• Әхбаратлар еқими
  • 11 Шілде, 2024

Париж Олимпиадисиға тәйярлиқ һәққидә доклад қилди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевқа мәмликәт спортчилириниң XXXIII язлиқ Олимпиада оюнлириға тәйярлиғи һәққидә һесават берилди. Шундақла лицензиялик турнирларниң нәтиҗиси бойичә доклад қилинди.
 Елимизниң Спорт вә туризм министри Ермек Маржықпаевниң ейтишиға қариғанда, төртжиллиқниң баш мусабиқисигә Қазақстан миллий талланма командиси спортниң 25 түри бойичә 92 лицензиягә егә болған. Шундақ қилип, бу қетим Парижда җәми 80 спортчи елимиз шәнини қоғдайдиған болиду.
 Ермек Боранбайоғли миллий талланма командимизниң Олимпиада һарписида өткүзүлгән оқуш-мәшиқлиниш жиғилишлири билән спортчиларни қоллап-қувәтләш бойичә чарә-тәдбирләр тоғрилиқ ейтип өтти. Шуниң билән биллә спортни башқуруш институтлирини риважландуруш бойичә әмәлгә ашурулуватқан ишлар һәққидиму һесават бәрди.
 Қасым-Жомарт Кемелоғли Олимпиада оюнлириниң спортчилиримизға зор җавапкәрлик жүкләйдиғанлиғини тәкитләп өтти. Дөләт рәһбири шундақла Қазақстан талланма командисиниң пүткүл дуния әһли алдида мәдәнийәт, салмақ һәм илғар үлгиси билән пәриқлиниши лазимлиғиға алаһидә диққәт ағдурди. 
 

771 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы