• Әхбаратлар еқими
  • 03 Қазан, 2024

Сәясий дебатта нутуқ сөзлиди

Қазақстан Җумһурийити Премьер-министриниң орунбасари – Ташқи ишлар министри Мурат Нуртилеу 28-мизан күни БМТ Баш Ассамблеясиниң 79-сессиясиниң умумий сәясий дебатлирида сөз сөзлиди.
ҚҖ Ташқи ишлар министри Мурат Нуртилеу өз сөзидә мәзкүр Ассамблеяниң дунияда бехәтәрлик системисиниң гумран болуш алдида турған җиддий пәйттә өтүватқанлиғини тәкитлиди. 
«Онлиған мәмликәтләр тоқунушлар билән турақсизлиққа дуч келип, миңлиған адәм вапат болди. Һазир пүткүл дуния климат боһринидин зәрдап чәкмәктә», деди у.
Министр БМТ Баш Ассамблеясиниң алдинқи сессиясидә Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев тәклип қилған «Течлиқ билән разимәнлик үчүн дуниявий бирлик» тәшәббусини әмәлгә ашурушниң муһимлиғини тәкитлиди. У дуниявий мәсилиләрни һәл қилишқа оттура державиларни паал қатнишишқа чақирди.
Министр, шундақла өз сөзидә ядролуқ бехәтәрлик мәсилилиригә алаһидә диққәт бөлди.
«Ядролуқ ховуплар риторикисиниң күчийиши ядролуқ қурални тарқатмаслиқ тоғрилиқ шәртнамини вә барлиқ ядролуқ державиларниң ядролуқ синақларни һәртәрәплимә мәнъий қилиш тоғрилиқ шәртнамини сақлашни тәләп қилиду», деди министр.
Климатлиқ ховуплар тоғрилиқ ейтип, Мурат Нуртилеу тәрәққий әткән әлләр билән хәлиқара малийә институтлирини Париж шәртнамисиниң қаидилиригә мувапиқ тапавити төвән вә оттура әлләргә йешил технологияләр билән йеникчилик билән мәбләғ билән тәминләшни тәклип қилишқа ярдәмлишишкә чақирди.
 Министрниң ейтишичә, Қазақстан 2026-жили Регионлуқ климатлиқ саммит өткүзүшни планлап, өз үлүшини қошушқа тәйяр.
 Ташқи ишлар министри Дөләт рәһбири жүргүзүватқан «Адаләтлик Қазақстанни» қуруш бойичә ислаһатлар даирисидә елимиздә өлүм җазаси мәнъий қилинғанлиғини, балилар билән аялларға мунасивәтлик зорлуқ-зомбилиқ үчүн җавапкәрлик күчәйтилгәнлигини, қийнашқа тамамән төзмәслик сәясити жүргүзүлүватқанлиғини вә милләтләрара тоқунушларниң алдини елиш механизмлириниң күчәйтилгәнлигини ейтти.
 Мошу турғудин қариғанда, министр Қазақстанниң Мәркизий Азияниң башқа әллири вә Моңғолия билән бирлишип өлүм җазасидин бошитилған дәсләпки регион болуш тәшәббуси тоғрилиқ мәсилигә тохталди.
 2030-жилғичә турақлиқ тәрәққий етиш саһасидики күн тәртивини орунлаш муддитиниң йеқинлишиш контекстиға, шундақла региондики БМТ агентлиқлириниң паалийитини уйғунлаштурушни күчәйтиш турғусидин министр БМТқа әза дөләтләрни Алмутидики Мәркизий Азия билән Авғанстан үчүн турақлиқ тәрәққий етиш бойичә БМТ Регионлуқ мәркизини қуруш тоғрилиқ Қазақстанниң тәшәббусини қоллап-қувәтләшкә чақирди. 
 Деңизға чиқидиған йоли йоқ чоң мәмликәт болуп туруп, Қазақстан мошу әлләр топиниң мәнпийәтлирини паал алға сүрүватиду.
 «Прогрессқа қаримай, биз Вена иш-һәрикәт программисини толуқ әмәлгә ашуруштин жирақ. Сода билән транспорт дәлизлирини тәрәққий әткүзүш бойичә чәкләнгән имканийәтләр бизниң аҗиз тәрәплиримизни күчәйтип, вәзипиләрни ашуруп, инвестиция көләмини азайтиду», дәп тәкитлиди министр. 
Қазақстан һазир Азия билән Европа арисидики асасий транзитлиқ җайға айланди вә позицияләрни күчәйтиш үчүн «Бир бәлбағ, бир йол» лайиһилири билән, Шимал-Җәнуп хәлиқара транспорт дәлизи билән вә Транскаспий маршрути билән синергияни күчәйтишни планлаватиду.
«2030-жилғичә рәқәмлик күн тәртиви технологияләргә тәң қолйетимликни тәләп қилиду. Сүнъий әқилниң тәрәққияти биздә киберхәтәрләр билән мәлуматлар бехәтәрлигигә ховуп пәйда қилидиған йеңи қийинчилиқларни пәйда қилиду», деди М.Нуртилеу рәқәмлик трансформацияниң әһмийити тоғрилиқ. 
 Министр этикилиқ стандартларни тәйярлаш үчүн сүнъий әқил мәсилилири бойичә БМТ кеңишини қуруш өз вақтида қобул қилинған қарар екәнлигини тәкитләп, БМТниң мошу җәриянлардики ролини күчәйтишни тәклип қилди. 
 Өз сөзини хуласиләп, Қазақстан ташқи ишлар министри Келәчәк саммити билән БМТ Баш Ассамблеясиниң еқимдики сессияси барлиқ әвлатлар үчүн ярқин, инклюзивлиқ вә бехәтәр келәчәккә йол ачидиған муһим қәдәмләр болидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.

966 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы