- Әхбаратлар еқими
- 11 Шілде, 2024
Шәһәрниң бир қисми Алатавға өтиду

Алмута вилайәтлик һакимийити билән регион мәслиһитиниң «Алатав шәһириниң чегарисини (чекини) бәлгүләш тоғрилиқ» бирләшкән қарари тәйяр болди.
«Алмута вилайәтлик мәслиһити қарариниң вә Алмута вилайити һакимийити тохтаминиң қошумчисиға мувапиқ, Алатав шәһириниң чегариси (чеки), униң чекигә умумий мәйдани 88267, 0086 гектар Қонаев шәһириниң, Или вә Талғир наһийәлириниң бәзи йәрлирини қошқан һалда бәлгүләнсун», дейилгән һөҗҗәттә.
Ениғирағи, Алатав шәһириниң тәркивигә Қонаев шәһиридин 10937, 0052 гектар, Или наһийәсидин 65213, 0004 гектар вә Талғир наһийәсидин 12117, 003 гектар йәр мәйдани өтидиған болиду.

747 рет
көрсетілді0
пікір