• Әхбаратлар еқими
  • 11 Шілде, 2024

Йүз қириқтин – 140!

Мана 10 күндин ашти, елимиз йеңилиқлири хроникисида Жаннур Еңсебек һәққидики әхбарат, йеңилиқлар билән биллә униң бәргән сөһбәтлири асасий бәтләрдин орун еливатиду. Бизму өз оқурмәнлиримизни Миллий биртуташ тест (МБТ) тапшурушта әң жуқури 140 балл топлиған оқуғучи билән тонуштурушни дурус көрдуқ. У – Алмута вилайитиниң Талғир наһийәсигә қарашлиқ Қарибулақ йезисиниң 22- умумий билим беридиған оттура мәктивиниң учумкари. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Жаннур Еңсебек тесттики 140 соалниң барлиғиға дурус җавап бәрди. У 1-синиптин тартип 11 жил бойи әла оқуди. «Алтун бәлгү» үмүткари. Тәләпчан бала математика, информатика вә физика пәнлирини сөйүп оқуди. Тестқа тәйярлиқни «Juz40» билим бериш мәркизидә 10-синиптин онлайн түрдә башлиди. У IT саһасини таллап, елимизниң алий оқуш орнида билим елишқа бәл бағлиди.
– Мән – аддий аилидин чиққан бала. Анам башланғуч синип муәллими, дадам – инженер. Бир сиңлим бар. У 6-синипни тамамлиди. Әла оқуйду. Мени һәрхил техника қизиқтуриду. Шуниң билән биллә һесап чиқарғанни яхши көримән. Қәһритан ейида дәсләпки МБТтин 121 балл топлидим, норузда 137 балл алдим. Бирақ уларға грант йоқ. Яздики МБТниң һәр иккилисини пайдиландим. Биринчисидә 132 алдим. Иккинчисидә, ⁠140 максималлиқ балл топлидим. Әнди һөҗҗәтлиримни SDU университетиға тапшуримән. Келәчәктә әхбарат-технологияләр IT хадими болғум келиду, – дәйду учумкар.
Жаннур МБТқа тәйярлиқ давамида һәр күнгә план қуруп, алдиға ениқ мәхсәт қоюп оқуди. Әнди өз ишиниң нәтиҗисини көргәндә көзлиригә яш алди.
– Мениң үчүн «Juz40» мәркизиниң башта вәдә қилған «Hyundai Sonato» автомашиниси чоң мотивация болди. «Уни дадамға соға қилимән» дегән арман билән болдум. Тест тапшуридиған күнниң алдида түни бойи ухлалмидим. Бирақ соаллар оңай болуп көрүнди. Икки саатниң ичидә уларниң барлиғиға җавап берип үлгәрдим. Қалған бир йерим саат җавапларни тәкшүрүшкә кәтти. МБТ нәтиҗилири чиқип, өзәмниң 140 баллни топлиғинимни көргәндә, орнумдин учуп турдум. Көзүмдин яш чиқип кәтти. Жүригим дүпүлдәп, қорқуп кәттим. Бир күнүмниму бекарға өткүзмәй, икки жил бойи күнигә 8 саат тәйярлинип, қилған әмгигимниң лайиқ баһасини алдим, – дәйду Жаннур тәңтушлириғиму мошундақ утуқ тиләп.
Әқиллик жигит билим алған мәркәз вәдисидә туруп, униңға автотранспорт соға қилса, Алмута вилайитиниң һакими 500 миң тәңгә тапшурди.
Тәкитләш керәкки, Жаннур Еңсебек МБТ тарихидики 140 балл топлиған үчинчи оқуғучи. 2018-жили Алмута шәһириниң вә 2021-жили Павлодар вилайитиниң мәктәп учумкарлири мошундақ нәтиҗигә қол йәткүзгән еди.
ҚҖ Илим-пән вә алий билим министрлигиниң мәлуматлири бойичә, МБТ башланғандин бери 264 миң қетим тест тапшурулди. Униң ичидә балиларниң 75% – қазақ, 25% – рус, 197 адәм инглиз тиллирида тесттин өтти. Чәкләнгән баллни 77% бала топлиған. Оттура баллға кәлсәк, у 69 баллни тәшкил қилиду.
2024-жилқи МБТ аяқлашқандин кейин 31-оғузғичә тест тапшуруш давамида чүширилгән видеолар тәкшүрүлиду. Рухсәт қилинмиған буюмларни пайдилиниш яки қаидиләрни бузуш фактлири ениқланған әһвалда тест тапшурғучиниң МБТ нәтиҗилири йоққа чиқирилиду.

748 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы