- Әхбаратлар еқими
- 03 Қазан, 2024
Дадил қарар қобул қилиш вақти

Алдимиздики йәкшәнбидә, йәни 6-оғуз күни муһим сәясий сәнә – Қазақстанда атом электр станциясини селишқа мунасивәтлик җумһурийәтлик референдум өтиду. Униңда хәлиқ өз авазини бериш арқилиқ елимиздә АЭС селиш мәсилисигә аит һәл қилғучи қарарни қобул қилидиған болиду.
Ершат ӘСМӘТОВ,
«Uiğur avazi»
Үстимиздики жилниң 13 – 26-мизан арилиғида Мәркизий референдум комиссиясиниң әзалири мәмликитимизниң 11 региониға берип, территориялик вә участкилиқ комиссияләрниң 2024-жили 6-оғузда өтидиған җумһурийәтлик референдумға тәйярлиғини тәкшүрүп чиқти. МРК әзалири ушбу сәпири давамида шундақла гәп болуватқан комиссияләрниң, дөләт органлири вә аммивий әхбарат васитилири вәкиллири билән семинар-кеңәшмиләрни өткүзүп, референдум тоғрилиқ қанундики өзгиришләр вә йеңилиқлар билән тонуштурди. Референдумни тәйярлаш вә өткүзүш алаһидиликлири, сайлам қануниниң асаслири вә уни электораллиқ җәриянда пайдилиниш тәҗрибиси, электорал мәвсүмниң асасий басқучлириниң алаһидиликлири, нака адәмләрниң сайлаш һоқуқлирини тәминләш, электорал оқутуш, миллий вә хәлиқара байқиғучиларниң иши вә башқилар шулар җүмлисидиндур.
Вакаләтлик дөләт органлири өз новитидә регионларда референдумға қатнишиш, мәвсүмни тәшкилий вә маддий-техникилиқ җәһәттин тәминләш, референдум участкилирида накалиғи бар гражданлар үчүн тегишлик шәрт-шараит яритиш, референдум қатнашқучилири һоқуқиниң һимайә қилиниши, аваз бериш пәйтидә һоқуқ тәртивиниң сақлиниши вә участкиларға сайлам бюллетеньлирини йәткүзүш, референдумға қатнишиш һоқуқи бар гражданларниң тизими бойичә жүргүзүлүватқан ишлар, шундақла регионлардики консультатив call-мәркәзлириниң паалийитини вә аваз бәргүчиләр тизимидики гражданларни тәкшүрүш үчүн онлайн-сервислар билән телеграмм-боттларни ишқа қошуш мәсилилирини әтраплиқ чүшәндүрди. Шуниң билән биллә аваз беришкә беғишланған мәлум бир участкиларда онлайн-сервис қолйетимлиқ болиду, униң ярдими билән җәрияндин сирт қалған гражданлар тиркилип, аваз бериш имканийитигә егә болалайду. Умумән, профилактикилиқ җәриянда регионлардики комиссия әзалириниң кәспий маһарити билән һоқуқлуқ вәзипилирини ашурушқа алаһидә көңүл бөлүнди. Комиссия әзалириниң өйләрни арилаш вә аваз бәргүчиләргә шәхсий чақириш қәғәзлирини тапшуруш еһтияҗини чүшәндүргәч, референдум тоғрилиқ гражданларни системилиқ рәвиштә вә өз вақтида хәвәрдар қилишниң әһмийити тоғрилиқ ейтилди. Шуниң билән биллә МРК әзалири территориялик һәм участкилиқ комиссияләр ишиниң үнүмдарлиғини ашуруш бойичә ениқ тапшурмиларни бәрди.
Иш бабидики сәпәр давамида МРК әзалири шундақла бирқатар территориялик вә участкилиқ комиссияләрни зиярәт қилип, уларниң ишлириға баһа бәрди. Учришишларда қанунларға җиддий риайә қилиш, аваз бериш мәхпийитини, референдумниң барлиқ басқучлириниң ашкарилиғи билән очуқлиғини тәминләш лазимлиғиға алаһидә диққәт ағдурулди.
16-мизанда ҚҖ Мәркизий референдум комиссиясиниң рәиси Нурлан Әбдиров МДҺ Байқиғучилар миссияси штабиниң рәһбири Олег Кулебани қобул қилди. У җумһурийәтлик референдумда байқаш бойичә МДҺдин Байқиғучилар миссияси штабиниң ечилиши билән паалийитиниң башлиниши һәққидә мәлумат бәрди. Шундақла елимиз регионлиридики референдум участкилирида хәлиқара байқашни әмәлгә ашуридиған Һәмдостлуқ мәмликәтлиридин 50кә йеқин байқиғучини җәлип қилишниң планлиниватқанлиғини тәкитлиди. Учришиш давамида Нурлан Әбдиров билән Олег Кулеба 2024-жили 6-оғузға бәлгүләнгән җумһурийәтлик референдумға хәлиқара байқашни уюштуруш мәсилилири бойичә пикирләшти. Нурлан Мажитоғли өз новитидә хәлиқара байқиғучилар хизмити үчүн тегишлик шараит яритилидиғанлиғини ейтти.
19-мизанда Беларусь Җумһурийитидә МДҺға қатнашқучи әлләр сайлам органлири рәһбәрлири консультатив кеңишиниң үчинчи мәҗлиси болуп өтти. ҚҖ Мәркизий референдум комиссиясиниң рәиси Нурлан Әбдиров қатнашқучиларни Қазақстанда үстимиздики жилниң 6-оғуз күнигә бәлгүләнгән җумһурийәтлик референдумға тәйярлиқниң кетип беришидин хәвәрдар қилип, мәзкүр сәясий мәвсүмниң тәсадипи чарә әмәс, бәлки 2022-жилқи конституциялик ислаһат контексидики ишниң давами болуп һесаплинидиғанлиғини, мошу язда җумһурийәтлик референдум тоғрилиқ қанунниң өз вақтида һәм сүпәтлик йеңиланғанлиғини алаһидә тәкитлиди. Натиқ шундақла бу қетим 2022-жилқи референдумни уюштуруш вә өткүзүш тәҗрибисиниң, шуниң билән биллә хәлиқара байқиғучилар билән экспертлар тәклиплириниң инавәткә елинғанлиғини қошумчә қилди. ҚҖ МРК рәиси МДҺға қатнашқучи әлләрниң сайлам органлири рәһбәрлириниң Консультатив кеңиши билдүрүшиниң вә кеңәш йенидики яшлар җәмийәтлик комиссиясини қуруш тоғрилиқ қаидисиниң лайиһисигә ениқлима бериш билән биллә уларни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини изһар қилди.
Кейинирәк Беларусь аммивий әхбарат васитилиригә бәргән сөһбитидә елимиз МРК рәһбири баш қошуш мәсилилирини муһакимә қилишта сайлам ишәнчисигә, очуқлиғи билән ашкарилиғиға вә мәмликәтләрниң электорал мустәқиллигигә алаһидә көңүл бөлүнгәнлигини тәкитләп, қазақстанлиқ сайламни мисалға кәлтүргәч, шуниңға мувапиқ барлиқ тәрәққий әткән дөләтләрдикидәк сайлам җәрияниға сирттин арилишишниң мәнъий қилинғанлиғини әслитип өтти.
Мошу йәрдә шуниму тәкитләш лазимки, елимиз гражданлири асасий җәһәттин АЭС селиш тәрәпдари болсиму, униңға қаршилиқ билдүргүчиләрму йоқ әмәс. Бу әснада болупму иҗтимаий торларда асассиз пикирләрниң, һәтта сахта әхбаратларниң пәйда болуватқанлиғи һәммимизгә мәлум. Шуларниң бири – елимиздә атом электр станцияси қурулушиниң һазирниң өзидә башланғанлиғи һәққидә чиқирилған ясалма видеороликтур. Җамбул наһийәлик һакимийити бу хәвәргә мунасивәтлик «Иҗтимаий торлар билән мессенджерларда Алмута вилайитиниң Үлкен йезисида атом электр станцияси қурулушиниң башланғанлиғи һәққидә сахта әхбарат тарқимақта. Видеороликта, тәхмин бойичә, Google Maps онлайн-сервиси арқилиқ қурулуш объектлири көрситилиду. Униңдики қурулушниң атом электр станциясигә тәәллуқ екәнлиги һәқиқәткә уйғун кәлмәйду. У йәрдә намайиш қилинған объект 2011-жили Балхаш иссиқлиқ электр мәркизи лайиһисини әмәлгә ашуруш вақтида чүширилгән» дегән пикирни ейтти.
Әнди референдум өкүзүшни уюштуруш мәсилисигә қайтип келәйли. Бүгүнки күнгә қәдәр барлиқ аваз бериш участкилири чәмбәрчас тәйяр. Уларға әтә-өгүн бюллетеньлар йәткүзүлидиған болиду. Ядиңларға салимизки, референдумға бирла мәсилә чиқирилиду. Йәни бюллетеньда «Сиз Қазақстанда атом электр станциясини селишқа келишәмсиз?» дегән ялғуз соал йезилиду. Униңға «һә-ә» яки «яқ» дәп җавап бериш керәк. Һә, АЭС салидиған компанияләр намлири берилмәйду. Сәвәви, атом электр станцияси селинамду, йоқму, һазирчә намәлум. Уни хәлиқниң таллиши, йәни референдум нәтиҗиси көрситиду. Қанун бойичә, сайлиғучилар тизимиға киргән адәмләрниң йеримидин көпи аваз бәрсә, референдум өткән болуп һесаплиниду. Аваз бәргүчиләрниң йеримидин нурғуни «һә-ә» яки «яқ» дәп җавап бериши шәрт. АЭС бойичә қарарниң қобул қилиниши әйнә шуниңға бағлиқ.
Рәсмий мәлуматлар бойичә, алдимиздики референдумда 12 миллиондин ошуқ адәмниң өз таллишини билдүрүши күтүлмәктә. Демәк, сайлиғучиларниң 6 миллиондин ошуғи аваз бәрсә, референдум қануний болуп санилиду, униң ичидә 3 миллиондин ошуғи, йәни бесим көпчилиги «һә-ә» дегән җавапни бәрсә, Қазақстанда АЭС селиш мәсилиси иҗабий һәл қилиниду дегән сөз. Мабада аваз бәргүчиләр сани 6 миллионға йәтмисә, у чағда референдум өтмиди дәп қарар қобул қилинидудә, уни қайтидин өткүзүшкә тоғра келиду.
Мәркизий референдум комиссиясиниң кативи Мухтар Ерман 2024-жилниң 1-оғузидики идарә баш қошушида 30-мизанда Астана вақти бойичә саат 18:00да чәт әлләрдин, хәлиқара тәшкилатлардин байқиғучиларни, аммивий әхбарат васитилири вәкиллирини аккредитацияләш җәрияни аяқлашқанлиғини ейтип өтти. Катипниң тәкитлишичә, 30 чәт әлниң, униң ичидә 4 хәлиқара тәшкилатниң намидин 177 байқиғучи тиркәлгән. ҚҖ Ташқи ишлар министрлиги 5 чоң хәлиқара тәшкилатқа референдумни байқашқа қатнишишқа чақирди. Референдум җәриянини 37 мәмликәттин кәлгән 200 чәтәллик журналист назарәт қилидиған болиду.
Мәркизий референдум комитети Һөкүмәттин референдумға 15,5 миллиард тәңгә сориди. Бу мәбләғниң 71 пайизи, йәни 11 миллиард тәңгиси аваз бериш участкилириниң ишиға җәлип қилинидиған адәмләрниң маашиға сәрип қилиниду. Қалғини – тәшкилий ишларниң хираҗиитидур. Умумән, комиссияләр ишиға 70 миң адәмни тартиш планланмақта. Әлвәттә, һәрбир тәңгиниң һесави болиду.
Йәрлик һакимийәтләр 26-мизанғичә хәлиқни аваз бериш орунлири билән вақтидин хәвәрдар қилишқа вәзипилик. 6-оғузда хәлиқ өз таллишини билдүрсә, МРК 12-оузғичә референдум нәтиҗисини елан қилиши шәрт.
Әнди референдум өткүзүшкә беғишланған сайлам участкилирида аваз бериш вақтиға тохтилайли. Аваз бериш 84 участкида әтигәнлиги саат 06:00дин башлиниду. Бу, асасән, һәрбий қисимларда, айрим вахтилиқ иш орунлирида жүргүзүлиду. Уларниң иши яки хизмити алаһидә тәртиптә болғанлиқтин, нәқ саат 06:00дин башлап аваз берилиду. Бу – референдумға қатнишидиған адәмләргә қолайлиқ болуш үчүн яритиливатқан шараит. 10 325 участкиниң 539ида тизимға киргүзүлгәнләрниң һәммиси аваз берип болғандин кейин бюллетеньларни санаш башлиниду. Бу – пәқәт һәрбий қисимларда, дәм елиш өйлиридә, санаторийларда, тәргәв изоляторлирида вә ағриқханиларда қурулған участкилар, йәни һесаптин чиқириш гуванамилири бар қошумчә адәмләр кәлмәйдиған орунлар. Мәзкүр қанун нормиси 10 күн ичидә һәммә регионларда әмәлгә ашурулуши керәк. Йәни барлиғи мошундақ 539 участкида аваз берип болғандин кейин авазларни санашқа киришиду. Қалған сайлам участкилирида тизимдикиләрниң һәммиси аваз бәрдиму, йоқму, униңға қаримастин аваз бериш җәрияни саат 20:00ғичә давамлишиду.
Экспертларниң пикричә, референдум өткүзүш – Дөләт рәһбири башлиған «Хәлиқ авазиға қулақ салидиған мәмликәт» концепциясиниң әмәлиятта ипадисини тапқанлиғиниң бир көрүнүши. Йеза һакимлирини сайлаш, келәр жилдин башлап наһийә вә вилайәтлик әһмийәткә егә шәһәр һакимлирини сайлаш җәрияниниң ишқа қошулидиғанлиғи, хәлиқни ойландуридиған муһим мәсилиләргә мунасивәтлик референдум өткүзүш елимиздә йеңи сәясий мәдәнийәтниң шәкиллинишигә тәсир қилидиған иҗабий өзгиришләрдур. Алдимиздики референдумда тәрәққийпәрвәр демократик җәриянларниң җарий қилинишиға, гражданлиқ җавапкәрликниң ешишиға елип келиши сөзсиз.
Референдум һарписида көплигән иҗтимаий институтлар униңға мунасивәтлик соалнамиларни өткүзүватиду. Мәсилән, Қазақстан җәмийәтлик тәрәққият институти ҚҖ Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң буйрутмиси бойичә, 17 – 24-мизан арилиғида қазақстанлиқларниң АЭС селишқа вә референдумға мунасивәтлик көзқаришини билиш мәхситидә, 17 вилайәт вә 3 җумһурийәтлик әһмийәткә егә шәһәрдә телефон арқилиқ соалнамә жүргүзди. Тәтқиқат елимиздики 18 яштин ашқан 1200 респондентни өз ичигә алди. Соалнамигә қатнашқанларниң 64 пайизи һәрқандақ дәриҗидики референдумға беришқа тәйяр екәнлигини билдүрсә, уларниң 67,4 пайизи АЭС қурулушини қоллайдиғанлиғини изһар қилған. Пәқәт 16,6 пайизила референдумға қатнашмайдиғанлиғини ейтқан.
ҚҖ Президенти йенидики Қазақстан стратегиялик тәтқиқат институтиниң буйрутмиси бойичә Демократия институти 13 – 26-мизан арилиғида телефон арқилиқ соалнамә жүргүзгән. Униңға жуқурида қәйт қилинған регионларда, дәл шундақ яштикиләр арисида, нәқ шунчилик респондент қатнашқан. Соалнамә йәкүни бойичә, умумий респондентларниң 72,9 пайизи атом электр станциясини селиш тәрәпдари екәнлигини изһар қилған. «Қазақстанда АЭС селиш идеясигә көзқаришиңиз қандақ?» дегән соалға респондентларниң, тәхминән, үчтин икки қисми иҗабий җавап бәргән. Илгири елан қилинған соалнамиләр нәтиҗилири билән селиштурғанда, буниң өзи, әлвәттә, жуқури көрсәткүч. Йәни АЭС селинишини қоллайдиғанларниң үлүши 19,8 пайизға, иккинчисигә нисбәтән 12,7 пайизға өскән. Буниңдин АЭС селиш тәрәпдарлири саниниң референдумға қәдәр униңдинму ашиду дегән хуласигә келишимиз мүмкин. Умумән, телефон арқилиқ жүргүзүлгән соалнамә нәтиҗилири респондентларниң 62 пайизиниң гражданлиқ мәвқәси бар екәнлигини вә референдумға қатнишишқа нийәт билдүрүватқанлиғини көрситиду. Буниң өзи Қазақстанда АЭС селиш тәшәббусини қоллап-қувәтлигүчиләр саниниң күндин-күнгә көпийиватқанлиғини билдүриду.
Мавзуға мунасивәтлик мәлуматлар
Бүгүнки таңда дунияниң 3 мәмликитидә 200гә йеқин атом электр станцияси ишләйду. Адәттә, атом энергиясидин тәрәққий әткән әлләр пайдилинип кәлмәктә. Мәсилән, Франция истимал қиливатқан электр энергиясиниң 69 пайизини АЭС ишләп чиқириду. Бу көрсәткүч Бельгиядә – 50, Швециядә – 31, Швецариядә – 28, АҚШта 9 пайизни тәшкил қилиду. Ахирқи мәлуматлар бойичә, әң қувәтлик АЭС – АҚШта. Уларда 94 реактор бар. Франциядә – 56, Хитайда – 56, Россиядә – 36, Япониядә 33 реактор энергия ишләп чиқармақта.

3691 рет
көрсетілді0
пікір