• Әхбаратлар еқими
  • 09 Қазан, 2024

Һәмкарлиқ вә тәрәққият җәрияни давамлишиду

Москваға иш бабидики сәпәр билән кәлгән Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Мустәқил дөләтләр һәмдостлуғи тәшкилатиға әза мәмликәтләр рәһбәрлири кеңишиниң жиғиниға қатнашти.
 Дөләт рәһбири МДҺ әллири рәһбәрлири кеңишиниң кичик тәркиптики олтиришида сөз сөзләп, 1991-жили Алмута декларациясиниң асасида қурулған МДҺниң абройлуқ хәлиқара тәшкилат сүпитидә буниңдин кейинму күчәйтиш Қазақстан үчүн асасий әвзәлликләрниң бири екәнлигигә диққәт бөлди.
— Өткән әсирниң 90-жиллирида Балқан қолтуғидики охшаш җиддий әһвалларға посткеңәшлик регионда йол қоюлмиди. Бу йәрдә МДҺ үлүши зор болди дейишкә болиду. Шуңлашқа Һәмдостлуқни сақлап қелиш керәк, дәп ойлаймән. Мошу мәхсәттә өзара ишәнчини күчәйтишниң әң нәтиҗидар чарилирини қобул қилип, дөләт рәһбәрлири дәриҗисидә бир-биримизни асассиз тәңқит қилиштин жирақ болуп, парасәтликни намайиш қилишимиз лазим, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Президентниң ейтишичә, геосәясий турақсизлиқ билән җиддий хәлиқара әһвал шараитида өтүватқан учришиш тәшкилат паалийитигә йеңи сүръәт бериши керәк. 
 Президент МДҺ дуниявий һәмкарлиқ билән тәрәққият җәрияниға зор үлүш қошуватқан нәтиҗидар региондики тәшкилат сүпитидә хәлиқара дәриҗидә кәң иқрар қилинғанлиғиға тохталди.
— Һәмдостлуқ БМТниң һәрхил қурулумлири билән, шундақла башқиму нурғунлиған хәлиқара вә регионлуқ тәшкилатлар билән мунасивәт орнатти. МДҺниң дунияда абройи ашмақта. Булту МДҺ йенидики Назарәт вә Һәмкарлиқ мәртивиси бәкитилди. Бу қарар тәшкилатниң очуқлиғини көрсәтти. Мошу системилиқ ишни давамлаштуруп, «МДҺ+» шәклини қуруш тоғрилиқ мәсилини қараштурушни тәклип қилимән. Мошундақ мәйдан Һәмкарлиқниң регионлуқ алақилирини кәңәйтишкә асас болиду, — деди Дөләт рәһбири. 
 Президентниң пикричә, дуния ихтисадида турақсизлиқ күчийиватқанда, сода-ихтисадий һәмкарлиқ мәсилилири дайим нәзәрдә болуши лазим. Қ.Тоқаев Қазақстан үчүн МДҺ базарлири дайим муһим екәнлигини қәйт қилди. Елимизниң ташқи товар айнилиминиң төрттин бир бөлүгидин ошуғи – мошу базарға тәәллуқ.
 Дөләт рәһбири сода-ихтисадий кооперацияниң нәтиҗидарлиғи транспорт дәлизлириниң тәрәққияти билән зич бағлиқ екәнлигини тәкитлиди. Шуниң билән биллә Қазақстан асасий хәлиқара йөнилишләрдики төмүрйол қурулумини кәңәйтишкә киришкәнлигини ейтти.
 Президент рәқәмләштүрүш саһасидики һәмкарлиқни риваҗ­ландуруш муһим вәзипиләрниң бири екәнлигини қәйт қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев МДҺ хәлиқлириниң мәдәний вә мәнивий алақилирини күчәйтиш мәсилисигә алаһидә диққәт бөлди.
— Мәдәний-гуманитарлиқ һәмкарлиғимизниң саһалири билән йөнилишлирини дайим кәңәйтип турушимиз керәк. Йеқинда Астанада өткән Дуниявий көчмәнләр оюнлириға 85 мәмликәттин 2 миңдин ошуқ спортчи кәлди. Бу дунияда этноспорт һәрикитигә, илгәрки көчмән хәлиқләрниң мәдәний мирасиға қизиқишниң зор екәнлигини көрсәтти, — деди Президент. 
 Алий оқуш орунлири билән яшлар арисидики мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш – бирләшкән паалийәтниң муһим йөнилиши. Дөләт рәһбири студент алмаштуруш вә илмий стажировкидин өтүш ишини риваҗландуруш үчүн «Һәмкарлиқниң академиялик пайтәхти» намлиқ йеңи программини ишқа қошушни тәклип қилди. 
 Қазақстан Президенти келәр жили Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәтниң 80 жиллиғини нишанлашқа мунасивәтлик ой-пикрини ейтти.
— Бу – Һәмдостлуқ әллириниң барлиқ хәлқини бириктүридиған чоң сәнә. Әркинлик вә адаләтлик тәнтәнә қазанған мәзмунлуқ мәйрәм. Биз атилиримиз билән анилиримизниң, уруш ветеранлири билән арқа сәп әмгәкчилириниң инсанийәт тарихидики өчмәс җасаритини дайим ядимизда сақлишимиз лазим, — деди Дөләт рәһбири. 
 Сөзиниң ахирида Қасым-Жомарт Тоқаев 2025-жили МДҺға Таҗикстан Җумһурийитиниң рәислик қилишини вә новәттики саммитни Душанбеда өткүзүш тоғрилиқ қарарни қоллайдиғанлиғини ейтти.
 Униңдин кейин Президент МДҺ әллири рәһбәрлири кеңишиниң кәңәйтилгән тәркиптики олтиришиға қатнашти. Бу башқошушта дөләт рәһбәрлири тәшкилат паалийитиниң асасий йөнилишлирини, шундақла өзара нәтиҗидар һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш бойичә планни муһакимә қилди.
 МДҺ саммитиниң йәкүнлири бойичә бирқатар һөҗҗәтләр қобул қилинди.
 

3399 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы