• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 11 Шілде, 2024

Чоңқур билим вә жуқури мәдәнийәт егиси

Мениң Алмутидики һазирқи «Самай» математика-лингвистикилиқ мәктиви» дәп атилидиған билим дәргаһида ишләватқинимға 25 жилдин ешипту. Чарәк әсир давамида бир орунда хизмәт қилғачқа, узун жил биллә ишлигән айрим кәсипдашлирим маңа қериндаштәкла болуп кәтти. Уларниң бәзилири, мәлум сәвәпләргә бола, иштин кәтсиму, һелиғичә алақимизни үзмәй, арилишип келиватимиз. Шуларниң бири – мәзкүр мәктәпниң һулини қурған вә узун вақит униң тәсисчиси һәм мудири болған мениң педагогика саһасидики устазим, сәпдишим һәм рәһбирим, педагогика пәнлириниң доктори Ризвангүл Ильясовадур. 
 Һелиму ядимда, өткән әсирниң 90-жиллири мустәқил Қазақстанда шәхсий мәктәпләр барлиққа келишкә башлиди. Шуларниң бири – хәлқимиздин чиққан тонулған карханичи, меценат Дилмурат Кузиевниң тәшәббуси вә қоллап-қувәтлиши билән Алмутида ечилған «Үмүт» шәхсий мәктивидур. Әйнә шу вақиттин, ениғирағи, 1998-жилдин мәзкүр билим дәргаһиниң тизгинини қолға алған пешқәдәм устаз һәм алимә Ризвангүл Әршидинқизи уни та 2010-жилғичә башқурди. Пәқәт «башқурди» десәк азлиқ қилиду, әлвәттә, шәһәрдики алдинқи қатарлиқ мәктәпләрниң қатариға қошти. Бирнәччә жил шәһәрдики беналарни иҗаригә елип ишлисә, 2006-жили шәһәрниң ғәрбий қисмиға үчқәвәтлик мәктәп бенасини салди. Уни заманивий техника васитилири вә җиһазлар билән җабдуқлиди. Инфляциягә бағлиқ хадимларниң маашлирини өстүрүп турди. Паалийитини 26 оқуғучи билән башлиған бу қутлуқ маканда тәһсил көрүватқан оқуғучиларниң вә мәктәп йенидики балилар бағчиси тәрбийиләнгүчилириниң сани һазирқи таңда төрт йүздин ашти. 
 Тәдбирчан рәһбәр елимиздә йүз бәргән ихтисадий боһран дәвридиму, өзиниң бешиға күн чүшкән пәйтләрдиму, барлиқ синақларға бәрдашлиқ берип, өзиниң «биринчи өйигә» айланған мәктәпни сақлап, риваҗландуруш йолида җанпидалиқ билән әмгәк қилди. «Бойнидики» жуқури пайизлиқ несийәләрдин қәтъий нәзәр, өзи зиян тартсиму, қол астидики хадимлириниң маашлирини кечиктүрмәй, вақтида берип кәлди. Инсан сүпитидә бәк силиқ-сипайә, меһриван болсиму, ишта бәк тәләпчан болди. Һәр күни һәрбир муәллимниң дәрисигә кирип, тәһлил қилиштин, һаҗәт болғанда методикилиқ ярдәм бериштин ялиқматти. Униң адәмләр билән муамилә қилиш мәдәнийитиниң өзи бир дуния. Йәни «силиқ сөзи билән иланни инидин чиқиридиған» қабилийәткә егә еди. Иштин сирт вақитларда муәллимләрниң әң йеқин достиға, меһриван ғәмхорчисиға айлинатти. Айниң ахирида «Мән бүгүн мааш алдим» дәп (мәктәптин сирт Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетида оқутқучи болуп ишләтти – З.А.) бизни кафеға апирип, меһман қилатти.
 Ризвангүл Әршидинқизи башқурған жилларда мәктивимиз билим сүпити вә паалийәтчанлиғи җәһәттин шәһәрдики алдинқи қатарлиқ оқуш орунлиридин болди. Тест синақлири бойичиму йетәкчи орунларни бәрмидуқ. Һәрхил сәясий-мәдәний чарә-тәдбирләр алий дәриҗидә өтәтти. Оқуғучиларниң һәртәрәплимә риваҗлиниши үчүн дәрисләрдин сирт инглиз, түрк, хәнзу тиллирини үгиниш мүмкинчилиги яритилди. Шахмат, шашка, бәдиий һәвәскарлар, спорт өмәклири турақлиқ паалийәт елип барди. Қисқиси, рәһбиримиз мошуниң һәммисигә җиддий әһмийәт берип, барлиғини өз назаритидә тутатти. Мәктәп ечилған дәсләпки күндин башлап мениң билән биллә биз, кәсипдашлири – Сабила Мырзашқизи (у бирнәччә жил мәктәп мудири хизмитини атқурди), Бәһрәмпаша Һасанҗанқизи, һели мәрһум Роза Оспанқизи, Самиға Қалиқизи билән Лейла Сапарғалиқизи қатарлиқ көплигән устазлар уни заман тәливигә мувапиқ йеңи-йеңи тәшәббуслиримиз вә иш-тәҗрибимиз билән йеқиндин қоллап-қувәтләп, билим дәргаһимизниң шәнини қоғдашқа бар күч-ғәйритимизни сәрип қилаттуқ. 
