохсәндин ашқан Орынша Тохтыбаққызы билән Әлия Досмуханованиң пидакаранә әмгигини алаһидә тәкитлиди. Униңдин ташқири, Президент ярдәм бәргән қериндаш әлләргә, хәлиқара ширкәтләргә вә тәшкилатларға тәшәккүр ейтти.
— «Һәқиқий достлуқ қийинчилиқта синилиду» дәп бекар ейтилмиған. Бәзибир чәтәллик гражданларму зәрдап чәккән адәмләргә һисдашлиқ билдүрүштин чәттә қалмиди. Мошу пурсәтни пайдилинип, қийин вақитта ярдәмгә кәлгән чәтәллик шериклиримизгә вә достлиримизға чин қәлбимдин рәхмәт ейтимән, — деди Дөләт рәһбири.
 Президентниң ейтишичә, су кәлкүни пәйтидә хәлқимиз бирлиги мәккәм, өмлүги мустәһкәм екәнлигини көрсәтти.
— Су кәлкүни кәлгәндә вәтәндашлиримиз тәбиий апәт билән күришиватқан қутулдурғучиларға ярдәм қолини созди. Улар су басқан регионларда җавапкәр хизмәт мәһкимилиригә ярдәмлишип, қәһриманларчә һәрикәт қилди. Нурғун адәмләр билән һайванатни өз транспорти билән бехәтәр җайларға елип чиқти. Миңлиған сахавәтлик инсанлар судин һимайә қилидиған тосмилар селишқа қатнашти. Умумий күч-ғәйрәтниң арқисида биз әһвалниң җиддийлишип кетишигә йол бәрмидуқ, — деди Президент. 
 Шуниң билән биллә Дөләт рәһбири өзлирини һәқиқий вәтәнпәрвәр һәм җавапкәр граждан сүпитидә көрсәткән пидаийлар әмгигини жуқури баһалап, уларни «һазирқи заманниң батурлири» дәп атиди.
— Мән пидаийлар һәрикитиниң тәрәққиятиға алаһидә әһмийәт беримән. Өзәңләрға мәлумки, 2020-жилни Пидаийлар жили дәп елан қилдим. Мошу вақит ичидә елимиздики пидаийлар һәрикити йеңи дәриҗигә көтирилди. Пидаийларниң күч-ғәйрити түпәйли муһим тәшәббуслар вә лайиһиләр әмәлгә ашти. Әң муһими, биз адәмләрниң мәмликәт билән җәмийәт һаятиға арилишишқа, инсаний қәдрийәтләр билән хусусийәтләргә мувапиқ болушқа дегән нийитини ойғаттуқ. Елимиздики һәртәрәплимә йеңилинишларниң һәрикәтләндүргүчи күчи – адәм. Қолға елинған кәңдаирилик ислаһатлар утуқлуқ әмәлгә ешиши үчүн елимизниң барлиқ гражданлири күч бириктүридиғанлиғиға ишәнчим камил, — деди Қ.Тоқаев.
 Президент өйсиз қалған адәмләргә «Қазақстан халқына» фондидин турушлуқ өй селишқа мәбләғ бөлгәнлигини ейтти. Умумән, 2200дин ошуқ өй селинди. Шундақла 10 миңға йеқин өй мурәккәп ремонтлиниду. 
— Кәлкүнниң зәрдавини йоқитишқа бирқатар тиҗарәтчилиримиз нурғун мәбләғ бөлди. Улар дайим туғулған ели билән биллә екәнлигини ениқ дәлиллиди. Милләт мәнпийитигә мувапиқ җавапкәрлиги зор тиҗарәт дегинимиз мошу. Әлвәттә, халис қалған тиҗарәтчиләрму аз әмәс, уларниң ким екәнлигини яхши билимиз. Биз һечкимни мәҗбурлимидуқ. Һәрким өз хаһишини намайиш қилди, — деди Дөләт рәһбири. 
 Президент өз нутқини хуласиләп, апәт ақивәтлирини йоқитишқа қатнашқан һәрбир гражданға миннәтдарлиқ изһар қилди.
— Һәммиңларға мәлумки, һазир «Таза Қазақстан» акцияси башланди. Бу  наһайити муһим иҗтимаий, һәтта сәясий лайиһә. Униң мәзмуни – милләтни умумий ишқа топлап, елимизни гүлләндүрүш, йеңи экологиялик аң-сәвийәни тәрәққий әткүзүш. Буниңға, әң алди билән, өзәңләр охшаш адил гражданлар тәшәббускар болди. Милләт мәнпийити үчүн қилған әмгәк билән әрлик һечқачан унтулмайду. Шуңлашқа бүгүнки мукапатни хәлиқниң силәргә болған чоң рәхмити дәп қобул қилған тоғра, — деди Президент.
 Мукапатлаш тәнтәнисидә «Зағиптар арманы» накалар җәмийәтлик бирләшмисиниң кативи Әлия Досмуханова, «Основание» ҖЧЙниң экскаваторщиги Владимир Царик вә «Қазсушар» җумһурийәтлик дөләтлик мәһкимиси Ақтөбә шөбисиниң су беришни рәтлигүчиси Шыңғыстав Әблиев сөз сөзлиди. 
 Униңдин кейин Дөләт рәһбири су кәлкүнигә қарши күрәш чарилиригә паал қатнашқан бир топ қутулдурғучини, пидаийлар билән җәмийәт активистлирини, һәрбий хадимлар билән дохтурларни, аддий ишчиларни, шундақла тиҗарәтчи билән чоң бизнес вәкиллирини мукапатлиди. 

3338 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы