• Әхбаратлар еқими
  • 12 Қыркүйек, 2024

Пайтәхттә Дуниявий көчмәнләр оюнлири башланди

Һәммимизгә мәлумки, 8 – 15-мизан арилиғида елимиз пайтәхти Астана шәһиридә V Дуниявий көчмәнләр оюнлири өткүзүлиду. Униңға аләмниң 89 мәмликитидин 2430 қатнашқучи тиркәлгән. Бу чаригә Қазақстан талланма командисидин 261 спортчи иштрак қилиду. Көчмәнләр оюнлирида спортниң 21 түри бойичә 97 медаль комплекти ойнитилиду. 

Ершат ӘСМӘТОВ,
«Uiğur avazi»

Йәкшәнбә күни Көчмәнләр оюнлириниң тәнтәнилик ечилиши болуп өтти. Униң даирисидә заманивий сәһнә технологиялири билән мультмедиялик дизайн пайдилинилған икки саатлиқ музыкилиқ-театрлаштурулған қоюлум намайиш қилинди. Шоу-программиға үч миңдин ошуқ сәнъәткар қатнашти. Тәнтәнини киришмә сөз билән ачқан Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев мәрасимни чәт әлләрдин кәлгән һөрмәтлик меһманлар билән биллә тамашилиди. Пүткүл әлниң диққитини өзигә җәлип қилған бу чарә-тәдбирдә «алтун аваз» егиси Димаш Қудайбергенниң нахшиси яңриди. Ахирида арена мәркизигә тайқазан чүширилип, Қазақстанлиқларниң йәнә бир сөйүмлүк нахшичиси Роза Рымбаева рәһбәрлигидики қазақстанлиқ иҗрачилар елимиздила әмәс, униң ташқирисидиму аммибаплиққа айланған «Туған жер» нахшисини орунлап, программини йәкүнлиди. 
Бу күни җумһурийитимизниң җай-җайлиридин кәлгән 450тин ошуқ қолһүнәрвәнчилик маһирлири наһайити көләмлик қурақ көрпә тикип чиқти. Шундақ қилип, Дуниявий көчмәнләр оюнлирида қазақстанлиқ рекордлар китавиға тиркәлгидәк рекорд яритилди.
6-мизан күни пайтәхттә Қазақстанниң 20 регионидин кәлгән 200дин ошуқ вәкилниң қатнишишида «Бірлік керуені» намлиқ кәңдаирилик чарә-тәдбир өтти. Спортчилар билән җәмийәт әрбаплиридин тәркип тапқан карван жүрүшидә бепаян елимизниң барлиқ тәвәлиридин кәлтүрүлгән хасийәтлик су Астанаға йәткүзүлди. Бу су көпмилләтлик Қазақстан хәлқиниң ортақ күч-қувити билән бирлигиниң рәмзи болуп һесаплиниду. «Бірлік керуені» V Дуниявий көчмәнләр оюнлири ечилиш мәрасиминиң асасий элементи сүпитидә хасийәтлик суни пайдилиниш әнъәнисини давамлаштуридиған болиду. Ядиңларға салимизки, мошу күнгә қәдәр елимизниң һәр регионидики хасийәтлик һесаплинидиған булақ көзлиридин су жиғилған еди. Нәқ шу су бүгүнки күндә пайтәхтимиздә дағдуғилиқ өтүватқан Көчмәнләр оюнлириниң рәмзи болмақ.  
7-мизанда Астанада Этноавул рәсмий түрдә ечилди. «Көшпенділер әлемі» мәһәллиси ипподромниң кәйнигә орунлашқан. Умумий мәйдани – 10 гектар. Ичидә мәркизий мәйдан, миллий оюнларға беғишланған балиларниң оюн мәйданчиси, очуқчилиқтики көчмә Тәрәққият мирасгаһи, спорт чарә-тәдбирлири өткүзүлидиған, хәлиқ музыкиси иҗра қилинидиған вә миллий таамлар һәм қолһүнәрвәнчилик буюмлар қоюлидиған мәхсус орунлар, баш сәһнә бәрпа қилинған. 
Булардин ташқири туристлар билән меһманларниң һөрмитигә қазақ миллий таамлириниң ресторанлири тәвсийә қилинған. Этноавуллар «Қазанат»ипподроми, «Қазақ елі» вә «Бәйтерек » монументлири, «Ататүрік» һәм Мәркизий истраһәт бағлири территориялиригә орунлашқан. Мәзкүр мәһәллидә һәрхил сувенир-соғилар сетилидиған Шәриқ базириму бар. Пайтәхт турғунлири, меһманлири вә оюнлар қатнашқучилири  Этноавулға һәқсиз кирәләйду. Һә Көчмәнләр оюнлириниң мусабиқилиригә билет сетивелип кириш шәрт. Дәсләпки үч күндә Этноавул мәһәллилирини 70 миңдин ошуқ адәм зиярәт қилған. Меһманлар арисида Қазақстан теннис талланма командисиниң әзалириму болди. Капитан Юрий Щукин башлиған теннисчилар этноавулни арилап, мирасгаһларда болуп, спортчиларни қоллап, миллий таамлардин дәм тартти. «Мән мундақ чаридә биринчи қетим болуватимән. Маңа бәк яқти. Уюштуруш ишлири, спортчиларниң маһарити, мәйрәмлик кәйпият – һәммиси алий дәриҗидә. Қазақ зимини көчмәнлик мәдәнийәтниң бөшүги болуп һесаплиниду. Қазақстан униң сақлинип, тәрәққий етишигә зор тәсир көрситиду», – дәйду Қазақстанниң җүп категориясидики дәсләпки ракеткиси Александр Недовесов.
V Дуниявий көчмәнләр оюнлириниң биринчи күни жамбы етиш спорти бойичә ғалиплар мәлум болди. Бу мусабиқиләргә аләмниң 27 мәмликитидин 78 спортчи қатнишиватиду. Улар 11 топқа бөлүнүп, һәрқайси өз топиниң ичидики рәқиплири билән күч синашти. Уларниң йәкүни бойичә, Франция командисиниң әзаси  Raphael Malet Көчмәнләр оюниниң дәсләпки алтун медалини елишқа муйәссәр болди. Күмүч медальға моңғолиялик Altankhuyag Nergui, бронза медалиға франциялик Gaëtan Blot еришти. Қазақстан Миллий талланма командисиниң вәкили Абзал Тулыбеков бәшликниң ичигә кирди. 


9-мизан күни Этноавул территориясидә аударыспақ (аттин ғулитиш) бойичә мусабиқә башланди. Униңға 9 дөләттин – Қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстан, Моңғолия, Түркия, Венгрия, Хитай, АҚШ вә Россиядин болуп,  җәми 64 спортчи тиркәлди. Мәзкүр күчсинишишта Қазақстан шәнини Ермек Құралбай, Алмат Ләтипбек, Дарын Өткелбай, Есимхан Рәхматиллә, Сырым Избасаров вә Биржан Қосалиев қоғдайдиған болиду. 
    Көшпендигә вставка. «Қазанат» ипподроми йенидики...» дегән абзацниң алдиға салғин!
Россия космос агентлиғи билән түзүлгән шәртнамә асасида ичидә ташлири бар тоққузқумилақ тахтиси Көчмәнләр оюни даирисидә дәсләпки қетим стратосфера қатлимиға чиқирилип, қайтидин йәргә йәткүзүлди. Бу, әлвәттә, пәқәт үстәл оюнлириниң мухлислири үчүнла әмәс, пүткүл Қазақстан үчүн муһим йеңилиқ. Чүнки тоққузқумилақ – космосни зиярәт қилған бирдин-бир үстәл оюни. Көчмәнләр оюни даирисидә тоққузқумилақ турнирида 41 әлдин кәлгән 114 қатнашқучи күч синишидиған болиду. Ядиңларға салимизки,  9-мизан күни саат 09:09да тоққузқумилақтин мусабиқиләр башланди. 9 оюнчи 9 үстәллик тахтида биринчи таш 9-оюқтин қозғалди.
«Қазанат» ипподроми йенидики этноавулда өткән жамбы етишниң Азия стили бойичә мукапатлиқ үч орунниң һәммиси қазақстанлиқ спортчиларниң әнчисигә тәгди. Йәни Батыр Бексауыт – алтун, Айтбек Сарыбай – күмүч, Ералхан Айкөз бронза медальға еришти. Қазақстанлиқлар рәқивини аттин ғулитиш җәһәттин жуқури маһарәт көрситип, үч салмақ дәрижиси бойичә алтун медальға муйәссәр болди. Ениғариғи, Ермек Қуралбай (60кг.), Алмат Ләтипбек (70 кг.), вә Дарын Өткелбай (80 кг.) ғалип чиқти. Көкпарниң биринчи басқучида Қазақстан талланма командиси – 5, АҚШ командиси 3 пай алди. Иккинчи басқучтиму қазақ көкпарчилири жуқури кәспий маһарити билән көзгә чүшти. Мусабиқиләр йәкүни бойичә, Қазақстан командиси 12:4 һесави билән ғалибийәткә қол йәткүзди. Көкпар бойичә таллаш басқучида Қазақстан Өзбәкстанни 16:0 һесави билән йәңсә, көкбөридин миллий талланма командимиз АҚШ командисини 18:0 һесави билән тиз пүктүрди.
Бу мусабиқидин илһамланған АҚШ көкпар командисиниң әзаси, язғучи һәм журналист Уилл Грант Қазақстан илқилири тоғрилиқ китап йезишни көңлигә пүкүп қойди. Колорадо штатида дунияға кәлгән у туғулған зиминида, Вайоминг вә Техас штатлирида ковбой, ат көндүргүчи болуп ишлигән. 2008-жилдин башлап илқиларни тәтқиқат қилишқа киришкән. Кичигидин ат минишни яқтуридиған чавандаз 2019-жили язда Миссури штатидин Калифорниягичә 3200 чақирим йолни атлиқ бесип өткән. Өткән жили у «The Last Ride of the Pony Express» («Пони-экспресстики ахирқи сәпәр») дегән китавини нәширдин чиқарди. Уилл Грант новәттики китавини адәмләр билән илқилар арисидики мунасивәткә беғишлимақчи. «Мән адәмләрниң илқини қандақ қолға үгәтгәнлиги тоғрилиқ язмақчимән. Бу мунасивәт Қазақстанда тәбиий рәвиштә уйғунлашқан. Чүнки Қазақстан – даланиң жүриги. Бу чоң мәмликәттә илқиниң түрлири нурғун», – дегән пикирни ейтти спортчи-язғучи. Грант келәр жили норуз ейида елимизгә келип, авал Қазақстанниң, андин Өзбәкстан, Қирғизстан һәм Тажикстанниң илқилирини һәртәрәплимә тәтқиқ қилмақчи. У бу китавини үч жилда йезип түгитишни реҗилимәктә.
«Арғымақ» ат спорти комплексида әнъәнивий оқ-я етиш бойичә аяллар арисида өткән мусабиқиләрдә Айкөркем Батихан жуқури нәтиҗиләрни көрситип, бронза медалиға еришти. Һә бу жәһәттин әрләрдин икки қазақстанлиқ  финалға чиқип, Жәнибек Құлмырзаев – алтун, Қасымхан Қанат бронза медалини йеңивалди. 
Жақсыылық  Үшкемпиров намидики Йәкму-йәк сарийида қазақчә күрәштин әрләр билән аялларниң һәрқайсиси төрт салмақ категорияси бойичә күч синашти. Нәтиҗидә аяллардин Айжан Жылқыбаева (48кг.), Назерке Азаматова (52кг.), Рауза Нурмахамбетова (56 кг.), Бақыт Қусақбаева (60 кг.), әрләрдин болса, Бекжан Төлепов (55 кг.), Мейиржан Берекетов (60 кг.), Дидар Туқышев (66 кг.) вә Жумажан Қожамбеков (74 кг.) алтун медальға қол йәткүзди.
        «Алау» муз мәйдани сарийида түркий хәлиқләргә ортақ спорт түри – кураштин, мас-рестлингтин вә ошуқ етиштин мусабиқиләр өтти. Кураштин 6 қазақстанлиқ палван мукапатлиқ орунлардин көрүнди. Альбина Бахиева (87 кг.) алтун медаль алса, Ажар Салықова (79 кг.) билән Марат Байқумаров (+100 кг.) күмүч медальға еришти. Ерзат Арғынов (81 кг.), Бекәдил Шаймерденов (81 кг.) вә Улболсын Адилова (87 кг.) бронза медилиға қол йәткүзди. Саха хәлқиниң миллий оюни – мас-рестлингтин әрләрдин Биримжан Асылмурат (65 кг.) билән аяллардин Тахмина Қожамбердиева (55 кг.) бронза мукапитиға еришти.  Бу күни ошуқ мусабиқисидиму қазақстанлиқлар алаһидә маһаритини намайиш қилди. Бизниң талланма команда  А топидики Швеция вә Румыния командилириниң ошуқчилири билән ойнап, һәр икки командини 3:0 һесави билән йәңди. Шундақ қилип Қазақстан А топидики синақлардин сүрүнмәй өтүп, топлуқ басқучни 12 пай билән тамамлиди.  Финаллиқ оюнда спортчилиримизға россиялик ошуқчилар рәқип болмақчи. 
Умумән, Қазақстан Миллий талланма командиси Дуниявий көчмәнләр оюнлириниң иккинчи күнини 14 алтун, 3 күмүч, 8 бронза медали билән тамамлиди. Җүмлидин қазақчә күрәштә күч синашқан сәккиз спортчимизниң һәммиси алтун медальни йеңивалди. Жамбы етиштин болса, үч орун қазақстанлиқларниң әнчисигә тәгди. 
Көчмәнләр оюнлириниң үчинчи күниму қазақстанлиқ спортчилар үчүн утуқлуқ болди. Жамбы етишниң Түрк стилидин Ералхан Айкөз, Аударыспақтин Сырым Избасаров (100 кг.), Биржан Қосалиев (+100), қазақчә күрәштин аяллар арисида Зарина Сарипова (65 кг.) билән Роза Нысантайқызы (70 кг.), әрләр арисида Ерсултан Музаппаров (100 кг.) билән Нурдәулет Жарылғапов (+100 кг.) алтун медаль саһиби аталди. Аударыспақтин Есимхан Рахматиллә (90 кг.), әнъәнивий оқ-я етиштин Ербол Тәпенов, қазақчә күрәштин аяллар арисида Замзагул Файзолланова (77 кг.), кураштин әрләр арисида Ернур Сүлейменов (60 кг.), Айбек Қазақбаев (66 кг.), Нурдин Шаймерден (73 кг.), аяллар арисида Толғанай Абеуова (57 кг.) күмүч медаль алди. Әнъәнивий оқ-я етиштин Қасымхан Қанат, «Пута» нишани бойичә Айкөркем Батихан, қазақчә күрәштин аяллар арисида Альбина Бахиева (+77 кг.), әрләр арисида Ерасыл Жанатаев (90 кг.), кураштин Марат Ниғматуллаев (60 кг.) билән Әдилет Ахметғали (73 кг.), аяллар арисида Алтынай Нурханова (57 кг.), мас-рестлингтин әрләр арисида Еркебулан Ерлан (105 кг.) билән Ольга Душева (75 кг.) бронза медальға еришти. Шундақ қилип, қазақстанлиқ спортчилар аударыспақтин – 5 алтун, бир күмүч медалини, қазақчә күрәштин – 12 алтун, 1 күмүч, 2 бронза медалини, кураштин – 1 алтун, 6 күмүч, 6 бронза медалини, мас-рестлингтин 4 бронза медалини елишқа муйәссәр болди.
Қазақстан Миллий талланма командиси үчинчи мәсабиқиләр күнидә 7 алтун, 7 күмүч вә 9 бронза медалиға қол йәткүзди. Умумән мәмликәт ғоҗунидики медальлар сани 48гә йәтти. Әйнә шундақ нәтиҗиләр түпәйли, Һазирчә  у Дуниявий көчмәнләр оюнлири ғалиплириниң кәштисидә карванбеши болуп келиватиду.
Елимиз пайтәхтидә өтүватқан V Дуниявий көчмәнләр оюнлири 15-мизанғичә давамлишиду. 

1972 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы