- Әхбаратлар еқими
- 03 Қазан, 2024
Мәшиқләр Қазақстанда өтти
Алмута вилайитидики «Жағалау» оқуш-мәшиқ полигонида Коллективлиқ бехәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиниң (КБШТ) «Мызғымас бауырластық – 2024» Коллективлиқ течлиқпәрвәр күчлириниң қатнишиши билән командилиқ-штаблиқ оқуш-мәшиқлири өтти, дәп хәвәрлиди Мудапиә министрлиги.
«КБШТқа әза мәмликәтләрдин – Беларусь, Қирғизстан, Россия вә Таҗикстандин һәрбий қурулумлар 26 – 30-мизан күнлири болди» дәп тәкитләнгән әхбаратта. Уларни йәткүзүш һәрбий-транспорт авиация борти вә автомобиль транспорти билән әмәлгә ашурулди.
Оқуш-мәшиқ чарилири Коллективлиқ бәхәтәрлик системисини күчәйтишкә вә КБШТ җавапкәрлик территориясидә турақлиқлиқни тәминләшкә қаритилған. КБШТқа әза мәмликәтләрниң течлиқпәрвәр контингентлири – мәхсус тәйярланған һәрбий, полициялик вә гражданлиқ персонал, шундақла улардин бөлүнидиған күч қураллар. Һәрбир течлиқпәрвәр операциядә КБШТ Коллективлиқ бехәтәрлик кеңишиниң қарарлири билән әмәлгә ашурулидиған вәзипиләрниң көләмигә вә тоқунуш территориясидики ениқ әһвалға қарап уларниң тәркиви, қурулуми вә сани ениқлиниду.
815 рет
көрсетілді0
пікір