- Әхбаратлар еқими
- 19 Қыркүйек, 2024
Һәмкарлиқниң йеңи упуқлири
Дүшәнбә күни Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстанға рәсмий сәпәр билән кәлгән Германияниң Федераль канцлери Олаф Шольцни қобул қилди. Қарши елиш мәрасимида Қазақстан Президенти билән Германия Федераль канцлери бир-биригә рәсмий делегация әзалирини тонуштурди. Пәхрий қаравул рәһбири рапорт бәргәндин кейин икки дөләтниң гимнлири орунланди. Андин Қасым-Жомарт Тоқаев билән Олаф Шольц кичик тәркиптә музакириләр жүргүзди.
Дөләт рәһбири тәклипни қобул қилип, Қазақстанға рәсмий сәпәр билән кәлгәнлиги үчүн Олаф Шольцқа миннәтдарлиқ изһар қилди.
— Германия һөкүмитиниң рәһбири ахирқи 14 жилда елимизгә дәсләпки қетим келиватиду. Шуңлашқа бу қәдимиңизниң тарихий әһмийити бар. Иккитәрәплимә һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшкә вә товар айнилиминиң көләмини ашурушқа йеңи сүръәт беримиз дәп ишинимән. Германия – бизниң Европидики, һәтта дуниядики асасий шеригимиз. Бу – наһайити муһим. Биз сүръәтлик тәрәққий етиватқан һәмкарлиғимизға әһмийәт беримиз. Өзара алақилиримизни униңдин кейинму чоңқурлитишқа вә күчәйтишкә барлиқ шараитларни яритимиз, — деди Президент.
Өз новитидә Германия канцлери Олаф Шольц меһмандостлуғи үчүн Қазақстан Президентиға миннәтдарлиқ изһар қилип, қазақ-герман мунасивәтлирини риважландурушниң муһим екәнлигини қәйт қилди.
Шу күни Қасым-Жомарт Тоқаев билән Олаф Шольц рәсмий делегация әзалириниң қатнишиши билән кәңәйтилгән тәркиптә музакириләр жүргүзди. Дөләт рәһбири канцлерниң елимизгә болған рәсмий сәпириниң әһмийитини тәкитләп, бу учришиш Қазақстан билән Германия һәмкарлиғини йеңи дәриҗигә көтиридиғанлиғини ейтти.
— Булту иккитәрәплимә товар айнилими 1,5 һәссигә өсүп, 4 миллиард долларға йәтти. Бийилму иҗабий динамика байқиливатиду. Ахирқи йәттә айда өзара сода-сетиқ көләми 2,3 миллиард доллардин ашти. 2005-жилдин бу ян Германиядин тәхминән 6,7 миллиард доллар көләмидә беваситә инвестиция җәлип қилинди. Бу мәбләғниң 90 пайизи хам әшия әмәс секториға тәәллуқ екәнлиги хошал қилиду. Һазир Қазақстанда немис капиталиниң үлүши бар миңдин ошуқ ширкәт ишләйду, — деди Президент.
Өз новитидә, Германия канцлери иккитәрәплимә мунасивәтләрниң сүръәтлик тәрәққий етиватқанлиғиға тохталди.
— Қазақстанға беваситә инвестиция селиш вә сода айнилиминиң көләмини ашуруш үчүн ихтисадий мунасивәтлиримизни яхшилишқа барлиқ шараитни яритимиз. Әлвәттә, ихтисадий һәмкарлиқни барлиқ саһада тәрәққий әткүзүшни халаймиз. Энергетика саһасидики һәмкарлиғимиз изчиллиқ билән риваҗлиниватиду. Икки дөләт арисида ишәнчигә асасланған вә системилиқ һәмкарлиқ орниған. Бу – пүткүл дунияға яхши үлгә. Шундақла бизниң алдимизда турған хәлиқара ховуп-хәтәрләр әтрапида һәртәрәплимә пикир алмаштурғанлиғимизға хошал, — деди Олаф Шольц.
Музакириләр йәкүни бойичә Президент Қасым-Жомарт Тоқаев билән Федераль канцлери Олаф Шольц Қазақстан Җумһурийити билән Германия Федератив Җумһурийити арисидики һәмкарлиқ тоғрилиқ Бирләшкән декларация қобул қилди.
Сешәнбә күни пайтәхтимиз Астанаға Мәркизия Азия дөләтлириниң рәһбәрлири, йәни Өзбәкстан Президенти Шавкат Мирзиеев, Таҗикстан Президенти Эмомали Рахмон, Түркмәнстан Президенти Сердар Бердимухамедов, Қирғизстан Президент Садыр Жапаров кәлди. Мәркизий Азия дөләтлириниң рәһбәрлири Германия Федераль канцлери билән учрашти.
Мәзкүр учришишни ачқан Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев жиғинға қатнашқанлиғи вә регионлуқ кооперацияни қоллап-қувәтлигини үчүн Федераль канцлери Олаф Шольц вә Мәркизий Азия әллириниң рәһбәрлиригә миннәтдарлиқ изһар қилди. Президент булту Берлинда башланған алий дәриҗидики диалог турақлиқ вә ишәшлик сүпәткә егә болғанлиғини тәкитлиди.
— Бу Мәркизия Азия әллири билән Германияниң регионлуқ стратегиялик һәмкарлиқни һәртәрәплимә тәрәққий әткүзүшкә мәнпийәтдар екәнлигини вә интилишини намайиш қилиду. Бизниң учришишимиз бирләшкән паалийәтни йәкүнләпла қоймай, кооперацияни буниңдин кейинму чоңқурлитишниң йеңи йөнилишлирини ениқлашни мәхсәт қилиду. Бүгүн сода, инвестиция, энергетика, экология, транспорт-логистика, маарип, илим-пән охшаш саһаларға мунасивәтлик муһим мәсилиләрни муһакимә қилимиз. Конструктив пикир алмаштурушлар мәмликәтлиримизгә пайда кәлтүридиған қарарлар қобул қилишқа тәсир қилидиғанлиғиға ишәнчим камил — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбириниң пикричә, һазир «Мәркизий Азия – Германия» шәклидики һәмкарлиқ тарихида йеңи дәвир башланди.
— Германияниң иҗтимаий-ихтисадий, илмий-техникилиқ турғудин тәрәққияти нурғунлиған әлләргә яхши үлгә. Немис технологияси билән инвестицияси ихтисатниң һәрхил саһасиға иҗабий тәсир қиливатиду. Биз Германияниң регионимиздики барлиқ дөләт билән тәңһоқуқлуқ һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшкә тәйяр екәнлигини жуқури баһалаймиз. Униңға Германияниң социал-демократиялик партияси қобул қилған «Мәркизий Азия: алақә вә имканийәт» намлиқ программилиқ һөҗҗәт дәлил болиду, — деди Қазақстан Президенти.
Қасым-Жомарт Тоқаев елимиз «Утуқлуқ Мәркизий Азия – утуқлуқ Қазақстан» формулисиға мувапиқ «Мәркизий Азия плюс» шәклидики һәмкарлиқни күчәйтишкә интилидиғанлиғини ейтти. Шуңлашқа дунияниң тәрәққий әткән мәмликити һәм Европа Иттипақиниң чоң ихтисади һесаплинидиған Германия билән кәңдаирилик һәмкарлиқ орнитиш – Қазақстан билән Мәркизий Азия дөләтлири үчүн асасий әвзәллик.
Нутқиниң ахирида Қазақстан Президенти учришишта ейтилған барлиқ тәклипләр бүгүн қобул қилинидиған Бирләшкән декларациядә өз әксини тапидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
Саммитта ГФР канцлери Олаф Шольц, Қирғизстан Президенти Садыр Жапаров, Таҗикстан Президенти Эмомали Рахмон, Түркмәнстан Президенти Сердар Бердимухамедов, Өзбәкстан Президенти Шавкат Мирзиеев сөз сөзлиди. Учришиш йәкүни бойичә Мәркизий Азия мәмликәтлири рәһбәрлири билән Германия Федераль канцлериниң бирләшкән билдүрүши қобул қилинди.
Президент Мәркизий Азия әллириниң рәһбәрлириниң, ГФР канцлери вә Германияниң чоң бизнес вәкиллириниң учришишиға қатнашти.
Қасым-Жомарт Тоқаев «Мәркизий Азия – Германия» шәклидики иккинчи учришиши һәрхил саһадики һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшниң йеңи дәвригә йол ачқанлиғини тәкитлиди.
— Германия билән региондики мәмликәтләрниң арисидики мунасивәткә дайим һамий болуватқанлиғи үчүн Германия ихтисади Шәриқ комитетиға алаһидә миннәтдарлиқ изһар қилимиз. Германия – ихтисадий вә технологиялик инновация саһасида дуния лидерлириниң бири. Бу мәмликәтниң мәһсулатлири өзиниң сүпити билән яхши тонуш. Мәркизий Азия – сүръәтлик тәрәққий етиватқан, истиқбали зор һәм өзара нәтиҗидар һәмкарлиққа мол имканийәт яритидиған регион. Мәркизий Азия – Шәриқ билән Ғәрипниң, Шимал билән Җәнупниң арисини қошидиған алтун көрүк. Шуңлашқа технологияни трансфертлаш, санаәтни локализацияләш вә қошулған хуни жуқури мәһсулат чиқиришниң мәркизи болиду. Мошу турғудин қариғанда, һәрхил саһада һәмкарлиқ оринитишқа тәйяр. Муһим хам әшияни ишләпчиқириш, энергетика, транспорт, логистика, малийә, йеза егилиги билән әхбаратлиқ технология охшаш саһалардики кооперацияни буниңдин кейинму күчәйтишниң истиқбали жуқури – деди Дөләт рәһбири.
Президент учришишқа қатнашқучилар достлуқ вә конструктив сүпәттә өзара һәмкарлиқни муһакимә қилишқа имканийәт яритилғанлиғини ейтти. Қасым-Жомарт Тоқаев идея билән тәҗрибә алмаштуруш региондики мәмликәтләрниң һәртәрәплимә тәрәққий етишигә тәсир қилидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.
Сөзиниң ахирида Дөләт рәһбири очуқ вә мәзмунлуқ диалог үчүн учришиш қатнашқучилириға миннәтдарлиқ изһар қилди.
Дөләт рәһбири жиғинда ейтилған Ихтисадий кеңәш қуруш тоғрилиқ тәклипни қоллиди.
Жиғинда ГФР Федераль канцлери Олаф Шольц, Қирғизстан Президенти Садыр Жапаров, Таҗикстан Президенти Эмомали Рахмон, Түркмәнстан Президенти Сердар Бердимухамедов, Өзбәкстан Президенти Шавкат Мирзиеев, шундақла Siemens Energy AG компаниясиниң башқарма рәиси, Германия ихтисадиниң Шәриқ комитетиниң рәисиниң орунбасари Кристиан Брух, KNAUF Gruppe компаниясини башқурғучи шерикләрниң вәкили Александр Кнауф, Ernst Klett AG компаниясиниң баш иҗраий мудири Филипп Хаусман, DB E.C.O. Group компаниясиниң иҗраий кеңишиниң рәиси, Германия ихтисади Шәриқ комитетиниң Мәркизий Азия бойичә ишчи топиниң вәкили Нико Вабанофф, Siemens Healthineers AG компаниясиниң башқарма рәиси Берндт Монтаг, CLAAS Group компаниясиниң башқарма рәиси Ян-Хендрик Мор сөз сөзлиди.
1927 рет
көрсетілді0
пікір