• Әхбаратлар еқими
  • 08 Тамыз, 2024

Журналистлар билән учрашти

Мәлумки, һазир Парламент депутатлири аһали билән учришип, уларниң муң-муһтаҗлири вә тәләплирини үгиниватиду. Түнүгүн Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң депутати, тонулған журналист Нуртөре Жүсип «Қазақ газеттері» ҖЧЙниң Алмута шөбисиниң коллективи билән учрашти.  

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Сенатор дәсләп редакцияләрни арилап, уларниң паалийәтлири билән тонушуп чиқти. Андин Мәҗлисләр залида сөһбәт уюштурулди.
– Өзәм журналист болғачқа силәрниң әмгигиңларниң мәшәқитини яхши билимән, — деди сенатор. – Мана өткәндила Президент Қасым-Жомарт Тоқаев «Массмедиа тоғрилиқ» қанунни имзалиди. Һәммиңлар билисиләрки, бу қанун икки жилға йеқин муһакимидә болди, нурғун өзгиришләр вә түзитишләр киргүзүлди. Биз қанунни муһакимә қилиш җәриянида нурғун мәсилиләргә диққәт бөлдуқ. Журналистларниң иҗтимаий, маддий, һоқуқ вә әркинликлири капаләтләндүрүлди. Һазирқидәк әхбарат еқиминиң тәрәққий етиши журналистларниң паалийитигиму тәсир қиливатиду. Интернет, иҗтимаий торларниң тәрәққий етиши журналистларға йеңи тәләпләрни, вәзипиләрни жүклимәктә. Кәспий журналистлар этика, әхлақ, вәзипә мәсилилиридә өзлириниң билимини, пикрини ениқ көрситиши лазим. Мошуларниң һәммиси кәспий журналистларда һазир аммибап болуватқан блогерлардин пәриқләндүриду. Әлвәттә, мәтбуат саһасида һәл қилиниши керәк болған мәсилиләр нурғун. Улар йеңи қанунда өз әксини тапти. Шундиму қәрәллик нәширләрниң тиражини, йәни оқурмәнләр санини көпәйтиш техичила актуал болуп қалмақта. Сүпәтлик әхбарат вә сүпәтлик контент тәйярлаш журналистларниң вәзиписи. Мениң оюмчә, қазақстанлиқ кәспий журналистлар бу вәзипә һөддисидин шәрәп билән чиқиду, дәп ойлаймән.
Учришиш давамида журналистлар сенаторға дөләт буйрутмиси, қәрәллик нәширләрни тарқитиш вә айрим иҗтимаий мәсиләр бойичә соаллар қоюп, қанаәтлинәрлик җавап алди.

616 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы