• Әхбаратлар еқими
  • 05 Қыркүйек, 2024

«Адаләтлик Қазақстан: қанун вә тәртип, ихтисадий йүксилиш, җәмийәтлик оптимизм»

Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүби

Һөрмәтлик депутатлар!
Һәммиңларни новәттики сессияниң ечилиши билән тәбрикләймән! Мәмликитимиз үчүн қиливатқанлар хизмитиңларға утуқ тиләймән.
Өткән сессияда мевилик паалийәт жүргүзүлди. Атап ейтқанда, Парламентниң иккинчи сессиясида 102 қанун қобул қилинди. Униң ичидә җәмийәтлик назарәткә, адәм содисиға қарши күрәшкә мунасивәтлик қанунлар бар. Шундақла, илим вә технология сәяситини, иссиқлиқ энергетикисини, башқиму мәсилиләрни рәтләйдиған қанунлар күчигә кирди. 
Иҗтимаий саһаға, болупму, балиларни һимайә қилиш ишиға алаһидә көңүл бөлүнди. Миллий фондтин балиларниң һесап-чотиға мәбләғ авдурушқа мунасивәтлик қанун барлиққа кәлди. Балиларни қимар оюнларға җәлип қилғанлар мәмурий қанун бойичә җазаға тартилидиған болди. Камаләт йешиға толмиған балиларға зорлуқ-зомбилиқ көрсәткини үчүн берилидиған җаза күчәйтилди. Балиларниң бехәтәрлигини тәминләшкә, аяллар билән балиларға мунасивәтлик җинайәтниң алдини елишқа қаритилған қанун қобул қилинди. 
Һазир нурғунлиған гражданларниң бойида бирнәччә несийә бар екәнлиги сир әмәс. Бу – наһайити муһим мәсилә, җәмийәтлик ховуп десәкму болиду. Шуңлашқа мошу йөнилиштики мәхсус қанунлар қобул қилинди. Хәлиқниң паравәнлигини яхшилашқа тәсир қилидиған нурғун чарә-тәдбирләр қолға елинди. Силәр бу иш билән беваситә шуғуллинип, хәлиқ билән дайим зич алақида болдуңлар. Мошуниң һәммиси «Хәлиқниң авазини аңлайдиған мәмликәт» қаидисини сиңдүрүшкә тәсир қилидиғини сөзсиз. 
Шиҗаәтлик әмгиңлар үчүн һәммиңларға миннәтдарлиқ изһар қилимән. Шундиму, барға қанаәт қилишқа болмайду. Алдимизда иш нурғун.
Қазақстан хәлқи тамамән йеңи сәясий шараитта һаят кәчүрмәктә. Ахирқи бәш жилда кәңдаирилик ислаһатлар әмәлгә ашурулди. Елимизниң сәясий системиси түп асасидин өзгәрди. Аһалиниң аң-сәвийәсидә бурулуш йүз бәрмәктә. Хәлиқниң һоқуқ мәдәнийити ашмақта. Гражданларниң бойида йеңи адәтләр, маһарәтләр қелиплишип, йеңи қәдрийәтләр бой көтәрмәктә. Сәясий вә җәмийәтлик сәвийәмиз, менталитетимиз вә мәдәний кодимиз өзгиришкә башлиди.
Бир сөз билән ейтсақ, Адаләтлик Қазақстан қурулуватиду. Мошуниң һәммиси, әң алди билән, хәлиқниң хаһиши түпәйли әмәлгә ашмақта. Шуңлашқа биз таллиған йолимиздин қайтмаймиз, йөнилишимизни өзгәртмәймиз. Бүгүн биз алға қойған планлиримизни бәкитип, мәхсәтлиримизни ениқлаймиз.
Һазир дунияда сәясий тоқунушлар көпийиватиду. Шуниңға қаримай, Қазақстан течлиқ һәм эволюциялик йол билән тәрәққий етиватиду. 
Биз тәрәққиятниң йеңи йөнилишини бәлгүлидуқ. Ихтисатни һәртәрәплимиләндүрүш ишиға йеңи сүръәт бәрдуқ. Инфляция пәсийишкә башлиди, йәни өткән жилдики әң жуқарқи дәриҗидин 2,5 һәссә төвәнлиди. Елимизниң хәлиқара резерви 100 миллиард доллардин ашти. Қайта ишләш санаити, тағ-кан саһаси билән селиштурғанда, тез өсмәктә. 
Биз, мошу сүръәтни йоқатмаслиғимиз лазим. Мошу кәмгичә қилинған қолайлиқ шараитлардин нәтиҗидар пайдилинип, йеңи инвестициялик басқучни башлишимиз һаҗәт. 
Һөкүмәт вә һакимлар ихтисатниң қурулумини өзгәртишкә диққәт ағдуруши лазим. Елимизниң турақлиқ тәрәққий етишигә имканийәт беридиған йеңи механизмларни қараштурған тоғра. Асасий мәхсәт – гражданларниң тапавитини ашуруш. Ишни тоғра уйғунлаштурушни билгинимиз әвзәл, бу – қолдин келидиған иш. 
Ихтисадий йүксәлгәнсири иҗтимаий тәңсизлик азийип, оттура қатлам күчийиши керәк. Шу вақиттила биз елимизниң истиқбалини күчәйтәләймиз. Униң үчүн һәр қандақ ишниң асасий өлчими нәтиҗидар болуши лазим. Йәни, һәрбир қарар, һәрбир лайиһә мәмликәт үчүн пайдилиқ болуши шәрт. 
Әнди алдимиздики ениқ йөнилишләргә тохтилип өтәй.

 БИРИНЧИ. Ахча-несийә сәясити билән фискальлиқ сәясәтниң арисидики уйғунсизлиқни йоқитиш лазим.
Һазир ениқ секторға несийә техичә көңүлдикидәк берилмәйватқанлиғини очуқ ейтишимиз керәк. Кичик вә оттура тиҗарәтни йетәрлик дәриҗидә мәбләғ билән тәминләш мәсилиси һәл қилинмиди. Бу әһвал елимиздики тиҗарәт муһитиниң паалийәтчанлиғиға, ихтисатниң турақлиқлиғиға вә изчиллиқ билән тәрәққий етишигә тосалғу болмақта. Һөкүмәт билән Миллий банк бирлишип, мошуниңға мунасивәтлик иҗабий қарарларни қараштуруши керәк. Банкларниң ихтисатқа көпирәк мәбләғ селишиға шараит яртиш лазим.
   Хәлиқара экспертлар қазақ банклирини ресурсқа бай әлләрниң ичидики әң көп пайда тапидиған банклар категориясиға қошиду. Шуңлашқа мошу саһадики селиқ мөлчәри адил бәлгүлиниши керәк. Банкларниң акционерлири дивидендиға мувапиқ селиқ төлиши лазим. Банкларға мәмликәт көрсәткән ярдәм турғусидин қарисақ, бу – наһайити орунлуқ мәвқә.
Рәқәмлик активларниң айнилимини тәминләш вә банк саһасиға инновацияләрни бехәтәрлик тәливигә мувапиқ киргүзүш үчүн уни рәтләйдиған механизмларниң турақлиқ болуши муһим.
Бизгә Банклар тоғрилиқ қанун һаҗәт. Бу һөҗҗәттә ихтисадий паалийәтчанлиқни қоллаш вә финтех саһасини башқурушни сүръәтлик тәрәққий әткүзүш охшаш муһим мәсилиләр һәл қилиниши керәк. Һазир әмәлдики қанун буниңдин 30 жил илгири қобул қилинған. У пәйттә заман тамамән башқичә еди.
Очуғини ейтишимиз керәкки, биздә җумһурийәтлик бюджетниң кирим бөлүги орунланмайватиду. Бу – илгәрки вә һазирқи Һөкүмәт ишидики чоң камчилиқ. Мундақ әһвал дайим тәкрарлинип турса, елимизниң тәрәққиятини тохтитиши муқәррәр. Шуңлашқа униңға йол бәрмәслик керәк. Бюджет мәблиғини нәтиҗидар пайдилинип, униң чиқим бөлигини чәкләп, қаттиқ назарәттә тутуш тоғра. Һөкүмәт Миллий банк билән бирлишип, мошу мәсилигә мунасивәтлик ениқ чариләрни қобул қилиши лазим. 
Дөләт мәблиғиниң турақлиқлиғини тәминләшниң йәнә бир йоли – көрпигә қарап пут сунуш. Шуңлашқа бюджет мәблиғини стратегиялик әһмийити йоқ, муһим әмәс ишларға кәлсә-кәлмәс чечишни тохтитиш керәк.
Бюджетларара мунасивәтниму рәткә кәлтүрүш һаҗәт. Кичик вә оттура тиҗарәттин чүшидиған селиқни регионларниң өзидә қалдуруш дурус һәм бу өз вақтида қобул қилинған қарар. Бу қәдәм тиҗарәтчиликниң риваҗлинишиға сүръәт бәрди. Шуниң билән биллә һакимларниң мустәқиллигини ашурди. Амма, бәзибир һакимлар қошумчә кирим мәнбәсигә егә болғандин кейин, уни әлгә пайдиси йоқ ишларға чечип, нәтиҗисиз хәшләйдиған болди. Йәни муһим әмәс вәзипиләр билән лайиһәләргә бөлүшкә башлиди. 
Һөкүмәт бюджет тапчиллиғиниң орнини толтириш үчүн мәбләғ мәнбәсини тепишқа нәтиҗидар компенсациялик услубларни қарашутуриши һаҗәт. 
Әнди Миллий  фондниң ролиға айрим тохтилай. Фондниң мәблиғини әң алди билән, дөләт мәнпийити үчүн, йәни елимизниң стратегиялик мәхсәтлирини әмәлгә ашуруш үчүн пайдилиниш керәк. Миллий фонд чәтәллик малийә институтлириға хизмәт қилмаслиғи лазим. Миллий фонд – узақ муддәткә беғишланған макроихтисадий турақлиқлиқни тәминләйдиған муһим васитә. Шуңлашқа уни нәтиҗидар башқуруш әқилгә мувапиқ. 
Ихтисатни сүръәтлик тәрәққий әткүзүш үчүн пәқәт дөләт мәблиғигә ишиниш йетәрлик әмәс. Шәхсий инвестицияләрни җәлип қилиш арқилиқ тиҗарәттики паалийәтчанлиқни ашурушқа қолайлиқ шараит яритиш лазим. Униң үчүн, әң алди билән, селиқ сәясити турақлиқ болуши һаҗәт. Шу вақитта тиҗарәтму сүпәтлик тәрәққий етишкә интилиду вә җавапкәрликни һис қилидиған болиду. 
