• Әхбаратлар еқими
  • 01 Тамыз, 2024

Йеңи 369 мәктәп селиниду

Җумһурийәт Һөкүмитидә премьер-министрниң орунбасари Роман Склярниң рәислигидә өткән мәҗлистә «Жайлы мектеп» миллий лайиһисиниң әмәлгә ашурулуши һәққидә мәсилә муһакимә қилинди. 
 Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә, елимиздә «Жайлы мектеп» миллий лайиһиси әмәлгә ашурулмақта. Униң даирисидә 2026-жилғичә 740 миң оқуғучиға молҗаланған йеңи шәкилдики 369 мәктәп селиш планланмақта. Бүгүнки күндә 217 мәктәп бойичә қизғин иш жүргүзүлмәктә.
 Миллий лайиһини әмәлгә ашуруш пәйтидә билим бериш муһитиниң функционаллиғи билән бехәтәрлигигә алаһидә диққәт ағдурулиду. Лайиһидә башланғуч вә жуқарқи синип оқуғучилири үчүн алаһидә блоклар қараштурулған. Тәләпләргә мувапиқ, билим бериш җәрияниға заманивий техника васитилирини киргүзүш арқилиқ бехәтәрлик чарилирини көпәйтиш, алаһидә билим беришни һаҗәт қилидиған балилар үчүн тосалғусиз муһит шәкилләндүрүш вә мәктәпләрни заманивий кабинетлар билән тәминләш көздә тутулған. 
 Бу җәһәттин вәтәнлик товар ишләп чиқарғучиларға алаһидә әвзәллик берилиду. Миллий лайиһидики қазақстанлиқ ишләпчиқириш материаллириниң үлүши, оттура һесап билән, 70 пайизни тәшкил қилиду. Униң ичидә қурулуш материаллири 90 пайизға йеқин. Җиһаз мәһсулатлири пәқәт вәтәнлик ишләп чиқарғучиларға тәәллуқ.
 «Samruk-Kazyna Construction» АҖниң башқарма рәиси Мәулен Айманбетов ейтқинидәк, дәсләпки объектларни ишқа қошуш планланған. Демәк, 21 қолайлиқ мәктәп томуз ейида, йәни оқуш башланғичә ечилиду. Шуниңдин кейин, планға мувапиқ, мизан ейида – 18, оғуз ейида – 58 вә жил ахириғичә 112 мәктәпниң ечилиши күтүлмәктә. Шуниң билән биллә елимиздә һәрхил малийә мәнбәлири һесавиға 85 мәктәпниң қурулуши жүргүзүлмәктә. Униң ичидә 8 мәктәп пайдилинишқа берилди вә 30дин ошуқ билим юртини йеңи оқуш жили башланғичә түгитиш көздә тутулған.
 Мәҗлистә миллий лайиһиниң иккинчи басқучини әмәлгә ашуруш бойичә тәшкилий мәсилиләр муһакимә қилинди. Атап ейтқанда, 2025-жилниң ахириға қәдәр пайдилинишқа бериш қәрәли билән 152 қолайлиқ мәктәп селиш үчүн лазим болған тәшкилатлирини ениқлаш бойичә конкурсларни қисқа муддәттә өткүзүш тапшурулди. 
 Баш қошуш давамида Роман Скляр вакаләтлик дөләт органлири билән тәшкилатларға имканқәдәр вәтәнлик ишләп чиқарғучиларни җәлип қилиш, қурулуш сүпитигә җиддий назарәт орнитиш, пайдилинишқа бериш муддитигә көңүл алаһидә бөлүш бойичә чариләр билән тәминләшни тапшурди.  
 

815 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы