- Әхбаратлар еқими
- 01 Тамыз, 2024
Үч һәссә азайди

Бийил тәбиий отқа тез риайә қилиш мәсилиси толуғи билән қайтидин қарилиду. Бу тоғрилиқ Һөкүмәт мәҗлисидә пәвқуладдә әһваллар министри Шыңғыс Әринов тәкитлиди.
Министрниң қәйт қилишичә, әң алди билән, асасий бесимлиқ отниң алдини елиш билән от очақлирини алдин-ала ениқлашқа берилиду. Бу җәһәттин тәвлүк бойи от әһвалиға мониторинг жүргүзүш үчүн «Ертіс Орманы», «Бурабай», «Семей Орманы», «Медеу», шундақла Қостанай вилайити орман егиликлириниң, видеоназарәт системилири Министрликниң Кризис мәркизигә қошулған. Қошумчә «Орман» вә «Табиғат» системилири бириктүрүлгән. Шуниң билән биллә чақмақниң активлиғи билән термаллиқ нуқтилири тоғрилиқ мәлуматларға тәһлил қилиш арқилиқ отниң тутушуп кетишигиму нәзәр ағдурулиду. Министрликниң бөлүмчилири пилотсиз учуш аппаратлири арқилиқ регионларни һавадин күзитип назарәт жүргүзиду.
Шундақла министрлик бөлүмчилириниң тәбиий отқа тез риайә қилиш чарилири күчәйтилиду. Күчләр билән қуралларниң жиғиндиси турақлиқ тәйярлиқта туридиған болиду. Регионларда су төкүш үскинилири бар 34 һава борти қоюлди. Шундақла министрликниң күчи билән 37 орман егилигигә күзәт уюштурулди. Бүгүнки күндә улар 23 отни өчирип, 60тин ошуқ тез һәрикәт қилишни әмәлгә ашурған.
Әнди, Пәвқуладдә әһваллар министрлигиниң бөлүмчилири йоқ йәрләрни һимайә қилиш мәхситидә, ихтиярий от өчириш қурулумлири билән от өчириш бекәтлирини қуруш ишлири давамлишиватиду. Бийил 43 ихтиярий қурулум билән 26 бекәт тәшкил қилинған. Мобильлиқ топлар рейдлар жүргүзүшни давамлаштурмақта. Бүгүнки күндә 11 миң рейд жүргүзүлүп, 3 миңдин ошуқ қанун бузғучилар мәмурий җавапкәрликкә тартилди.
Шундақла елимиздә дәсләпки қетим Ички ишлар вә экология һәм тәбиий ресурслар министрликлири билән бирлишип «ОРМАН» тез-тәкшүрүш чарә-тәдбирлири өткүзүлди. Бирләшкән паалийәтниң нәтиҗисидә 802 шәхсниң қанунсиз һәрикәтлиригә тосқун қоюлди.
«Умумән, он динамика байқалди, ениғирақ ейтсақ, орман от кетиш 3 һәссигә, дала отлири 2 һәссигә азайди. Министрлик бөлүмчилири мошу сүръәт билән тәбиий от кетишкә тез риайә қилишни давамлаштуридиған болиду», дәп йәкүнлиди нутқини Ш.Әринов.

893 рет
көрсетілді0
пікір