• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қыркүйек, 2024

АЭС – ихтисадий йүксилиш генератори

Һәммимизгә мәлумки, ХХІ әсирдә Энергетика җәмийәттики турақлиқлиққа, әтрап муһитқа вә адәмләрниң һаят кәчүрүш сапасиға тәсир қилидиған аләмшумул тәрәққиятниң асасий амиллиринң биригә айланди. Уранниң йетәрлик фондиға егә Қазақстан электр энергияси тапчиллиғини йеңишниң муһим қәдимигә – атом электр станциясини селиш мәсилисигә җиддий диққәт ағдурмақта.

Ершат ӘСМӘТОВ,
 «Uiğur avazi»

Ядиңларға салимизки, мәмли­китимиздики әң актив һәм абройлуқ сәясий вә җәмийәтлик тәшкилатлар АЭС селишни қоллап-қувәтләш бойичә Хәлиқ штаби әтрапида җәм болди. Униң тәркивидә атом саһасиға беваситә мунасивити бар салаһийәтлик мутәхәссисләр, экспертлар, депутатлар вә һаят тәҗрибиси мол җәмийәт әрбаплири бар. Йәни алтә сәясий партияниң 250кә йеқин вәкили билән 20 җумһурийәтлик җәмийәтлик тәшкилатни өз ичигә алиду. Мәзкүр бирләшмә бу муһим идея әтрапиға хәлиқни топлаш мәхситидә қурулған. 
 Йеқинда Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенатиниң рәиси Мәулен Әшимбаев рәһбәрлигидики АЭС селиш бойичә Хәлиқ штабиниң бир түркүм әзалири Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» җәнубий пайтәхттики алимлар, алий оқуш орунлириниң оқутқучилири вә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалири билән учрашти. Мәзкүр баш қошушта АЭСниң мәмликәт тәрәққиятиға қанчилик дәриҗидә сүръәт беридиғанлиғи һәм униңға мунасивәтлик өткүзүлидиған референдумда һәрбир граждан авазиниң нәқәдәр муһим екәнлиги әтрапида гәп болди. 
 Учришишни киришмә сөз билән ачқан Сенат рәиси бу мәсилидә җумһурийәтлик референдумниң «Хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» концепциясиниң асасий мәзмунини ениқ ечип беридиғанлиғини, шундақла елимизниң буниңдин кейинки риваҗлиниши үчүн йеңи имканийәтләрни туғдуридиғанлиғини алаһидә тәкитләп өтти. 
 Билишимиз керәкки, референдум өткүзүш биз үчүн тәсадипи пәйда болған идея әмәс. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев бу мәсилини җәмийәтниң муһакимисигә селиш тәшәббусини көтәрди. Шуниңға мувапиқ бир жил ичидә көплигән «дүгләк үстәлләр», бәс-муназирә жиғинлири вә башқа чарә-тәдбирләр уюштурулди. Андин көпчилик бу мәсилини демократик йол билән һәл қилишниң муһимлиғиға тохтилип, умуммиллий референдум өткүзүшниң тоғра екәнлигигә көз йәткүзди. Шундақ қилип, Президентниң Пәрманиға бенаән, җумһурийәтлик референдум үстимиздики жилниң 6-оғлақ күнигә бәлгүләнди. Нәқ шу сәясий муюмниң нәтиҗиси бүгүнки күндә пүткүл хәлиқниң муһакимисидә болуватқан мәсилигә чекит қойиду. Шуниңға мунасивәтлик Мәулен Сағатханоғли «Атом электр станциясини селиш – елимизниң келәчиги үчүн наһайити муһим. Бу җәһәттин һәрбир гражданниң авази зор әһмийәткә егә. Шуңлашқиму қазақстанлиқлар АЭС селиш тәшәббусини қоллап-қувәтләш арқилиқ мәмликитимизниң тәрәққий етишигә өз үлүшини қошидиғанлиғиға ишәнчим камил» дегән пикирни билдүрүш билән биллә җамаәтчиликни референдумға паал қатнишип, өз авазини беришкә чақирди. 
