• Әхбаратлар еқими
  • 01 Тамыз, 2024

Бир алтун вә үч бронза

Қазақстанлиқлар Париж Олимпиадисида муваппәқийәт қазанмақта

Өткән һәптидә дуния әһли Париждики 2024-жилқи язлиқ Олимпиада оюнлириниң рәсмий ечилишини тамашә қилди. Мошу йәрдә мәзкүр чарә-тәдбирниң дәсләпки қетим стадиондин сирт өтүватқанлиғини алаһидә тәкитлимәкчимиз. Шундақла униң меһманлириниң сани жәһәттин рекорд орнатқанлиғи (600 миң адәм) диққәткә сазавәрдур. Сена дәриясидин 10 500 спортчи олтарған 100гә йеқин қейиқ үзүп өтти. Спортчилар жүрүшидә, илгири хәвәрлигинимиздәк, Қазақстан талланма командисиниң байриғини боксчи Асланбек Шымбергенов билән Ольга Сафронова елип маңди. 

 Ершат ӘСМӘТОВ,
 «Uiğur avazi»

 Ечилиш тәнтәниси Қазақстан вақти бойичә 22:30ға тоғра кәлди. Меһманлар һөрмитигә нахшичи-уссулчилар вә башқиму сәнъәткарлар өз һүнирини көрсәтти. Рәсмий мәрасимни Хәлиқара Олимпиада комитетиниң рәиси Томас Бах билән Франция президенти Эммануэл Макрон киришмә сөз билән ачти. 
 Шуни бирдин кесип ейтиш керәкки, Олимпиадиниң дәсләпки күнлири қазақстанлиқ спортчилар үчүн утуқлуқ болди: Қазақстан талланма командисиниң «ғоҗуниға» бир алтун вә икки бронза медали келип чүшти. Йәни 60 килограммлиқ салмақ категориясидә дзюдочи Елдос Сметов алтун медальға қол йәткүзсә, мәргәнләр Ислам Сәтбаев билән Александра Ле бронза медалиға еришти. 
 Һәл қилғучи мусабиқә – финалда Елдос Сметов франциялик дзюдочи Лука Мхеидзе билән йәкму-йәккә чүшти. Бу җәриянни аренидин Франция президенти Эммануэл Макронниң өзи тамашә қилди. Қазақстанлиқ палванниң ғалибийитидин кейин у уттур Хәлиқара дзюдо федерацияси президентиниң мәслиһәтчиси, JENYS кәспий дзюдо клубиниң асасини салған Алмас Альсенов билән алақиға чиқип: «Сизни вә Қазақстан хәлқини ушбу алаһидә әһмийәткә егә ғалибийәт билән тәбрикләш – мениң үчүн чоң мәртивә. Қазақстанниң дзюдодин биринчи алтун медалини Франциядә йеңивалғиниға хошалмән» дегән пикирни ейтқан. 
 Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Олимпиада чемпиони Елдос Сметовни телефон арқилиқ тәбриклиди. «Дзюдочимиз Елдос Сметовни Париждики Олимпиада оюнлирида алтун медальни йеңивелиш мунасивити билән тәбрикләймән! Униң маһарити билән җасарити арқисида Қазақстанниң байриғи жуқури көтирилди. Елдос күчлүк рәқиплири билән болған күрәштә төртжиллиқниң асасий мусабиқилиридә жуқури маһарәтниң үлгисини көрсәтти. Сизниң ғалибийитиңиз – бизниң пүткүл хәлқимизниң ғалибийити!» дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. 
 Токио олимпиадисидики рәқиви, Японияниң атақлиқ дзюдочиси Наохиса Такато Елдосниң бу қетим җанкөйәри болған. Мәлум болушичә, Париж Олимпиадисиниң финалиға қазақстанлиқ спортчи униң киманосини кийип чиққан. Әң йеқин достиға һәм җанкөйәригә айланған рәқиви қазақстанлиқ спортчиниң утуғидин кейин: «Мән Елдосни ғалибийити билән тәбрикләймән. У мән соға қилған киманони кийип чиққан финалда чемпион аталди. Қазақ ели, дәсләпки алтун мукапат мубарәк болсун. Елдос иккимиз татамида рәқип болсақму, һаятта дост болуп һесаплинимиз. Униңға болған һөрмитим алаһидә. Униң Қазақстандики әң аммибап спортчиларниң бири екәнлигини яхши билимән. Елдос – күчлүк спортчи. Париж олимпиадисида Қазақстанниң «ғоҗуни» мукапатқа толивәргәй» дегән сөзләр билән хошаллиғимизни бөлүшкән. Тәкитләш лазимки, Елдос Сметов билән Наохиса Такато Рио вә Токио Олимпиадилирида жуқури пәллиләрдин көрүнгән. Вәтәндишимиз 2016-жили Риода күмүч мукапатқа еришсә, япониялик спортчи бронза медалиға қол йәткүзгән. Токиода болса, Такато чемпион атилип, спорттики мәнсивини аяқлаштурса, Елдос бронза медалиға муйәссәр болған. 
 Қазақстан Миллий Олимпиада комитетиниң президенти Геннадий Головкин Елдос Сметовни тәбрикләш билән биллә ака сүпитидә мәслиһитини бәрди. «Чирайлиқ сөзләйдиған адәмләрни көп тиңшавәрмә. Һазир ундақлар көпийип кәтти. Буни өз тәҗрибәмдин яхши билимән. Ахирида аиләңдин башқа һечкимгә керәк болмай қелишиң мүмкин. Шуниңдин кейин мениң орнумға келишиңгә тоғра келиду», деди Головкин.
 Ейтиш керәкки, Елдосниң ғалибийити пүткүл қазақстанлиқларни тәвритивәтти. Һазир палванни мәдһийиләшкә тиришиватқанлар нурғун. Шуларниң бири – Ақтөбә вилайитиниң турғуни Әнуар Маханов. У Елдосниң хошаллиғиға ортақлишип, чемпионға һәрбири 1 миллион тәңгә туридиған 100 баш илқа соға қилидиғанлиғини йошурмиди. 


 Олимпиада чемпиони Елдос Сметов билән униң тренери Ғалымжан Жылгелдиевниң устази Ахмет Жумағул шагиртлирини тәбрикләш билән биллә өтмүшни әскә алди. «Елдос маңа 5 йешида кәлгән. Бир жилдин кейин униң қабилийити билән әржүрәклигигә ениқ көз йәткүздүм. Йеңилип кетиватса, жиғлап жүрүп, тирмишип күришидиған. У бара-бара мусабиқиләрдә ғалип чиқидиған болди. Мениң қолумда он жилдәк мәшиқлинип, униңдин кейин интернатқа кәтти. У йәрдә униңға һазирқи тренери Ғалымжан Жылгелдиев егидарчилиқ қилди. Ейтмақчи, Ғалымжанму мениң шагиртим. 3-синиптин башлап маңа кәлгән. Уму Европа, Азия, дуния чемпионатлирида муваппәқийәт қазанған. Мубарәк болсун, барчә Қазақ ели бу утуққа хошал болуватимиз. «Күмүчи бар, бронзиси бар, бир алтун йетишмәйду» девидуқ. Бу арминимизму орунланди» дәйду ақсақал хошаллиғини йошуралмай.
 Елдос Сметов өз сөзидә Парижға пәқәт чемпион болуш мәхситидә кәлгәнлигини ейтти. «Мән – Олимпиада чемпиони! Медальлирим арисида пәқәт алтунла йетишмәйвататти. Арминим орунланди. Шүкри, өзәмни бәхитлик һис қилимән! Һәммиңлардин Алла рази болсун! Көп рәхмәт! Силәрниң қоллишиңлар, қазақ хәлқиниң қоллиши мениң үчүн қачанла болмисун иллиқ һәм дунияниң қайси нуқтисида күрәшсәмму, мән уни чоңқур һис қилимән. Бу – қазақ спортиниң, қазақ дзюдосиниң көптин бери күткән алтуни», деди Олимпиада чемпиони. У шундақла өзини қоллап-қувәтлигән барлиқ җанкөйәрлиригә чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди.


 Олимпиадиниң үчинчи күниму қазақстанлиқларни зор хошаллиққа бөлиди. Йәнә бир пәхирлинәрлик оғланимиз – дзюдочи Ғусман Қырғызбаев 66 килограммлиқ салмақ категорияси бойичә өзиниң ахирқи олимпиадисида бронза медалини йеңивалди. У икки дүркүн Олимпиада мукапитиға еришкән рәқивини йеңип, чарәк финалға чиқип, униңда икки дүркүн Европа чемпиони, дуния биринчилигиниң икки дүркүн мукапат егиси Валид Хиярни тиз пүктүрди. Кейинки йәкму-йәктә болса, икки дүркүн дуния чемпиони, икки дүркүн Олимпиада мукапитиниң егиси, җәнубийкореялик Ан Баул билән күч синашти. Кичик финалда сербиялик Страхинья Бунчични «ваззари» пейи билән йеңип, спорт йөнилишидики әң чоң ғалибийәтләрниң биригә қол йәткүзди. Бу утуқ спортчиға бронза медалини елип кәлди. Салаһийәтлик мутәхәссисләрниң пикричә, бу – қазақ дзюдоси тарихидики триумф болди.
 Бу – бронза мукапитиниң саһиби Ғусман Қырғызбаевниң ахирқи мусабиқиси еди. «Мән 32 яшта. Бу – мениң ахирқи Олимпиадам. Шуңлашқиму ғалибийәткә йетиш үчүн бар күчүмни салдим. 60 килограммлиқ салмақ категориясидә сәккиз жил челиштим, амма квотини йеңип көрмидим. Пәқәт салмиғим 66 килограммға йәткәндила ошуғум алчу чүшти», дәйду Ғусман. 
Ғусманниң гезиги Ғумар «Таңшолпан» программисиға сөһбәт берип, хошаллиғи билән бөлүшти. «Олимпиадиға бир жил қалғанда, аилимиздин бир адәм бериши керәк, дәп тәйярлиғини башлавәтти. Йерим жил қалғанда, иҗтимаий торлардин ваз кәчти. «Дуруслап тәйярлансам, чоқум медальға қол йәткүзимән», дәп үмүт қилди. Дегән билән униң ишәнчиси ақланди. Тохталсиз үч вақлиқ мәшиғини давам қилди. Иккимизниң татамида рәқип болған пәйтлиримизму болди. Адәттә Ғусман көпирәк йеңивалидиған», дәп өткән күнлирини әсләйду Ғумар Қырғызбаев. 
 Мошу йәрдә икки қазақстанлиқ дзюдочиниң йерим йолда мусабиқидин чәтнәп қалғанлиғини ейтип өткүмиз келиду. Абылайхан Жубаназар Париж Олимпиадисидики дәсләпки йәкму-йәктә мәғлубийәткә учриди. Йәни 81 килограммлиқ салмақ категорияси бойчә күч синашқан у венгриялик Атилла Унгваригә тәң келәлмиди. Бәхиткә қарши, йәнә бир дзюдочимиз Эсмигүл Куюлованиңму биринчи басқучтила йоли болмиди. У австриялик рәқиви Любиана Пловесанадин йеңилип қалди.


Олимпиадиға мунасивәтлик қизиқарлиқ факт, алтун медальни йеңивалған Әзәрбәйҗан талланма командисиниң әзаси, дзюдочи Хидаят Гейдаровниң теги-тәкти қазақстанлиқ болуп чиқти. У 1997-жили Қариғанда вилайитидә дунияға кәпту. У Париж татамисида 73 килограммлиқ салмақ категорияси бойичә ахирқи күрәштә франциялик Жон-Бенжамин Габаниң үстидин «иппон» усули билән ғалибийәт қазанди.
 Олимпиада җәриянида униң қатнашқучилириниң йеқинлирини кечә-күндүз вайим илкидә жүрди десиму болиду. Шуларниң бири – Қазақстан талланма командисиниң «ғоҗуниға» дәсләпки бронза медалини салған Ислам Сәтбаевниң момиси «Qazaqstan» канилиға сөһбәт бәргинидә: «Хошаллиқтин жүригим тенимгә сиғмайватқандәк туриду. Исламниң спорт билән шуғуллиниватқиниға хелә жил болди. У мусабиқигә чиқиш алдида қаттиқ вайим қилди. Униңға җиддий тәйярланди. Александра Ле иккисигә җанкөйәр болдуқ. Нәврәм медальға еришкәндә, өзәмни туталмай жиғлавәттим», дегән сөзләрни ейтти.
 Бронза мукапитиниң егилирини қисқичә тонуштуруп өтсәк, Ислам Сәтбаев 1998-жили Алмутида туғулған. Оқуғучи пәйтлиридила тирға беришни адәткә айландурған. Шундин бу ян спортниң бу түригә болған һәвәси ойғиниду. Чоң спортқа болған кичик қәдими 7-синиптин башлиниду. 2023-жили Жакартида өткән Дуния кубогиниң күмүч мукапитиға еришиду. Ханчжоудики Азия оюнлирида бронза медалини йеңивалиду. «Пьер Кубертенниң «Әң муһими – йеңиш әмәс, қатнишиш» дегән шиари бар әмәсму. Бу қаидә аллиқачан конирап қалған. Олимпиадиға кәлгән спортчиларниң көпчилиги медальға үмүт артиду. Мән улардин кам әмәсмән. Олимпиадида утуқ қазиниш үчүн спортлуқ кәйпиятиң шуниңға лайиқ болуш керәк. Бу һазир асасий вәзипигә айланди. Мениңчә, халиқара синақларда оқ етиштин тәҗрибә топлаш униң муһим қисми болуп һесаплиниду», дәйду Ислам Сәтбаев. 
 Александра Леға кәлсәк, у Жакартида өткән Азия чемпионатида оқ етиштин Олимпиада йолланмисини утувалди. Пневматикилиқ милтиқтин 50 метрлиқ нишанға елиш бойичә синақта йәттинчи көрсәткүчкә егә болди. Бу нәтиҗә униң Олимпиада квотисини елиши үчүн йетәрлик еди. Александра спортқа қәдәм ташлиған дәсләпки күндин башлап Олимпиадиға қатнишишни арман қилған. Спорт мәликиси әгәр мәхситиңгә йетиш йолида өзәңгә ишәшлик болуп, униңға җиддий интилсаң, чоқум ғалибийәт қазинисән, дәп һесаплайду.
 Бизниң ойимизчә, Париж Олимпиадисидики қазақстанлиқларниң утуғи бир алтун, үч бронза медальлири биләнла чәкләнмәйду. Чүнки спортчилиримизниң арисида техи бәйгигә чүшмигән яки уни давамлаштуруватқан талай чолпанлиримиз бар. 
 Мукапатқа үмүткарлар қатарида мусабиқиниң финаллиқ басқучиға йолланма алған қош қазақстанлиқ гимнаст Нариман Қурбанов билән Милад Карими бар. Нариман ат снаряди бойичә алтун медаль үчүн күришидиған болиду. Таллаш басқучиниң нәтиҗиси бойичә у 15 000 пай топлап, алтинчи орундин көрүнди. Милад Карими болса, 82,065 пай топлап, 18 орунға җайлашти. Умумән, 8 гимнастимиз бу йөнилиштә финалға чиқти. Қошумчә қилимизки, Милад 2021-жили Токио Олимпиадисиға иштрак қилған. Һә, Нариман болса, Олимпиада оюнлириға дәсләпки қетим қатнишиватиду.
 Париж Олимпиадиси даирисидә бокс мусабиқилири давам қилмақта. 92 килограммлиқ салмақ категорияси бойичә 1/8 финалда қазақстанлиқ Қамшыбек Қоңқабаев испаниялик спортчи Аюб Гадфа Дриссимендин йеңилип қалди. Шундақ қилип, 32 яшлиқ боксчи үчүн Париж Олимпиадиси аяқлашти. Нәқ мошундақ салмақ категориясигә тәәллуқ вәтәндишимиз, хәлиқара дәриҗидики спорт маһири Айбек Оралбай дәсләпки йәкму-йәктә Нигериядин кәлгән Олайтан Адам Олаор үстидин ишәшлик ғалибийәт қазинип, мукапатлиқ орунларға бир қәдәр йеқинлашти. Айбекниң утуқлириға кәлсәк, у 2018-жили яшлар арисида өткән Азия чемпионатида ғалип чиққан. Шу жили томуз ейида Будапешттики яшлар арисидики дуния чемпионатида күмүч медальға еришкән. Оғуз ейида болса, Буэнос-Айрестики өсмүрләрниң ІІІ язлиқ Олимпиада оюнлириға қатнишип, ғалип аталған. 2019-жили Қазақстан Спартакиадисидиму жуқури пәллиләрдин көрүнди. Азия чемпиони аталди.
 63,5 килограммлиқ салмақ категорияси бойичә қазақстанлиқ боксчи Мухаммедсабыр Базарбайулы дәсләпки басқучта испаниялик Ойер Ибаречче билән рингқа чиқти. Нәтиҗидә вәтәндишимиз ишәшлик түрдә ғалип чиқти. 50 килограммғичә болған салмақ категорияси бойичә батур қизимиз Назым Қызайбай 1/6 финаллиқ басқучта 2022-жилқи Европа чемпионатиниң күмүч медаль саһиби, италиялик Жордана Соррентино билән йәкму-йәккә чиқип, судьяларниң умумий қарариға бенаән, ғалибийәткә еришти. Боксчимиз Сәкен Бибосынов (51 килограмм) рәқиви Самет Гюмюшни тиз пүктүрүп, чарәк финалға йолланма алди. Нурбек Оралбай 80 килограммлиқ салмақ категорияси бойичә австралиялик Каллум Питерс билән болған күрәшни наһайити қийин әһвалда, амма муваппәқийәтлик аяқлаштуруп, чарәк финалға чиқиш имканийитигә егә болди.
 Үстәл теннисидин Кирилл Герасименко чилилиқ Николас Бургостин әвзәллигини намайиш қилип, ғалибийәт қазанди. У башта немис рәқиви Данг Киюдин мәғлубийәткә учрап келиветип, ахирқи минутларда күтүлмигән чәбдәслигини көрситип, йеңишкә йәтти.
 Бәхиткә қарши, вәтәндашлиримиз арисида, мәлум сәвәпләргә бола, Олимпиада оюнлириға қатнишалмай қалған күчлүк спортчилиримизму бар. Мәсилән, ғалибийәткә зор үмүт артип Парижға учуп кәлгән теннисчи Юлия Путинцева җиддий мәшғулатларни башлавәткән. Ечинарлиғи, украинилиқ Марта Костюкбилән рәқиплишиш һарписидики мәшиқ пәйтидә тизини қаттиқ җараһәтләндүрүвалиду. Медицинилиқ тәкшүрүштин кейин матчқа қатнишалмайдиғанлиғи һәққидә қарар қобул қилиниду. Ядиңларға салимизки, буниңдин илгири Уимблдондики мусабиқидә дунияниң дәсләпки ракеткиси Ига Швентекни йәңгән Юлия тизиниң ағрийдиғанлиғи һәққидә ейтқан. Шуниңға қаримай, у Олимпиадиға мәхсәтлик рәвиштә тәйярлинип, һаҗәтлик реабилитациялик чариләрдин өткән еди. 
 «Париждики Олимпиада биз үчүн һәқиқий мәнасида синақ болди. Дәсләп Елена Рыбакина, ағрип қелишиға мунасивәтлик, мусабиқиләргә қатнишалмиди. Қазақстан теннис федерацияси бәргән мәлумат бойичә, Елена бронхитқа дучар болуп, дохтурлар униңға мусабиқигә бериш бу яқта турсун, һәтта кортқа чиқиш қәтъий мәнъий қилған. Униңдин кейин җараһитигә бағлиқ Юлия Путинцева имканийитидин айрилди. Һәр иккиси тәғдириниң мошундақ болуп қалғиниға бәк ечинмақта», дәп әһвалға чүшәнчә бәрди Қазақстан теннис федерациясиниң вице-президенти Диас Досқараев.
 Олимпиада һәққидә гәп қозғиғанда һәммимизниң қәлбидә чоңқур тәсират қалдурған дзюдо маһири Әбиба Әбужақыноваға алаһидә тохталмай мүмкин әмәс. 48 килограммлиқ салмақ категориясидики бу спортчимиз исрайиллиқ Шира Ришаридин «ваззари» пейи бойичә үстүн болди, иккинчи басқучта Хитайлиқ Тайпей вәкили Чен Хао Линни «иппон» пейи билән муддитидин илгири йеңивалди. Бәхиткә қарши, бронза медаль үчүн күрәштә мәғлубийәткә учрап, 5-орунға қанаәт қилишқа мәҗбур болди. 
 Бронза медальға еришәлмигининиң сәвәвини Әбиба: «Җараһитимниң ағриғиниға чидар едим. Рәқивим наһайити қолайсиз болди. Мениң күрәш усуллиридин пайдилинишимға задила мүмкинчилик бәрмиди. У назук йеримни алдин-ала биливалғачқа, җараһитимгә тепип турувалди», дәп чүшәндүрди. Иҗтимаий тордики сәһиписи арқилиқ: «Мукапатсиз қалғинимға қаримай, мени қоллап, иллиқ ләвзилириңларни билдүргиниңларға чоң рәхмәт! Мән бу күнни тақәтсизлик билән күткән едим. Қазақстан аяллар дзюдосиниң тарихини йеңилашқа бар күч-ғәйритимни сәрип қилсамму, көзлигән нәтиҗәмгә йетәлмидим...» дәп қазақстанлиқларға мураҗиәт қилди җасур қазақ қизи. «Маңа билдүргән үмүтиңларни ақлалмиғиним үчүн һәммиңлардин әпу сораймән. Мән буниң билән тохтимаймән! Күчлүк болуп қайтимән!» дәп қошумчә қилди у. 
 Парламент Мәҗлисиниң депутати Айдарбек Қожаназаров Әбибаниң ирадисидин қайил болуп, униңға шәхсән өзиниң намидин мукапат беридиғинини ейтти. «Кечичә вайим қилип, ухлалмай чиқтим. Униңға сәвәп – Әбиба сиңлимниң көз йеши. Бу – номусниң көз йеши. Бу – жуқури мәдәнийәтниң үлгиси. Бу – чоң тәрбийиниң бәлгүси. Қисқиси, Әбиба қизимизға өз намимдин мәхсус мукапат атап қойдум. Парижда Қазақстанниң абройини сақлаш йолида бар күч-ғәйритини сәрип қилди. Җараһәт алсиму, кәйнигә қайтмиди. Мундақ әмгәк баһалиниши керәк. Мошундақ вәтәнпәрвәрликни тәрғип қилиш керәк. Қени, қазақ жигитлири, қизимизниң йолини давам қилайличу!», дәп язди депутат.
 Хулләс, Париж Олимпиадисидики асасий йеңилиқлар, җүмлидин униңға қатнишиватқан елимиз спортчилириға мунасивәтлик асасий йеңилиқлар мошуниңдин ибарәт. Кейинки өзгиришләрни гезитимизниң новәттики санида беридиған болимиз.

 

 Кимгә қанчә мукапат пули берилиду?
 Қазақстанда Олимпиада чемпионлири билән мукапат егилиригә төвәндики миқдарда мукапат пули берилиду:
 Олимпиада чемпиони – 250 миң доллар; 
 Күмүч медаль саһиби – 150 миң доллар;
 Бронза медаль саһиби – 75 миң доллар;
 4-орун егиси – 30 миң доллар;
 5-орун егиси – 10 миң доллар;
 6-орун егиси – 5 миң доллар.

 

 Олимпиада чемпиони қайси әлдә қанчә алиду?
 Айрим әлләрниң спортчилири Олимпиадида муваппәқийәт қазинип, турмуш әһвалини хелила яхшилавелиш имканийитигә егә болиду. Өз чемпионлирини маддий җәһәттин рәғбәтләндүридиған мәмликәтләр арисида Қазақстанму бар. 
 Гонконг – 750 миң доллар;
 Сингапур – 737 миң доллар;
 Тәйвән – 600 миң доллар;
 Малайзия – 473 миң доллар;
 Түркия – 383 миң доллар;
 Индонезия – 350 миң доллар;
 Қазақстан – 250 миң доллар;
 Әзәрбәйжан – 235 миң доллар;
 Өзбәкстан – 200 миң доллар;
 Һиндстан – 210 миң доллар;
 Марокко – 203 миң доллар;
 Италия – 201 миң доллар;
 Венгрия – 153 миң доллар;
 Эстония – 108 миң доллар;
 АҚШ – 37,5 миң доллар;
 

2927 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы