- Әхбаратлар еқими
- 12 Қыркүйек, 2024
Спорт чолпанлири Қазақстанни дунияға тонутти
Өткән һәптидә пүткүл дуния диққитини Парижға җәлип қилған XVII Язлиқ олимпиада оюнлири өз давамини тапти. Бу басқучта Қазақстан Миллий талланма командиси пәқәт паалийәтчанлиқ көрситипла қалмай, өзлириниң һәқиқий мәнасидики кәспий маһаритини намайиш қилди.
Ершат ӘСМӘТОВ,
«Uiğur avazi»
4-мизан күни вәтәндишимиз Давид Дегтяров (54 кг.) 188 килограммлиқ уюл төмүрни «беқиндуруп», парапауэрлифтинг бойичә Олимпиада чемпиони аталди. Ядиңларға салимизки, спортчи буниңдин илгири 2020-жили Токио олимпиадисида ғалибийәт қазинип, алтун медальға еришкән. Чемпионни қисқичә тонуштуруп өтсәк, у – парапауэрлифтинг бойичә Қазақстанға хизмәт көрсәткән спорт маһири, «Құрмет» ордениниң саһиби. Қазақстанниң хизмәт көрсәткән тренери Юрий Колесниковниң қолида мәшиқлиниду. Бу күни шундақла йәнә бир спорт чолпини Дастан Муқашбеков ядро ташлаштин F36 категорияси бойичә бронза медалиға егә болди. Униң нәтиҗиси – 16 метр. Бу – Азия қитъәсидики йеңи рекорд болуп һесаплиниду.
Паралимпиадиниң сәккизинчи күни Ақмарал Науатбек (48 кг.) парадзюдодин J2 категорияси бойичә франциялик рәқиви Сандрина Мартинени тиз пүктүрүп, новәттики «алтунға» қол йәткүзди. Ақмарал 1999-жили Җамбул вилайитидә туғулған. Спортқа 11 йешида кәлгән. 2017-, 2018- вә 2019-жиллири яшлар арисида өткән дуния чемпионатлириға қатнашқан. 2021-жили көрүш қабилийитиниң начарлишишиға бағлиқ паралимпиадилиқ дзюдоға йөткәлгән. 2022-жили Бакуда өткән дуния чемпионатида 48 килограммлиқ салмақ дәрижисидә ғалибийәт қазанған. Шундақ қилип, 25 йешида парадзюдодин аяллар арисида дәсләпки чемпион аталған. 2023-жили Ханчжоуда (ХХҖ) өткән Азия Параоюнлирида алтун медальға қол йәткүзгән.
Параүзүштин Нурдәулет Жумағали SB13 категориясидә 100 метрға брасс усулида үзүштә жуқури маһаритини намайиш қилип, күмүч медальни йеңивалди. Бу – спортчиниң дәсләпки утуғи әмәс. У Токио олимпиадисида бронза медалиға еришкән. 6-мизанда йәнә бир спортчимиз Даяна Федосова (57 кг. ) парадзюдониң J2 категорияси бойичә жуқури нәтижә көрситип, елимиз «ғоҗуниға» йәнә бир бронза медалини салди. Ейтмақчи, у Токио паралимпиадисида бу мәнзилгә йетишкә азла қалған еди. Спортниң бу түридин J1 категорияси бойичә күч синашқан Ерғали Шамей (73 кг.) йерим финалда германиялик рәқивини иппон билән йеңип, күмүч медаль саһиби аталди. Зарина Раифова (+70 кг.) болса, J2 категорияси (көрүш қабилийити начар спортчилар) бойичә бронза медалиға еришти. Парадзюдочи Журқамырза Шүкирбеков (+90 кг.) үчинчи орунға болған талашта франциялик Насер Зорганиниң үстидин ғалип чиқип, тоққузинчи медальни қолға чүшәрди.
Шундақ қилип, бийил Парижда өткән паралимпиадида елимиз спортчилири тилға аларлиқ мувапәққийәтләрни қолға кәлтүрүп, дуния миқиясида мустәқил Қазақстанниң аброй-инавитини һәшләргә көтәрди. Йәни бу аләмшумул бәйгидин 9 медаль елип қайтти. Атап ейтсақ, Давид Дегтяров (парапауэрлифтинг) билән Ақмарал Науатбек (парадзюдо) – алтун, Еркин Ғаббасов (пара оқ етиш), Нурдәулет Жумағали (параүзүш) вә Ерғали Шамей (парадзюдо) – күмүч, Дастан Муқашбеков (пара йеник атлетика), Даяна Федосова (парадзюдо), Зарина Раифова (парадзюдо) вә Жұрқамырза Шүкирбеков (парадзюдо) бронза медальлирини елишқа муйәссәр болди.
613 рет
көрсетілді0
пікір