- Әхбаратлар еқими
- 26 Қыркүйек, 2024
Лайиһилик идарә қурулиду
Һөкүмәт йенида Алатав шәһирини тәрәққий әткүзүш бойичә Лайиһилик идарә қурулиду.
12-мизан күни Премьер-министрниң орунбасари Қанат Бозумбаевниң рәһбәрлигидә Алатав шәһирини тәрәққий әткүзүш мәсилилири бойичә көчмә кеңәшмә өтти. Жиғинда турушлуқ өй-коммуналлиқ егилиги, автомобиль йоллири, саламәтликни сақлаш, маарип вә спорт объектлирини селиш мәсилилири муһакимә қилинди.
Мәлумки, Алатав шәһириниң тәркивигә микрорайонларға айландурулған 12 аһалилиқ пункт кирди. Шәһәрниң баш плани бәкитилди, мәркизий дөләт органлириниң регионлуқ органлири тәшкил қилинди. Шәһәрниң умумий мәйдани 88 миң гектар, хәлиқ сани 54 миңға йеқин.
Алатав шәһириниң һакими Әркен Өтегенов һазир шәһәрдә логистика, медицина вә таам мәһсулатлирини ишләпчиқириш саһасидики лайиһиләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғи һәққидә әхбарат бәрди, 6 миңдин ошуқ иш орнини ачидиған 12 инвестициялик лайиһә үчүн йәр участкилири мәхсус ихтисадий зониниң тәркивигә бериш планланған. Шундақла 5,8 миң гектар территориядә асасий чоң лайиһиләр орунлишиду. Уларни қуруш вә инвесторларни җәлип қилиш үчүн бирқатар рәсмийәтләрниң муддитини қисқартиш лазим.
Қанат Бозумбаев һесаватларни тиңшап, Алатав шәһириниң тәрәққияти Дөләт рәһбириниң алаһидә нәзәридә екәнлигини қәйт қилди. Шундақла у министрликләрниң, йәрлик иҗраий органлар билән тиҗарәтчиләрниң қатнишишида Һөкүмәт йенида Лайиһилик идарә қурушни тапшурди. У Алатавниң һаят нәпәси билән паалийити үчүн инвестицияләрни җәлип қилишқа қолайлиқ шараит яритиш бойичә мәсилиләрни системилиқ рәвиштә һәл қилидиған болиду.
Вице-премьер лайиһә-сметилиқ һөҗҗәтләрни, саһалиқ инфрақурулумлуқ схемиларни тәйярлашни чапсанлитишни тапшурди. 10 иш күни ичидә һакимийәт инвесторларни җәлип қилип, тәрәққият лайиһилирини (заводлар, фабрикилар, иҗтимаий объектлар) ениқлап, келәр жили уларни һаҗәт инженерлиқ-коммуналлиқ инфрақурулум билән тәминләш һаҗәт.
414 рет
көрсетілді0
пікір