• Әхбаратлар еқими
  • 08 Тамыз, 2024

«Мән медальни хәлқимгә беғишлаймән»

Бу күнләрдә Парижда язлиқ Олимпиада оюнлири давамлишиватиду. Диққитиңларға Олимпиада күндилигидин қизиқарлиқ фактларни тәғдим қиливатимиз

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

 3-томуз күни қазақстанлиқ гимнаст Нариман Қурбанов тарихий ғалибийәткә еришти. Финалда Нариман 15,433 пай топлап, Париж Олимпиадисиниң күмүч медалини йеңивалди. Алтун медальни ирландиялик гимнаст, Европиниң икки дүркүн чемпиони Рис Маккленаган егилиди. Қазақстанлиқ спортчи униңдин пәқәт 0,100 пайға кәйнидә қалди. 
 Нариман Қурбановниң бу утуғини тарихий ғалибийәт дейишимизниң сәвәви, у Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин бу ян дәсләпки қетим спорт гимнастикисида Олимпиадида мукапатлиқ орунға еришкән спортчи. Елимиздики спорт гимнастикисидики утуқларға нәзәр ташлисақ, 1976-жили қазақстанлиқ спортчи Нелли Ким Монреальда, 1980-жили Москвада өткән Олимпиадиларда алтун медаль алған. Әнди 1988-или болса, Сеулда Валерий Люкин әйнә шундақ утуққа йәткән екән. Амма улар сабиқ Кеңәш Иттипақи командиси тәркивидә һүнәр көрсәткән спортчилар. Шуңлашқа Нариманниң күмүч медалиниң әһмийити алаһидә, йәни уни алтун билән баравәр дейишкиму болиду.
 «Мән медальни хәлқимгә беғишлаймән. Буни елимиз көптин бери күткән еди. Растимни ейтқанда, балилиқ чеғимда мән Олимпиадиға қатнишишни арман қилмиған. 18 яшқа кәлгән пәйтимдә Олимпиадиға қатнишишқа вә медаль үчүн күришишкә барлиқ имканийәтлирим бар екәнлигини һис қилдим. Шуниңдин кейин алдимға мәхсәт қоюп, изчиллиқ билән шуниңға интилдим. Һазир елимиздә бу медальни қандақ қобул қилидиғанлиғини көз алдимға кәлтүргәндә, бәхиткә бөлинимән. Елимиздә чоң хошаллиқ болидиғанлиғиға ишәнчим камил», деди Нариман Қурбанов мукапатлаш рәсмийитидин кейин журналистларға бәргән сөһбитидә. 
 Нариман Қурбанов спортқа алтә йешида кәлгән екән. Уни спортзалға дадиси вә униң һазирқи шәхсий мәшиқләндүргүчиси Һүсән Қурбанов елип кәлгән. Тәкитләш лазимки, 2017-жили Монреальда өткән дуния чемпионатида Нариман «атта» илгири һечким спорт гимнастикисида орунлимиған элементни орунлайду. Шу элемент һазир рәсмий түрдә «The Kurbanov» элементи сүпитидә тиркәлгән. Йәни униң исми шу жили хәлиқара спорт гимнастикиси тарихиға алтун һәрипләр билән йезилған еди. Бийил Нариман Қурбанов Ташкәнттә өткән Азия чемпионатида чемпион аталди. Бу мусабиқидә у 15,666 пай топлиған. Қошумчә қилсақ, мошу кәмгичә спорт гимнастикисида һечким мошундақ пай алмиған екән. Әлвәттә, Нариманниң мошундақ утуқларға йетишидә дадиси вә шәхсий мәшиқләндүргүчиси Һүсән Қурбановниң әмгиги алаһидә. Миллионлиған спорт ишқивазлири Нариман утуққа йәткән пәйттә дадисиниң қандақ хошал болғанлиғиниң гувачиси болди. У һиссиятлар илкидә сәкрәп туруп, вақирап хошал болған пәйти һечкимни бепәрва қалдурмиди. «Һиссиятларни тил билән ейтип йәткүзүш тәс. Бүгүн Парижда салқин болсиму, тәрләп кәттим. Әтрапимдикиләрдин «Бүгүн күн иссиқму?» дәп соридим. Улар өзәмни бесишимни илтимас қилди. Нариман «атқа» чиққанда орнумдин турдумдә, қетип қалдим. Униң күмүч медаль алғанлиғини билгәндә, өзәмгә «уһ.. бу мусабиқә күмүч медаль билән аяқлашти» дедим» дәп өз һиссиятлири билән бөлүшти у. 
 Қазақстан Миллий Олимпиада комитетиниң президенти Геннадий Головкин Нариман Қурбановни күмүч медали билән тәбриклиди. 
«Нариман Қурбановни Олимпиада оюнлириниң күмүч медалини йеңивелиши билән тәбрикләймән. Мустәқил елимиз тарихида спорт гимнастикисида дәсләпки қетим Олимпиада пъедесталиға көтирилди. Ғалибийәткә болған интилишиңиз вә ирадиңиз билән қазақстанлиқ спорт ишқивазлирини қайил қилдиңиз. Шундақла шәхсий мәшиқләндүргүчиси Һүсән Қурбановниму тәбрикләймән. Дәсләпки Олимпиада оюнлиридики «күмүч» келәчәктики ғалибийәтләрниң асаси болидиғанлиғиға ишәнчим камил. Барлиқ қазақстанлиқларни мошу тарихий ғалибийәт билән тәбрикләймән» деди Геннадий Головкин. 
 Биз гезитимизниң кейинки санлирида Һүсән вә Нариман Қурбанов тоғрилиқ чоң материал тәйярлашни мәхсәт қиливатимиз.
 Қазақстанда номери биринчи спорт түри һесаплинидиған һәм өткән Олимпиада оюнлирида дайим мукапатлиқ орунларға еришидиған бокстин Парижға 10 боксчи кәлгән еди. Әпсуслинарлиқ йери, уларниң сәккизи оюнларниң дәсләпки басқучлирида йеңилип қалди. Аслан Шымбергенов, Қамшыбек Қоңқабаев, Айбек Оралбай, Махмуд Сабырхан, Карина Ибрагимова, Валентина Хальзова рәқиплиридин йеңилип қалди. Әнди дәсләпки икки рәқивини тиз пүктүргән Мухамедсабыр Базарбайулы чарәк финалда грузиялик Лаша Гурулидин, Сәкен Бибосынов өзбәкстанлиқ Хасанбой Дусматовтин өтәлмиди. 80 килограмм салмақ дәриҗисидә һүнәр көрситидиған Нурбек Оралбай мусабиқидә әзәрбәйҗанлиқ Мурат Алахвердиевни вә доминиканлиқ Кристиан Пиналесни йеңивалди. Әнди Нурбек украинлиқ Александр Хижняк билән учришиду. Қизлардин Назым Қизайбай болса, италиялик Джордана Соррентинони, бразилиялик Алмейда де Каролине вә колумбиялик Ингрит Валенсияни йеңип, йерим финалға чиқти. Әнди 50 салмақ дәриҗисидә һүнәр көрситиватқан Назым Қызайбай йерим финалда хитайлиқ боксчи Ю Вудин йеңилип қалди. Шундақ қилип, Назым Париж Олимпиадисиниң күмүч медалини елишқа муйәссәр болди. «Әлвәттә, әпсус. Мән алтун елишқа мәхсәт қилған едим. Олимпиада алдида Абиба Әбужақанова иккимиз өз спорт түрлиримиз бойичә қазақ қизлири арисида дәсләпки Олимпиада чемпионлири болушқа келишкән едуқ. Амма арминимиз әмәлгә ашмиди. Хитай қизи җәңни яхши өткүзди. Рингта мән өзәмниң барлиқ мүмкинчиликлиримни көрситәлмидим. 100 пайиз ишләлмидим. Рәқип күчлүк. Әлвәттә, медальға йетиш қийин. Бу ғалибийәтни командида биллә мәшиқлиниватқан дост қизларға беғишлаймән», деди Назым журналистларға бәргән сөһбитидә. Қошумчә қилсақ, Назым Қызайбайниң шәхсий мәшиқләндүргүчиси Долқун Камеков.
 Тәкитләш лазимки, Назым Қызайбайниң бронза медали бокста Париж Олимпиадисидики Қазақстан талланма командисиниң дәсләпки медали.
 Қазақстанлиқ палванлардин Айдос Султанғали, Алимхан Сыздықов мусабиқиләрниң иккинчи басқучида рәқиплиридин йеңилип қалди. 
 Қазақстан талланма командисида һүнәр көрситидиған йеник атлет Нора Джеруто болса, тосалғулар билән 3000 метрға жүгрәштә Олимпиада оюнлириниң финалиға йолланма алди. 


 Һазир мусабиқиләрни аяқлаштурған спортчилар Қазақстанға қайтти. Дүшәнбә күни Алмута аэропортида спорт ишқивазлири Париж Олимпиадисиниң чемпиони Елдос Сметовни вә бронза медалиниң саһиби Ғусман Қирғизбаевни тәнтәнилик рәвиштә күтүвалди. Қазақстан дзюдо федерацияси Ғусман Қирғизбаевқа машина соға қилди. Әнди Елдос Сметов үчүн шу күни өзиниң туғулған йери Тараз шәһиридә чоң тәнтәнә уюштурулди. Вилайәт һакими Ербол Қарашукеев Елдосқа бәш бөлмилик пәтир вә қиммәт баһалиқ машина ачқучлирини тапшурди. Шундақла Елдосниң шәхсий мәшиқләндүргүчиси Ғалым Жылгелдиевқа пәтир вә машина соға қилди. Қошумчә қилсақ, ақтөбилик тиҗарәтчи Елдос Сметовқа 100 баш илқа соға қилидиғанлиғини елан қилған еди. 
Грек-рим күришидин 77 килограмм салмақ дәриҗисидә һүнәр көрситиватқан қазақстанлиқ палван Демеу Жадыраев дәсләпки рәқиви Хаир Алексис Куэрони 6:1 һесави билән йеңивалди. Иккинчи басқучта болса, Токио Олимпиадисиниң күмүч медалини алған, дуния чемпиони қирғизстанлиқ Ақжол Махмудовни 3:1 йәңгән еди. Чарәк финалда болса, дуния чемпионатида икки қетим күмүч медаль алған Әзәрбәйҗан палвини Санан Сулейменовни 6:1 һесави билән тиз пүктүрди. Әнди Демеу Жадыраев финалда япониялик Нао Кусака билән күришиду.
Түнүгүн, йәни 7-томуз күни Алмутиға Олимпиадиниң күмүч медалини алған Нариман Қурбанов, бронза медалиниң егилири Александра Ле вә Ислам Сатпаев учуп кәлди. Уларни спорт ишқивазлири, студентлар, хизмәтдашлири тәнтәнилик рәвиштә күтүвалди. Спортчилар күтүвалғанларға миннәтдарлиғини изһар қилип, өзлириниң һиссиятлири билән бөлүшти. «Әлвәттә, барлиқ олимпиада цикли давамида медаль йеңивалимиз дегән үмүт билән болдуқ. Жилдин-жилға ғалибийәтлиримиз, утуқлиримиз көпийишкә башлиди. Мениң оюмчә, алған медальдин кейин бизниң нәтиҗилиримиз техиму яхши болиду. Алтун елишқа тириштим. Әлвәттә, медаль болиду дәп ойлиған, шундиму һеликәм ишәнмәйватимән. Мән техичә охансам бу чүшүм болуп қаламду дәп ойлаймән. Ғалибийәтни Қазақстан хәлқигә беғишлаймән», деди Нариман. 
Мошу күнгә қәдәр келип чүшкән мәлуматлар бойичә, командилиқ һесапта Олимпиада оюнлирида АҚШ командиси биринчи, Хитай – иккинчи, Австралия үчинчи орунни егилимәктә. Қазақстан командиси 31-орунда туриду. 

2698 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы