• Шеирлар
  • 18 Шілде, 2024

Өзәмгә соал

Өзәмгә өзәм соал қойимән,
Башқилар үчүн немә қилдим мән?
Бәлким билмәстә хапа қилдимму,
Жүрәк қәлбиниң зарин билдимму?..

Өткәнду бәлким мәндинму хата...
Өткәнму инсан болуп бегуна?
Әгәр рәнҗисәм кимду-биридин,
Пәқәт өзәмгә қойимән гуна...

Күтсәмму өзгидин өзәмчә бир иш,
Бәлким қолидин кәлмәстур шу иш?
Ақивәт болмай мениң күткиним,
Үзүлсә үмүт... әмәстур қилмиш.

Гаһи бирлири қилса чоң вәдә,
Тапалмай һәйран уни бәзидә.
Гаһи бирлири күтмигән йәрдин,
Сән үчүн қилар баш егип сәҗдә...


Өзәмгә өзәм соал қойимән,
Мәндинму бири күткәнду меһир?
Бәрдимму қилчә меһирликни мән?..
Һәҗәп тәләпчан екәнмиз пеқир...

Билмәстә әгәр хапа қилсам мән,
Сәвәнликкә кеп алалаймән тән.
Амма бәзидә қәлбим өртинип,
Соалға җавап тапмай қалимән...

Рошәнгүл АСИМОВА
 

83 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы