• Әхбаратлар еқими
  • 08 Тамыз, 2024

Абай вә униң милләт қариши һәққидә

Тарихий мәнбәләрдин мәлумки, қазақ хәлқи – худди башқиму түркий хәлиқләрниң милләт болуп шәкиллиниш җәрияниға охшашла – мурәккәп этник тарихқа егә. Уларниң қедимий әҗдатлири Оттура Азия вә һазирқи Қазақстан территориясидә яшиған сақ қәбилилиригә, миладидин бурунқи ІІІ-ІІ әсирләрдә Җәнубий Қазақстан тәвәсидә истиқамәт қилған үйсүн қәбилиләр уюшмиси, җәнубий-ғәриптә болса, қаңли қәбилиләр иттипақиға мәнсүп дәп қарилип кәлмәктә ( Өзбәк Совет Энциклопедияси. 14-том, 135-бәт).
Милади VI-VII әсирләрдә Қазақстанниң җәнубий-шәрқий қисмида җайлашқан қәбилиләр Ғәрбий Түрк хақанлиғиниң һөкүмранлиғида болған болса, әйни бир вақитта бу йәрләргә шәриқтин түркәшләр, қарлуқлар һәм башқиму уруқ-қәбилиләр көчүп келишкән. Кейинирәк Қазақстанниң түрлүк тәвә-кәңликлиридә мәлум муддәтлик дәсләпки феодал-сәясий уюшмилар – Түркәш вә Қарлуқ (VIII — X әсирләр (хақанлиқлири, оғузлар уюшмиси (IX — XI әсирләр) уюшмиси вуҗутқа кәлгән. Хусусән, бу тәвәләрниң Қараханийлар сулалисиниң тәркивигә кириши йәрлик аһалиниң этник бирлишишигә зәмин яратти. XII әсирниң башлирида Қазақстан территориясигә қара хитайлар (қитанлар) бастуруп киргән болсиму, лекин улар узақ өтмәйла йәрлик түркий хәлиқләргә сиңишип кәтти. 

XIII әсирниң башлирида болса, Қазақстан тәвәсигә Моңғулстан вә Алтайдин Чиңғизхан қошунлири тәрипидин мәғлуп қилинған найман вә керейит қәбилилириниң бир қисми көчүп келип җайлашқанлиғи тарихий мәнбәләрдин йәнила мәлум... Нәтиҗидә, басқунчиларға қарши бирликтә күрәш қилиш тәқәзаси һәрхил уруқ һәм қәбилиләргә мәнсүп болған йәрлик аһалиниң у яки бу хәлиқ тәркивидә уюшушини илгири сүрди. Болупму бу һаләт моңғуллар һөкүмранлиғидики Алтун Орда парчилинип, Ақ орда (бәзи мәнбәләрдә – Көк орда) вә Моңғулстан ханлиқлири шәкилләнгән дәвирләрдә. Интайин кәң тәвәни бирләштүргән Ақ орда XIV әсирниң ахири XV әсирниң башлирида Ноғай Орда вә Өзбәк ханлиғиға аҗралған вақитта садир болди.
Аянки, диалектик материализм асасчилири милләтниң шәкиллинишидә башқа амиллар җүмлисидә дөләтниң ойнайдиған иҗабий ролини (биз бу нәзәрийәни инкар қилиш мүмкин әмәс дәп қараймиз) алаһидә қәйт қилиду.
Дәрвәқә, қазақ хәлқиниң әйни мәнасидики милләт болуп шәкиллиниш җәрияни XV әсирниң иккинчи йеримида җәнубий Қазақстан тәвәлиридә мустәқил Қазақ ханлиқлириниң вуҗутқа келиши билән беваситә мунасивәтлик. Әнди Қасимхан дәвридә (1511–1523-жилларда һөкүмранлиқ қилған) болса, бу җәриян қарар тепип, қазақ хәлқиниң милләт сүпитидә шәкиллиниши вайисиға йәткән. Бу тунҗа Қазақ ханлиғиниң қурулғанлиғиға мошу жили 530 жил толғанлиғини көплигән тарихшунасларға охшаш профессор Жанузақ Қасимбаев вә тарих пәнлириниң доктори Мамбет Қойгелдиев тәстиқләйду (“Горизонт” гезити, 1995-жил, февраль, 7-сан). Әнди бәзибир хариҗий әллик әдипләр, мәсилән, Шаһкәрим Әкрәмоғли Дәвитбаев қазақниң миллий тарихини Үйсүн ханлиғи дәвридин, йәни 2100 жил алдинқи вақиттин башлашни илгири сүриду (“Шалқар” гезити, 1995-жил, 11-сан).
Оттура вә Мәркизий Азиядә та әзәлдин истиқамәт қилип келиватқан түркий хәлиқлиригә охшашла қазақ хәлқи түрлүк ихтисадий-иҗтимаий һәм сәясий сәвәпләр түпәйлидин өзиниң әсли милләт намида толуқ мәнасида атилип кәлмиди. “Атиниң оғли – адәмниң дүшмини, адәмниң оғли (балиси) – қериндишиниң” дәп нәслигә, диниға вә ирқиға қаримастин, пүткүл адимизатни қериндаш көргини билән, Абай өзиниң қазақ миллитидин туғулғанлиғини, әшу милләтниң рәвнақ тепишиға вуҗудида бар шиҗаитини, әқлу-закавитини сәрип қилиши лазим екәнлигини та вапат болғичә ядидин чиқармиған адәм дәп язиду академик әдип Сәбит Муқанов “Абай вә қазақ һаяти” намлиқ мақалисида. – Әшуни ядида тутуш билән биллә, қазақ бәдиий әдәбиятиниң тарихида “Қазиғим” дегән сөзни милләт мәнасида Абайдин илгири еғиз толтуруп ейтқан кишини биз һазирғичә билмәймиз”, – дәйду әлламә (“Абай тәлими” мәҗмуәси, қазақчә, 1986-жил, 60-бәт).
Дәрһәқиқәт, Абай билән замандаш, дәвирдаш башқа түркий хәлиқләрниң (биз билидиған) әдип-шаирлири, җүмлидин өзбәк демократ мәрипәтпәрвәрлиридин Муһәммәт Әмин хоҗа Мирза хоҗа оғли Муқимий (1850–1903-ж.), Закирҗан молла Халмуһәммәт оғли Фурқәт (1859 – 1909-ж.), татар хәлқиниң әдип-мәрипәтпәрвәрлиридин Қ.Насирий (1825–1902-ж.), Р.Қулахмәтов (1881–1918-ж.), қирғиз демократ шаири Т.Сатилғанов (1864 –1933-ж.), уйғурлардин Билал Назим (1825–1900-ж.), Сәйид Һүсәйинхан Тәҗәллий (1850 – 1930-ж.) вә башқилар миллий мәсилидә, өз миллитигә нисбәтән тәнқидий көзқараш мәсилисидә – бу Абайға яки қазақ хәлқигә хошамәт әмәс, әсла – Абай чиққан минбәргә чиқишалмиғинини илмий турғидин етирап қилиш лазим. Мөрити кәлгәндә шуни йәнә бир қетим тәкитләп өтүш керәкки, Абай охшаш, һечқандақ үзхәтир қилмастин (хәлқигә) мәрданә аччиқ һәқиқәт минбиригә, өзиниң яшлиғиға қаримастин, чиқалиған әдип уйғур хәлқиниң вәтәнпәрвәр инқилапчи шаири, милләт пәрзәнди – Абдухалиқ Абдурахман оғли Уйғурдур (1896 – 1932-ж.).
Биз әлламә әдипниң, милләт қариши мулаһизиси алдидин әң авал униң өзигә сөз берәйли:
Мән балилиқ чағлиримда, бизниң қазақ сартни көрсә (бу йәрдин “сарт аталғуси, асасән иран тиллири аилисигә мәнсүп хәлиқләргә қарита ишлитилгән. Тарихән һазирқи Аму дәрияси Җәйһун дәп атилиштин башқа йәнә Иәксарт дәрияси дәпму аталған вә түркийләрниң нәзәридә мәзкүр дәрия саһиллирида яшиғучи хәлиқләр “сартлар” дәп чүшинилгән — А.) күлишәтти: “Инәңни сениң (бу йәрдики “ене” қейинана мәнасида — А.) кәңқоллуқ, чуқурашқан таҗик, Арқадин өгзигә салимән дәп, қомуш тошуған, чаңгаһтин қорққан, йүз туранә “ака-ука” дейишип, чиқип кәтсә, қизини тиллашқан, “сарт-сурт” дегәнлири мошудә, дегәнлирини аңлаттим. Ноғайни көрсә, уларниму тиллар, мәсхирә қилишатти: “төгидин қорққан ноғай, атқа минсә, һерип, пиядә маңса, һардуқ алиду. Ноғай дегәндин ноқай десәңчу. Һечнемигә пәми йоқ, солдат ноғай, қачқун ноғай, “бакалшик” ноғай дәтти. Орусқиму кинайә билән күлүшәтти: “Авулни көрсә, чапқан, яман сасир (өсүмлүк — А.) баш орус” дәп. Орус хиялиға кәлгәнни қилиду дегән... немә десәң, шуниңға ишиниду, “узун қулақни тешип бәр дәмиш” дейишәтти.
Әшу чағларда мән: “Һәй, худайимәй, биздин башқа хәлиқләрниң һәммисини қағиш атқан екән-дә! Әң оңлуқ хәлиқ бизләрла екәнмиз-һә, дәп ойлаттим вә һелиқи ейтилған сөзләргә мәслигим келип, мәнму хошал болуп күләттим.
Әндиликтә мулаһизә қилип қарисам...”.
Һә, балилиқ вә өсмүрлүк чағлирида қазақтин башқа хәлиқләр тоғрисида әшундақ мәсхирилик гәп-сөзләрни, кинайә вә тәәддилик қачурмиларни аңлап чоң болған Абай, йеши әлликкә улишип, әқил-закавәттә камаләткә йәткән чеғида, уларни тәпәккүр әглигидин өткүзүп, өз хәлқиниң өзигә хас миллий психологиясини, тәбиий миллий пәзиләтлиридинму көпирәк миллий илләтлирини рой-раст ечип көрситишкә киришиду. Әйни уйғурчә мәнасида – ибрәтлик сәтирләр дәп елиш мүмкин болған шаирниң “Әқлийә сөзлири” жанрлиқ тәрәптин публицистик-пәлсәпәвий рисалә, йәни өзигә хас һекмәтнамә екәнлиги сөзсиз. Шуңлашқиму ибрәтнаминиң маһийитидә биз қедимий Юнанистан пәйласоплири Сократ Һәким (миладидин бурунқи 469 – 399-жиллар) һәм Аристотель (миладидин авалқи 384 – 322-жиллар) вә башқиларниң баян қилиш, пикир ейтиш усуллирини көримиз.
Дәрвәқә, улуқ мутәпәккүрниң ибрәтнамисидә ейтилған сөзләр вә баян қилинған пикир-мулаһизиләрниң асасий мәнтиқиси униң көплигән шеирлиридики мәзмунлар билән аһаңдаш. Бирақ, бизниң пикримизчә, Абайниң һаятқа, дунияға болған көзқариши, хусусән, униң ибрәтнамисида алаһидә ипадилиниду. Шуңлашқиму униңда әдипниң өзигә хас дуния қариши, сәясий-иҗтимаий көзқаришидики зиддийәтләр, диалектик ой-пикирлири билән ислам әқидичилиги, демократик идеялири билән кона рувчилиқ вә қәвмдашлиқ һаятниң бәзибир тәрәплирини тәрипләш мәсилилири янму-ян келиду.
Абай өзиниң шеирлирини, һәм ибрәтнамисини һәм “әрмәк үчүн” язмиған, әлвәттә. Униң әсли муддиаси – йәни өзини һәммидин үстүн чағлап, илму-һекмәт, пән-мәдәнийәт, һүнәр-сәнъәттә көпләрдин кейин қалған, йәрлик би-болус, мәлум мәнада мустәмликә искәнҗисидә иңриған авам әлниң көзини – көңүл көзини – ечиш, миллий өзини – өзигә тонутуш, бир сөз билән ейтқанда, өзиниң демократик пикир-мулаһизилирини тәрғип қилиш еди.
Турмушниң тоқ вә паравән болушида, маддий назу-немәтләрни яритишта әң авал һалал әмгәкниң, кишиләр оттурисидики сәмимий зөрүрий мунасивәтләрниң – һазирқи тилимиз билән ейтқанда, ишләпчиқириш күчлири билән ишләпчиқириш васитилириниң һәл қилғучи амил екәнлигини чүшәнгән шаир:
Накәсләр жүрәр қилмай һалал әмгәк,
Оғрилиқ, қувлуқ қилдим, дәр гүркирәп,
Һарамлиқтин яманлиқ көрмәй қалмас,
Миң күн әмәс, күнидә сунар чөлмәк.
Адимизат тирикликни дөләт билмәк,
Әқил тапмақ, мал тапмақ, 
                                                һалал жүрмәк.
Иккисидин бирси йоқ, авул кезип,
Нә хорлуқ, тама билән күн өткүзмәк, —
дәйду ич-ичидин көйүнгән һалда. Әслидә өзигиму, өзгигиму пайдиси йоқ бундақлар:
 Алашқа ичидин дүшмән, сирти күлмәк,
 Қаяшин тиригидә қәстләп, 
                                                    өлсә һөңгирәк.
 Бир-икки амәт кәлгән киши көрсә,
 Худа сөйүп яратқан мошу демәк.
Ушбу орунда шуни илавә қилип өтүш лазимки, Абай «алаш» аталғусиниң истималға киришини Монғулстан хани Ә.Юнусханниң оғли Әхмәтханниң исми билән бағлайду (Әхмәтхан Бабурниң аниси Қутлуқ нигар ханим билән бир туққан). Төле биниң тәрипидә алашқа – Қазақ, Қарақалпақ, Қирғиз, Өзбәк, Түркмән, Жайилған кириду — бәзи мәнбәләрдә Жайилғанниң орнида Уйғур тилға елиниду ( «Үш пайғамбар» намлиқ әсәр, 28-бәт).
 Бизчә, Абай «алашқа ичидин дүшмән, сирти күлмәк» дегинидә йәнила тар мәнидики алашни әмәс, бәлки кәң мәнада пүткүл түркийләрни нәзәрдә тутуватиду, әлвәттә. 
Һалал әмгәк қилмайдиған, һүнәр-билимгә қунт қоймайдиған, риякар бәндиләрниң көпийип бериши нәтиҗисидә:
 Әл бузулса, тапқуси шәйтан әрмәк,
 Пәриштә пәской болуп, қайғу көрмәк.
 Өзәмниң иштлиғимдин болди демәй, 
 Йәңдиғу дәп шәйтанға мәдәт бәрмәк. 

Зитлашмақ, һәйярлашмақ, 
                                                 көксин кәрмәк,
Питнә-оғвада топ қуруп бөләк-бөләк.
Һарамлиқтин бармекин җандин өтмәк,
Өз гөшини өзи йәп, болмамду һәләк?
Қараң һә, жуқурида нәқил кәлтүрүлгән шеирий мисралар өз вақтидики қазақ хәлқиниң (мәлум қисми болсиму) кимлигини ипадиләпла қалмастин, бәлки һазирқи замандики қазақ хәлқиниң, шундақла бизниң уйғурларниң миллий илләтлириниң Абай тәлқинидики ипадиси әмәсму?!
Шәйтан бу яқта турсун, һәтта униң устази – иблисни һейлә-иблисин һейлә-мекир бабида дағда қоялайдиған адими-шәйтан, адими-иблислар, шаир тили билән ейтқанда: питнә-иғва мәркәзлиригә айлинип қеливатқан бөләк-бөләк топларни қуруп, зитлишиватқини, боғушуватқини, бир-биригә маламәт ташлирини етишиватқини, күндин-күнгә һәйярлишип, әвзәллишиватқини, шәйтанға мәдәт – хәлиқ тили билән ейтқанда: достқа тапа, дүшмәнгә күлкә – болушуватқанлиғини сезип-сәзмигән һалда “мән ғалип” дәп, көксини кериватқанлири йоқму?!

Хош, мундақ тинич һаят паҗиәсиниң дәрдини ким тартиду? Йәнила Хәлиқ, пәриштә сүпәт адәмләр, ақиллар!
– Жирақ-йеқин қазақлар кәткән тарап,
Пәйт пайлап, бир-бирини жүрәр марап, –
дәйду шаир әхлақий тәрәптин тамамән бузулған авамға ечинған һалда. 
– Гәвҗүм елим, қазиғим, қайран юртум,
Устирисиз ағзиңға чүшти буртуң.
Яхши билән яманни пәриқ әтмидиң,
Бирси қан, бирси май боп әнди 
                                               икки уртуң...

Баш-бешиға бәг болған накәс бәндә,
Қариғин, қилди әлни паракәндә.
Мән силәрни түзәлгәй демәсмән һеч,
Қолуңдин әри-һоқуқиң кәткән дәмдә! –
дәп пиған чекиду әлламә әдип.
Шеирий мисралиридин яққал көрүнүп турғинидәк, улуқ Абайниң нәзиридә, “устирисиз ағзиға бурти чүшкидәк” әһли қазақниң шәкиллинишидә, уларниң әхлақий-мәнивий тәрәптин бузулушида тарихән қара қитанлар, Чиңғиз вә униң әвлади, Җуңғар ханлиғи басқунчилиғи (қараң: “Бираз сөз – қазақниң тәкти нәдин чиқидиғанлиғи һәққидә) вә өз дәвридә қисмән Чар россия ишғалийити сәвәп болған болса, иккинчидин, яхши билән яманни пәриқ әтмәй, ағзиниң бир тәрипидә яғ чайниса, иккинчи тәрипидә қан чайниған, әлниң пәркайини учарған, уни паракәндә қилған мәнсәппәрәс бәг, болуслар, акабир-тәкабирлар сәвәпчи. Чүнки уларда: “Бирлиги йоқ, бәрикәт йоқ, чин ихлас йоқ”, – дәйду Абай.
Мутәпәккүр шаирниң өз хәлқиниң тәбиәтән роһийәт дуниясиға сиңгән изгү пәзиләтлири билән җәмийәтән өзләштүрүвалған сәлбий илләтлири, мәнивий бузуқлуғи һәққидики әсәрлирини муталиә қилған һәрбир кишиниң ядиға униң вәтәндиши, қедимий шәриқниң бүйүк мутәпәккүри Әл-Қараби: (толуқ исим-шәрипи Әбу Насир Муһәммәт ибн Муһәммәт ибн Узлуқ Тархан – Әл-Фарабий – 870 – 950-жилларниң) “Пәзиләтлик шәһәр әһли һәққидә китап” (Китаб әр-әһил әл-мәдинәти әл-фазилә”) намлиқ әсәридә баян қилинған пикир-мулаһизиләр чүшиду.
“Һәрбир адәм тәбиәтән шундақ түзүлгәнки, у яшаш вә йүксәк камаләткә еришиш үчүн көп нәрсиләргә муһтаҗ болиду, у бирла өзи мундақ нәрсиләрни тәнһа жүрүп тапалмайду, уларға еришиш үчүн инсанлар җамаәсигә еһтияҗ туғулиду... Мундақ җамаә әзалириниң паалийити бир пүтүн һалда уларниң һәрбиригә яшаш вә камаләткә еришиш үчүн зөрүр болған нәрсиләрни йәткүзүп бериду” (қараң: әл-Фарабий “Философиялик трактаттар” 1973-жил, Алмута, 322-бәт), – дәп язиду Фарабий. Абай дәвридики қазақ хәлқи әйнән шундақ шәхс вә кишиләр бирләшмилиригә – техиму бәк муһтаҗ еди. Шуңлашқиму шаир өзиниң җаниҗан хәлқини бирлик-иттипаққа, әмгәксөйәрликкә, илму-һүнәр егиләшкә дәвәт қилиду.
Фарабийни оқуған-оқумиғанлиғидин қәтъий нәзәр, Абайниң әхлақий-эстетикилиқ қарашлири қедимий Юнанистан вә оттура әсир Шәриқ пәйласоплириниң көзқарашлириға йеқин вә һәмаһаң болуп келиду. Мәсилән, Фарабий: “...Адәмләр бәхиткә еришиш мәхсити билән бир-биригә ярдәмлишип туридиған җәмийәт – пәзиләтлик җәмийәт. Барлиқ шәһәрлирини бәхиткә ериштүрүш үчүн бир-биригә ярдәмлишип туридиған хәлиқ – сахавәтлик хәлиқ. Әгәр хәлиқләр бәхиткә еришиш мәхсити билән бир-биригә ярдәмлишип туридиған болса, у чағда пүткүл йәр йүзи пәзиләтлик болғусидур” – десә, Абай “Көңлүм қалди досттинму, дүшмәндинму” намлиқ шеирида:
– Нәп үчүн бирси йолдаш бүгүн таңда,
У турмас баштин амәт учида чағда.
Ундин мениң қәйирим әтива дәп,
Биллә турар ким зади нәқ мәйданда?

Бүгүнки хәқниң гепи ғирт оғрилиқ,
Аңлиқ адәм көрмидим сөз уқарлиқ.
Әйнән һазир бу әлдә һечнәрсә йоқ,
Меһриң қенип, дил яйрап, шат боларлиқ, – дәп, Фарабий нәзәрдә тутқан идеал қәвм, идеал җәмийәтниң пүтүнләй әкси болған җәмийәттә яшаватқанлиғидин көйүниду. Чүнки, бу җәмийәттики:
Орус ейтар: Саңа әрк беримән дәп,
Кимни сөйүп сайлисаң, бәг көримән дәп.
Бузулмиса, буңа әл түзәлгән йоқ,
Улуқ жүрәр буни қәст билимән дәп.

Атини бала пәмләр, ағини ини,
Ишттин бәттәр хорлуқ бу көргән күни.
Һар-вижданиң мал үчүн сатқан җанниң,
Ейтқан сөзи қурусун, чиққан үни! –
дәп ләнәтләйду шаир. 
Абайниң әхлақий бузулған милләт, бузулған җәмийәт һәққидики көзқарашлири Фарабийниң жуқуридики китавиниң “Пәзиләтлик шәһәргә қариму-қарши шәһәрләр тоғрисида” дәп намланған 29-бабидики пикирлири билән уйғунлишиду: “Җаһаләтлик шәһәр (яки пәзиләтсиз шәһәр) дегинимиз – һечқачан бәхитниң немилигини көрүп-билмигән, униңға интилиш һечқачан хиялиға кирип-чиқмиған (адәмләр,) истиқамәт қилидиған шәһәр. Улар һечқачан буни (йәни бәхитлик дәмләрни, зади бәхит немилигини,) бешидин кәчүрүп бақмиған вә буниңға һечқачан ишәнгәнму әмәс. Шуңлашқиму улар толиму йүзәки нәрсиләрни, алдамчи нәрсиләрни “бәхит” дәп билишиду. Уларниң нәзәридә җисманән сағламлиқ, бай болуш, кәйпи-сапа сүрүш, хуштарлиққа берилиш әркинлиги, шөһрәт вә мәнсәп-мәртивидин ибарәт нәрсиләр. Мана, буларниң һәммиси җаһаләтлик шәһәр аһалиси үчүн бәхит-саадәт һесаплиниду” (қәйт қилинған әсәр, 340-бәт).
Адәм дегән даңқим бар,
Адәм қилмас хәлқим бар, –
дәп надамәт чәккән Абай хәлқидин йәнила йүз өрүп кәткини йоқ. Әксичә, “Адашқанниң алди — түз, кәйни – соқмақ”, “Бир дәвран камлиқ күнгә – бозбалилиқ”, “Жигитләр оюн әрзән, күлкә қиммәт”, “Қарап турсам базарға һәрким барар”, “ Илим тапмай махтанма”, “Өкүнүшлүк көп өмүр кәткән өтүп” охшаш онлиған шеирлирида хәлқини пәзиләтлик милләт болуп, пәзиләтлик җәмийәт қурушқа дәвәт қилиду, рәғбәтләндүриду. Әтрапидики башқа хәлиқләрниң артуқчилиқ тәрәплиридин үлгә елишқа, үгинишкә чақириду.
