- Әхбаратлар еқими
- 18 Шілде, 2024
Қазақстан олимпиада талланма командиси Парижға атланди
Қазақстан Миллий талланма командиси XXXIII язлиқ Олимпиада оюнлириға атланди, дәп хәвәрләйду Туризм вә спорт министрлигиниң мәтбуат хизмити.
Алмута вилайитиниң җумһурийәтлик олимпиадиға тәйярлиқ базисида спортчиларни тәнтәнилик узитиш мәрасими болуп өтти. Ядиңларға салимизки, Олимпиада оюнлири 26-чиллә – 11-томуз арилиғида дуниядики әң гөзәл шәһәрләрниң бири – Парижда өтиду. Униңға Қазақстандин 80 спортчиниң қатнишидиғанлиғи күтүлмәктә. Улар спортниң 25 түри бойичә 81 медаль комплекти үчүн күришидиған болиду.
«Силәрниң алдиңларда Париждики оюнларда бизниң елимизгә вакаләтлик қилиштәк наһайити җавапкәр һәм шәрәплик вәзипә туриду. Силәрниң чемпионларға хас мүҗәз-хулқиңлар, тиришчанлиғиңлар, маһаритиңлар, ғалибийәткә болған үмүтиңлар, тренерлириңларниң, дохтурлириңлар билән массажистлириңларниң шиҗаәтлик әмгиги билән биллә биллә зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүридиғанлиғиңларға ишәнчим камил. Мустәқиллик жиллири елимиз язлиқ һәм қишлиқ Олимпиада оюнлириниң 79 мукапат егисини, униң ичидә 15 олимпиада чемпионини йетилдүрүп чиқти. Олимпиадидики утуқлар – мәмликитимизниң дуния әһли алдидики аброй-инавити, елимиздики турмуш-тирикчиликниң көрсәткүчи, әң муһими, бу силәрниң узун жиллиқ әстаидил әмгигиңларниң нәтиҗиси болғуси», деди министр Ермек Маржықпаев узитиш мәрасимида.
3353 рет
көрсетілді0
пікір