- Әхбаратлар еқими
- 29 Тамыз, 2024
Президент олимпиада чолпанлири билән учрашти
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев ХХХІІІ язлиқ Олимпиада оюнилириниң мукапат егилири билән учрашти. Һозуриға қәдәм тәшрип қилған спортчилар билән мәшиқләндүргүчиләрни Париж Олимпиадисидики утуқлири билән тәбрикләп, һәрбир ғалибийәтниң зор ирадә вә пидакаранә әмгәкниң йемиши екәнлигини тәкитлиди.
Дөләт рәһбири, дәсләп Олимпиада чемпиони Елдос Сметовниң утуғиға алаһидә тохталди.
– У мошу чоң мусабиқиниң дәсләпки күнлири Жақсылық Үшкемпировниң йолини давамлаштурди. Елимиз тарихида дәсләпки қетим дзюдодин Олимпиада медалини алди. Елдос, сән Олимпиадиға атлиниш алдида маңа вә барлиқ спорт ишқивазлириға ғалибийәт үчүн барлиқ күч-ғәйритимни сәпәрвәр қилимән, дәп вәдә бәрдиң. Сөзүңдә турдиң. Һәқиқий жигит. Биз, һәммимиз сениң билән пәхирлинимиз. Һәқиқәтәнму, қатаридин үч қетим Олимпида мукапитиниң саһиби болуш – һәқиқий чемпионниң қолидин келидиған әрлик. Сениң ғалибийитиң спортчиларға илһам бәрди, хәлқимизниң хошаллиққа бөлиди, – деди Президент.
Шуниң билән биллә Қ.Тоқаев төртжиллиқниң мусабиқисидә мукапат билән қайтқан башқа спортчиларға, мәшиқләндүргүчиләр билән атлетларни тәйярлашқа үлүш қошқан шәхсләргә миннәтдарлиқ билдүрди.
– Нариман Қурбановниң күмүч медали тарихий утуқ дейишкә болиду. Гимнастика спортчилири дәсләпки қетим Олимпиадида ғалибийәткә еришти. Демеу Жадыраев, Нурбек Оралбай әҗайип һүнәр көрсәтти. Мәргәнлиримиз Александра Ле билән Ислам Сәтбаев бронза медалини алди. Бу – 28 жилдин бери елимизниң мошу спорт түридин дәсләпки мукапити. Палван Ғусман Қирғизбаев билән боксчи Назым Қызайбай мукапат егилири қатариға қошулди. Умумән, барлиқ дөләтләр Олимпиада оюнлириға әң күчлүк спортчилирини әвәтиду. Һәқиқәтәнму, «йүздин – жүгрүк, миңдин – тулпар» чиқип, дуниявий мусабиқидә утуққа йетиш оңай әмәс. Олимпиадида спортчилар алған һәрбир медальниң орни алаһидә. Шуңлашқа бүгүн мән ушбу утуққа еришкән барлиқ спортчилиримизға миннәтдарлиқ изһар қилимән. Ғалибийәт йолида спортчила әмәс, шу саһаниң нурғунлиған мутәхәссислири әмгәк қилиду. Мән мәшиқләндүргүчиләргә, спортчиларни тәйярлашқа үлүш қошқан башқа кәсип егилиригә рәхмәт ейтимән. Миллий Олимпиада комитетиниң рәһбәрлири ишқа йеңи сүръәт берип, хәлиқара һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш үчүн муһим қәдәм ташлиди. Җавапкәр пәйтләрдә спортчилиримизниң йенида болуп, қоллиди. Миллий Олимпиада комитети башлиған ишни давамлаштуруп, келәчәктә ениқ нәтиҗигә йетиду дәп ойлаймән, – деди Дөләт рәһбири
Президентниң ейтишичә, Париждики мусабиқә олимпиадилиқ спорт түрлирини қоллаш муһим екәнлигини көрсәтти. Чүнки, айрим спортчилиримиз ғалибийәткә аз қалғанда тохтап қалди, дәсләпки онлуқтин көрүнди. Бу уларниң маһаритини һәм ғалибийәткә болған интилишини көрситиду. Шундиму, Президентниң пикричә, кәспий спортта һәл қилиниши тегишлик җиддий мәсилиләр йетәрлик.
– Дөләт алий дәриҗидики спортчиларни тәйярлашқа йетәрлик миқдарда мәбләғ бөлиду. Шуңлашқа хәлиқниң хәлиқара мусабиқиләрдә айрим спорт түрлиридин мукапат күтүши – тәбиий. Саһалиқ ведомство спортниң олимпиадилиқ түрлирини тәрәққий әткүзүш ишида әвәтилгән системилиқ хаталиқларни чоңқур тәһлил қилиши лазим. Комплекслиқ ислаһат вақти кәлди. Әнди уни әмәлгә ашурушта вакаләтлик министрлик, Миллий олимпиада комитети вә спорт федерациялири уйғунлиқта һәрикәт қилиши керәк. Спортта адил риқабәт роһи тәнтәнә қазиниши шәрт. Коррупция билән изчил күришип, алий нәтиҗигә қол йәткүзүшкә тосалғу болидиған протекционизм охшаш факторлардин қутулуш керәк, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири аммивий, шундақла балилар вә яш өсмүрләр спортиға алаһидә көңүл бөлүшниң муһимлиғини ейтти.
– Бу – наһайити муһим мәсилә. Сәвәви, аммивий спортни тәрәққий әткүзүш арқилиқ биз кәспий спортқа йол ачимиз вә әң муһими, милләт саламәтлигини яхшилаймиз. Шуңлашқа дөләт спорт инфрақурулумини тәрәққий әткүзүш үчүн һаҗәт мәбләғ бөлүватиду, йәни балиларниң кичигидин ғәмсиз спорт билән шуғуллинишиға һаҗәт шараит яритиватиду. Елимиз регионлирида 20 миңдин ошуқ спорт мәйданлири ишләватиду, 16 миңдин ошуқ мәхсус комплекслар билән заллар бар. Мошу объектларниң һәммиси толуқ ишлиши лазим вә спорт билән шуғулинимән дегән һәрбир адәмгә қолйетимлик болуши керәк. Барлиқ вилайәт мәркәзлиридә вә наһийәләрдә, футбол, бокс, күрәш, баскетбол, волейбол, оқ-я етиш, үстәл тенниси, шахмат вә башқиму аммибап спорт түрлириниң секцияси болуши лазим. Бу – һакимийәтләрниң вәзиписи. Һөкүмәт болса, спорт объектлириниң паалийитиниң нәтиҗидарлиғини экспертиза қилип, мошу мәсилә бойичә һаҗәт чариләрни қобул қилиши шәрт, – деди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла, олимпиада резервини тәйярлайдиған мәктәп-интернатлар билән колледжларни һәртәрәплимә қоллаш керәклигини қәйт қилди.
– Мошундақ оқуш орунлири барлиқ регионларда болуши һаҗәт. Алмутида йеңи Олимпиадилиқ тәйярлиқ базиси әд көтәрди. Бу спортчилиримизниң жуқури дәриҗидә мәшиқлинишигә яхши имканийәт бериду. Һазир Астанада йеңи Миллий спорт университети селиниватиду. Оқуш орни спорт билим бериш билән чәкләнмәйду. У йәрдә заманивий тәтқиқат мәркизи ечилиду. Мошуниң һәммиси елимиздә чемпионларниң йеңи әвладини тәйярлап чиқишқа йол ачидиғиниға ишәнчим камил, – деди Дөләт рәһбири.
Президент яш спортчиларни өзимизгә хас чүшәнчиләр билән тәрбийиләп, уларниң бойиға әнъәнивий қәдрийәтләрни сиңдүрүш наһайити муһим дәп һесаплайду.
– Милләтниң виждани – таза, аң-сәвийәси – сағлам болуши лазим. Спортчилар, әң алди билән, спорт билән шуғуллиниши керәк. Йәнә бир вәзипә – спорт бирләшмилириниң нәтиҗидарлиғини ашуруш. Уларниң нурғуни күчлүк спортчиларни таллап, кәспий турғудин өсүрүшниң нәтиҗидар йолини тапалмайватиду. Шуниң ақиветидин һәқиқәтән қабилийәтлик яшлар көзгә чүшмәй, йоли ечилмай қалиду. Шуңлашқа елимиздики һәрхил турнирларда адаләтлик болушини тәминләш лазим. Спортчиларни таллаш ишлири имканқәдәр ашкарә жүргүзүлиши шәрт. Шуниң билән биллә спортчиларни тәйярлашниң бирпүтүн стандартини тәйярлап, заманивий методикилар асасида мәшиқләндүргүчиләр билән судьяларниң билимини ашурушқа қаритилған чариләрни қобул қилиш һаҗәт. Спортчиларни сүпәтлик медицинилиқ хизмәт билән тәминләшкә федерацияләр тәрипидин йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлүнмәйватқанлиғиға көп шикайәтләр чүшиду. Пүткүл дуния спорт медицинисиниң кәспий тәйярлиқниң аҗримас бир қисми екәнлигини етирап қиливатиду. Бу – алий технологиялик саһа. Инновациясиз, илғар илмий тәтқиқатсиз вә жуқури билимлик мутәхәссисләрсиз тәрәққий әтмәйду. Дөләт һаҗәт ресурсни бөлүватиду. Һамийлардинму нурғун мәбләғ чүшиду. Федерацияләр шуни мәхсәткә мувапиқ хәшлиши лазим. Җумһурийәтлик федерацияләрниң паалийити экспертиза қилинип, мәбләғ билән тәминләш услублирини қайта қарашни тапшуримән, – деди Президент.
2287 рет
көрсетілді0
пікір