Аддийла бир мақалида Абайниң милләт қаришини кәң вә әтраплиқ тәлқан қилиш мүмкин әмәс, әлвәттә. Бу онлиған абайшунасларниң узун жиллиқ издинишини, қетиқинип мулаһизә қилишини тәләп қилидиған мавзу. Лекин: гәп милләт тоғрисида болған екән, ушбу орунда шу нәрсиниму чоңқур миннәтдарлиқ туйғусида тәкитләп өтүшимиз лазимки, Абай “Қазағим” дәп сәмимий сөйгү билән өз хәлқидин башқа намини қәләмгә алған милләтләр җүмлисидә бизниң хәлқимизниңму намини өз дәвридики әдип-шаирлар, тарихчилар ичидә тунҗа қетим тилға алған кишидур.
“Қайси йәрләр арқилиқ кәлгәнлиги, қанчә жилда йәткәнлиги мәлум әмәс, – дәйду шаир “Бираз сөз – қазақниң тәкти нәдин чиққанлиғи һәққидә” намлиқ тамамланмиған тарихий мақалисида, – әйтәвир, Алитағниң етәклиригичә келишип, маканлишипту. Униң у тәрипидики йәрләр бурундин уйғур нәсиллик хәлиқниң җайлишип, егидарчилиқ қилған зимини болуп, униңдин нериға беришалмапту. Әшу уйғур хәлқиниң хани өзигә тәвә пухраларни һесаплап жүридекән. Булар (йәни қазақлар — А.) “Беқиндуқ” десиму, ичидин дүшмән болуп жүрүпту. Илгиридин өзини өзи башқуруп, һурлүктә жүргән хәлиқ бирсигә пүтүнләй қарам болушни еғир апту. Тәктән уларму моңғул нәсиллик болсиму, буларға ят көрүнүпту”, – дәп, қисмән тарихий һәқиқәтни рой-раст көрсәткән Абай қериндаш қазақ зимининиң шәрқий-шималий тәрипи та әзәлдинла уйғурлар билән беваситә чегаридаш екәнлигини, униң қедимий ханлиқ түзүмигә, дөләт түзүмигә егә милләт екәнлигини очуқ тәрипләйду. Буни улуқ мутәпәккүрниң: “Қирғизларға “қирғиз” дәп уйғур ханлириниң бирси ат қойған болуши лазим. Уларниң атлиқ әскәрлириниң әң алдида жүридиған җәңгивар ( кона уйғур тилида – аванғар — А.) қисми “қирғиз” атилипту.“Өлтүр, тар-мар қил” йәни дүшмәнни қирғучи дегәндин елинған”, – дәп мәлум тарихий чинлиққа уйғун тәхминий пикирлиридинму яққал көрүвалалаймиз.
Демәк, Абайниң мулаһизиси бойичә, уйғурларниң ханлиқ түзүми, дөләтчилиги – милләт сүпитидә шәкиллиниш тарихи – қирғизлар вә башқа түркийләрдин хелила илгири, һәтта қедимийдур. Шундақ екән, Абай миладидин бурунқи 209-жили Батур Тәңриқут (Мудухан, Оғузхан дәпму атилиду) асасән уйғурларниң җәңгивар-җанпидалиғи түпәйлидин Түмән шәһиридә улуқ Һун империиясигә асас салған вақиттин алдинқи дәвирләрни нәзәрдә тутқан болуши чоқум. Чүнки, рус, әрәп, парс тиллирини мукәммәл билгән әлламә әшу тилларда йезилған қедимий әсәрләрни, кона шәҗәрә-рисалиләрни оқуғанлиғини, уни тәнқидий пухта егилигәнлигини һечким инкар қилалмиса керәк.
Абай һәққидики илгири елан қилинған мақалилиримизда қәйт қилип өткинимиздәк, Абай пәқәт қазақ хәлқиниңла әмәс, бәлки уйғур хәлқиниңму мунәввәр пәрзәнди. Шуңлашқиму йеқин кәлгүсидә нишанланғуси бүйүк мутәпәккүр тәвәллудиниң шанлиқ 179 жиллиғини барлиқ әһли уйғурму тәнтәнилик һалда нишанлап өткисидур.
Мән ушбу мақаләмни әндиликтә:
Абай – адәмниң шаири,
Абай – аләмниң шаири – 
дегән сәтирләр билән тамамлашни мунасип көрдүм.

АЛМАСБӘГ

647 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы