• Шеирлар
  • 18 Шілде, 2024

Ана жутум топриғида  ечилсам бир рәт

Ана жутниң кәң бағрида болуп қарләйли,
Даласида һәр баһарда ечилсам бир рәт.
Әркин шамал мәрғулиға уссуллар ойнап,
Хасийәтлик топриғимда ечилсам пәқәт.

Ана йәрниң топриғида гүллисәм пәқәт,
Чаңқисамму бәрдаш билән қилаттим тақәт.
Чидалмидим бирақ назук ғунчилиримни,
Аяқ асти қилған чағда мерәз, һамақәт.

Чәксиз далам топриғида ечилсам әркин,
Бешим сийпап өтсә сәһәр сеғинған сәлкин.
Чәт бағларға һөсүн қошқан әтиргүлләрдин,
Өмри қисқа қарләйлиси бәхитлик бәлким...

Ана жутниң даласи... яқ, мәйли, чөлидә,
Тикән болуп әркин шамал әркигә көнсәм
Наинсаплар йилтизимни һеч йоқиталмас,
Бир бешидин миңи тарар буйидәк үнсәм.
***
Қарләйлиниң өмри қисқа, көйүп өлиду,
Йилтизини әтиварлап чоңқур көмиду.
Һәр баһарда ана топрақ чеһрини безәп,
Нативан гүл тәғдиригә йәнә көниду.

Гүлназ СӘЙДУЛЛАЕВА

Яз, қәлимим...
Ташлап қойдум көп болди, 
Рәнҗимигин қәлимим, 
Көптур, бәлки әлимиң, 
Язғин... Язғин қени тохтима, 
Адаләтсизликни яқлима, 
Язғин пәқәт һәқни, 
Сахта дилни ақлима, 
Наданлар көп яхшилиқни көрмәйдиған, 
Яманлиқниң көз әйнигин йәшмәйдиған,
Пулни сансиз, һесапсизму хәшләйдиған, 
Җан нери турсун, 
Хәлқи үчүн сунуқ тийиндинму кәчмәйдиған. 
Вақитқу бар уларниң һәммисини өлчәйдиған. 
Амма... Келәчигим турса қахшап, 
Мәнсәпниң немә кериги, 
Тилим — хәлқим жүриги, 
Өтмүшүм шу жүрәкниң түврүги, 
Тохтап қалса шу жүрәк, 
Өчимиз, 
Асмандики юлтуз кәби, янмай туруп көчимиз, 
Кепинимизни өзгиләр сетивалиду, 
Мирасимизни өзлиригә қетивалиду. 
Йемигимизни өзлирниңкигә охшитип, 
             туз-тәмини тетивалиду.
Жүримиз андин өзимизни тапалмай, 
Униңсизму нурғун адишип жүргәнләр, 
Өз бәхтигә өзи күлгәнләр, 
Өз жүриги туруп,
Өзгиләрниң жүриги билән өмүр сүргәнләр.
Нә сәнъәткар, шаир, алимлар өтти, кәтти... 
Амма мәйдисигә орден, медаль тақимай кәтти. 
Чүнки улар мукапатқа талашмиди, 
Маңған йоллиридин адашмиди. 
Улар үчүн мукапат хәлқи еди, 
Хәлқиниң нур төкүлгән қәлби еди, 
Яшиди улар, 
Җапакәш хәлиқниң дәрман болуп яшлириға
Шу хәлқиниң азатлиғи бәхти болғач,
Таҗ-шөһрәтму керәк болмиди башлириға, 
Улар үчүн Вәтән, хәлиқ тәхти болғач. 
Һә, бизчу биз!?
Мәшрәп өткүзимиз бир мукапат алғанға,
Еһ... Қачанғичә уссул ойнап жүримизкин ялғанға, 
Сансиз, сахта мукапатниң немә кериги. 
Жүригиңниң тари үзиләй дәп қалғанда. 
Медаль у бир төмүр, жиллар өтә дат басиду. 
Амма яхши намиңни хәлқиң бойниға мәңгү асиду. 
Яхши мукапат бир қәғәз, 
Отта көйсә йоқ болар,
Амма яхши әмәлиң киши қәлбидә қалар.
Уни биз ойлимаймиз, 
Хәлиқ үчүн немә қилдуқ? 
Дәпму соримаймиз өзимиздин,
Пәқәт махтинишлар,
Махташлар аңлиниду сөзүмиздин, 
Әлқиссә...
Әҗдатлар ейтқинидәк «ишимиз чатақ». 
Нә қилармиз, шатлиқ учса көзүмиздин?!

Гүлнарәм АБЛИЗ

79 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы