• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қыркүйек, 2024

Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Билалдин ҺОШУРОВ: «Ассамблея – әл бирлигини намайиш қиливатқан җәмийәтлик орган»

– Билалдин Талғатоғли, һазир икки адәмниң беши қошулса, атом электр станциясини селиш тоғрилиқ мавзуға сөзлишиду. Болупму һөкүмәт бу муһим мәсилә бойичә җиддий ишләватиду. Сенат вә Мәҗлис, шундақла мәслиһәтләр депутатлири хәлиқниң арисиға кирип, чүшәндүрүш ишлирини елип бериватиду. Сиз – Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң, оғлуңиз Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутатлири... 
– Соалиңизни чүшәндим. Ким қандақ мәвқәдә демәкчисизғу? Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқларға йоллиған новәттики Мәктүбидә ейтқинидәк, һазир дунияда энергия тапчиллиғи байқиливатиду. Бизниң елимизгиму экологиялик таза қувәт мәнбәлири һавадәк һаҗәт. Шуңлашқа биз атом энергетикисини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүшимиз керәк. Ихтисадимиз күндин-күнгә мол энергияни тәләп қиливатиду. Мошундақ еһтияҗни атом энергетикиси тәминләйду. «Һазир тәрәққий әткән вә тәрәққий етиватқан 30 мәмликәттә 200гә йеқин атом электр станцияси ишләватиду. Биз елимизниң өзигә хас алаһидиликлирини вә узақ муддәткә беғишланған миллий мәнпийәтлиримизни нәзәрдә тутуп, пәқәт алға илгирилишимиз керәк. Бир сөз билән ейтқанда, келәчәкни ойлишимиз лазим. Шуңлашқа мән атом электр станциясини селишқа мунасивәтлик әқилгә мувапиқ қарар қобул қилишниң һаҗәт екәнлигини дайим ейтип келиватимән» деди Дөләт рәһбири өз нутқида. Демәк, бизгә тәрәққият үчүн АЭС керәк. Ейтайлуқ, бир ихчам завод салсақ, униңға 55 миңдин ошуқ турғуни бар, Қонаев шәһиригә бериливатқан электр энергияси һаҗәт екән. Әнди ойлап көрүң, биз келәчәктә нурғунлиған завод-фабрикиларни салимиз. Униң үчүн, биринчи новәттә, Дөләт рәһбириниң АЭС селиш тоғрилиқ тәшәббусини қоллап-қувәтлишимиз керәк. Әлвәттә, оғлум иккимиз әйнә шу тәшәббусниң әмәлгә ешишида қолумиздин келишичә ат селишиватимиз. Җай-җайларда хәлиқ билән учришишларни өткүзүп, чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүватимиз. Биз чоң тиҗарәттә жүргәчкә, электр қувитиниң муһимлиғини яхши чүшинимиз. 
– Сизни хелидин бери яхши тонусақму, өткән жили биз үчүн күтүлмигән вақиә болди: бир аилидин икки адәм – өзиңиз Алмута вилайәтлик мәслиһәткә, оғлуңиз шәһәрлик мәслиһәткә депутат болуп сайландиңлар. Шу пәйттә қандақ нийәт-ойлириңлар болди? Улар һазир әмәлгә ешиватамду?
– Мениң депутат болуп, сәясәткә келишимниң өз алдиға тарихи бар. Мән Бесағашта туруватқанда, наһийәдики азду-тола хәйрихаһлиқ ишлирим билән көпниң көзигә чүшсәм керәк. Бизниң мәлидә яшайдиған бир киши Талғир наһийәлик мәслиһәтниң кативи екән. У яқ өзлириниң бир мәҗлисидә наһийәлик мәслиһәткә мениң намзитимни көрситипту. Кейин шу вақиттики наһийә һакими мени чақиривелип, «наһийәдә өзиңизниң уйғурлири көп яшайду, уқушсам, һәммиси сизни яхши тонуйдекән, мәслиһәткә депутатлиққа лайиқ жигиткәнсиз» дегән гәпни қилди. Бу йәрдиму депутатлиқ паалийитим билән йәнә шу меценатлиқ паалийитимни давамлаштурдум. Алмута вилайити бөлүнгәндин кейин Мән «Аманат» партиясиниң тизими билән Алмута вилайәтлик мәслиһәтниң депутати болуп сайландим. Наһийәлик мәслиһәттин алған бираз тәҗрибәм бар. Вилайәткә кәлгәндиму бираз депутатлиқ тәләпләр билән хәлиқниң көңлидики ишларни әмәлгә ашуруп келиватимән. Әнди оғлумға кәлсәм, у Президент сайлимида тәшвиқат топида болди. Уму өзиниң уюштуруш қабилийити билән көзгә чүшсә керәк. Униңға Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутатлиғиға тәклип қилди. Мениң билән мәслиһәтлишиведи, «күчүңни синап көр» дедим. Чүнки у мениң охшаш җапа тартқини йоқ. Раст, өзиниң тиришчанлиғи түпәйли чәт әлдә оқуп кәлди. Амма бизнеста, йошуридиғини йоқ, өзәм йол-йоруқ көрсәттим. Маңа униң һаятниң ақ билән қарисини көргини қизиқ еди. Һәқиқәтәнму шундақ болди. У күндүзи мениң билән офиста ишләп, кәчтә көпқәвәтлик пәтирләрниң турғунлири билән учришишқа кетиду. Өзи чүшүватқан округниң сайлиғучилири билән һәмсөһбәттә болуп келиду. Шу вақитта униң маңа: «Дада бу һаятниң мән көрмигән йәнә бир тәрипи бар екәнғу» дегини ядимға чүшиватиду. У депутат болуп сайланғичә һәрхил адәмләрни учратти. «Яхшиму бар, яманму бар...» дегәндәк, әқиллиқниму, мәмәданниму, һеч оқәт қилғуси кәлмәй, пул тапқуси келидиғанларниму көрди. Әшуларниң һәммиси билән чүшәндүрүш ишлирини елип барди. Өзиниң алдиға қойған мәхсити билән тонуштурди. Ақивәттә, 5 намзатниң арисида Зияидин 43 пайиз билән шәһәрлик мәслиһәтниң депутати болуп сайланди. Турғунларға бәргән вәдиләрни аста-аста орунлаватиду. Паалийәтчанлиғи билән шәһәр һакиминиңму көзигә чүшиватиду. Оғлумни махтиғанлиғим әмәс, у спорт билән шуғулланғачқиму, дайим көзлигән мәхситигә йетишкә тиришиду. 


– Билалдин Талғатоғли, хәлқимиз Сизни пишип-йетилгән тиҗарәтчи сүпитидә яхши билиду. Бизнесқа қандақларчә келип қалдиңиз? Тәсадипилиқму, заман тәливиму яки бириниң тәсири болдиму?
 – Заман тәливи шундақ болдимекин дәймән. Әтигән өйләндим. Бир бешиң икки болғандин кейин җан беқиш керәкқу. Мән оттура мәктәпни тамамлап, армияға кәттим. 1991-жили, һәрбий хизмитимни өтәп келип, Алмута технология институтиға чүштүм. Адәмләр һечқачан күтмигән бир еғир заманлар башланди. Адәмләрниң һәммиси җан беқишниң койида базарға чиқип кәтти. Мәнму оқушумни сирттин оқуп, базарға чиқтим. Әсли бовам атақлиқ содигәр болған екән. Униңму тәсири болса керәк. Алмутиниң жуқарқи тәрипидә пәйда болған «Алмагүл» дүң сетиш базиридин уни-буни елип, сетип жүрдүм. Базарниң епини тепивалғандин кейин жирақ шәһәрләргә қатнашқа башлидим. Шәрқий Қазақстан вилайитидики Алтай  шәһиригә сода-сетиқ қилип барғинимни унтуш әсла мүмкин әмәс. Бу ейтмаққила асан, бир тийинни икки қилиш үчүн тартқан җапа-мәшәқитим пәқәт өзәмгила аян. Бүгүнкидәк һалавәткә оңай йәткиним йоқ. Базарда жүк чүшәрдим, һарвуму сөридим...
 – Өзиңизгә яхши мәлум, хәлиқни қоллап-қувәтләш, уларниң мәсилисини тегишлик орунларға йәткүзүш — мәслиһәт депутатлириниң асасий вәзипилириниң бири. Сайлиғучилириңиз билән мунасивитиңиз қандақ? Бүгүнки күндә Сизгә улардин асасән қандақ илтимас-өтүнүшләр келип чүшүватиду?
– Сайлиғучилар билән мунасивәт яман әмәс, өткәндә Бесағаш йезисидики һакимийәт бенасиниң мәсилисини һәл қилип бәрдим. Гүлдала йезисида турғунлар өйлирини аэропортқа йеқин селивалған. У мәсилиму мәлум дәриҗидә өз йешимини тапти. Ичимлик су, йол мәсилилири билән мураҗиәт қилиду. Һәммисини бир күндә йешиш мүмкин әмәс. Амма илгириләшләр бар. 
– Сизниң Алмута вилайитиниң Челәк тәвәсидә туғулуп, һазир Талғир наһийәсидә яшаватқанлиғиңиздин хәвиримиз бар. У йәрләрдики проблемилар Сизгә яхши мәлум. Шуларни һәл қилиш йолида қандақ ишларни қилдиңиз? Униңдин ташқири депутат сүпитидә Уйғур, Или, Җамбул, Қарасай наһийәлиридики мәсилиләргиму җавапкәр екәнлигиңизни ядиңизға салғум келиду. Һазир йезилиқ йәрләрдә ичидиған су, ишсизлиқ, яйлақ вә башқиму йешимини тапалмайватқан иҗтимаий мәсилиләр йетип ашиду...
– Тоғра. Раст, мән вилайәтлик мәслиһәтниң депутати болғанлиқтин, йеңи сиз атиған наһийәләргиму бериш һоқуқиға егә. Амма һәрбир наһийәдин сайланған депутатлар бар. Уларниң проблемилири билән шулар шуғуллиниду. Мабада мураҗиәт қилса, мәсилини тегишлик орунларға йәткүзүшкә мән һәрқачан тәйяр. 
– Хәйрихаһлиқ – виждан әмри билән болидиған иш. Сизниң нурғунлиған сахавәтлик ишлириңиз һәққидә аңлап жүримиз. Билидиғинимиз, қолида барларниң һәммиси меценат әмәс. Сизниң бу йолға чүшүшиңизгә немә сәвәп болди?
– Қийин соал. Немишкә? Чүнки мән хәйрихаһлиқ ярдәмни кейин бирсигә ейтимән дәп яки өзәмни көрситиш, махтиниш үчүн қилмаймән. Бүгүн бирсигә бәрдим, болди, әтиси у һәққидә унтуп қалдим. Әсли мениң бовам Савутахунум әйнә шундақ қоли очуқ адәм болған екән. Муһтаҗларға көп ярдәм қилаттекән. Дадамниң өмри жүк машинисини һайдаш билән өтти. У қишниң күнлири қийниливатқанларға көмүрни әрзән баһада йәткүзәтти. Муһтаҗни көрсә, ахирқи тийинини бериветәтти. Мәнму шу. Оғлумму мошу йолда кетип бариду. Йеңиқи сизниң соалиңизға «бу бизниң қенимизда бар» десәм, махтанғанлиқ болуп қаларму? Униңдин кейин Дилмурат ака Кузиевниң хәйрихаһлиқ паалийитиму маңа үлгә болди. Бу гәпни ейтип ялиқмаймән. Уму әйнә шундақ қоли очуқ адәм. 
– Хәйрихаһлиқ демәкчи, йеқинда Сизниң рәһбәрлигиңиздә бир түркүм тиҗарәтчиләр Париж олимпиадисиниң күмүч медаль саһиби Нариман Қурбановқа өй соға қилди. Растини ейтиңа, силәр иҗтимаий торларда Нариманниң һакимийәтниң, хәлқимизниң диққәт-нәзәридин сирт қеливатқанлиғи һәққидә «җанҗал» көтирилгәндин кейин шундақ қарарға кәлдиңларму яки Нариманни тәбрикләш ойи у утуққа қол йәткүзгән пәйттә туғулғанму?
– Бизгә мундақ ой Нариман күмүч алған күнила кәлди. Һәтта уни аэропортта күтүвелип, шу йәрдә соға тапшурмақчи болдуқ. Кейин чоңларниң алдиға өтүп кәтмәйли, дәп акилиримизни күттуқ. Биздә җәмийәтлик тәшкилатлар нурғун. Бай акилиримизму йетәрлик, дегәндәк... Амма һәммә нәрсә биз күткәндәк болмиди. Аңғичә, Нариман өзи ағрип қалди. У һәтта Президент билән болған учришишқиму баралмай, ағриқханиға чүшүп қалди. Шуңлашқа бизниң униңға атиған соғимизни тапшуруш вақти хелила созулуп кәтти. Нариманға өй соға қилғанда мениң йенимда болған жигитләргә миннәтдарлиғим чәксиз. 
–    Йениңиздики бу балиларни «йеңи байлар» дейишкә боламду?
 – Әлвәттә, болиду. Бу жигитләр билән көптин бери арилишип келиватимән. Мәвқәмизму бир. Бир-биримизни яхши чүшинимиз. Бәзилири мениңдинму чоң тиҗарәт билән шуғуллиниду. Җәвдәт Әйсаров, Арсен Абдуллаев, Әлишер Сасиқов, Алимҗан Шарипов, Мурадил Савутов, Рустәм Абитов. Булардин ташқири исмини аташни халимиған жигитләрму бар.
 – Бу яшларни немишкә бизниң җәмийәтлик ишларға җәлип қилишқа болмайду? Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев ҚХАниң XXXIII сессиясидә яшларни сәясәткә җәлип қилиш тоғрисида ейтип, һәтта һәрбир этномәдәнийәт мәркизиниң рәисигә, бир-бирдин яшларни орунбасар қилип, тайинлаш тәкливиниму бәрди әмәсму? 
 – Наһайити орунлуқ соал. Президентниң бу ейтқанлири мениңму ядимға чүшиватиду. Униң бу тәкливини өз әйни бойичә давамлаштурғум келиватиду. Дөләт рәһбири: «...Шундақла мәркизий вә йәрлик иҗраий органлар Ассамблеяниң яшларға, болупму пидаийларға мунасивәтлик лайиһилирини һәртәрәплимә қоллиши керәк» деди өз сөзидә. 
 Биздә яшларни қоллаватқан ким бар? Мән бу йәрдә өзимизниң җәмийәтлик тәшкилатлирини көздә тутуватимән. Чоңлардики баяқи шу бөлгүнчилик, қош-қош тәшкилатлар. Мону яшларму шу бөлгүнчиликләргә қарши. Улар кимгә қошулушини билмәй жүриду. Мән яшларни қанитиниң астиға алидиған бирәр тәшкилатни көрмәйватимән. 
 – Ахирқи жилларда уйғур җәмийәтлик бирләшмилирини бир тәшкилат әтрапиға топлаш, умумән, уйғурларға бир рәһбәр сайлаш лазимлиғи һәққидә гәп болуватиду. Һәтта буниңға Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң рәһбәрлиги арилишиватиду. Буниң өзи мәсилиниң хелила җиддийлиғини көрсәтсә керәк. Сизниң буниңға көзқаришиңиз қандақ?
–Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари – Кативат рәһбири Марат Әзилхановниң тәшәббуси билән уюштурулған жиғинларниң биригә мәнму қатнаштим. Униңға хәлқимизгә тонулған зиялилилар вә бизнесменлар иштрак қилди. Һазир моҗут болған икки җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлигиму бар. Марат Алмасоғли икки тәрәпниң вәкиллирини тиңшап болғандин кейин, ишчи топини қуруп, уйғурларниң умумий жиғинини өткүзүп, бир лидер сайлаш тәкливини бәрди. «Бизниң силәргә «әвуни сайлаңлар. монуни сайлаңлар» дәйдиған һоқуқимиз йоқ. Бирлишиш пәқәт өзәңларниң қолида» дәп, у мошундақ йолни таллавалған корейларни, туңганларни мисалға кәлтүрди. У жиғинда, немишкиду, «лидерлиримизниң» бири мундақ қәдәмгә беришқа қарши болди. Мениң оюмчә, у әгәр өзигә ишәшлик болса, умумий жиғинда өз намзитини көрситәтти. 
 – Әгәр уйғур тәшкилатлириниң беши қошулуп, бир рәһбәр сайлаш бойичә умумий жиғин өтсә, өз намзитиңизни қоямсиз?
– ҚХА Кативати рәһбири билән болған баш қошуш көплигән иштракчиларни «хәп» дегүзди. Марат Алмасоғли: «Мениң силәрниң бир болидиғанлиғиңларға көзүм йәтмәйду» дәп бизгә өзиниң рәнҗишини билдүрүп, орнидин туруп чиқип кәтти. Демәк, униң бизгә болған көзқариши өзгәрди. Мошунчилик дәриҗигә йетишимизгә ким әйиплик? Дүшмәнни чәттин издәшниң һаҗити йоқ. Әлвәттә, өзимиз әйиплик. Мән буниңдин 13 жил илгири Абдуллам Һошуров рәһбәрлигидики Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәисниң орунбасари болуп бардим. Шу вақитта чоңлиримизниң арисидики бөлгүнчиликләрни өз көзүм билән көрүп, һәйран қалған едим. Уларни яхши қилишқиму һәрикәт қилдим. Яшлиғимда иштиклик, бир гәпни үзигә дәветидиған мүҗәзимниң болғини раст. Шуниңдин кейин җәмийәтлик ишларға техи тәйяр әмәс екәнлигимни чүшәндим. Һазир йешим 53тә. Бешимдин хелә «иссиқ-соғ» өтти. Кимниң ким екәнлигини чүшәндим. Бираз тәҗрибиму топлидим. Мени тонуйдиғанлар йеңиқи: «Сән немишкә рәисликкә өзәңниң намзитини көрсәтмәйсән?» дегән соални қоюватиду. Ойлинип көрсәм, вақит ғуюлдап өтүватиду. Аримиздики қуруқ аброй талишиш мошундақла давамлашса, әтә-өгүн биз, әң авал уйғур мәктәплиримиздин айрилимиз. Миллий маарипсиз милләтниң келәчигини ейтмисамму чүшинишлик. Мошуларни ойлап, «кейин өз намзитимни көрсәтмигинимгә өкүнүп қалмисам, болаттиғу» дегән әндишә йоқ әмәс. Шуңлашқа әгәр умумий жиғин болуп, у ашкарилиқ билән өтсә, өз намзитимни көрситишкә мән тәйяр. 
Мениңчә, җумһурийәтлик мәркәзгә рәисликкә намзатлар өзлириниң программилири билән уйғурлар истиқамәт қилидиған һәрбир йезида, андин наһийәләрдә вә Алмута шәһиридә жиғин өткүзүши керәк. Ахирида өтидиған умумий жиғинға җай-җайлардин сайланған делегатларни тәклип қилип, Уйғур театрида умумий жиғин өткүзүш лазим. Шу йәрдә рәисни делегатларниң демократик асаста сайлиғини тоғра дәп һесаплаймән. 
 – Икки җумһурийәтлик мәркәзниң бири орнини бәрмисә, йәнә бири бирлишишкә қарши болса, немә қилиш керәк?
– Униму ойлаватимиз. Өз вақтида Турғанҗан Розахунов қуруп кәткән «Инайәт» ассоциациясиниң ишини җанландуруш керәк. У вақитта үч җумһурийәтлик мәркәз болиду. Бу бизгә керәкму? Гәп мана шуниңда. Бу ойлинидиған мәсилә. Бизниң бирлигимизни намайиш қилидиған вақит аллиқачан йәтти, дәп ойлаймән. Буниңға Ассамблея күч селиватиду. Президент ейтқандәк, Ассамблея, бәзиләр ейтип жүргәндәк, сүнъий тәшкилат әмәс. Ассамблея – әл бирлигини әмәлиятта намайиш қиливатқан, конституциялик мәртивиси бар, әһмийәтлик җәмийәтлик орган.
–    Сөһбитиңизгә рәхмәт. 
Сөһбәтләшкән
Бәхтишат СОПИЕВ,
«Uigur avazi»

515 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы