- Шеирлар
- 08 Тамыз, 2024
Алға Қазақ ели
(Парижда өткән 2024-язлиқ Олимпиада оюнлирида ғалибийәт қазанған Елдос Сметов билән Нариман Қурбановқа)
Ақти тарамлап хошаллиқ йеши,
Өрлиди өргә үмүтниң теши.
Парижда өткән чоң бир синақта,
Көкләрни ярди әлниң алқиши.
Йәлпүлдәп мәғрур Көк Байрақ көктә
Роһ билән йәтти бешимиз көккә.
Алға интилған оғланлиримиз,
Чевәрлигини паш қилди көпкә.
Алға Қазақстан, алға улуқ әл!
Йеңишкә оғлан бағлиди чиң бәл.
Алтун, күмүчни ғоҗунға селип,
Туриду туғни қолиға елип.
Франция ели тәбрикләп қизғин,
Пүткүл йәр шари деди “Ва, бәлли!”
Һечкимгә бәрмәй йеңишниң тизгин,
Елдос, Нариман хуш қилди әлни!
Рошәнгүл ҚӘЙСӘРҚИЗИ
613 рет
көрсетілді0
пікір