• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қыркүйек, 2024

Санаәт иқтидарини ашуруш тапшурулди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Премьер-министр Олжас Бектеновни қобул қилди.
 Президентқа Премьер-министр елимизниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият көрсәткүчлири, ома вә исситиш мәвсүмлиригә тәйярлиқ җәрияни тоғрилиқ әхбарат бәрди.
 Премьер-министрниң ейтишичә, бийил қәһритан-томуз айлири арилиғида ихтисатниң өсүми 3,7 пайизни тәшкил қилди. Җүмлидин қурулуш (8,8 пайиз), транспорт вә қойма иши (7,9 пайиз), алақә (7,4 пайиз), сода (5,5 пайиз), қайта ишләш санаити (4,9 пайиз) саһалиридики көрсәткүчләр өскән.
 Йеза егилигиниң имтиязлиқ мәбләғ билән тәминләш көләми үч һәссә өсүп, 580 миллиард тәңгигә йәтти. Һазир елимиз бойичә 17,2 миллион тонна ашлиқ жиғиштурулди. Деханлар әрзән янармай билән йетәрлик мөлчәрдә тәминләнди.
 Дөләт рәһбиригә барлиқ регионларда алдимиздики исситиш мәвсүмигә тәйярлиқ ишлири һәққидә әхбарат берилди. Иҗтимаий объектларниң тәйярлиғи – жуқури дәриҗидә. Турушлуқ өйләрниң исситиш мәвсүмигә тәйярлиғи бойичә ишлар 98,3 пайизға орунланди. Электр станциялиригә һәр жили 60 миллион тонна көмүр лазим. Һазир униң һаҗәт фонди бар. 
 Қасым-Жомарт Тоқаевқа су кәлкүни ақивәтлирини йоқ қилиш бойичә мошу вақитқичә берилгән тапшурмиларниң орунлиниш җәрияни вә келәр жили су кәлкүниниң алдини елиш чарилири тоғрилиқ һесават берилди. Зәрдап чәккәнләрниң һәммисигә иҗтимаий ярдәм көрситилип, ярамсиз болған мүлки үчүн ярдәм пули төләнди. Өйлиридин айрилғанларға 5767 турушлуқ сетивелинди вә 2567 йеңи өй селинди. Ақмола билән Ғәрбий Қазақстан вилайәтлиридики 104 объектта ишлар аяқлишиватиду. Су кәлкүнигә қарши чариләр плани әмәлгә ашурулмақта. 
 Учришиш ахирида Дөләт рәһбири елимизниң санаәт иқтидарини ашуруш вә инфрақурулумни йеңилаш бойичә бирқатар тапшурмиларни бәрди.

1055 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы