• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қыркүйек, 2024

Күмүч медаль йеңивалди

Венгрияниң пайтәхти Будапештта өткән шахмат Олимпиадисида Қазақстан аяллар талланма командиси өз тарихида дәсләпки қетим күмүч медалини йеңивалди. 
Қазақстан командиси ахирқи турда АҚШ командиси билән тәң ойнап, 18 пай топлиди. Олимпиада фаворити Һиндстан командиси аяллар вә әрләр арисидики мусабиқидә алтун медалини алди. Аяллар командисида Бибисара Асаубаева, Меруерт Камалиденова, Әмина Қайырбекова, Ксения Балабаева, Алуа Нурман мусабиқигә иштрак қилди. Тәкитләш лазимки, Олимпиадиға қатнишип, 1-2-орунни егилигәнләргә «Әмгиги сиңгән спорт маһири» атиғи берилиду.
Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев шахмат Олимпиадисиниң күмүч медалини йеңивалған Қазақстан аяллар талланма командисини тәбриклиди.
«2024-жили Дуниявий шахмат олимпиадисиниң күмүч медалини йеңивалған Қазақстан аяллар командисини тәбрикләймән. Бу – қазақ шахмат мәктивиниң вә шахматчи қизлиримизниң әҗайип утуғи. Спортчилиримиз чоң утуқларға йетивәрсун» дәп язди Президент өзиниң Х иҗтимаий торидики сәһиписидә.
Қошумчә қилсақ, Дуниявий шахмат олимпиадиси 2 жилда бир қетим өтиду. Мошу кәмгичә мусабиқә Һиндстанниң Ченнай шәһиридә өткән. Шу вақитта Қазақстан аяллар командиси (Бибисара Асаубаева, Жансая Абумалик, Гүлисхан Нахбаева, Ксения Балабаева, Назерке Нурғали) 352 пай билән әң күчлүк бәшлик қатариға киргән еди. Жансая Абдумалик 1-тахта бойичә бронза медалини йеңивалған. 
 

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы