- Әхбаратлар еқими
- 25 Шілде, 2024
Әтә Парижда XXXIII язлиқ олимпиада оюнлири башлиниду
Илгири мәлум болғинидәк, XXXIII язлиқ олимпиада оюнлири үстимиздики жилниң 26-чиллә – 11-томуз арилиғида Парижда өтиду. Униңда дунияниң әң күчлүк спортчилири мусабиқигә чүшиду. Барчә адимизат диққитини өзигә җәлип қилған мәзкүр паалийәткә Қазақстанниң талланма командисиму қатнишип, хәлиқара муваппәқийәт мәйданида мустәқил елимизниң шәнини қоғдайдиған болиду.
Ершат ӘСМӘТОВ,
«Uigur avazi»
Ядиңларға салимизки, 2017-жили 13-мизанда Перу пайтәхти Лимада өткән Хәлиқара Олимпиада комитетиниң сессиясидә тарихий қарар қобул қилинди – бир мәзгилдә 2024- вә 2028-жиллири язлиқ олимпиада өткүзүлидиған шәһәрләр таллавелинди. Униңға Гамбург, Будапешт, Рим, Париж вә Лос-Анжелес шәһәрлириниң намзити тәвсийә қилинип, көпчилик аваз билән ахирқи иккиси йеңип чиқти. Нәтиҗидә язлиқ оюнлар 2024-жили – Парижда, йәнә төрт жилдин кейин Лос-Анжелеста өтидиған болуп тәстиқләнди. Спорт жилнамисигә көз жүгәртсәк, Париж буниңдин топ-тоғра бир әсир илгири, йәни 1924-жили Олимпиадиға саһипханлиқ қилған.
24-чилләгә Франция пайтәхтидә спортниң бирнәччә түри бойичә таллавалиш басқучи бәлгүләнгән. Олимпиадиниң тәнтәнилик ечилиш мәрасими икки күндин кейин, адәттикидәк стадионда әмәс, шәһәр мәркизидә өтиду. Әнъәнивий қатнашқучилар жүрүши үчүн Сена дәрияси таллавелинди. Сценарий бойичә, мәзкүр чарә-тәдбиргә 160қа йеқин кемә җәлип қилинди. Улар қатнашқучи-әлләрниң делегациялирини алтә чақиримлиқ дәрия маршрути билән ахирқи пәллә – Трокадеро мәйданиға йәткүзиду. Мәзкүр алий дәриҗидики күч синишишқа 10,500дин ошуқ спортчи қатнишип, 329 медаль комплекси үчүн күришидиған болиду.
«Бу – дуниядики тәңдиши йоқ ечилиш тәнтәнисидур. Уни өз дәриҗисидә өткүзәләйдиғинимизға ишәнчим камил. Һәр һалда бехәтәрлик мәсилисини инавәткә елип, В вә С планлириниму түзүп қойдуқ», дегән еди Франция президенти Эммануэл Макрон үмүт ейида қилған мураҗиитидә. Дөләт рәһбириниң ейтишиға қариғанда, қошумчә сценарийлар бойичә ечилиш тәнтәнисини Трокадеро мәйданида яки Парижниң шималидики «Стад де Франс» стадионида уюштурушму қараштурулған.
Бу қетимқи Олимпиадиниң географияси наһайити кәң, йәни Европа территориясини алқип өтиду. Мусабиқиләрниң көпчилиги мәмликәт пайтәхти – Парижда, шундақла униң әтрапидики шәһәрләрдә өтиду. Спорт җанкөйәрлири су спорти, баскетбол, күрәш, дзю-до, бәдиий гимнастика, йеник атлетика бойичә турнирларни тамашә қилалайду. «Ролан Гаррос» стадионида – теннис турнири, «Парк де Пренс» стадионида футбол мусабиқилири планланған. Кейинкилирини Париждин ташқири Бордо, Сент-Этьен, Лион, Нант, Ницца вә Марсельда көрүш имканийити яритилған. Йәлкән мусабиқилириму шулар җүмлисидиндур. Шуниң билән биллә Францияниң шималидики Лилльда – гандбол, Пайтәхттин әң жирақ мусапигә орунлашқан Француз Полинезиясидики Теахупоо йезисида серфинг турнирлириниң өткүзүлүши күтүлмәктә. Саһипханларниң тәкитлишичә, оюнларниң 95 пайизи вақитлиқ яки илгиридин моҗут иншаәтләрдә уюштурулиду. Уларниң сепини йеңидин қәд көтәргән Су мәркизи билән Парижниң түвидики Сен-Денис Олимпиада мәһәллиси толуқтурған, халас.
Мусабиқиләр программисида хәлиқара Олимпиада комитетиниң пәрманиға бенаән тәстиқләнгән 28 спорт түри вә уюштурғучиларниң тәшәббуси билән қошулған 6 спорт түри өз ипадисини тапқан. Униң ичидә төрт «бонус»: скейтбординг, спорт альпинизми, серфинг (бу үчи Токио-2020 Олимпиадисида дебют ясиған) вә Россиядә аммибаплиққа айланған брейк-данс. Париж-2024 оюнлирида спорт ишқивазлири мону спорт түрлири бойичә мусабиқиләрни тамашә қилалайду: академиялик, байдарка вә каноэда үзүш, бадминтон, баскетбол (классикилиқ вә 3x3), бокс, күрәш (әркин, грек-рим, аяллар), брейкинг, велоспорт (ташйол, трек, BMX вә тағ велосипеди), Су спорти (су поңзиги, үзүш, униң ичидә очуқ суда үзүш, суға сәкрәш, синхронлуқ үзүш), волейбол (классикилиқ вә пляжлиқ), гандбол, гимнастика (батутта сәкрәш, спорт вә бәдиий гимнастика), гольф, дзюдо, Ат спорти (үч түри), йеник атлетика, теннис (чоң вә үстәл), йәлкәнлик үзүш, регби-7, серфинг, скейтбординг, спортниң бәш түри бойичә мусабиқә, спорт өмилиши, етиш, оқ-ядин етиш, триатлон, таэквондо, еғир атлетика, қиличлишиш, футбол, вә хоккей.
Париж-2024 язлиқ Олимпиада оюнлириниң йепилиш мәрасими 11-томуз күни Франция пайтәхтидики «Стад де Франс» стадионида өтиду. Мәзкүр тәнтәнигә исми аләмгә мәшһур америкилиқ актер Том Крузниң қатнишиши күтүлмәктә. Дуниявий чарә-тәдбирниң бәдиий рәһбири – 42 яшлиқ француз режиссери Том Жолли. Униң портфолисида Франция театрлирида сәһниләштүрүлгән 20дин ошуқ қоюлум бар.
Дуниявий әһмийәткә егә муһим чарә-тәдбир һарписида Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевқа мәмликәт спортчилириниң Парижда өтидиған ХХХІІІ язлиқ Олимпиада оюнлириға тәйярлиқ тоғрилиқ һесават берилди. Шундақла лицензиялик турнирларниң нәтиҗиси һәққидә доклад қилинди. Туризм вә спорт министри Ермек Маржықпаев Миллий талланма командиниң Олимпиадиғичә болған оқуш-мәшиқлиниш паалийити билән спортчиларни қоллап-қувәтләш йолида жүргүзүлгән чариләр тоғрилиқ ейтип өтти. Министр буниңдин ташқири спортни башқуруш институтлирини мукәммәлләштүрүш йөнилишидә әмәлгә ашурулуватқан ишларғиму тохталди. Дөләт рәһбири өз новитидә Олимпиада оюнлириниң спортчилиримизға жуқури җавапкәрлик жүкләйдиғанлиғини, шуниң билән биллә Қазақстан талланма командисиниң пүткүл аләм әһли алдида өзиниң мәдәнийәтлик, салмақлиқ һәм үлгилик тәрәплири билән пәриқлиниши лазимлиғини алаһидә тәкитлиди. Һә, 9-чиллә күни Қасым-Жомарт Кемелоғли Олимпиадиға қатнишидиған Қазақстан талланма командисиниң әзалириға ақ йол тиләп, Дөләт байриғини тәнтәнилик рәвиштә тапшурди.
ҚҖ Туризм вә спорт министрлиги Спорт вә тәнтәрбийә комитетиниң Спортни тәрәққий әткүзүш дирекцияси Париж Олимпиадисиға қатнишидиған Қазақстан Миллий талланма командисиниң кийим үлгиси билән қошумчә һаҗәтлик җабдуқлириниң дизайн концепциясини тәйярлашқа мәхсус конкурс елан қилди. Ушбу мәхсәттә қурулған иш топи тәркивигә Миллий олимпиада комитетиниң, Қазақстан спортчилири иттипақиниң, аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири вә исми көпчиликкә тонулған спортчилар кирди. Улар конкурсқа келип чүшкән лайиһиләрни қарап чиқип, әң яхши кийим үлгисини таллавалди (сүрәттә).
Йәнә бир йеңилиқ – Қазақстан Олимпиада комитети спортчиларни қоллап-қувәтләш мәхситидә, қәндәләт фабрикиси билән һәмкарлиқта алаһидә дизайнға егә «Олимпийский» шоколадини ишләп чиқарди. У аләмниң төртинчи ракеткиси Елена Рыбакинаниң имиджиға егә болди.
Хулләс, Париж-2024 язлиқ Олимпиадисиға Қазақстандин 80 спортчи қатнишиду. Улар 92 лицензия бойичә Олимпиада мукапатлири үчүн күришидиған болиду. Мошу йәрдә бу имканийәтниң Қазақстанниң Олимпиадиларға қатнишиш тарихидики әң төвәнки көрсәткүч екәнлигини тәкитләп өткүмиз келиду. Бу қетимқи әң көп лицензия бокс, дзюдо вә йеник атлетикиға тәәллуқ. Ечинарлиғи, елимиздә алаһидә көңүл бөлүнидиған спорт түри – еғир атлетика бирму лицензиягә егә болалмиди.
Elorda.info порталиниң таллишиға мувапиқ, Олимпиадиға әң нурғун спортчи әвәткән регионлар қатарида Астана (13 спортчи), Алмута (13 спортчи), Чимкәнт (13 спортчи) шәһәрлири вә Шәрқий Қазақстан вилайити болуватиду. Жетису, Түркстан, Җамбул, Алмута вилайәтлиридин – 5тин, Қизилорда вилайитидин – 4, Атырав, Ақтөбә, Ақмола вилайәтлиридин – 2дин, Шималий һәм Ғәрбий Қазақстан, Абай һәм Павлодар вилайәтлиридин 1дин спортчи атланди. Бәхиткә қарши, Қостанай, Улытав вә Маңғыстав вилайәтлиридин Париж Олимпиадисиға бирму спортчи йолланма алалмиди. Қошумчә қилимизки, Olympic.kz әхбаратиға ишәнсәк, Россия палванлири Олимпиадиға қатнишиштин баш тартқандин кейин, йолланмилар қайтидин қараштурулған. Нәтиҗидә әркин күрәштин Қазақстан командисиниң әзаси Мейрамбек Қартбай Париж Олимпиадисиға қатнишиш пурситигә еришти. Ядиңларға салимизки, Мейрамбек йолланма үчүн талашта Олимпиада чемпиони Заур Угуиевқа «йолини берип», новәттики таллаш басқучлириға қатнишалмиған еди. Шундақ қилип, бу қетим Парижда төрт қазақстанлиқ палван – Мейрамбек Қартбай (57 килограммғичә), Азамат Дәулетбеков (86 килограммғичә), Әлишер Ерғали (97 килограммғичә) вә Юсуп Батырмурзаев (125 килограммғичә) бәхтини синайдиған болди.
Тәкитләш лазимки, Париж Олимпиадисида оюнларға қазилиқ қилидиған судьялар арисида қазақстанлиқларму бар. Бу мәсилигә елимизниң Миллий олимпиада комитетиму, хәлиқара федерацияләрму жуқури тәләпчанлиқ билән қарап, намзатларни җиддий таллаштин өткүзди. Қазақстан Җумһурийити Миллий олимпиада комитети мәтбуат хизмитиниң хәвиригә қариғанда, бийилқи Олимпиадиға 12 қазақстанлиқ судья таллавелинди. Улар: Алуа Бектурова (бәдиий гимнастика), Ольга Соловьева (еғир атлетика), Әлия Каримова (синхронлуқ үзүш), Юлия Игнатченко, Меруерт Қаукеева (теннис), Тимур Әмирбеков (спорт гимнастикиси), Евгений Дьякокин (қиличлишиш), Евгений Михеев (баскетбол), Ерик Жумабеков, Игорь Лигай (күрәш), Әлишер Алтаев, Ермек Сүйениш (бокс).
Мошу йәрдә судьялар һәққидә қисқичә мәлумат берип өткинимиз тоғра болса керәк. Бу – Тимур Әмирбеков судья ретидә қатнишиватқан төртинчи олимпиада. Спорт гимнастикисиниң маһири буниңдин илгири 3 олимпиада оюнида вә 18 дуния чемпионатида қазилиқ қилған. Ерик Жумабеков судья сүпитидә төрт дуния чемпионатида болған. Олимпиадида дәсләпки қетим бу вәзипини атқурмақчи. Алуа Бектурова бәдиий гимнастика бойичә хәлиқара категориядики судья. У 2018-жили Буэнос-Айреста өткән яшлар вә өсмүрләр олимпиадисида спортчилар һүнирини баһалиса, Токио олимпиадисиға резервтики судья сүпитидә тәклип қилинған. Бүгүнки күнгә қәдәр дуния чемпионатлири билән дуния кубоги оюнлирида үзлүксиз паалийәт жүргүзүп кәлди.
Франциягә меңиш алдида бокс бойичә Қазақстан талланма командисиниң баш тренери Мырзағали Айтжанов билән боксчи Қамшыбек Қоңқабаев «Таңшолпан» программисиға тәклип қилинди. Шу чағдики сөһбитидә Мырзағали: «Бу – мениң бәшинчи олимпиадам. Уларниң һечқайсида тамақ тәрипидин қийинчилиқ болмиди. Йәни һәрқандақ әлниң таамидин еғиз тегиш имканийити яритилған. Биз үчүн, әлвәттә, гөшниң орни бөләк. Олимпиада мәзиридә адәттә кала, қой, өдәк, ғаз гөшлири бар. Биз өзимиз билән қеза-қарта, авулниң гөшлирини еливалаттуқ. Бу қетимму шундақ қилимиз», дегән пикирни ейтса, Қамшыбек: «Раст, Олимпиада дәстихинида тамақ түрлири чәкләнгән. Бу мәлум дәриҗидә спортчилар иммунитетиниң аҗизлишишиға елип келиду. Шуңлашқиму өз әһвалиңни турақлиқ назарәткә елип жүрүшиң керәк. Ундақ пәйтләрдә мәшиқтин кейин муздәк су ичмәй, тренерим ейтқандәк, қеза-қартимизни йәп рингқа чиқимизғу» дәп қошумчә қилған еди.
Мана, һәш-пәш дегичә елимизниң делегацияси Парижға қәдәм тәшрип қилип, Олимпиада шәһәрчисигә орунлишипму үлгәрди. Мәлум болушичә, бу җай һаҗәтлик инфрақурулум билән толуқ тәминләнгән. Йәни чоң ашханидин башлап, сатрашханиғичә һәммиси бар.
«Токио Олимпиадиси билән селиштурғанда, бу шәһәрчидә шараит кәңирәк, һәрикәткә чәк йоқ. Спортчилар үчүн чоң ашхана, мәшғулат заллири, фитнес мәркәзлири, намаз өтәш ханилири, транспорт, шундақла атлетларниң бир-бири билән дидарлишип, бош вақтини хуш өткүзидиған алаһидә бөлмилириму қараштурулған. Булардин ташқири гөзәллик салонлири, монча, сатрашхана, медитация вә релаксация орунлириму хизмәт көрситиду», дәйду Қазақстан Миллий Олимпиада комитети Спорт департаментиниң рәһбири Бектур Қиятбай.
Бектур Байрамбайоғлиниң тәкитлишичә, Хәлиқара Олимпиада комитети дәстихан мәзирини йәрлик диетолог-ашпәзләр билән келишкән һалда ясиған. Ғизаниң европилиқ, азиялик, шуниң билән биллә һалал сертификатиға хас түрлири ойлаштурулған. Шундақла таам тәйярлаш пәйтидә меһманларниң миллий алаһидиликлириму һесапқа елиниду. Спортчиларниң салмақ категорияси инавәткә елинип, мәзирдә тамақниң калориясигичә ениқ йезилған. Қисқиси, қолайсизлиқ туғдурғидәк һечқандақ проблема йоқ. Мабада мәсилә пәйда болса, уюштурғучилар уни тез арида һәл қилип бериду.
Миллий Олимпиада комитетиниң президенти Геннадий Головкин Олимпиада шәһәрчисигә келип, қазақстанлиқ боксчилар билән учрашти. У йәрдики шараитни, җүмлидин мәшғулат залини көздин кәчүрди. Ейтмақчи, Париж Олимпиадисида бокс мусабиқилири 27-чилләдә башлиниду. Уларда әрләрдин Сәкен Бибосынов (51 кг.), Махмуд Сабырхан (57 кг.), Мухаммедсабыр Базарбайулы (63,5 кг.), Асланбек Шымбергенов (71 кг.), Нурбек Оралбай (80 кг.), Айбек Оралбай (92 кг.) вә Қамшыбек Қоңқабаев (+92 кг.), аяллардин Карина Ибрагимова (57 кг.) билән Назым Қызайбай (50 кг.) елимиз шәнини һимайә қилидиған болиду.
Париждики олимпиада оюнлириниң ечилиш тәнтәнисигә аз қалғансири уюштурғучилар униңға мунасивәтлик айрим қизиқарлиқ хәвәрләрни йоллимақта.
Олимпиада шәһәрчиси рәсмий ечилғандин кейин, у йәргә Франция президенти Эммануэл Макрон қәдәм тәшрип қилди. У көпчилик алдидики нутқида Олимпиадиниң әһмийитигә тохтилип, уюштурғучиларниң әмгигигә жуқури баһасини бәрди. Шуниң билән биллә пидаийлар билән спортчиларға миннәтдарлиғини билдүрди. Һазирчә Макронниң Сена дәриясидин үзүп өтидиғанлиғи һәққидә ениқ әхбарат йоқ. Буниңдин илгири у дәрияниң хейим-хәтәрсиз екәнлигини испатлаш үчүн униңда үзүш нийитини билдүргән. Париж мэри Анна Идальго болса өз вәдисидә туруп, дәрияда он минут чөмүлгән.
Мусабиқиләргә мунасивәтлик гәп қилсақ, чоң тенниста елимиз шәнини бәш спортчи һимайә қилиду. Йәни «Ролан Гаррос» стадионида Елена Рыбакина, Юлия Путинцева, Александр Бублик, Александр Шевченко вә Александр Недовесов (Бублик билән жүп болуп ойнайду) өз һүнирини намайиш қилиду. Олимпиадиниң ечилиш тәнтәнисидә Қазақстан талланма командисиниң байриғини Асланбек Шымбергенов билән Ольга Сафронова тутуп маңидиған болиду.
Нарәсмий мәлуматлар бойичә, ечилиш мәрасимида Олимпиада мәшъилини йеник атлетика бойичә үч дүркүн Олимпиада чемпиони Мэри-Жозе Перек билән атақлиқ футболчи Зинедин Зидан яқидиған түри бар. Дуния рекордини орнатқан даңлиқ олимпиадичи Усейн Болтму Париж Олимпиадисида бой көрситидиған охшайду. Исми дунияға мәлум америкилиқ рэпер Снуп Доггниң Олимпиада мәшъилини елип меңиш эстафетисиға қатнишиши күтүлмәктә. У шундақла америкилиқ NBC каналиниң Париждики мухбири хизмитигә орунлашмақчи.
Йәнә бир қизиқарлиқ хәвәр, Хәлиқара Олимпиада комитети Олимпиада оюнлириға сетилған билетларниң рекордлуқ пәллигә йәткәнлигини хәвәрлиди. Йәни бүгүнгә қәдәр 8,8 миллион билет өз егисини тапқан. Бу көрсәткүч Атланта Олимпиадисида орнитилған рекордни (8,3 миллион билет) күчидин қалдурди.
Шундақ қилип, әтә дуниядики әң мәптункар шәһәрләрниң бири – Парижда XXXIII язлиқ олимпиада оюнлири башлиниду. Униң, әлвәттә, һәрқандақ мәмликәтниң дуния әһли алдидики аброй-инавитини ашурушиға имканийәт яритидиғанлиғи ениқ. Қазақстанлиқ спортчиларниң ушбу мүмкинчиликтин үнүмлүк пайдилинип, утуқ-муваппәқийәт қазинип, Олимпиада оюнлиридин олҗилиқ қайтидиғиниға үмүт қилимиз.
Сиз биләмсиз?
Париж-2024 тәшкилий комитетиниң мәлуматичә, «Фриж» намлиқ фригиялик қалпақ шәклидики маскот бийилқи Олимпиада оюнлириниң тумари болмақ. Ейтмақчи, фригиялик қалпақ – 1789-жилқи Улуқ француз инқилавиниң асасий атрибутлириниң бири һәм хәлиқара Азатлиқ рәмзи болуп һесаплинидиған юмшақ, конус шәклидики баш кийим. Униң қияпитини Шималий вә Җәнубий Америкидики һәрхил эмблемиларда учритишқа болиду. Олимпиадилиқ фриз Француз триколириниң рәңгидә ясалған – қизил тән (фригиялик қалпақниң классикилиқ рәңги), көк аяқлар вә ақ кроссовкилар. Маскотниң мәйдисидә алтун рәңлик «Париж-2024» эмблемиси вә әнъәнивий олимпиада чәмбәрлири орун алған.
Le monde мәлуматлири бойичә, тәшкилий комитет лицензияләнгән сувенир мәһсулатлирини сетиш арқилиқ 127 миллион евро миқдарида пайда көрүшни планлимақта. Шундақла «Фриж» товар маркисиниң тәхминән 25 пайиз пайда елип келиши күтүлмәктә.
Күндилик
Олимпиадиниң дәсләпки мусабиқилири – гандбол, регби вә футбол турнирлири 24-чилләдә башланди. 27-чилләдә спортчилар бирқатар спорт түрлири бойичә медальлар комплекси үчүн күришиду. Йәни велоспорт, дзюдо, қиличлишиш, суға сәкрәш, регби, етиш вә скейтбординг бойичә ғалиплар билән мукапат егилири ениқлиниду. 3-4- томуз күнлири үстәл тенниси, дзюдо, қиличлишиш, оқ-ядин етиш, етиш, велосипед (ташйол), гольф, ат спорти, қолвақта үзүш вә бадминтон бойичә мусабиқиләр өтиду.
Үзүш бойичә асасий мукапатлар – 27-чиллә – 4-томуз арилиғида, спорт гимнастикисидин – 29-чиллә – 5-томуз арилиғида, йеник атлетикидин – 1 – 11-томуз арилиғида, теннистин – 2 – 4-томуз арилиғида, бокстин – 3 – 10-томуз арилиғида, велотректин – 7 – 11-томуз арилиғида ойнитилиду. Ғалиплар футболдин – 8 – 10-томуз арилиғида, волейболдин – 9 – 11-томуз арилиғида, баскетбол билән гандболдин – 10 – 11-томуз арилиғида мәлум болиду.
Жилнамә
Париж Олимпиадиси қатнашқучилириниң әрләр вә аяллар нисбити дәсләпки қетим 50\50 пайизни тәшкил қилди.
Париж-2024 Олимпиадисиға Қазақстандин қатнишидиған 80 спортчиниң 54и әрләрдин, 26си аяллардин ибарәт.
Қазақстан өз тарихида язлиқ олимпиада оюнлирида 71 медаль утувалған, униң 18и аялларға тәәллуқ.
Мустәқил Қазақстан спортчилири арисида дәсләпки Олимпиада медалини йеник атлет Ольга Шишигина 2000-жили Сиднейда өткән олимпиада оюнлирида йеңивалди.
Әң көп олимпиада медалини (үч медаль) Ольга Рыпакова сәкрәш бойичә алди.
Қизиқарлиқ мәлуматлар
1996-жил. Атланта Олимпиадисиға 96 спортчи қатнишип (72 әр, 24 аял), 11 медаль (һәммисини әрләр) йеңивалди.
2000-жил. Сидней Олимпиадисиға 130 спортчи (86 әр, 44 аял) қатнишип, 7 медаль (6сини әрләр, бирини аял) йеңивалди.
2004-жил. Афина Олимпиадисиға 114 спортчи (71 әр, 43 аял) қатнишип, 8 медаль (һәммисини әрләр) йеңивалди.
2008-жил. Беҗин Олимпиадисиға 130 спортчи (60 әр, 70 аял) қатнишип, 9 медаль (6сини әрләр, 3ини аяллар) йеңивалди.
2012-жил. Лондон Олимпиадисиға 113 спортчи (73 әр, 40 аял) қатнишип, 11 медаль (7сини әрләр, 4ини аяллар) йеңивалди.
2016-жил. Рио Олимпиадисиға 101 спортчи (55 әр, 46 аял) қатнишип, 18 медаль (10ини әрләр, 8ини аяллар) йеңивалди.
2021-жил. Токио Олимпиадисиға 97 спортчи (64 әр, 33 аял) қатнишип, 8 медаль (6сини әрләр, 2сини аяллар) йеңивалди.
Суперкомпьютер башарити
Gracenote суперкомпьютери Парижда өтидиған язлиқ Олимпиада оюнлирида қайси әлниң қанчә медаль йеңивалидиғинини алдин-ала тәхмин қилди.
Суперкомпьютерниң башарити бойичә, бу қетим Қазақстан талланма командиси 10 медальға (2 алтун, 3 күмүч, 5 бронза) қол йәткүзүп, командилиқ һесапта 29-орундин көрүнүши мүмкин. АҚШ талланма командиси болса, ғоҗуниға 112 медаль (39 алтун, 32 күмүч, 41 бронза) селип, Олимпиада ғалиплириниң карванбеши болидиған охшайду. Иккинчи орунға – Хитайниң (34-27-25), үчинчи орунға Бүйүк Британияниң (17-20-26) еришиши тәхмин қилинған.
Тәкитләш лазимки, «башарәтчи компьютер» мәзкүр тәхминни спортчиларниң Токио-2020 Олимпиадисидики нәтиҗилирини тәһлил қилиш арқилиқ тәйярлиған. Ядиңларға салимизки, Япония пайтәхтидә өткән аләмшумул паалийәттә Қазақстан талланма командиси 8 бронза медалиға муйәссәр болуп, умумий һесапта 83-орунни егилигән.
«Палға ишәнмисәңму, палсиз жүрмә» демәкчи, суперкомпьютер тәхмининиң һәқиқәткә қанчилик уйғун екәнлигини вақит көрситиду.
3030 рет
көрсетілді0
пікір