Йеңи селиқ кодекси һазирқи системини қайта йүксәлдүрүшкә беғишланған. Бу һөҗҗәт селиқлиқ мәмурийләштүрүш ишиниң селиқ төлигүчиләргә дегән ишәнчисигә асасланған тамамән йеңи системисини қелиплаштуруши лазим. Кодексниң қаидилирини һәр ким һәр қандақ қобул қилмаслиғи үчүн, уни йениклитип, ихтисадий турғудин паал гражданниң һәммисигә чүшинишлик һалда йәткүзүш наһайити муһим. 
Селиқ режимлирини тиҗарәтчиләргә яритилған қолайлиқ шараитниң начарлап кәтмәслигини нәзәрдә тутуп, йеникләштүрүш лазим. Бу йәрдә парчә селиқниң киргүзүлишини мисал сүпитидә кәлтүрүшкә болиду. Мошу нормиға ишәнчә артқан тиҗарәтчиләр паалийитини очуқ жүргүзүшкә башлиди, тиҗаритини парчилашни азайтти.
 Амма бу режим асасән хәлиқ билән беваситә ишләйдиған тиҗарәтчиләргә мунасивтәлик болуши шәрт. Истималчиларға беғишланған хизмәтләр билән сода-сетиқниң имканийәтлири толуқ пайдилинилса, ихтисатни тәрәққий әткүзүш, селиқ киримлирини ашуруш вә хәлиқни иш билән тәминләш чарилири чапсанирақ нәтиҗә бериду. 
  Фискальлиқ ислаһат нәтиҗидар болсун десәк, селиқлиқ мәмурийләштүрүш ишини аммивий рәқәмләштүрүш керәк. Коррупциягә мунасивәтлик ховупларни имканқәдәр азайтип, селиқ саһасидики җәриянларниң ашкарә болушини тәминләш үчүн, уни тез арида электронлуқ шәкилгә көчүргән тоғра.  
Пүткүл селиқ сәяситини чапсан өзгириватқан фискальлиқ шараитқа маслаштуруш керәк, шуниң ичидә селиқ мөлчәрини қайта қариған тоғра.  Шәхсий тапавәт селиғиниң мөлчәрини гражданларниң киримигә қарап дифференцияләшниң әһмийити пәйда болмақта. 
Селиқлиқ мәмурийләштүрүш ишида җазалаш услубидин баш тартқан тоғра. Мәҗбурлаш чарилирини қолланмастинла, хәвәр бериш арқилиқ елинидиған селиқ қәризиниң жуқарқи чекини көтиришкә болиду, дәп ойлаймән. Селиқ қәризи мошу чәктин ешип кәтсә, қәриз миқдари даирисидә чәклиниши лазим. Йәни, қәриздарниң банктики һесап-чотиниң паалийити  тохтитилмайду. Қәриз миқдари көп болған әһвалда, капаләткә мүлүк қоюшни тәләп қилмай, қәризни төләшкә имканийәт бәргән тоғра. 
Планға мувапиқ тәкшүрәш услубидин бирәтола баш тартишқа тиришиш керәк. Униң үчүн ховупларниң алдини елиш системисини йүксәлдүрүш лазим.
Селиқ йеникчиликлириниң нәтиҗидарлиғини ашуруш муһим мәсилигә айланди.Тиҗарәтчиләр өзлири пайдилинидиған селиқ йеникчиликлири бойичә һесават бериш керәк. Тиҗарәтни тәрәққий әткүзүшкә ениқ тәсир қилидиған имтиязларни қалдурған дурус. Мәсилән, санаәтни риваҗландуримиз дегән инвесторларға имтиязлар беришкә болиду. Йәни, қурулуш селишқа, активларни сетивелишқа, йеңилашқа вә қайта қурушқа бир қетимлиқ селиқ йеникчилигини бәргән тоғра. Чоңқур қайта ишләнгән мәһсулатни экспортқа чиқиридиған тиҗарәтчиләргә йеникчиликләр бериш муһим. Улар башқа тиҗарәткә қариғанда көпирәк қоллашқа егә болуши керәк.
Һөкүмәт билән Парламентқа йеңи Селиқ кодексиниң лайиһәсигә мунасивәтлик һәртәрәплимә муһакимә жүргүзшни тапшуримән. 
Қийин болсиму, тоғра қарар қобул қилиш һаҗәт. Бу йәрдә алдирақсанлиққа йол беришкә болмайду. Йеңи Селиқ кодексини сүпәтлик тәйярлаш үчүн уни қобул қилиш муддитини келәр жилға алмаштурушқа болиду, дәп ойлаймән. 
Көләңкидики ихтисат үлүшиниң жуқури дәриҗидә қелиши малийә саһасидики әһвални җиддийлаштурмақта. Уни йетәрлик дәриҗидә төвәнлитиш үчүн ойлаштурулған һәртәрәплимә һәр хил чариләр қобул қилған тоғра. Атап ейтқанда, чегаридики бажхана бекәтлиригә мунасивәтлик барлиқ ишни тез арида аяқлаштуруш һаҗәт. Шундақла ташқи сода операциялиридин чүшидиған киримниң башқа әлләргә қанунсиз өтүп кетишигә йол бәрмәслик лазим.
ИККИНЧИ. Инвестициялик әһвални вә тиҗарәт жүргүзүшкә һаҗәт шараитни яхшилаш йолида үзлүксиз ишләш муһим.
Дуния йүзидә инвестициягә талаш җиддий турған пәйттә әлгә мәбләғ җәлип қилиш үчүн «Нәқ мошу йәрдә, нәқ һазир» қаидиси бойичә қарар қобул қилиш – әң муһим чарә. Шуңлашқа Һөкүмәт йенидики Инвестиция штабиға кәң вакаләтләр берилди. Бу қәдәм металлни чоңқур қайта ишләш, нефть-газ-көмүр химияси, туризм, энергетика вә машина ясаш охшаш муһим саһалардики лайиһәләрни әмәлгә ашуруш сүръитини ашурушқа йол ачти. 
Ихтисатқа беваситә селинған инвестиция көләми азийип қалмаслиғи үчүн мошу йөнилиштики ишни күчәйтиш керәк. Айрим һакимлар билән министрларниң инвестор җәлип қилиш җәрияниға тоғра қатнашмайватқанлиғини қәйт қилғум келиду. Һөкүмәт бу ишни рәткә кәлтүрүши керәк. 
Дөләт шәхсий һәмкарлиқ арқилиқ әмәлгә ашурулидиған лайиһәләрни сүпәтлик тәйярлиши лазим. Болупму, хәлиқара малийә институтлири қатнишидиған лайиһәләргә җиддий диққәт бөлүш керәк. Һөкүмәткә хәлиқара малийә тәшкилатлири дөләт-шәхсий һәмкарлиқ услуби билән мәбләғ билән тәминләп, толуқ әмәлгә ашуридиған кәңдаирилик лайиһәләрниң тизимини тәйярлашни тапшуримән. 
Мән бийил баһар ейида «Ихтисатни либерилизацияләш тоғрилиқ» Пәрманға қол қойдум. Бу һөҗҗәттә көрситилгән тәләпләр җәзмән орунлиниши лазим. 
Дөләтниң ихтисаттики беваситә үлүши техила жуқури дәриҗидә қеливатиду. Мошундақ әһвал нәриқ баравәрлиги шәртлирини бузиду, шәхсий тәшәббусларға тосалғу болиду. 
Елимиздә дөләт карханилирини башқуруш сәяситиниң техи нәтиҗисиз екәнлигини иқрар қилғинимиз тоғра. Уларниң мәхсәт-вәзиписини, хизмәт даирисини, мәбләғ билән тәминләш услублирини вә паалийитиниң башқа тәрәплирини тегишлик қанунлар билән рәтләш керәк. Шундақла холдинглар билән Һөкүмәт арисидики малийә мәсилилиригә мунасивәтлик мәвқә турақлиқ вә системилиқ болуши шәрт. 
  Мән 2022-жилдики Мәктүбимдә һәммини бешидин башлап рәтләшни тапшурған едим. Ислаһатниң биринчи басқучиниң өзидә орунсиз вә һаҗити йоқ 10 миңдин ошуқ тәләп күчи тохтитилди. Униң һәммиси өз пәйтидә  тиҗарәтчиләргә тосалғу болған.
Баш прокуратура чоң инвестициялик лайиһәләрни әмәлгә ашурушни қоллап-қувәтләшкә башлиди. Инвесторларға «йешил дәлиз» қаидиси бойичә йеникчиликләр берилди. Ихтисадий җинайәтләрниң бирази җинайәт дәп һесапланмайдиған болди. 
Амма, тиҗарәтчиләрдин дөләт органлири чекидин жуқури назарәт қилип, тәкшүрәйдиғанлиғи тоғрилиқ шикайәтләр һазирму чүшиватиду. Һөкүмәт Баш прокуратура билән бирлишип, инвестициялик әһвалға  тәсир қилидиған йеқимсиз җәриянларни тохтитиши керәк. 
Булту тиҗарәт вәкиллири билән болған учришишта бу мәсилә бойичә ениқ мәвқәмни ейттим. Биз тиҗарәт егилири билән өзара келишимгә кәлдуқ, йәни, «капитални қанунлаштуруш» үчүн җәзмән Қазақстан ихтисадиға мәбләғ селиш һаҗәт болиду. Әң муһими, селинған мәбләғ дөләт мәнпийитигә хизмәт қилиши шәрт. Бу тәләпни норматив турғидин бәкитиш лазим.
Һаҗәт реестрға киргүзүлидиған тиҗарәтчиләр билән келишимгә кәлгән пәйттә дөләткә қайтурилидиған активларни «қанунсиз» дәп һесаплимаслиқ нормисини бәктишкә болиду. Бу – һәқиқәтәнму чоң тиҗарәтчиләрниң мәнпийитигә мувапиқ келидиған муһим қәдәм. Бирақ, тиҗарәтчиләрму мәбләғни җумһурийәтлик бюджетқа авдуруш мәсилисигә кәлгәндә, Һөкүмәт вә Баш прокуратура билән зич алақидә ишлиши керәк. Бу – һәрбир тәңгә үчүн содилашмай, һаҗәт чариниң һәммисини өз әрки билән орунлиши керәк. Улар мошу әлниң граждани сүпитидә, мәктәп, ағриқхана, стадион, музей вә башқиму иҗтимаий-мәдәний объектларни селишқа көп мәбләғ бөлүши шәрт. Мошундақ тиҗарәтчиләрниң исимлири сахавәтлик инсанларниң «алтун тизимиға» йезилиду. Униңдин баш тартқанлар яки бу җәриянни созушқа  интилидиған тиҗарәтчиләргә мунасивәтлик сөз башқичә болиду.
 2029-жилғичә оттура тиҗарәтниң мәмликәт ихтисадидики үлүши 15 пайизға йетиши керәк. Бу – һөкүмәтниң алдида турған муһим вәзипә. Һазир бу көрсәткүч 7 пайиз әтрапида. Жил бешида мән оттура тиҗарәтни қоллаш үчүн ениқ қарарлар қобул қилиш бойичә тапшурма бәрдим. Йәни, һәртәрәплимә чариләр қолға елиниши керәк еди. Амма, әмәлиятта техи тәйяр әмәс. 
Һәрбир тиҗарәтчи қоллап-қувәтләшниң қандақ түри бар екәнлигини вә униңға қандақ қол йәткүзидиғанлиғини һеч бир қийинчилиқсиз билип туруши һаҗәт. Шу чағда кичик тиҗарәт оттура тиҗарәт категориясигә өтүшкә мәнпийәтдар болиду. Биздә қоллап-қувәтләш чарилириниң 100дин ошуқ түри бар. Буниңдин билимлик мутәхәссисниң өзи чатишип қелиши еһтимал. Шуңлашқа дөләт қоллаш чарилириниң қанчилик дәриҗидә нәтиҗидар екәнлигини чоңқур тәкшүрәп чиқиши керәк. 
Тәвсийә қилинидиған йеник­чиликләрниң тиҗарәт вәкиллиригә чүшинишлик бирпүтүн тизими тәйярлиниши һаҗәт. Кичик вә оттура тиҗарәтни тәрәққий әткүзүш үчүн финтех услублирини пайдилинишқа болиду, бу мәсилә бойичә һаҗәт тәклипләр бар.
Агросанаәт комплексиға инвестиция җәлип қилиш – наһайити муһим вәзипә. Су кәлкүнидин кәлгән қийинчилиқларға қаримай, деханлиримиз терилғу ишлирини өз вақтида аяқлаштурди. Уларға миннәтдарлиқ изһар қилимән.
Бийил терилғу мәвсүмигә икки һәссә көп мәбләғ бөлүнди. Амма, агросанаәткә бөлүнидиған мәбләғ – пүткүл ахчиниң 70 пайизи – дөләт мәблиғи. Бу саһаға коммерциялик банкларниң мәблиғини җәлип қилиш лазим. Деханларға өсүми аз несийә бериш үчүн мәмликәт малийә институтлирини субсидияләш чарилирини қолға алди. Банкларға мунасивәтлик мошу тәҗрибини қоллиниш керәк. Мошуниң һәммиси деханларни айлинимға һаҗәт мәбләғ билән тәминләшкә, коррупция ховупини азайтишқа вә несийә елишни йеникләштүрүшкә йол ачиду. 
 Агросанаәт комплексини беваситә субсидияләш услубидин әрзән несийә бериш услубиға пәйдин-пәй көчүш – наһайити муһим вәзипә. 
Бөлүнгән мәбләғниң һәммиси нәтиҗидар хәшлиниши лазим. Амма, һәқиқәткә уйғун кәлмәйдиған әхбарат бериш, башқичә ейтқанда, мәлуматларни бурмилаш йеза егилигидики һәқиқий әһвални баһалашқа тосалғу болмақта.
Мәхсус комиссия 2 миллион қара мал вә 3 миллиондин ошуқ ушшақ мал һесапта бар, әмәлдә йоқ екәнлигини ениқлиди. Терилғу чарвичилиғи саһасидиму мошундақ әһвалларниң моҗутлуғи мәлум болди. Һәқиқәтәнму, буниң һәммиси – мәмликәттин субсидия елиш үчүн әмәлгә ашурулған көзбояш һадисиси. Мошундақ җинаий ишларни тохтитиш лазим. Мундақ һәрикәткә барған адәмләрни җавапкәрликкә тартиш керәк.
Йәр – йеза егилиги саһасиға инвестиция җәлип қилишниң асасий капалити.
 Йәр участкилирини қайтуруш бойичә мәхсус комиссия һакимийәтләрниң йеза егилиги етизлиқлирини конкурс өткүзмәйла бериш тоғрилиқ икки миңдин ошуқ қанунсиз қарар қобул қилғанлиғини ениқлиди. Бу мәсилигә мунасивәтлик иккиқирлиқ мәвқә болмаслиғи һаҗәт. 
Қанунсиз елинип, пайдили­нилмайдиған йәр йеникләштүрүлгән рәсмийәт бойичә дөләткә қайтурулуши һаҗәт. Йәрни пайдиланғучи униңға инвестиция селип, адил әмгәк қиливатса, ишиға тосалғу болмас керәк. Шундақла, йезини көркәйтип, турғунларға турақлиқ иш бериватқанларниму инавәткә алған тоғра. 
Нурғунлиған мүлүк егилири өзлири пайдисини көрүватқан йәрдин миңлиған чақирим жирақта туриду, йенидики йеза турғунлириға ғәмхорлуқ қилиш  ойиғиму кирип чиқмайду. Бизгә мундақ йәр егилириниң кериги йоқ. Һөкүмәт билән Баш прокуратура уларға мунасивәтлик мәсилини қолға елиши лазим. 
Гражданлар, болупму, йеза турғунлири, қануний түрдә тапавәтлик ишта ишләп, келәчигиниң ғемини өзлири қилиши керәк. Уларни мошуниңға инталандуруш – дөләтниң асасий вәзипилириниң бири.  
Булту «Ауыл аманаты» лайиһәси өз ишини башлиди. Умумән нәтиҗиси яман әмәс. Әнди мошу лайиһә даирисидә йәнә бир йеңи услубни, йәни, «товар несийәсини» бериш мәсилисини қараштуруш лазим. 


 Йеза турғунлириға өз мәһсулатлирини қайта ишләшкә вә сетишқа имканийәт беридиған инфрақурулум қуруш наһайити муһим.
  Һәрбир наһийәдә гражданларға һәрхил йеза егилиги өсүмлүклирини пәрвиш қилишни үгитидиған мәркәз ечиш керәк. Мошундақ лайиһә Amanat партиясниң тәшәббуси билән Җамбул вилайитиниң  Мерке наһийәсидә әмәлгә ашурулди. Һөкүмәт билән һакимлар бу тәҗрибини башқа регионларға тарқитишни ойлаштуруши керәк. 
Умумән, вәтәнлик тиҗарәткә вә чәттәлик инвесторларға йол ечиш – Һөкүмәт билән барлиқ дөләт органлириниң вәзиписи. Уларниң, йәни, тиҗарәтниң вә инвесторларниң қануний паалийитигә тосалғу болуш – еғир қанун бузуш дәп һесаплиниши керәк. Демәк, ундақ һәрикәткә йол бәргәнләр һаҗәт җазасини алиду. Бу һәққидә мән дайим ейтип келиватимән.
Өз новитидә тиҗарәтчиләр билән инвесторлар өз паалийитини адил жүргүзүп, қанунға беқинип, селиқ төләштин қачмаслиғи лазим.  

ҮЧИНЧИ. Елимизниң санаәт иқтидарини толуқ пайдилиниш үчүн һәртәрәплимә чариләр қобул қилиш лазим.
Һөкүмәт 17 чоң лайиһәниң тизимини тәйярлиди.
У йәрдә чоңқур қайта ишләш услубини үгинишкә әвзәллик берилгән.
Өз хам-әшиямиз билән қурал-җабдуқлиримизни имканқәдәр пайдилиниш, чоң карханиларға қошумчә санаәт орунлирини ечиш муһим.
Мән йеқинда Қариғанда вилайитидә болдум. Шу пәйттә «Qarmet» металлургия комбинатиға бардим. Вәтәнлик инвестор кәлгәндин кейин у йәрдики әһвал бираз турақлашти. Кархана йеңилинишқа башлиди. Бу қәдәм ишләп чиқирилидиған мәһсулат көләмини тилға алғидәк ашуруши керәк.
Саран шәһириниң ихтисадини һәртәрәплимиләндүрүш иши жүргүзүливатиду. У йәрдә автомашина баллонлирини вә мәиший техника чиқиридиған карханилар ишқа қошулди. Шуниң арқисида бу аһалилиқ пункт моношәһәрләр категориясидин чиқирилди. Башқиму моношәһәрләргә йеңичә нәпәс бериш үчүн мошу тәҗрибини қоллиниш лазим.
 Умумән, регионларниң риваҗлинишиға йол ачидиған йеңи санаәт орунлирини тәрәққий әткүзүш керәк.
  Бийил мәхсус Пәрман билән Алатав шәһириниң қурулғанлиғини билисиләр. Бу шәһәр сүръәтлик тәрәққий етидиған, инновация кәң қоллинилидиған һәм билимлик мутәхәссисләр ишләйдиған орунға айлиниши керәк. Һөкүмәт у йәрдә қолайлиқ һаят кәчүрүп, тапавәтлик әмгәк қилишқа, инвестиция селишқа қолайлиқ шараит яритиши лазим. 
Автомашина жиғиш ишида иҗабий нәтиҗиләр бар. Мошу сүръәтни сақлап, йәрлик санаәт көләмини дайим ашуруш керәк. Дөләтниң автомашина санаитигә көрситиватқан һәртәрәплимә ярдими ахири толуқ машина қураштуруш кластер сүпитидә мәмликәтниң пайда мәнбәсигә айлиниши һаҗәт. 
Нефть-газ-химия саһасини тәрәққий әткүзүш – муһим вәзипә.
Биз полипропилен вә полиэтилен чиқиридиған чоң санаәт лайиһәлирини әмәлгә ашурушқа башлидуқ. Бутадиен, карбамид, терефтал кислотасини ишләп чиқиришқа беғишланған башқиму келәчиги зор лайиһәләр қолға елиниватиду.
 «Мәркизий Азия – Мәркәз» магистральлиқ газ трубисиниң елимизгә тәәллуқ 800 чақиримдин ошуқ қисмини йеңилаш наһайити қисқа муддәттә аяқлашти. Газ тошуш йөнилишлирини көпәйтиш вә униң күчини ашуруш лазим. Аһалини вә ихтисатни газ билән тәминләш – Һөкүмәтниң асасий вәзиписиниң бири. Булту бирқатар газ хаңлири ишқа қошулди. Шундақла, жилиға умумий көләми бир миллиард квадрат метр газ ишләп чиқиридиған йеңи хаң орунлирини ечиш планлиниватиду. Һазир бу лайиһәләр толуқ ишқа қошулмиди. Шуңлашқа газни ички базарға нәтиҗидар бөлүш лазим. Иссиқ электр станциялирини вә аддий истималчиларни көмүр орниға газ яндурушқа көчүрүш ишлирини әқилгә мувапиқ әмәлгә ашурған тоғра. 
   Һөкүмәткә Жаңа Өзендики, Қашағандики вә Қарашығанақтики газ ишләпчиқириш карханилар қурулушини чапсанлитишни тапшуримән. Бу – асасий вәзипә.


Мошу саһани нәтиҗидар тәрәққий әткүзүш үчүн инвестицияниң қайтишини тәминләйдиған рәғбәтләндүрүш чарилирини қисқа вақит ичидә қобул қилиш, шуниң ичидә әқилгә мувапиқ тарифлар билән дүң сетивелиш баһалирини бәлгүләш лазим.
Газ канлириға геологиялик разведка қилиш үчүн йеңи инвестиция җәлип қилиш турғусидин қариғанда, бу чариләр наһайити муһим. Униңсиз  ихтисатни һаҗәт көләмдә газ билән тәминләш мүмкин әмәс.
ТӨРТИНЧИ. Инфрақурулумға мунасивәтлик муһим мәсилиләрни һәл қилиш лазим.
 Бу иш, әң алди билән, энергетика  вә коммуналлиқ егилик саһасида жүргүзүлүши лазим. 
Һазир энергия ишләп чиқиридиған йеңи объектларни селиш үчүн несийә шәртлирини қолайлиқ дәп ейталмаймиз. Шуңлашқа Һөкүмәт малийә институтлири арқилиқ узақ муддәткә һесапланған қолйетимлик несийә бериш йоллирини қараштурғини тоғра. 
Дөләтниң узақ вақитқа молҗаланған ениқ тариф сәясити, йәни, һаҗәт плани болуши керәк. Бу – мошу саһаға «узақ муддәткә инвестиция җәлип қилишниң» асасий шәрти. Амма, истималчиларға беғишланған тарифниң асассиз өсүшигә йол беришкә болмайду. 
Энергетика вә коммуналлиқ егилик саһасини йеңилаш бойичә миллий лайиһәни жилниң ахириғичә тәстиқләш керәк. Коммуналлиқ ресурсларни ихтисат қилиш мәдәнийитини қелиплаштуруш – наһайити муһим мәсилә. 
 Келәр жилдин башлап ениқ қаидиләр киргүзүлүши лазим. «Көп истимал қилсаң – көп төләйсән» қаидисини рәһбәрликкә елиш керәк. Амма, истималчилар айрим монополистларниң қолида ялғуз қалмаслиғи шәрт. 
 Қанунларға «иҗтимаий әһмийити бар хизмәтләр» дегән чүшәнчә киргүзүлүши керәк. Уни дөләт хизмитини көрситиш җәрияни охшаш рәтлигән тоғра.
Һазир дунияда энергия тапчиллиғи күчийиватиду. Елимизгә ишәшлик вә экологиялик таза қувәт мәнбәлири наһайити һаҗәт. Шуңлашқа биз атом энергетикисини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә әһмийәт беришимиз керәк. Сәвәви, ихтисадимиз күндин-күнгә мол энергияни тәләп қилмақта. Мошундақ еһтияҗни атом энергетикиси тәминләйду. Һазир тәрәққий әткән вә тәрәққий етиватқан 30 мәмликәттә 200гә йеқин атом электр станцияси ишләватиду.
Биз елимизниң өзигә хас алаһидиликлирини вә узақ муддәткә беғишланған миллий мәнпийәтлиримизни нәзәрдә тутуп, пәқәт алға жүрүшимиз керәк. Бир сөз билән ейтқанда, келәчәкни ойлишимиз лазим. Шуңлашқа мән атом электр станциясини селишқа мунасивәтлик әқилгә мувапиқ қарар қобул қилишниң һаҗәт екәнлигини дайим ейтип келиватимән.
Стартегиялик планларни җәмийәттә кәң муһакимә қилиш керәк дәп һесаплаймән.
Елимиз һаятидики һәрбир муһим қәдәм хәлиқ билән бирлишип әмәлгә ашурулуши керәк. Атом электр станцияси тоғрилиқ референдумға мунасивәтлик нәқ шундақ болуши лазим. Булту мән бу мәсилә бойичә пикримни ейттим, йәни референдум мавзусиниң җәмийәт муһакимисигә чүшкинигә бир жил болди. Бу гражданлиримизниң һәртәрәплимә ойлинип, салмақлиқ қарар қобул қилишиға йетәрлик вақит дәп ойлаймән. Шуңлашқа мән Һөкүмәтниң тәкливини қоллаймән.


Атом электр станцияси селиш мәсилисигә мунасивәтлик умуммиллий референдум бийил 6-оғузда өтиду. Бүгүн һаҗәт Пәрманни имзалаймән.
Алдимиздики референдум кәңдаирилик умуммиллий диалогниң йәнә бир ениқ көрүнүши болмақ. Һәқиқәтәнму, бу – «Хәлиқ авазини аңлайдиған» дөләткә хас хусусийәт. Биз мошундақ қәдәмләр арқилиқ йеңи җәмийәтлик-мәдәнийәтниң асасини салимиз. Муһим дөләтлик қарарларни қобул қилишниң йеңи үлгисини яритимиз.
Новәттики мәсилә. Транспорт-логистика секторини тәрәққий әткүзүш – стратегиялик әһмийити алаһидә әвзәллик.
Елимиз Евразия қитъәсиниң нәқ мәркизигә орунлашқан. Бу – бизгә дуниявий риқабәттә зор имканийәт беридиған әвзәллик. Шуңлашқа транспорт инфрақурулумиға селиниватқан һәрбир инвестицияниң өзини-өзи ақлайдиғанлиғи сөзсиз. 
 Биз кейинки әвлатқа жуқури сүпәтлик авто вә төмүрйолларни қалдуришимиз керәк. Шундақла, нәтиҗидар ишләйдиған һава хаблирини, төмүрйол станциялири билән деңиз портлирини селишимиз һаҗәт. Бу турғудин қариғанда, комплекслиқ мәсилиләрни һәл қилған тоғра.
 Төмүрйол саһасида ислаһат жүргүзүш үчүн тариф системисини қайта қараш керәк. Бу – айдин ениқ нәрсә. Йеңи тарифлар төмүрйол системисини бир қелипта сақлашқа  вә униң тошуш қабилийитини ашурушқа имканийәт бериду.
 «Қазақстан темір жолы» компанияси үч чоң инфрақурулумлуқ лайиһәни қолға алди. Униң умумий узунлиғи миң чақиримдин ашиду. Бу лайиһәләр бәкитилгән муддәттә вә наһайити сүпәтлик әмәлгә ашурулуши һаҗәт.
Автотранспорт йоллириниң әһвали – муһим мәсилә. Мән бу тоғрилиқ илгириму ейттим. Бийил елимиздә 12 миң чақиримға йеқин йол селинип, җөндиливатиду. Қазақстанда мошундақ кәңдаирилик ишлар илгири-кейин болмиған. Астана – Алмута, Ақтөбә – Атырав – Астрахань, Талдиқорған – Өскәмән йөнилишидики йолларни қайта йеңилаш ишлири аяқлашти. 2,5 миң чақиримға созулидиған вилайәтара вә наһийәара йолларни оттура дәриҗидә ремонтлашқа беғишланған программиниң әһмийити зор. Нәқ мошу йоллар билән хәлиқ нурғун маңиду. Шуңлашқа программиниң даирисини кәңәйтип, униңға кам дегәндә, 10 миң чақирим йолни киргүзүшни тапшуримән.
Әлвәттә, бу йәрдә санға қариғанда, сүпәт муһим. Шуниң үчүн инновациялик заманивий услубларни кәң пайдилиниш тоғра. Бу ишқа җәмийәтлик назарәтни күчәйтиш үчүн бирпүтүн рәқәмлик платформини ишқа қошуш керәк. У йәрдә барлиқ йолни, шуниң ичидә, шәһәр территориясидики  йолларни селишқа вә җөндәшкә мунасивәтлик әхбарат болуши шәрт. 
Қазақстанниң рәқәмләштүрүш саһасида қол йәткүзгән утуқлири һәссиләп өсүши лазим. «Электронлуқ һөкүмәт» платформисиға имканқәдәр сүнъий әқил технологиясини киргүзүш керәк. Қазақстан сүнъий әқилни кәң пайдилинидиған вә рәқәмлик технологияләрни тәрәққий әткүзүватқан дөләткә айлиниши лазим. Бу – Һөкүмәтниң асасий вәзипилириниң бири. Парламент депутатлирини мошу ишқа қатнишишқа чақиримән.
Келәр жили Астанада Сүнъий әқил миллий мәркизини ишқа қошуш керәк. Бу мәркәзниң ишиги  оқуғучилар, студентлар, алимлар вә тиҗарәтчиләр үчүн дайим очуқ болиду.
Рәқәмлик активлар билән майнингни қанун билән рәтләп, криптобиржиларни тәрәққий әткүзүш ишини давамлаштурған тоғра. Елимиздә ихтисатқа һаҗәт электр қувити өзигә керигини чамисидин сирт пайдилинидиған, шундиму селиқни аз төләйдиған тиҗарәтчиләр бар. Мана шундақларни түзәш керәк.


2025-жили Каспий деңизи арқилиқ талчиқ-оптикилиқ алақә системисини тартиш лайиһәси аяқлишиду. Елимиз үчүн бу лайиһәниң әһмийити зор. Шу арқилиқ мәлуматларниң хәлиқара канали билән вә трансчегаралиқ еқими билән мунасивәтлик рәқәмлик инфрақурулум қуралаймиз.
Умумән, телекоммуникация системилири билән дата-мәркәзлирини  йүксәлдүрүшкә, кибер-бехәтәрликниң дуниявий стандартлирини киргүзүшкә вә мутәхәссислиримизниң билимини ашурушқа мунасивәтлик ишларни давамлаштуруш керәк.
Һава хаблирини тәрәққий әткүзүш – наһайити муһим мәсилә.
Қазақстанниң һава кәңлиги арқилиқ һәр жили 150 миң тонниға йеқин жүк йәткүзүлиду. Алдимиздики төрт жилда бу көрсәткүчни икки һәссигә ашурушқа болиду. Аэропортлиримизниң жүк тошуш имканийәтлирини ашуруш үчүн барлиқ шараитни яритиш керәк. 
 Ички һава йөнилишлирини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә диққәт бөлгән тоғра. Бу, болупму, асасий туризм объектлириниң инфрақурулумлирини яхшилаш үчүн муһим.
Балқаш вә Алакөл дәмелиш регионлиридики учуш-қонуш йоллири толуқ йеңиланди. Катонқариғай, Зайсан вә Кендирли регионлириниңму туристлиқ иқтидарини дурус пайдилиниш лазим. Мошундақ дәмелиш җайлирида сүпити жуқури йол инфрақурулуми бар һава бекәтлирини вә аэропортлар селиш керәк. 
Санәтни тәрәққий әткүзүш фондиниң һесавиға кичик авиация самолетлирини алған тоғра. 
 Туризм лайиһәлирини әмәлгә ашурғанда, тәбиәткә зиян кәлтүрмәй, экологияни сақлаш муһим екәнлигини алаһидә тәкитлигүм келиду.
   Ирригация системилири вә умумән, су егилиги мәсилиси билән җиддий шуғуллиниш керәк. 
 Әтияздики су кәлкүни пүткүл елимиз үчүн чоң синақ болди. Шу қийин күнләрдә биз өмлүги ярашқан әл екәнлигимизни намайиш қилдуқ. Қазақстанниң һәрбир регионидин жиғилған пидаийлар билән сахавәтлик адәмләр зәрдап чәккән йәрләргә ярдәм қолини созди. Дөләтниң дадил һәрикити билән хәлиқниң өзара тиләкдаш болушиниң арқисида қийин әһвалдин аман-есән өттуқ. Дегән билән мәркизий вә йәрлик һакимийәт вәкиллири мошу вақиәдин савақ елиши керәк.
Һазирқи заманда биз һәр қандақ ховупқа тәйяр турушимиз керәк. Шуңлашқа ериған суни жиғип, уни деханларға йәткүзүш үчүн, уни дурус сақлашни билиш лазим. Гидрология бекәтлирини җөндәп, йеңилаш һаҗәт. Суни ихтисат қилиш ишини давамлаштуруш шәрт. Бу – әң алди билән йеза егилигигә мунасивәтлик мәсилә, йәни суни ихтисат қилиш технологиясини, болупму, йеза егилиги кәң пайдилиниши керәк.
Су фондини топлап, уни нәтиҗидар пайдилинип, ирригация системисини дурус қоллансақ, бу саһаға инвестиция җәлип қилишқа болиду. Шуңлашқа тариф сәяситини рәтләп, инвесторларға нәтиҗидар қоллап-қувәтләш чарилирини тәвсийә қилиш һаҗәт. Бу – Һөкүмәтниң алдида турған муһим вәзипә. Ениқ ишқа киришиш керәк.
 БӘШИНЧИ. Елимизниң кадрлиқ иқтидарини пәйдин-пәй ашуруш муһим.
Ихтисатни билимлик мутәхәссиләр билән тәминләш – наһайити муһим вәзипә. Әң алди билән су, энергетика, қурулуш вә башқиму саһаларда қаттиқ байқиливатқан кадр тапчиллиғини йоқитиш һаҗәт.
Шундақла, келәчәктә еһтияҗға егә болидиған кәсипләр үчүн билимлик мутәхәссисләрни тәйярлаш керәк. Бу йөнилиштә ениқ ишлар башланди. 
Һөкүмәт алий билим саһасини хәлиқара билим бериш кәңлиги билән  уйғунлаштуруватиду. Һазирниң өзидә елимиздә чәтәлләрниң атақлиқ 23 алий оқуш орни ишләватиду. Уларни имканқәдәр қоллаш лазим. Атап ейтқанда, мутәхәссис тәйярлашқа берилидиған дөләт буйрутмисини пәйдин-пәй көпәйткән тоғра. Бу услубни билим программиси заман тәливигә мувапиқ келидиған өз оқуш орунлиримизға қоллинишқа болиду. 
Мошу турғудин қариғанда, грант хуни яшларни сүпәтлик оқутушқа мүмкинчилик бериши лазим. Дөләт мәблиғини университетниң һәммисигә чечип, кәлсә-кәлмәс тарқитишқа болмайду.  
 Илғар университетларниң ениқ сектор билән алақисини күчәйтиш керәк. Инновациялик сәясәтни елимизниң илмий-технологиялик әвзәлликлири билән уйғунлаштуруш лазим. Мошундақ қәдәм һәр бир саһадики инновациягә сүръәт бериду. Шундақла, алий оқуш орунлиридики илимниң иқтидарини ашуриду. Шуниң билән биллә алимларниң чәтәлләрдики стажировкисини адәттики синекураға вә «академиялик туризмға» айландурмаслиқ лазим.


 Алий оқуш орунлирила әмәс, техникилиқ вә кәспий билим бериш мәһкимилириму билимлик кадрларни тәйярлиши һаҗәт. Һөкүмәт колледжда яхши оқуған түләкләрни мутәхәссислиги бойичә дөләт хизмитигә елиш  имканийтини қараштуруши лазим. 
 Кәспий билим бериш саһасиға ислаһат қилиш – алаһидә муһим мәсилә. Бу – ихтисатниң өсүмини тәминләш вә инвестициялик җәлипкарлиқни ашуруш үчүн муһим қәдәм. 
Мән 2025-жилни Ишчи мутәхәссисликлири жили дәп елан қилимән. Мошу вақит ичидә техникилиқ вә кәспий билим бериш системисини ислаһат қилиш һаҗәт. Шундақла, биз ишчи мутәхәссисликлирини тәшвиқ қилиш арқилиқ җәмийәттә әмгәксөйгүчлүк вә мутәхәссис болуш идеясини тәрғибат қилимиз. 
Адил вә пидакаранә әмгиги билән утуққа йәткән адәмләр һәр дайим һөрмәтлик, абройлуқ болуши керәк. Бу биз тәклип қиливатқан «Адил граждан – Адил әмгәк – Адил тапавәт» қаидисигә толуқ мас келиду.
Бир сөз билән ейтқанда, бизниң җәмийәттә әмгәксөйгүчлүк, кәспийлик охшаш хусусийәтләр жуқури баһалиниши лазим. Өз кәспини йетүк билгән мутәхәссисләр милләт сүпитини ашуриду. Шуңлашқа, биз әмгәк адиминиң мәртивисини көтириватимиз. Бу йөнилиштики иш тохтимайду, давамлишиду. 
Ишниң ямини йоқ, һәрқандақ әмгәк – һөрмәтлик. Әң муһими, һәр ким  җавапкәрликни чоңқур чүшинип, өз вәзиписини сүпәтлик атқуруши лазим. Шу вақиттила елимиз тәрәққиятниң дағдам йолиға чүшиду. 
Хәлқимиздә «Әмгәкниң көзини тапқан байлиқниң көзини тапиду» дегән нәқил бар. Кәспигә адил һәм җавапкәрлик билән қариған адәм дайим  мунасип баһасини алиду. Бу чүшәнчини җәмийәт аң-сәвийәсигә сиңдүрүш лазим. Гражданларға һөрмәт атақлирини беришимизниң асасий мәхситиму – мошу. Мошу кәмгичә муәллимләргә, дохтурларға вә мәдәнийәт әрбаплириға мошундақ атақлар берилишкә башлиди. Бу – наһайити яхши тәшәббус, униң даирисини кәңәйтиш керәк.
 Биз һәрхил саһадики мутәхәссисләргә, аддий ишчиларға һөрмәт көрситишимиз һаҗәт. Риқабәткә қабил ихтисади бар илғар әл болимиз десәк, әң алди билән, адил әмгәкни баһалиған тоғра. Шуңлашқа инженерларға, гоелогларға, канларда ишләватқанларға, йеза егилиги, транспорт вә су саһасиниң хадимлириға, алимлар билән кәшпиятчиларға берилидиған һөрмәтлик атақлар дөләт мукапити категориясигә қошулиду.
Әмгигиниң дөләтлик дәриҗидә баһалиниши барлиқ кәсип егилиригә алаһидә илһам бериду, әмгәк адиминиң абройини көтириду. 
Елимизниң кадрлиқ иқтидарини ашуруш ишида билим бериш системиси наһайити муһим роль ойнайду. 
Мениң тапшурмам билән «Қолайлиқ мәктәп» миллий лайиһәси әмәлгә ешиватиду. 2025-жилниң ахириғичә заманивий үлгидики 217 мәктәп пайдилинишқа берилиду, дәп планланған. Мошу муһим ишни «Самұрық-Қазына» фонди назарәт қиливатиду. Һөкүмәт билән һакимлар бу ишқа паал қатнишиши лазим. Депутатларму умумий иштин чәттә қалмайду, дәп ойлаймән.
Һөкүмәт қолайлиқ мәктәпләрни мәхсус башқуруш системисини киргүзүшни ойлаштуруши керәк.
Шуниң билән биллә елимиздики 1300 мәктәпкә мурәккәп ремонт қилиниши лазим. Һөкүмәт һакимлар билән биллә уни мәбләғ билән тәминләш мәнбәлирини ениқлап, шуниң ичидә һамийлардинму мәбләғ елип, 3 жил ичидә бу мәктәпләрни толуқ  йеңилиши керәк. 
 Мәмликәт капаләтлик төләмләр үчүн нурғун мәбләғ бөлиду. Униң ичидә шәхсий мәктәпләргә берилидған мәбләғму бар. Мәсилән, 250 миңдин ошуқ бала оқуйдиған шәхсий мәктәпләргә бийилниң өзидә бюджеттин 134 миллиард тәңгә бөлүнди.
Ата-анилар дөләтниң шәхсий мәктәпләргә ениқ ярдәм бериватқанлиғини билиши лазим. Шуниңға мунасивәтлик һәр балиға норматив бойичә бөлүнгән мәбләғ көрситилип туруши һаҗәт. Шу вақитта гаржданлиримиз иҗтимаий программиларға бөлүниватқан мәбләғ тоғрилиқ һәқиқий әхабаратқа егә болиду.
Униңдин ташқири, мәктәпниң паалийитини яхшилаш чарилирини қолға алған тоғра.
Муәллимләрниң билимини ашурушқа вә иҗтимаий мәртивисинии көтиришкә көңүл бөлгән тоғра. 
Устазлар – миллитимизниң әқлий күчи. Уларниң билими әвлат тәрбийиләш арқилиқ елимизниң тәрәққиятиға йол ачиду. Илғар оқуш программилири, заманивий мәктәпләр, илғар башқуруш системиси болсиму, устаз билимлик болмиса, униң бекар екәнлиги ениқ. Шуңлашқа педагогикилиқ алий оқуш орунлириға тәливи жуқури, қабилийәтлик яшларни қобул қилишқа алаһидә әһмийәт бериш керәк. Умумән, бу йөнилиштики ишниң жүргүзүлүши яхши, уни давамлаштуруш лазим.
Балини мәктәпкә тәйярлаш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлгән тоғра. Мәктәпкичә тәрбийә бериш вә оқутуш ишиға мәмликәт билән қатар ата-анилар җавапкәр. Шуңлашқа, мәктәпкичә билим бериш саһасида һәрбир балиға бөлүнидиған мәбләғ аилиниң ениқ тапавитигә бағлиқ болуши керәк. Шундақ қилип, биз билим бериш системисини униңдин кейин йүксәлдүрүш арқилиқ һәқиқәтәнму муһтаҗ гражданларға ярдәм көрситимиз вә дөләтниң қоллап-қувәтләшниң ашкарә болушини тәминләймиз. Гражданлиримизниң иқтидарини ашуримиз.
АЛТИНЧИ. Милләт саламәтлигини күчәйтиш үчүн комлекслиқ чариләрни қолға елип, хәлиқни иҗтимаий қоллаш системисини йеңилаш керәк.
Мәҗбурий иҗтимаий медицинлиқ ғәмсизләндүрүш системисиниң киргүзүлүши саламәтликни сақлаш саһасиға қошумчә ресурслар елип келип, шәхсий мүлүктики медициниға зор пайдисини тәккүзди. 
 Бийил саламәтликни сақлаш саһасиға бюджеттин 3,3 триллион тәңгә мәбләғ бөлүнди. Бирақ, униң нәтиҗиси техи көрүнмәйватиду. 
Медицинилиқ ғәмсизләндүрүш системисиға қатнашқучилар арисида вәзипиләр дурус бөлүнмәслиги бурмиланған әхбаратниң көпийишигә елип кәлди. Бемарларға дөләт капаләт бәргән хизмәтләрни һәқ төләп елишни яки бирнәччә ай бойи новәт күтүшни тәклип қилиш һадисилири аз әмәс. Буниңға йол қоюшқа  болмайду.
Бюджетниң имканийити билән вәзиписини нәзәрдә тутуп, дөләт капаләт беридиған медицинилиқ ярдәмниң бирпүтүн базилиқ топлимисини тәйярлаш лазим. Униңдин ешип кәткән чиқимниң һәммиси ғәмсизләндүрүш системиси арқилиқ төлиниши шәрт. 
Рәқәмләштүрүшсиз  мошундақ кәңдаирилик өзгиришләрни утуқлуқ әмәлгә ашуруш мүмкин әмәс. Бир-биригә алақиси йоқ онлиған программа билән әхбаратлар базисиниң орниға бирпүтүн дөләтлик медицинилиқ әхбарат системисини қуруш керәк. 
Йеңи система, мүлүк егисиниң түригә қаримастин, дөләтлик буйрутма  алидиған медицина мәһкимилириниң һәммисигә толуқ назарәт орнитишни вә мәлуматларниң һәқиқий болушини тәминләш һаҗәт. Һөкүмәт мошу муһим мәсилини һәл қилишқа дәрһал киришип, бу йөнилиштики ишниң җәрияни бойичә маңа вә депутатлар корпусиға һесават берип  туруши керәк.
Елимиздики саламәтликни сақлаш саһасини тәрәққий әткүзүш үчүн дөләт-шәхсий һәмкарлиқ механизмлири арқилиқ ресурсларни паал җәлип қилиш һаҗәт. Әпсус, чәт әлләрниң дөләт-шәхсий һәмкарлиққа мунасивәтлик илғар тәҗрибилири қанунлиримизда толуқ әксини тапмиди. Мошуниң һәммиси лайиһәләрниң нәтиҗисиз болушиға, бюджетқа чүшидиған салмақниң ешишиға елип келиду. Бу услубларни қайта қарап, инвестиция җәлип қилиш үчүн әқилгә мувапиқ тарифларни тәклип қилиши лазим. Һөкүмәт саламәтликни сақлаш вә билим бериш саһасидики дөләт-шәхсий һәмкарлиқ мунасивәтлик йеңи нормативлар билән  қаидиләрни тәйярлиши керәк.
Билимлик медицина мутәхәссислириниң тапчиллиғи – техичила муһим мәсилә.
Бу мәсилини һәл қилиш үчүн, әң алди билән, медицина саһасидики билим сүпитини ашурған тоғра. Шуниң ичидә грант баһасини билим бериш җәрияниниң дәриҗилиригә қарап тәһлил қилиш арқилиқ бәлгүләп, нәтиҗидар тарқитиш лазим.
 Һәммиңларға мәлум, мән аммивий спортни тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүватимән. Яшлиримиз саламәтлиги яхши граждан болуп өсүши керәк. Шуңлашқа милләт саламәтлигини сақлаш үчүн аммивий спортниң әһмийити алаһидә. Йеқинда мән Олимпиада қатнашқучилири  билән учраштим, спорттики ениқ әвзәлликләр билән вәзипиләргә тохталдим.
Һәқиқәтәнму, бу саһадики қанунларни йеңилаш вақти кәлди дәп ойлаймән. Қанунға киргүзүлидиған өзгиришләр аммивий спортни тәрәққий әткүзүшкә сүръәт бериду. Шундақла, келәчәк ғалипкарлар командисини тәйярлашқа йол ачиду. Депутатлар мошу муһим қанун лайиһәсигә алаһидә әһмийәт бәргини тоғра дәп һесаплаймән. 
 Новәттики мәсилә. Иҗтимаий турғидин начар гражданларни қоллаш – наһайити муһим вәзипә. Шуңлашқа дөләт иҗтимаий чиқимларни пәйдин-пәй көпәйтиватиду. Һазир бюджетниң йеримидин көпи иҗтимаий саһаға хәшлиниду.
Балилиқ аилиләрни қоллаш үчүн сәби күтүмигә ярдәм пулини төләш бир жилдин бир йерим жилғичә узартилди.
Зиянлиқ әмгәк шараитида ишләйдиған гражданларға бийилдин башлап мәхсус төләмләр бериливатиду. «Миллий фонд – балиларға» кәңдаирилик лайиһәси ишқа қошулди. 7 миллион балиниң һесап-чотиға Миллий фонд киримидин 300 миллиард тәңгә авдурулди. Дегән билән һазир мәмликәт тәрипидин қоллап-қувәтләнгән  пәйттә гражаданларниң ениқ тапавити көрситилмәйватқанлиғини етирап қилишимиз керәк. Башқичә ейтқанда, иҗтимаий ярдәмгә тамамән муһтаҗ әмәс паравән яшаватқан аилиләрму дөләттин ярдәм алиду. Мошундақ әһваллар аз әмәс. Мошуни нәзәрдә тутуп, хәлиқни қоллаш услублирини йүксәлдүрүш һаҗәт. Шуңлашқа, һөкүмәткә алдимизлдики жилниң бешидин башлап «Иҗтимаий қапчуқ» лайиһәсини әмәлгә ашурушни тапшуримән.
Дөләт һәқиқәтәнму муһтаҗ адәмләргә ярдәм  бериши керәк. Бир сөз билән ейтқанда, һәр қандақ иҗтимаий ярдәм адил, очуқ вә нәтиҗидар болуши шәрт.
 ЙӘТТИНЧИ мәсилә. Экологиялик әһвални яхшилаш – алдимизда турған асасий вәзипиниң бири. Биз җәмийәттә әтрап муһитни һимайә қилишниң әһмийитини кәң тәшвиқ қилишимиз керәк.  
Хәлиқни экологиялик факторларниң зиянлиқ тәсиридин сақлаш һаҗәт. Тиҗарәт вәкиллири тәбиәтни һимайә қилиш ишиға зор җавапкәрлик билән қариши керәк. Һөкүмәт билән «Атамекен» палатиси мошу йөнилиштики чариләрни қобул қилиши лазим. Бу саһаға илғар технологияләрни кәң даиридә киргүзүш ишини давамлашутуруш һаҗәт. Тәбиәтни булғайдиған қалдуқларға мониторинг қилидиған илғар система ойдикидәк ишлиши лазим. 
 Қазақстанниң әҗайип җаниварлар вә өсүмлүкләр дуниясини сақлаш мәсилиси дайим муһим болуп қаливериду. Мәмликәт келәчәктә бепаян даламизни вә орминимизни өрттин һимайә қилиш үчүн һаҗәт болған барлиқ чарини қобул қилиду. 
 Қазақстанниң тәбиити наһайити бай вә һәрхил. Амма, орман-чатқаллар йеримизниң 5 пайизинила елип ятиду. Тәбиәтниң һәрхиллиғини сақлаш үчүн биз орман мәйданлирини көпәйтишимиз лазим. Бу вәзипә елимизниң турақлиқ иҗтимаий-ихтисадий тәрәққияти үчүн наһайити муһим. Мән Президент болуп сайланған күндин башлап мошу мәсилигә алаһидә әһмийәт берип келиватимән. 
Елимизни аватлаштуруш ишиниң сүръити яман әмәс. Тохтап қалмай уни давамлаштуруш һаҗәт. «Семей орманы» даирисидә орман уруқ беғи бар. Бу – Мәркизий Азиядики хәлиқара илғар тәләпләргә мувапиқ көчәт өстүридиған бирдин-бир комплекс. Мошу лайиһәни башқиму орманлиқ җайларда әмәлгә ашуруш лазим.
  Орман-чатқални көпәйтиш пүткүл хәлиқни җипсилаштуридиған ениқ хәлиқ идеясиға айлиниши керәк. Шуңлашқа хәлиқ арисида кәңдаирилик тәшвиқат-тәрғибат ишлирини жүргүзгән тоғра.
Һәммиңларға мәлум, елимиздә әтияздин бери «Таза Қазақстан» умуммиллий экологиялик акция өтүватиду. Бу – барчә хәлиқниң бешини қошқан яхши тәшәббус.
  «Таза Қазақстан» чарә-тәдбиригә бирнәччә айниң ичидә 3 миллионға йеқин адәм қатнашти. Йүз миңлиған өйниң һойлиси тазиланди, 1 миллион тоннадин ошуқ әхләт жиғилди. Мошундақ изгү чариләрниң арқисида җәмийәттә йеңи мәдәнийәт, йеңи җәмийтәлик этика орун еливатиду. Буни әлгә болған муһәббәт, меһриванлиқ дейишкә болиду. Милләтниң йеңи сүпити ениқ чариләр арқилиқ қелиплишиду. Бу – вақитлиқ иш әмәс. Мошу муһим лайиһә жил бойи давамлишиду. Сәвәви, растини ейтқанда, айрим сәвийәси төвән адәмләр тәбиәтни, кочиларни техила булғап келиватиду. Мошундақ адәмләрниң һәрикитигә қанун бойичә тосалғу қоюлиши лазим. Бир сөз билән ейтқанда, әтрап муһитниң тазилиғи һәркимниң күндүлүк ишиға айлиниши лазим. 
Хәлқимизниң бойида яхши пәзиләтләр көп. Мәсилән, өзгә әлләр вәкиллири бизни меһмандост, ақ көңүл хәлиқ сүпитидә билиду. Нәқ мошундақ тазилиқ хәлқимизниң қениға, җениға сиңгән хусусийәт болуши керәк.
 «Таза Қазақстанниң» регионларда сүпәтлик әмәлгә ешишиға һакимлар беваситә җавапкәр. Улар хәлиққә ишниң мәзмунини чүшәндүрүп, ишни дурус уюштуруши һаҗәт.
Регион рәһбири егилик биләнла шуғулланмайду. Һаким җәмийәтлик, мәнивий мәсилиләрни дайим диққәт-нәзәрдә тутуши лазим. Һәрбир рәһбәр хәлиқ билән қоюқ мунасивәттә ишлиши керәк, аһали билән ишәшлик алақә орнитиши һаҗәт. Шу вақитта хәлиқму униң тәшәббуслирини қоллайду, әл үчүн пайдилиқ ишқа биллә киришиду. Һакимниң аброй-һөрмити дегинимизму – шу.
СӘККИЗИНЧИ. Дөләт башқуруш ишиниң нәтиҗидарлиғини имканқәдәр ашуруш керәк.
Мән «Хәлиқ авазини аңлайдиған мәмликәт» концепциясини тәклип қилғандин бери бәш жил вақит өтти. Мошу вақит ичидә җәмийәт билән һакимийәт қурулумлири арисидики алақә мәдәнийитини өзгәрттуқ. Пикир изһар қилишниң  нәтиҗидар механизми вә һәрхил диалог мәйданлири пәйда болди. Дөләт хадимлириниң гражданлар билән беваситә сөзлишиши адәттики әһвалға айланди. Бу концепция дөләт хадимлириниң мүҗәз-хулқиниң йеңи моделини қелиплаштурди. Улар җавакәрлик билән, проактив, очуқ вә нәтиҗидар ишләшкә башлиди. 
  Һәр һалда дөләт билән җәмийәт арисидики диалогниң сүпитини ашуруш үчүн һәммимиз адил болушимиз, пәқәт қанун даирисидә һәрикәт қилишимиз, бәргән вәдимиз билән ишимиз үчүн җавап берәлишимиз лазим.
Биз муһакимә қиливатқан мәсилиләрниң мәзмунини билмәйдиған, һәддидин ташқири көптирип сөзләшкә майил болидиған популистларниң җәмийәттики айрим тәшәббусларни иливелип, өз мәнпийити үчүн бурмилап елип кетидиғанлиғини көрүватимиз. Буниң демократияға һечқандақ мунасивити йоқ.
Илтимасларни қарашқа мунасивәтлик ишниң бирпүтүн экосистемиси қелиплишиши башланғанлиғи муһим. Бу система хәлиқниң еһтияҗини вә тәләп-еһтияҗини ениқ билип олтиришқа имканийәт бериду. Дөләт органлири өз ишини йүксәлдүрүш үчүн гражданларниң илтимаслирини тәһлил қилишқа диққәт бөлүши керәк.
Гражданлиримизниң  кейинки жиллардики йәнә бир тәливи – һакимларни беваситә сайлаш системисини киргүзүш. Бу тәләп орунланди.
Йеза һакимлирини беваситә сайлаш системиси 2021-жили киргүзүлди. Шуниңдин бери 2,5 миңға йеқин һаким сайланди. Бу – барлиқ йеза һакимлириниң 90 пайизға йеқини дегән сөз. Қалғанлири һакимниң вакаләтлик муддити аяқлашқан пәйттә өз новити билән сайлинивериду. Йеңи һакимларниң 60 пайизи илгири дөләт хизмитидә ишлимигәнләр. Уларниң арисида һәрхил кәсип егилири, һәрхил партия вәкиллири бар. Оттура йеши – 46 яш.  Бир сөз билән ейтсақ, хәлиқ өзи таллиған һакимларниң тәркиви хелә йеңиланди.
Булту күздә дәсләпки қетим наһийә вә вилайәтлик әһмийити бар шәһәр һакимлирини сайлашқа башлидуқ. Барлиқ вилайәтләрдә 45 һаким йеңи услуб билән сайланди. Биз сайлам йәкүнлирини вә сайланған һакимларниң паалийитини тәһлилдин өткүздуқ. Шуниң йәкүнлири бойичә түпасаслиқ қарар қобул қилдуқ. Келәр жилдин башлап йеңи системиға бирәтола көчимиз. Буниңдин кейин наһийә вә вилайәтлик әһмийити бар шәһәрләрниң һакимлири беваситә сайлаш арқилиқ хизмәткә келиду. Һакимларниң вакаләтлик муддити аяқлишишиға қарап, йәни ротация муддити кәлгәндә, сайлам өткүзүлиду. Буму – сәясий системини ислаһатлаш йолидики новәттики муһим қәдәм. Сәясий ислаһат – бир қетимлиқ мәвсүм әмәс. Дөләтниң тәрәққиятиға һаҗәт болса, ислаһатлар давамлишиду. 
   Дөләт хадимлириниң билимини ашуруш мәсилиси техила муһим. Намзатларни хизмәткә  тайинлиған пәйттә униң кәспий вә мәнивий хусусийәтлиригә диққәт бөлүш тоғра. Илгири ишни қандақ атқурғанлиғи нәзәрдә болуши керәк. Меритократия қаидилиридин һеч ким баш тартмиди. Бу йөнилиштики ишларниң җәрияни яман әмәс. Һазир дөләт органлириниң һәммиси кадр мәсилиси бойичә бирпүтүн әхбаратлиқ системиға көчти.  
Әнди Һөкүмәт билән Дөләт хизмәт ишлири агентлиғи бюджеттин мәбләғ билән тәминлинидиған мәһкимиләрниң кадр мәсилисигә мунасивәтлик ишини толуқ автоматландуруши керәк.
  ТОҚҚУЗИНЧИ. Җәмийәттә қанун билән тәртип идеологиясини орнитиш һаҗәт.
Рәқәмлик технологияләрниң күндилик һаятимизға аммивий рәвиштә кириши һәрхил мәккарларниң көпийишигә елип кәлмәктә. Униңға һәммимиз гува болуватимиз. Шуңлашқа, һазир малийә вә ихтисат асаслирини билиш, аддий рәқәмлик маһарәтләрни үгиниш наһайити муһим болмақта. Мошу турғидин «Amanat» партияси тәклип қилған «қәризсиз җәмийәт» лайиһәсини атап өткүм келиду. Гражданларниң малийә саватини ашурушқа беғишланған мошу лайиһәгә булту 65 миң адәм қатнашти. Бийил уларниң сани буниңдинму көп болиду. 
Мәктәпләрдә, алий оқуш орунлирида малийә вә рәқәмлик саватлиқ асаслирини үгитидиған билим программилирини киргүзүш лазим. Бу ишни Һөкүмәт  малийә саһасини рәтләйдиған органлар билән биллә атқуруши керәк. Мошуниң  һәммиси гражданлиримизниң һәрхил мәккарлар халтисиға чүшүп қалмаслиғиға мүмкинчилик бериду. 
Вакаләтлик органларниң һәммиси қанунға беқинидиған хәлиққә зиян кәлтүрүватқан мәккарларға вә шуниңға охшиған башқиму қанунсиз һәрикәтләргә қарши дадил чариләр қобул қилиши керәк.
Һазир «Қанун бузушниң алдини елиш тоғрилиқ» қанун лайиһәси тәйярлиниватиду. Мошу қанунниң тәләплирини орунлаш үчүн җәмийәт билән дөләт аппарати күч бириктүрүши лазим. Шу вақитила әһвални түзитип, қанун үстүнлигини вә гражданларниң  бехәтәрлигини тәминләләймиз. 
 Һәр қандақ җәмийәтниң, шуниң ичидә бизниң җәмийәтниң асасий чүшәнчиләргә асасланған еһтияҗлири – адаләтлик вә бехәтәрлик. Мошу асасий еһтияҗларниң толуғи билән орунлиниши дөләтниң нәтиҗидар ишләйдиғанлиғини ениқ көрситиду. 
Елимиздә кәңдаирилик ислаһатлар басқуч-басқучи билән әмәлгә ашуруливатиду. Сәясий йеңилинишниң нәтиҗисидә гражданлиримизниң өз ойи вә пикрини очуқ ейтип, дөләтлик қарарлар қобул қилиш җәрияниға қатнишишиға йол ечилди. Шундақла, иҗтимий-ихтисадий турғидин чоңқур өзгиришләр болуватиду. 
Гражданлиримизниң һоқуқини қоғдаш саһасида комплекслиқ чариләрни қолға алдуқ. Асасий мәхсәт – адаләтлик җәмийәт қуруш вә шуниң арқисида тәрәққиятниң дағдам йолиға чүшкән илғар әл болуш. Шуңлашқа биз мошу йөнилиштики муһим ислаһатларни давамлаштуримиз, системилиқ ишни тохтатмаймиз.
Йәнә бир мәсилә – гражданларниң бехәтәрлиги. Шәхсий адәмдин башлап, туташ җәмийәтниң бехәтәрлигини тәминләш – дөләт үчүн стратегиялик әһмийити бар әвзәллик. 
 Көплигән әлләрдә, һәтта тәрәққий әткән мәмликәтләрниң өзидә җинайәт билән тәртипсизлик болуватқиниға қаримай, биз ахирқи жиллири бехәтәр җәмийәт қурушта бираз утуққа йәттуқ. Кочидики, җәмийәтлик орунлардики җинайәт қисқираватиду. Шундиму барға қанаәт қилишқа болмайду. 
 Мениң асасий вәзипәмниң бири – Қазақстанни бехәтәр һәм қолайлиқ әлгә айландуруш. Һоқуқ қоғдаш органлириға вә башқиму җавапкәр мәһкимиләргә гражданларниң бехәтәрлигини тәминләш жүкләнди.
Ички ишлар министрлиги ушшақ бузуқчилиқ вә вандализмдин башлап, чәтәлликләрниң қанунсиз көчүп келишигә вә башқа еғир җинайәтләргә тосалғу қоюп, дәрһал йолини кесиш вәзиписи бар. Һоқуқлуқ дөләттә җинайәт дуниясиға орун йоқ, қарақчилиқни томуридин йоқитиш һаҗәт. Һәрхил экстремистларниң, униң ичидә радикал динчиларниң елимизгә иғва салидиған һәрикәтлиригә мунасивәтлик мәвқә нәқ мошундақ болуши керәк.
   Һоқуқ қоғдаш органлири кәспийлик, җасарәт вә ирадисини намайиш қилиши шәрт.
Йол апәтлири җәмийәтниң тәшвишләндүрмәктә. Жил бешидин бери йол-транспорт паҗиәсидин 1300дин ошуқ адәм қаза болуп, 16 миңдин ошуқ адәм зәрдап чәкти. Адәмләр һәр күни йол үстидә қаза болуватиду. Уларниң арисида пүтүнләй бир аилиләрму бар.
 Йол-транспорт инфрақурулумини яхшилаш вә әқлий системини киргүзүш арқилиқ йол бәхәтәрлигини тәминләшкә болиду. Бу – йәрликла әмәс, җумһурийәтлик йолларға мунасивәтлик мәсилә.
 Мошу саһаға җавапкәр мәһкимә автотранспортниң техникилиқ әһвалиға һаҗәт назарәт қилиши лазим.
Жүргүзгүчиләрни тәйярлаш дәриҗисиниң төвәнлигиму сир әмәс. Жүргүзгүчи гуванамисини мәхсус оқумай алидиған һадисиләр бар. Һөкүмәт, һакимлар, Ички ишлар министрлиги дадил қәдәм ташлиши һаҗәт. Депутатлар бу мәсилини нәзәрдә тутуши лазим.
Һәрбий хизмәттә қанун билән тәртипниң сақлиниши – алаһидә муһим вәзипә.
Яшлар һәрбий хизмәткә Вәтән алдидики борчини өтәш үчүн бариду. Яш әскәрлиримиз өз вәзиписини әндишисиз орунлиши үчүн һәрбий хизмәттә әң алди билән төмүрдәк тәртип болуши шәрт. Қураллиқ күчләр билән күчлүк қурулумлар мошу тәләпни орунлиши лазим. Һәрбир ата-ана балисини һәрбий хизмәткә әвәткәндә, дөләткә ишинип тапшуриду. Шуңлашқа әскәрләрниң саламәтлиги билән  бехәтәрлигигә, әң алди билән, армия рәһбәрлиги вә һоқуқ қоғдаш мәһкимилириниң рәһбәрлири җавапкәр. 
  Йәнә бир муһим вәзипә – наркотик содисиға вә нәшихорлуққа қарши күрәш, Бу – милләтниң генетикилиқ фондини аман сақлап қелиш мәсилиси дегән сөз. Биз мошу кәмгичә  қанун чарилирини қобул қилдуқ. Бирақ, ениқ нәтиҗигә қол йәткүздуқ дейишкә техи әтигән. Һәрбир дәләтлик қурулум, болупму, һоқуқ қоғдаш органлири нәтиҗидар ишләватиду дәп ейталмаймиз. Наркотик мәсилиси җиддийлашмақта.
Биз қанун билән тәртип, билим билән парасәт үстүнлүк қилидиған җәмийәт қурушимиз керәк. Гражданлири, болупму яшлири мәдәнийәтлик, бәрпакар милләтниң келәчиги бар. Шуңлашқа биз тәрәққийпәрвәр әл болушқа тосалғулуқ қилидиған ят адәтләрдин қутулушимиз лазим. Мән бу тоғрилиқ Миллий қурултай олтиришида ейттим. Әлниң келәчигигә тәсир  қилидиған бәш кесәлгә тохталдим. Шуниңдин бери бирқатар ишлар атқурулди. Вандализмға, лудоманияға тосалғу болидиған қанунлар қобул қилинди. Вейп, йәни электронлуқ тамака мәнъий қилинди. Қобул қилинған чариләр нәтиҗиси һазир көрүнүватиду. Иҗтимаий кесәлниң һәммисигә қарши хәлиқ билән биллә күришиш лазим.
Хәлқимиз дайим кәңпейиллиғи, толерантлиғи билән пәриқлинип  туриду. Елимизниң асасий қәдрийити – бирлик билән разимәнлик, мошу хусусийәтләрниң арқисида сақлинип туриду. Қазақстанда тилиға, диниға, миллитигә, иҗтимаий әһвалиға вә башқиму сәвәпләргә бола һечқандақ қисим көрситилмәйду, көрситилишиму мүмкин әмәс. Әлвәттә, мошундақ һадисиләр учришип туриду. Бирақ, бу көпирәк айрим адәмләрниң сәвийәсиниң төвәнлигидин вә җавапкәрсизлигидин болуп туриду. Һоқуқ қоғдаш органлири дайим қанун арқилиқ мошундақ вақиәләрниң алдини алиду.
Униңдин ташқири, айрим пәйли бузуқ адәмләр, униң ичидә чәтәлдә жүргәнләрму бар, мәсилини җиддийлаштуруш арқилиқ җәмийәтлик пикиргә тәсир қилғуси келиду, елимизни асассиз яманлайду. 
Қазақстан җәмийитидиму, һакимийитидиму һеч қандақ «фобия» мошу кәмгичә болмиған, һазирму йоқ, келәчәктиму болмайду. Шуңлашқа ахча үчүн әл ичигә иғва селишни мәхсәт қилидиған мошундақ хүнүк һәрикәтләрдин һечнәрсә чиқмайдиғанлиғи ениқ.
 Биз уйғунлуқтики, адаләтлик вә турақлиқ җәмийәт қуруш ишини давамлаштуримиз.
 Биз – илғар пикирлик милләт. Шуңлашқа жирақни көзләп, һәрхил иғвалардин жуқури турушимиз, парасәтлик әл екәнлигимизни намайиш қилишимиз һәм пәқәт қанунға беқинидиғанлиғимизни көрситишимиз керәк.
 Дайим кәйнигә қарап, өткән күн билән һаят кәчүрүшкә, илгәрки системидин яки шәхсләрдин гуна издәшкә болмайду. Өз хәлқиңниң тарихини билиш керәк, бирақ униңдин роһиңни чүширип, өзгигә рәнҗишкә сәвәп издимәслик лазим. Қандақ һәсрәт болмисун, өткән вақиәләрдин, әң алди билән, савақ елишни билгән тоғра. Биз келәчәккә ишәнчә билән қарап, елимизниң тәрәққий етишини ойлишимиз керәк. Мән бу тоғрилиқ дайим ейтип келиватимән.
 Йәнә бир қетим тәкрарлаймән, бизниң җәмийитимиздә қанун билән тәртип үстүнлүк қуруши лазим. Бу – пүткүл җәмийәтниң вә һәрбир адәмниң бехәтәрлигини тәминләшкә мунасивәтлик асасий тәләп. Биз шу вақиттила Адаләтлик, Таза вә Бехәтәр Қазақстанни қурулаймиз. Мошу стратегиялик мәхситимизгә йетиш үчүн елимизниң течлиқ һаят кәчүришигә вә турақлиқ тәрәққий етишигә қолайлиқ ташқи шараит қелиплашутурушимиз һаҗәт. Бу – һазирқидәк наһайити җиддий геосәясий әһвал пәйтидә жуқури кәспийликни тәләп қилидиған дипломатиялик вәзипә.
  Қазақстан течлиқ вә тәңпуңлуқни сақлайдиған ташқи сәясәтни мәккәм тутуп келиватиду. Елимизниң мустәқиллигини мустәһкәмләш, чәт әлләрдики гражданлиримизниң һоқуқлирини һимайә қилиш, миллий мәнпийәтлиримизни илгирлитиш, ихтисатқа инвестиция җәлип қилиш – дипломатлиримизниң асасий вәзиписи. Қазақстан БМТ Низамнамисигә қаттиқ риайә қилип, һәртәрәплимә һәмкарлиқ орнитишқа дайим тәйяр екәнлигини тәкитләйду. Елимиз хәлиқара бехәтәрлик вә турақлиқ мәсилилирини һәл қилишқа паал қатнишиду. 
 Биз Бирләшкән Милләтләр тәшкилати билән башқиму хәлиқара тәшкилатларниң терроризмға, экстремизмға, қанунсиз миграциягә, климатниң өзгиришигә вә башқиму ховуп-хәтәрләргә қарши күрәш йолидики нийәтлирини қоллаймиз. Шундақла, БМТниң течлиқпәрвәр паалийитини, қуралсизлинишқа мунасивәтлик тәшәббуслирини қоллаймиз, қураллиқ тоқунушларни дипломатиялик йол билән йешиш лазим дәп һесаплаймиз. 
   Астанада Қазақстанниң рәислигидә Азиядики өзара иш-һәрикәт вә ишәнчә чарилири бойичә кеңәшкә, МДҺға, ШҺТға, Түркий мәмликәтләр тәшкилатиға әза әлләр рәһбәрлириниң саммитлири охшаш бирқатар әһмийәтлик хәлиқара чариләр өтти. Бизни қоллап-қувәтлигини үчүн иттипақдашлиримизға миннәтдарлиқ изһар қилимиз.
 Һөрмәтлик вәтәндашлар!
Һазир дунияда қандақ түпасаслиқ өзгиришләрниң болуватқанлиғини билисиләр. Ихтисадий, сәясий, климатлиқ вә башқиму дуниявий, регионлуқ даиридики ховуплар аз әмәс. Мошундақ әһвалда күндилик тирикчилик билән қатар стратегиялик әһмийити бар нурғун мәсилини һәл қилишқа тоғра келиватиду. Әлвәттә, бир вақитта барлиғиға бирдәк ресурсимиз йәтмәйдиғини ениқ.
 Һеч кимму һәммини дәрһал өзгәртәлмәйду. Узун жиллардин бери  һәл қилинмай келиватқан мәсилиләр бар. Биз һеч нәрсини йошурмай, очуқ ейтимиз. Қанчилик җиддий болсиму, барлиқ мәсилини системилиқ һәм дадил йешиватимиз.
Алдимизда кәңдаирилик иш туриду. Турақлиқ иҗтимаий-ихтисадий йүксилишни тәминләш, гражданларниң бәрпакарлиқ иқтидарини толуқ ечиш вә хәлиқниң паравәнлигини ашуруш – дөләтниң асасий вәзиписи.
 Һөкүмәт әзалири, һакимлар, депутатлар вә башқиму җәмийәт вәкиллири дайим вәтәнпәрвәрлик идеясиға адил болуши лазим. Һәрбир иш әлгә болған яхши нийәт билән қилиниши шәрт. Һәрбир қәдимимиз әлгә пайдисини тәккүзүши керәк. Биз елимизниң байлиғини ихтисат қилип пайдилансақ, пидакаранә әмгәк қилсақ, селиқ төлисәк, өз мәһсулатлиримизни алидиған болсақ, һәрхил лайиһәләргә инвестиция салсақ, мәмликитимизниң күчини ашуримиз. Демәк, Вәтинимизгә, аилимизгә пайдимиз тегиду.
   Биз қийинчилиқларға бой бәрмәй, барлиқ мәсилини пәйдин-пәй һәл қилишимиз керәк. Мошуниң һәммиси хәлиқниң турмуш-тирикчилигигә әмәс, шундақла һазирқидәк өзгирип турған замандики елимизниң тәғдиригә тәсир қилиду.
 Бизниң узақ муддәткә беғишланған тәрәққият йолимиз ениқ. Бүйүк  мәхсәтлиримиз бар. Униңға йетиш үчүн, дәсләп әл бирлигини сақлишимиз керәк. Бир-биримизни қоллап, һөрмәт көрситишимиз лазим. 
Биз – бәрикәтлик бирликниң арқисида һәрхил синақта сүрүнмәй өткән хәлиқ. Келәчәктиму шундақ болиду. Һәммимиз бир әл болуп, адаләтлик вә тәрәққий әткән Қазақстанни биллә қурайли. Шу вақитта һәрким өз елиниң хиши болуп селинип, арман- мәхситигә йетиду. 
  Һәр инсанға вә һәммигә бирдәк имканийәт беридиған мәмликәтни, йәни Адаләтлик Қазақстанни келәчәк әвлатқа аманәт қилиш – һәммимизгә ортақ вәзипә.
 Мән Дөләт рәһбири сүпитидә мошу вәзипини орунлашқа бар күч-ғәйритимни салимән. Силәрниңму ортақ мәхсәткә йетиш үчүн пидакаранә әмгәк қилидиғанлиғиңларға ишәнчим камил. 
 Муқәддәс Вәтинимиз – Қазақстан  гүллинивәрсун!
 Хәлқимиз аман болсун!

 

2435 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы