- Әхбаратлар еқими
- 01 Тамыз, 2024
Учумкарларға ақ йол!

Йеқинда Панфилов наһийәсидики дәсләпки билим дәргаһлириниң бири, 95 жиллиқ тарихи бар Яркәнт алий педагогика колледжини (илгәрки Яркәнт гуманитарлиқ техникилиқ колледжи) йүзлигән мутәхәссисләр тамамлап, чоң һаят йолиға учум болди.
Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi»
Уларниң арисида уйғур тили вә әдәбияти пәнлири бөлүмини тамамлаватқан учумкарларниң алтиси әла баһаларға оқуп йәни қизил диплом елишқа муваппәқ болди. Колледж учумкарлири дипломлуқ мутәхәссисләрниң һәммиси дегидәк җумһурийәттики оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләргә тәлим-тәрбийә беришни халиса, арисидин билимини йәниму мукәммәлләштүрүшни халайдиғанларму аз әмәс.
Бүгүнки күндә колледжда 900дин ошуқ студентқа 100дин ошуқ алий дәриҗилиқ оқутқучилар, пән намзатлири, магистрлар, алим-профессорлар билим бәрмәктә. Колледждин бу оқуш жилида башланғуч синип, қазақ, уйғур, рус тили вә әдәбияти пәнлири муәллимлири, балилар бағчилири тәрбийичилири, информатика вә тәнтәрбийә пәни мутәхәссислири бөлүмидә билим алған учумкарлар учум болди. Җүмлидин уларниң арисида 19 нәпәр қаракөзлиримиз бар. Шаһидәм Алимова, Гүлзоһра Реһимҗанова, Дилназ Нуриева, Рамил Имәрҗанов, Шахсәнәм Мәһәммәтова һәм Гүлнарәм Мәһәммәтова төрт жил мабайнида пәқәт әла баһаларға оқуп, җәмийәтлик ишларға паал қатнишип, ата-аниси вә устазлириниң ишәнчисини ақлап, қизил диплом билән тамамлиди. Шуниму тәкитләш керәкки, мәзкүр колледжға йеңи оқуш жилида йүзлигән абитуриентлар һөҗҗәтлирини тапшуруп, колледж студенти болуш хаһишини билдүрүватиду. Йәттисудики дәсләпки билим дәргаһи җумһурийәттики колледжлар арисидин биринчиләрдин болуп, алий билим беридиған мәртивигә егә болди. Келәчәк муәллимләргә ақ йол тиләймиз!
Жетису вилайити,
Панфилов наһийәси

802 рет
көрсетілді0
пікір