• Әхбаратлар еқими
  • 08 Тамыз, 2024

Петициягә мунасивәтлик пикир ениқ болди

Қазақстан Мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева ЛБГТни тәшвиқат қилишқа қарши петициягә мунасивәтлик министрликниң мәвқәсини елан қилди.
 Униң ейтишичә, 2024-жили 10-сәпәр күни Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигигә ЛБГТни (лесбиянка, гей, бисексуал, трансгендер) очуқ вә йошурун түрдә тәшвиқат қилишни толуқ мәнъий қилиш тоғрилиқ илтимас келип чүшкән. «Бу мәсилә җәмийәттә чоң резонанс пәйда қилип, қизғин бәс-муназириләр болди. Чүнки, һазирқи пәйттә, дөләт тәрипидин инсан һоқуқлириға алаһидә көңүл бөлүнүватиду. Шундақла қазақстанлиқлар җәмийәттә әһмийити бар мавзуларни муһакимә қилишқа вә дөләт сәяситини қелиплаштурушқа паал қатнашмақта. Қазақстанда президентлиқ ислаһатлар даирисидә демократиялик тәрәққий етиш, инсан һоқуқлирини һимайә қилиш вә қанун үстүнлүгини күчәйтиш үчүн һәммә һаҗәт қануний шараитлар яритилған. Шуларниң бири – петиция институти», деди Аида Балаева. 
 У шундақла конституция нормилириға вә хәлиқара вәзипиләргә мувапиқ Қазақстан камситишқа қарши сәясәтни әмәлгә ашуриду. Мошу сәясәт асасида җәмийәттә конституциялик капаләт, җаңҗал пәйда қилмаслиқ вә толерантлиқни сақлаш вәзиписи жүкләнгәнлигини тәкитлиди.
 «Җәмийәттики мошундақ муһим петицияни муһакимә қилишқа нурғунлиған қазақстанлиқлар қатнишип, көтирилгән мәсилә бойичә пикирләр иккигә бөлүнди. Ишчи топиға җәмийәтниң һәрхил топлири арисидин 45 адәм кирди. Уларниң ичидә вакаләтлик дөләт органлири вәкиллири, Парламент депутатлири, җәмийәтлик тәшкилатлар, экспертлар вә барлиқ мәнпийәтдар тәрәпләр қатнашти. Шундақ қилип, җәмийәтниң чоң қисми мәсилини муһакимә қилишқа паал қатнашти», деди министр.
 Униң ейтишичә, ишчи топиниң икки олтиришини вә кәңдаирилик экспертлиқ муһакимиләр өткүзүш пәйтидә илтимас бойичә келип чүшкән әскәртишләр таллинип, системилиқ иш әмәлгә ашурулди. Миллий вә хәлиқара норматив һоқуқ актлириға селиштурма сүпитидә тәтқиқ қилинди. Петициядә көтирилгән мәсилиләрни рәтләшниң хәлиқара тәҗрибиси тәһлил қилинди. Йетәкчи миллий илмий-тәтқиқат тәшкилатлар вә экспертлар билән кеңәшмә өткүзүлди. 

616 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы