- Әхбаратлар еқими
- 27 Маусым, 2024
Дөләт тилини оқутушниң муһим мәсилилири муһакимә қилинди

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»
Мәлумки, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Миллий қурултайниң биринчи олтиришида сөзлигән нутқида қазақ тилини илим-пән тили сүпитидә дуния тиллири қатарида орун елишиниң муһимлиғини тәкитләп, мошу муһим ишни әмәлгә ашуруш үчүн алий оқуш орунлириға, алимлардин башлап барлиқ мәһкимиләргә тапшурма бәргән еди. Әйнә шу мошу мәсилигә мунасивәтлик сешәнбә күни әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң китапханисида алий оқуш орунлириниң филологиялик әмәс мутәхәссисләрниң қазақ бөлүмлиридә «Қазақ тилини оқутушниң муһим мәсилилири» мавзусида «дүгләк үстәл» өтти. Униңға тилшунас алимлар, «Қазақ тили» пәниниң муәллимлири, магистрантлар вә студентлар қатнашти.
Тәкитләш лазимки, Дөләт тилини тәрәққий әткүзүш институти «Дөләт тилини дәриҗилик оқутушниң системиси» лайиһиси даирисидә илмий тәтқиқатлар жүргүзгән еди. Лайиһә муәллиплири балилар бағчиси, мәктәп, колледж, алий оқуш орунлири вә үгитиш курслирида илмий тәтқиқатлар жүргүзүп, нәтиҗидә тилни дәриҗиләр бойичә оқутуш программилирида изчиллиқ билән уйғунлуқниң йоқ екәнлигини ениқлиди.
Мәзкүр лайиһә рәһбири, филология пәнлириниң доктори, Қизлар педагогика университетиниң профессори Тыныштық Ермекова қазақ тилини оқутуш программилирида уйғунлуқ кам, оқутуватқанларниң һәрқайсиси өз программилири даирисидила билим бәрмәктә.
— Елимиздә дөләт тилини оқутуватқан барлиқ мәһкимиләрдә билим еливатқанларниң дөләт тилини қанчилик дәриҗидә өзләштүрүватқанлиғи мәсилиси бойичә кәң илмий тәтқиқатлар һаҗәт. Биз тәтқиқат җәриянида соалнамиләр жүргүзгән едуқ. Шуларниң йәкүнлири бойичә умумий бир системиниң йоқлуғидин айрим камчилиқларниң болуватқанлиғини ениқлидуқ. Елимиздә дөләт тилини оқутуш җәрияни, оқуш-методикилиқ комплексларниң йетишмәйватқанлиғи байқалмақта. Униңдин ташқири, муәллипләр нурғун әмгәкләрни язғини билән қазақ тилини оқутушқа бағлиқ грамматикилиқ материалларни бериш системисида һәл қилишқа тегишлик мәсилиләр бар. Йеңиланған программиниң камчилиқлири мошундақ мәсилиләргә мунасивәтлик чиқиватиду, — деди профессор.
Тәкитләш лазимки, йеңиланған программа җарий қилинғандин кейин у муәллимләр, экспертлар тәрипидин тәңқит қилинди. Дөләт тилини тәрәққий әткүзүш институтиниң жүргүзгән соалнамилири оқуғучиларниң әдәбий тилниң нормилирини яхши өзләштүрмәйдиғанлиғини, китап оқушниң азайғанлиғини, мәктәпләрдә тил үгиниш шараитлириниң айрим камчилиқлирини, оқутуш-методикилиқ қуралларниң, электронлуқ ресурсларниң йетишмәслигини, маддий-техникилиқ базиниң начарлиғини көрсәтти.
«Дүгләк үстәл» давамида дөләт тилини тәрәққий әткүзүш, академиялик стиль, илмий аталғуларни қазақ тилиға киргүзүш вә башқиму муһим мәсилиләр бойичә мәзкүр жиғинға иштрак қилған тилшунас алимлар, мәктәп мудирлири, магистрантлар, муәллимләр өз пикирлирини оттуриға салди.

3159 рет
көрсетілді0
пікір