 Тәкитләш керәкки, Ризвангүл Әршидинқизи маарип саһасидики шиҗаәтлик әмгиги билән қатар Қазақстан илим-пәниниң тәрәққиятиға мунасип төһпә қошқан истедатлиқ алимә. У дәсләп әл-Фараби намидики Қазақ Миллий университетида хизмәт қилса, кейин узун жиллар давамида Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң Информатика вә әмәлий математика кафедрисида оқутқучилиқ қилип, шу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Елимиздики йетәкчи оқуш орунлирида әмгәк қилиш җәриянида мустәқил Қазақстанниң билим бериш системисини әхбаратлаштуруш асаслирини егилигән, билимлик һәм қабилийәтлик мутәхәссисләрни тәйярлаш йолида тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурди. Җүмлидин физика-математика пәнлириниң доктори, профессор Абдумәулен Бердышевниң рәһбәрлигидики хадимлар — «Информатика» мутәхәссислиги бойичә билим бериш системиси бакалаврлириға беғишланған муһим әһмийәткә егә программиларниң вә көплигән илмий мақалилар билән монографияләрниң, шундақла мәктәпләр билән алий оқуш орунлириға беғишланған дәрисликләрниң муәллиплири елимизниң маарип саһасиниң һәртәрәплимә тәрәққий етишигә салмақлиқ төһписини қошти. 
 Мошу йәрдә шуни алаһидә тәкитләп өтүш лазимки, «Информатика» билим бериш программисиниң асасий мәхсити — Қазақстан Җумһурийитидики алий, кәспий вә оттура билим бериш системисини риваҗландурушқа, билим бериш саһасиға әхбаратлиқ коммуникациялик технологияләрни киргүзүшкә, шундақла билим бериш мәһкимилирини имканийәтниң яр беришичә заманивий компьютерлиқ техника билән тәминләштин ибарәт. Кафедра хадимлири сүпәтлик билим җәриянини уюштурушқа алаһидә көңүл бөлди. Ениғирағи, оқутушниң интерактивлиқ үлгисидин, заманивий әхбарат технологиялиридин, электронлуқ дәрисликләрдин үнүмлүк пайдилиниш мәсилисигә җиддий диққәт ағдурди. Студентлар оқуш-методикилиқ комплексларға әмәл қилған һалда, лабораториялик тәҗрибә жүргүзүш вә өз алдиға мустәқил иш елип бериш бойичә кафедра оқутқучилири тәрипидин тәйярланған методикилиқ материалларға тайинған һалда пухта билим алди. Ейтиш керәкки, кафедриниң профессорлири билән оқутқучилири пәқәт факультет яки университет даирисидики җәмийәтлик ишлар биләнла чәклинип қалмай, чәт әлләрдә уюштурулидиған хәлиқара илмий әнҗуманларға қатнишип, лекцияләр оқуди, илмий тәҗрибиләрдин өтти. Айримлири елимиз илим-пәнигә қошқан салмақлиқ төһписи түпәйли дөләт тәрипидин маддий вә мәнивий мукапатларға еришти. Педагогика пәнлириниң доктори, профессор А.Бердышев билән педагогика пәнлириниң намзити, профессор Г.Халықованиң «Билим дәргаһиниң әң илғар оқутқучиси» грантиға егә болуши сөзүмниң испати болалиса керәк. 
 Мошу йәрдә гәп болуватқан кафедриниң илмий-тәтқиқат паалийити асасән мәктәпләр билән алий оқуш орунлирида информатика вә әхбаратлиқ технологияләрни оқутушниң методикилиқ системисини тәрәққий әткүзүш, билим бериш системисини әхбаратлаштуруштин ибарәт болғанлиғини тәкитләп өтүш орунлуқтур. Илмий-тәтқиқат ишлириниң нәтиҗилири мақалә яки монография сүпитидә нәширдин чиқти һәм улар дәрисликләрни тәйярлаш җәриянида пайдилинилди, улар шундақла җумһурийәтлик һәм хәлиқара әнҗуманларда муһакимә қилинди. Студентлар арисида илмий-тәтқиқат ишлирини уюштурушқиму йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлүнди. Уларниң ичидики әң яхши ишлар илмий әнҗуманларға тәвсийә қилинди. Кафедра пәқәт елимиздики алий оқуш орунлири, илмий-тәтқиқат институтлири, ІТ компаниялири биләнла әмәс, шундақла чәтәллик илим-пән әһли билән йеқиндин мунасивәт орнитип, улар билән һәмкарлиқта муһим әһмийәткә егә ишларни әмәлгә ашурушқа зәмин яратти. Бу хилдики иҗадий мунасивәтләр студентларни билим даирисини кәңәйтишкә, мол тәҗрибигә егә болушқа, университетта алған билимини әмәлиятта пайдилинишқа дәвәт қилғанлиғи талашсиз. 
 Ризвангүл Ильясова – пәқәт салаһийәтлик педагог, истедатлиқ алимә вә тәдбирчан рәһбәрла әмәс, бәлки үч пәрзәнтни заман тәливигә лайиқ тәрбийиләп, қатарға қошқан бәхитлик ана һәм мома. Қизлири Эльмира билән Гүлмира өз кәспи бойичә алий билимлик йетәкчи мутәхәссисләрдин болуп, җәмийитимизгә пайдилиқ ишлар билән шуғуллиниватса, оғли Динмуһәммәт Дилмуратоғли елимиздики санақлиқ йетәкчи ишләпчиқириш карханилириниң бири – «Фирма «БЕНТ» җавапкәрлиги чәкләнгән ширкитиниң баш мудири сүпитидә мустәқил Қазақстан ихтисадиниң тәрәққиятиға зор төһпә қошуп кәлмәктә. Мошуниң өзи мақалимиз қәһримани һаятиниң мәзмунлуқ өткәнлигидин дерәк бәрсә керәк.

Зульфира АВУТОВА
Алмута шәһири

747 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы