- Шеирлар
- 01 Тамыз, 2024
Кетип қалдиң иним бевақит
Арупҗан ҖУМАХУНОВ
(Шаир Нурәхмәт Әхмәтовниң
вапатиға мәрсийә)
Шум хәвәр кеп дилимға, тәккәш гоя таш болуп,
Мәрисийәңни яздим иним, көзлиримгә яш толуп.
Кәлмәкму бар дунияға, кәтмәкму бар бирақта,
Кәткиниңгә ечинимән, техи биздин яш туруп.
Тәңшәлмигән аләм екән йоли шундақ егиз-пәс,
Бүгүн сәндин айрилиш, болди бизгә бәкму тәс.
Әҗәл қуши келип қонса, арчилашқа чарә йоқ,
Әлвида! Дәп бешим әгдим, вуҗудумда қалмай әс.
Өзәң билән биллә болуп жүрәктә дәрт-әлимиң,
Кетип қалдиң бевақит дағ сеп дилиға бәриниң.
Тәғдиригә хәлқиңниң көйүп шеир язаттиң,
Кимгә қалди әнди иним?! Кимгә қалди қәлимиң!
Күтүп висал дәмлирини, сөйүнәттиң әъәмдин,
Шерин дәмләр ой салғач дилим көйди әләмдин.
Киндик қениң, төкүлгән, ана жутни арзулап,
Арминиңға йетәлмәйла, өтүп кәттиң аләмдин.
Бу тәғдиргә тән бәрмәй, амалим йоқ, әлвида!
Ятқан йериң юмшақ һәм, болсун йоруқ, әлвида.
Худайимдин тиләймән, йолдаш болуп иманиң,
Әл қәлбидә мәңгү қал! Һәмра болуп, әлвида.
58 рет
көрсетілді0
пікір