- Әхбаратлар еқими
- 12 Қыркүйек, 2024
Йеңи пәтирләргә көчүп кирди
Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә Һөкүмәт су кәлкүниниң ақивәтлирини йоқитиш вә зәрдап чәккәнләрниң турушлуқ өйлирини әслигә кәлтүрүш бойичә ишлар давамлашмақта.
Қошумчә қилсақ, 6-мизан күнигичә чүшкән мәлуматлар бойичә, 7 393 аилә зәхмә йәткән мүлүкниң орниға йеңи өйләр вә пәтирләргә егә болди, униң ичидә 5 313 объект сетивелинди. Барлиқ 9 147 илтимас бәргән гражданларға умумий баһаси 53,5 миллиард тәңгә көләмидә турушлуқ өйни ремонт қилишқа вә әслигә кәлтүрүшкә ярдәм пули берилди. Шуниң билән биллә 34 247 аилигә 12 627,7 миллион тәңгигә 100 айлиқ һесап көрсәткүч мөлчәридә бирқетимлиқ ярдәм пули төләнди. Су кәлкүни пәйтидә ярамсиз болған дәсләп һаҗәт болидиған затларни елиш үчүн 9 994 миллион тәңгигә 21 880 аилигә 150 айлиқ һесап көләмидә қошумчә төләм берилди.
609 рет
көрсетілді0
пікір