 Шуниңдин кейин сөз новитини алған «Қазақстандық атом электр станциялары» ҖЧЙниң бас мудири Тимур Жантикин мәсилигә кәспий җәһәттин яндишип, жиғилғанларға АЭС селишниң мәзмун-маһийитини ениқ испат-дәлилләр асасида чүшәндүрүп өтти. Алмута шәһәрлик ҚХА Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов билән ҚХА Кеңишиниң әзаси Артуш Карапетян ишләпчиқириш саһасиниң вәкиллири сүпитидә өз тәҗрибисидә талай қетим электр энергияси тапчиллиғиниң зәрдавини тартқанлиғини әслигәч, бүгүнки күндә АЭС селишниң нәқәдәр муһимлиғини илгири сүрди. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң җәмийәтлик орунбасари, тиҗарәтчи Юрий Шин билән Алмута шәһәрлик Этножурналистлар клубиниң рәиси, немис тилида чиқидиған «Deutsche Algemeine Zeitung» гезитиниң баш муһәррири Олеся Клименко өзлириниң тарихий вәтини – Җәнубий Корея вә Германия мәмликәтлиридин ениқ мисалларни кәлтүрүш арқилиқ АЭС селишниң әвзәллигини ейтип өтти. «Ассамблея жастары» җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Тимур Жумурбаев болса, келәчәк егилири – яшлар үчүн елимизниң ихтисадий җәһәттин йүксилишиниң әһмийитигә тохтилип, АЭС селишниң униң беваситә капалити болалайдиғанлиғини қәйт қилди.
 Бу күни Штаб әзалири Ғ.Дәукеев намидики Алмута энергетика вә алақә университетида болуп, билим дәргаһиниң оқутқучи-профессорлар тәркиви һәм яш алимлар билән учрашти. Мәзкүр баш қошушта елимизниң илмий-техникилиқ иқтидарини мустәһкәмләш вә ишләпчиқиришқа инновацияләрни баричә җәлип қилиш охшаш заман тәливигә уйғун мәсилиләр әтрапида сөз болди. Учришиш қатнашқучилири һәртәрәплимә муһакимиләр җәриянида бу йөнилиштә «халта кочидин» елип чиқидиған бирдин-бир йол – АЭС селиш екәнлигигә ениқ көз йәткүзди.
 «Атом энергетикиси – илим-пәнни тәләп қилидиған саһа. У жуқури салаһийәтлик мутәхәссисләрни тәйярлашқа вә ихтисадимизға инновацияни киргүзүп, илмий турғудин пайдилинишқа беваситә тәсирини йәткүзиду. Қазақстан уран ишләпчиқириш бойичә дунияда карванбеши ролини атқуриду. Һазирниң өзидә биздә бу саһада надир карханилар билән илмий мәркәзләр моҗут. Биз үчүн әйнә шу әвзәлликләрдин үнүмлүк пайдилинип, дунияниң йетәкчи һәм технологиялик әллириниң қатариға қошулуш наһайити муһим. Қошумчә қилимәнки, АЭС селишниң йәнә бир мультипликатив тәсири бар. Йәни миңлиған иш орни барлиққа келиду дегән сөз. Атом электр станциясиниң һәрбир тармиғи башқа саһаларда онлиған иш орунлириниң ечилишиға түрткә болидиғанлиғи чоқум», – деди Мәулен Әшимбаев илим-пән әһлигә мураҗиәт қилип.
 Бүгүнки таңда елимиздә атом энергетикисини тәрәққий әткүзүшниң һечқандақ испат-дәлилни тәләп қилмайдиған һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүзүп олтиримиз. Күндилик турмушимизда электр энергиясигә болған еһтияҗниң өсүватқанлиғи бизниң бу пикримизни тәстиқлисә керәк. Мундақ шараитта өзимизгә дәрһал турақлиқ энергия көзини тапмисақ, әһвал бара-бара техиму җиддийлишип, чоң проблемиларға дуч келишимиз турған гәп. Умумән дунияда, җүмлидин елимиздә йеңи-йеңи иш орунлири бәрпа болуп, заманивий технологияләр үзлүксиз кирип келиватқан бу дәвирдә һәрбир мәмликәт үчүн электр энергиясиниң һавадәк һаҗәтликкә айлиниватқанлиғини ейтмисақму чүшинишлик болса керәк. Бу җәһәттин елимиздики энергияниң асасий қисмини көмүр арқилиқ еливатимиз. Буни, әлвәттә, ихтисадий һәм экологиялик турғудин бизниң еһтияҗимизни толуқ қанаәтләндүрүватиду дәп ейтиш тәс. Шуңлашқиму бизгә ишәшлик һәм бехәтәр энергия көзи тәләп қилинмақта. Бу мәсилини һәл қилишниң бирдин-бир йоли – атом энергетикисидин үнүмлүк пайдилиниш. У Қазақстанни онлиған жиллар давамида экологиялик җәһәттин таза, турақлиқ энергия билән тәминләйдиған болиду. Шуниң билән биллә өзимиздә атом электр станциясиниң селиниши бизни хошна әлләрдин электр энергиясини сетивелиш проблемисидин қутулдуриду. Йәни буниң өзи Қазақстанниң толуқ энергетикилиқ мустәқилликкә қол йәткүзүшидә алаһидә әһмийәткә егә муһим амилдур. 
 Мениңчә, һазир елимиздики АЭСниң селинишиға қарши болуватқан қериндашлиримизниң ләвзидин өз пикрини дәлилләйдиған ениқ фактларни аңлимидим. Һәм ундақ испатларниң болушиму мүмкин әмәс дәп ойлаймән. Бәзиләр атом энергетикиси десә, көз алдиға атом бомбисини яки ядролуқ қурални кәлтүридиған охшайду. Салаһийәтлик мутәхәссислиримиз билән тәҗрибилик экспертлиримиз гәп болуватқан течлиқ мәхсәттики атом электр станциясиниң уларға һечқандақ мунасивитиниң йоқлуғини «ташқа тамға басқандәк» тәстиқлимәктә. Әгәр әһвал пикир җәһәттин қаршилашлиримиз ейтқандәк ховуплуқ болса, дунияниң тәрәққий әткән әллири АЭС хизмитидин аллиқачан баш тартар еди. Пикримизни испатлаш үчүн төвәндә бирмунчә фактларға тохтилип өтәйли.
Мәсилән, ихтисадий мустәһкәмлиниш мәхситидә тәшкил қилинған Евроиттипақ әллиридә энергияниң төрттин бир қисми атом электр станциялиридин ишләп чиқирилиду. Һазир Иттипаққа әза 27 әлниң он үчидә 103 реактор паалийәт елип бармақта. Тәкитләш лазимки, Франция – атом энергетикиси бойичә Европидила әмәс, дунияйүзидә карванбеши болуп һесаплиниду. Бәшинчи мәмликәт электр энергиясиниң 75 пайизини атом электр станциясидин алиду. 1973-жилғичә бу дөләт электр энергиясиниң йеримини сирттин сетивелип, қалғинини нефть һесавиға толтуруп кәлди. Нәқ шу жили нефть тапчиллиғиға учриған заман Франция һөкүмити һеч ойланмастин атом энергетикисини тәрәққий әткүзүш ишини қолға алди. Ихтисатни декарбонизацияләш мәхситидә нефть билән газни атомға йөткәш лазимлиғини чүшәнди. Шуңлашқиму әрзән электр энергиясигә қол йәткүзүш үчүн ядро энергетикисини риваҗландуруп, реакторлирини ишқа қошти. Бүгүнки күндә мәмликәттики 19 АЭСта 56 реактор иш елип бармақта. 
 Һазир атом электр станциялири ишләп чиқарған электр энергиясини Франция еһтияҗини толуқ қанаәтләндүрүватиду десәк, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Дөләт һәтта өзлиридин ашқан энергияни Испания, Италия, Швейцария вә Бүйүк Британия әллиригә экспортқа чиқармақта. Реакторлар үчүн лазим болған йеқилғу – уранни Қазақстандин сетивалмақта. Мәмликәтниң Ядролуқ бехәтәрлик башқармиси дуниядики әң алий бехәтәрлик стандартиға әмәл қилиду. «Бүгүнки ядролуқ энергетика, төртинчи әвлат реакторлири асан башқурулиду. Бехәтәрликтин вайим қилишқа асас йоқ. Атом электр станцияси қезилма йеқилғуға қариғанда, әтрап муһитқа зиянлиқ газ чиқармайду. У – парниклиқ газларни азайтишқа вә климатниң өзгириши билән күришишкә қаритилған наһайити үнүмлүк амил», – дәйду климат вә энергетика мәсилилирини тәтқиқ қилғучи франциялик алим Жан-Марк Янковичи. 
 Экспертлар билән мутәхәссисләрниң пикричә, 2050-жилға қәдәр Франциядә токтин пайдилиниш еһтияҗи 35 пайизға өсиду. Шуңлашқиму дөләт һөкүмити кәлгүсидә йәнә 14 атом электр станциясини селиш нийитини билдүрмәктә. Буниң өзи электр энергияси баһасиниң «тизгинини тартип», хәлиққә қолйетимлиқ болушини тәминләйду.
 Атом энергетикисини пайдилиниш бойичә тәрәққий әткән әлләр тәҗрибисини елиш җәһәттин Мәркизий Азия мәмликәтлириниң ичидә хошна Өзбәкстан бир қәдәм алдида келиватиду десәк, хаталашмаймиз. «Өзатом» агентлиғи йенидики «Атом станциясини селиш бойичә дирекция» дөләт мәһкимиси вә «Атомстройэкспорт» акционерлиқ җәмийити («Росатом» дөләт мәһкимисиниң инжинирг компанияси) Җиззақ вилайитидә ихчам атом станциясиниң қурулушини башлаш тоғрилиқ протоколға қол қойди. Мәзкүр һөҗҗәтни рәсмийләштүрүш мәрасимиға «Өзатом» Атом энергияси бойичә агентлиғиниң мудири Әзим Ахметхаджаев билән «Росатом» баш мудириниң орунбасари Николай Спасский қатнашти. 2024-жилниң баһар ейида имзаланған шәртнамидә Россияниң йеңи әвлат РИТМ-200Нт реакторини пайдиланғач, қувити 330 МВтни тәшкил қилидиған станцияни селиш көздә тутулған. Буниңдин илгири Өзбәкстан мәнбәлиридә мәмликәттә дәсләпки ихчам атом станцияси реакториниң 5 жилдин кейин пайдилинишқа берилидиғанлиғи һәққидә қәйт қилинған еди. 
 Йеқинда АЭС мәсилисигә мунасивәтлик йеқимлиқ хәвәрдин вақип болдуқ. Қазақстанлиқ мутәхәссисләр МАГАТЭ Баш конференциясиниң 68-сессияси даирисидә униң қатнашқучилирини ядролуқ медицина саһасида әмәлгә ашурулған ишларниң нәтиҗиси билән тонуштурди. Мәмликитимиздики Ядролуқ физика һәм Ядролуқ медицина институтлириниң вәкиллири мошу саһаниң методика вә технологиялирини тәрәққий әткүзүш бойичә өткән чарә-тәдбирдә өз пикирлирини оттуриға салди. Радиохимия вә изотопларни ишләп чиқиш мәркизиниң рәһбири Елена Чакрованиң ейтишичә, елимиздә МАГАТЭ билән техникилиқ һәмкарлиқ йолға қоюлған заман йәттә радиофармацевтикилиқ препарат кәшип қилинидиған болиду. Экспертлар елимиз билән агентлиқ арисидики һәмкарлиқ программилириниң әмәлгә ешиш җәрияниға жуқури баһасини бәрди. 
 Хәлиқара дәриҗидә өткән муһим чарә-тәдбирдә Қазақ онкология вә радиология илмий-тәтқиқат институтиниң хадими Жандос Аманқулов ядролуқ медицинини тәрәққий әткүзүштики дөләтлик-шәхсий шерикликниң ролиға әтраплиқ тохталди. У өз нутқида мәзкүр амилниң ядролуқ медицина усуллирини елимизниң көплигән гражданлири үчүн қолйетимлиқ болушиға имканийәт яритидиған қолайлиқ йол екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Умумән, алдимиздики үч жилда ядролуқ медицина саһасида бираз йеңилиқларниң йүз бериши күтүлмәктә. Атап ейтқанда, простата раки билән нейроэндокринлиқ ағриқларни давалашқа беғишланған радиофармпрепаратларни ишләпчиқириш, шундақла пазитронлуқ-эмиссиялик томография аппаратлири билән җабдуқланған йәттә мәркәз вә бир фотонлуқ эмиссиялик компьютерлиқ томография аппарати бар төрт мәркәз, дөләтлик-шәхсий шерикликни пайдиланғач, бәш йеңи ядролуқ медицина мәркизини ечиш планланмақта.
 Елимиздики муһим сәясий мәвсүм – Атом электр станциясини селиш бойичә җумһурийәтлик референдумниң өтидиғиниға санақлиқ күнләр қалди. Униң һарписида хәлиқ арисида тәшвиқат-тәрғибат ишлири билән биллә һәрхил салаһийәтлик мәһкимә-тәшкилатлар тәрипидин соалнамиләр жүргүзүлүватиду. Шуларниң бири – Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти йенидики Қазақстанниң стратегиялик тәтқиқатлар институтиниң буйрутмиси билән «Демократия институти» илмий-тәтқиқат ассоциацияси җәмийәтлик бирләшмиси тәрипидин бийил 18-томуз – 17-мизан арилиғида жүргүзүлгән соалнамидур. Униңға 18 яштин ашқан 8 миң респондент қатнашқан. Униң йәкүни бойичә, соалнамигә қатнашқанларниң 59,2 пайизи умумән референдумда аваз беришкә тәйяр екәнлигини билдүрсә, 41,6 пайизи ениқ қатнишидиғанлиғини ейтқан. Бир қизиғи, респондентларниң электораллиқ пааллиғи бойичә көрсәткүчләр буниңдин илгири жүргүзүлгән соалнаминиң нәтиҗисидин анчә пәриқлинип кәтмигән. У чағда референдумға қатнишишниң иқтидарлиқ дәриҗиси 59,0 пайизни тәшкил қилған. Һәр бәшинчи респондент бу һәққидә техи бир қарарға кәлмигәнлигини ейтса, 17 пайизи бу сәясий мәвсүмгә қатнишиштин баш тартидиғанлиғини изһар қилған. Умумән, вәтәндашлиримизниң 60,2 пайизи Қазақстанда атом электр станциясини селиш ғайисигә иҗабий көзқарашта екәнлигини йошурмиған. Хулләс, АЭС селиш тәрәпдарлириниң сани, өткән соалнамә билән селиштурғанда, 53,1 пайиздин 60,2 пайизға өскән. Шуниңға қариғанда, алдимиздики референдумда АЭС селиш мәсилисиниң иҗабий һәл болуш имканийити жуқури. 
 Буниңдин бираз вақит илгири Amanat партиясиниң TALQYLAU диалог мәйданидики баш қошушта атом электр станциясини селишни қоллап-қувәтләш бойичә Хәлиқ штабиниң рәсмий сайтиниң тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Қазақ вә рус тиллиридики сайт «Йеңилиқлар», «Атом энергияси тоғрилиқ», «АЭС селиш бойичә» дегән үч асасий сәрләвһидин туриду. Уларниң ичидики материаллар оқурмәнләр үчүн аддий тилда, чүшинишлик йезилған. Хәлиқ штаби мәтбуат хизмитиниң мәлуматлириға қариғанда, йеңи ресурс – aes2024.kz алдимиздики референдум билән Қазақстандики атом энергетикисиниң истиқбали тоғрилиқ әтраплиқ әхбарат тәвсийә қилиду. Гәп болуватқан платформида оқурмәнләргә дуниядики АЭС сани, хәлиқара тәҗрибиләр, бехәтәрлик стандартлири, йеңи әвлат реакторлириниң алаһидиликлири, атом энергетикисиниң риваҗлиниш тарихи билән тонушуш имканийитиму қараштурулған. Хәлиқ штаби Медиатопиниң рәһбири Бақтияр Мәкен йеңи порталниң хәлиқни атом энергетикиси билән алдимиздики референдум тоғрилиқ муһим мәлуматлар билән тонуштуруштики ролини атап өтти. Мәзкүр сайт әйнә шундақ адәмләр үчүн асасий мәнбә көзигә айланмақ. Мошу мүмкинчиликләрдин үнүмлүк пайдилинип, АЭС тоғрилиқ һәртәрәплимә чоңқур мәлумат елип, алдимиздики референдумда өз авазимизни беришниң һәрбиримизниң гражданлиқ пәрзи екәнлигини унтумайли, вәтәндашлар!
 

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы