- Әхбаратлар еқими
- 26 Қыркүйек, 2024
Милләтләрара мунасивәтни мустәһкәмләш керәк
20-мизан күни Қостанай шәһиридә Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң, «Қоғамдық келісім» мәһкимиси вә Қостанай вилайити һакимийитиниң қоллап-қувәтлиши билән толерантлиқни күчәйтиштә, җәмийәтлик разимәнлик вә умуммиллий бирликни сақлашта аммивий әхбарат васитилириниң паалийитини җипсилаштурушқа қаритилған Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Журналистлар клубиниң көчмә жиғини өтти.
Мәзкүр жиғинға ҚҖ Парламенти Сенатиниң депутати – ҚХА Журналистлар клубиниң рәиси Алишер Сатвалдиев, ҚҖ Парламенти Сенатиниң депутати, ҚХА «Мемлекеттік тіл – этносаралық қатынас тілі» лайиһисиниң рәһбири Геннадий Шиповских, ҚҖ Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги Милләтләрара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитетиниң рәиси Ғалым Шойкин, министрликниң, Қостанай вилайитиниң һакимийитиниң, «MediaNet» хәлиқара журналистика мәркизиниң вәкиллири, журналистлар, блогерлар, дөләт органлириниң мәтбуат катиплири, журналистика мутәхәссислиги бойичә билим еливатқан студентлар қатнашти.
Жиғинға онлайн шәкилдә қатнашқан Ғалым Шойкин өз нутқида милләтләрара бирлик билән разимәнликниң мәмликәт тәрәққиятиниң әң муһим қәдрийәтлири болуп қалидиғанлиғини тәкитләп өтти. Шундақла милләтләрара мавзуларни йорутуш мәсилисидә қанунниң мәнивий тәләплирини сақлашта АӘВ билән гражданларниң җавапкәрлигини қәйт қилди. Шуниң билән биллә иҗтимаий торларда «өчмәнлик тилиниң» алдини елишқа алаһидә диққәт бөлүшниң муһимлиғини ейтти. Ғалым Нурмағамбетоғли ҚХАниң милләтләрара мунасивәтләрни уйғунлаштуридиған асасий институт болуп қалидиғанлиғини алаһидә қәйт қилди.
Алишер Сатвалдиев АӘВ тәрипидин елан қилинған әхбаратниң дуруслуғи билән җавапкәрлигини, шундақла медиа саһадики йеңилиқ алмаштуруш, пайдилиқ әхбарат елиш вә нәтиҗидар муһит бәрпа қилиш үчүн ҚХА Журналистлар клубиниң жиғинлирини өткүзүшниң муһимлиғини тәкитлиди. Шуниң билән биллә у журналистлар әхбарат мәйданида Ассамблеяниң пәқәт милләтләр үчүнла ишләйду дегән стереотипниң тарқишиға йол беришкә болмайдиғанлиғини ейтти.
ҚХАниң мәхсус лайиһилириниң бири – «Мемлекеттік тіл – этносаралық қатынастар тілі» тоғрилиқ Геннадий Шиповских тәпсилий тохтилип, милләтләр арисида дөләт тилини пайдилиниш даирисини кәңәйтиш, яшларниң уни үгинишкә болған интасини ашуруш арқилиқ тәшвиқ қилишниң муһимлиғини тәкитлиди.
Мәзкүр жиғинда, шундақла иҗтимаийшунас, PaperLab тәтқиқат мәркизиниң мудири Серик Бейсембаев «өчмәнлик тили» методикиси билән әхбарат кәңлигидики милләтләрара мунасивәтләр саһасидики зиддийәтләрни алдини елишниң 10 қаидиси тоғрилиқ ейтип бәрди. Factchek.kz сайтиниң баш муһәррири Думан Сқақов АӘВда милләтләрара мавзуни елан қилиш вә милләтләрара зиддийәтләр пәйтидә көрнәклик әхбарат (видео, фото) тәкшүрүш услублири бойичә тәклиплирини тәвсийә қилди.
Жиғинниң йәкүнлири бойичә униңға паал қатнашқанларға мәхсус сертификатлар тапшурулди.
410 рет
көрсетілді0
пікір