• Муһим сөһбәт
  • 16 Қазан, 2024

«Бирлик бар йәрдә, һәрикәтму, бәрикәтму болиду»

– Һосманҗан Турсуноғли, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң 35 жиллиқ тойи мубарәк болсун!
–    Рәхмәт.
–    Тәйярлиқлар қандақ?
– Тәйярлиқлар яман әмәс. Мәрасимниң өтидиған күни билән җайини бәлгүләп қойдуқ. Мәйрәмлик тәнтәнә мәркәзниң илгәрки рәислири вә уларниң иш-паалийити тоғрилиқ һөҗҗәтлик фильмдин башлиниду. Сабиқ рәисләрниң һәммиси һаяттин өтти. Амма улар билән бир сәптә болған, қилған ишини баһалайдиған зиялилиримиз бар. Шуларниң сөһбәтлирини беримиз. Ахирқи бәш жилда қилған ишлардин учур беридиған журнал чиқириватимиз. 
– Мәдәнийәт мәркизи демәкчи, сиз җәмийәтлик ишларға қачандин арилишиқа башлидиңиз?
– Мән 1982-жили Султанқорғанға көчүп кәлдим. Шәһәрдики чоң мәһкимиләрниң биридә, йәни маддий-техникилиқ базида бөлүм башлиғи болуп ишлидим. У заманларда һәрким өз тирикчилигимиз билән һәләк едуққу. Мениң өйүм шу вақиттики Москва вә Октябрь наһийәсиниң чегарисида болидиған. Һазирқи Медев вә Түрксиб наһийәлири. Мән көпирәк султанқорғанлиқлар билән арилаштим. Бу мәһәллигә «Өмәр пугач» дегән акимиз жигитбеши екән. Ғәйрәт Мәмәтәлиев исимлиқ киши униң «оң қоли» болидиған. Жутниң һәммиси Өмәркамниң ағзиға қаратти. У яқ һәркимгә сөзини өткүзәләйдиған, җүръәтлик, қавул бир киши еди. 
1984-жили 101-мәктәптә Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқуповниң 70 яшлиғини нишанлимақчи болдуқ. Жут турғунлириниң күч чиқириши билән мәрасим жуқури дәриҗидә өтти. Мәнму жүгү-житим ишларға ат селиштим. Шу пәйттә, әтималим, чоңларниң көзигә челиқип қалсам керәк, бирдәмдила «активист» атилип кәттим. 1989-жили Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи қурулғанда, мени униң Москва наһийәсидики шөбисигә рәис қилип сайлашти.
– Сөзүңизни бөлүветәй, Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң биринчи рәиси ким болди?
– Бу җәмийәтлик тәшкилатниң бәрпа болуп, паалийитиниң сүръәтлик йүксилишигә шу чағдики Уйғуршунаслиқ институтиниң рәһбири, филология пәнлириниң доктори, академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасов билән көрнәклик язғучи Турған Тохтәмовниң қошқан төһписи интайин зор болди. Язғучи Турған ака униң биринчи рәиси болди. Униң билән мени Гэрс ака Исламов тонуштурди. У иккиси йеқин ағиниләрдин екән. Һә, Исламовлар билән мениң туққанчилиғим бар. Турған ака дәсләпки күнләрдин башлапла маңа җәмийәтлик ишларниң қир-сирини үгәтти. Өзиниң иш-тәҗрибиси билән ортақлашти. Дәсләпки қетим һазирқи мәркизий истираһәт беғида Уйғур мәдәнийәт күнини өткүзгинимиз ядимға чүшүватиду. У вақитта шәһәрдә алтә наһийә болуп, һәммисидә шөбиләр қурулди. Барлиғимиз бир мәркәзниң әтрапиға топлинип, иш елип бараттуқ...
–    Хаталашмисақ, сиз АШУЭМниң бәшинчи рәисиғу дәймән...
–    Һә-ә шундақ.


– Қарши болмисиңиз, арилиқтики рәислиримизниң исимлириниму атап өтүп кәтсәк...
– Әлвәттә, қарши болмаймән. Уларниң исимлириму яхши ишлири билән тарихта қалди. Турған Тохтәмовтин кейинки рәисләр – Рәһимҗан Қасимов, Магелан Шәрипов, Абдуллам Һошуров. Рәһимҗан ака өзиниң уюштуруш қабилийити, Магелан хәйрихаһлиқ паалийити, Абдуллам өзи бәрпа қилған «Тәңритағ» телевидениеси вә «Азия бүгүн» гезити билән хәлиқниң ядида қалди. Уларни көпчилик унтуғини йоқ. Җәмийәтлик ишниң әң инчикә йери шуғу, хәлиқниң көңлидин чиқмисаң болди. Қилған ишиңниң һәммиси бекарға кетиду.

–    Сиз өзиңизни хәлиқниң көңлидин чиқиватимән, дәп ойламсиз?
– Бу соалиңизға җавапни йәнә жирақтин башлашқа тоғра келиватиду. Кеңәшләр һөкүмити тарқап, Қазақстан өз мустәқиллигини алған дәсләпки жиллири адәмләр хелила гаңгирап қалди. Ишсизлиқ, хәлиқниң иҗтимаий-ихтисадий турмуши бир яқта турсун, Султанқорғанда өйдики бир челәк әхләтни апиридиған йәр тапалмидуққу. Бу адәттики ушшақ-чүшәк проблема болғини билән ақивитини аңлисиңиз, чөчүп кетисиз. Униң экологиягә чоң тәсири тәгди. Йол, ичидиған су мәсилиси... Бириниң кәйнидин бири чиқивәрди. Мошундақ проблемиларниң һөкүмәткә бири йәтсә, бири йәтмәйдиған заманда өмүр сүргинимизни чоң әвлат унтуғини йоқ. Шундақ қилип, тохсининчи жиллири «Йәрлик өзини өзи башқуруш комитети» барлиққа кәлди. Униң вәзиписи – хәлиқ билән һакимийәтниң арисидики көрүк болуш еди. Аһалиниң муң-зарини һакимға йәткүзүп туридиған мошундақ бир комитет һавадәк һаҗәт болди. Шундақ қилип, мән җәмийәтлик ишимни башқисиға өткүзүп, 1994-жили Түрксиб наһийәсидики өзини өзи башқуруш комитетиға авуштум. Мениң алдимда болған 3-4 адәм вәзипилирини атқуралмай чиқип кетипту. Биринчи новәттә йеңиқи әхләт мәсилисини йешишкә күч чиқардим. Кооператив қуруп, униң рәисини вә һәрбир кочиға «ғоҗайин» сайлап, ахири турғунларни әхләттин қутулдурдуқ. Шу заманлардики коча рәһбәрлири кейин-кейин жигитбешиға айлинип, улар җәмийәтлик ишларға арилишип кәтти. Мошу кәмгичә хәлиқниң арисида жүримән. Турғунларниң проблемисини йүз пайиз йешип бәрмисәмму, вәдиниң 90 пайизини орунлашқа тиришимән. Алтә наһийәлик, төрт шәһәрлик һаким билән ишлидим. Һазирму ушбу саһада паалийитимни давамлаштуруватимән.
 – Һосманҗан Турсуноғли, мәркәз рәиси сүпитидә немә ишларни әмәлгә ашуруватисиз?
 – (күлүп) Мән сиздин айлинип-айлинип мәдәнийәт мәркизигә қандақ келип қалдиңиз, дегән соални күтүведим...
–    Мәйли сизниң мәйлиңизчә болсун...
 – Бу мундақ болди. АШУЭМға рәһбәрлик қилған Абдуллам Һошуров мени бирнәччә қетим өзиниң орунбасарлиғиға тәклип қилди. Растини ейтиш керәкки, мән өз вақтида җәмийәтлик ишларни атқуруп болған. Һәқсиз ишлигиниңни аз дегәндәк, тилму аңлайсән. Шуңлашқа башта униң тәкливини рәт қилғиним раст. Көргәнла йеридә әшу тәклипни беривәрсә, өзәңму хиҗаләт болуп қалидекәнсән. Ахири бир күни униңға өзәмниң келишимимни бәрдим. Шу бир жиллири җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилған Әхмәтҗан Шардинов үчимиз учришип, бу мәсилә әтрапида мәслиһәтләштуқ. Абдуллам маңа бәргән тәкливини Әхмәтҗан акиға ейтиведи, у яқму қоллиди. Һәтта Әхмәтҗан ака йепилиш алдида турған уйғур телевидениесини сақлап қелишқа бир топ бизнесменларни җәлип қилидиғанлиғини ейтти. Өзиму қарап турмиди. Әтә-өгүн жиғин қилимиз дәп жүргән күнләрниң биридә Һошуров туюқсиз ағриқханиға чүшүп қалиду. Бу биз үчүн күтүлмигән вақиә болди. Уни ағриқханиға йоқлап берип, өткәнки Әхмәтҗан Бәһримоғли үчимизниң реҗилирини әскә алдуқ. У ағриқханида ятқанда АШУЭМниң башқарма әзалири рәисниң тапшурмиси билән дәрһал жиғин өткүзүп, мени рәисниң орунбасари қилип сайлиди. Көп өтмәй, Абдуллам һаяттин өтти. Униң қирқидин кейин демократик асаста мән 2019-жили 7-февральда АШУЭМниң рәиси болуп бәш жилға сайландим. 
 – У жиғинда бизму болдуқ. Соримақчи болғиним, сиз у күни өз нутқиңизда Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң кәлгүси паалийити, иш-реҗилири һәққидә тохтилип, мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә башқа тәшкилатлар билән бирлишип паалийәт елип баридиғанлиғини алаһидә тәкитлигән едиңиз... 
 – Соалиңизни чүшәндим. Мән алди билән шәһәрдики сәккиз наһийәдики шөбиләрни рәтләшни қолға алдим. Алтә наһийә мени қоллиди. Бостандық билән Алмалы наһийәлиридә бираз чүшәнмәсликләр болуп, кейин дәсләпкиси билән һәмкарлиқта иш елип баридиған болдуқ. Хошал болидиғиним, сәккиз наһийәниң ханим-қизлири АШУЭМ йенидики ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Роза Абубәкриева билән ишләватиду. Улар җумһурийәтик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң ханим-қизлири билән бирликтә иш-паалийәт жүргүзүватиду. 
 – Өткәндә Алмута шәһәрлик Жигитбашлири иттипақиниң йеңи рәиси сайланған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Долқунтай Абдухелил, Қазақстан уйғурлири җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Һакимҗан Арупов үчиңлар бир-бириңлар билән қол елишип, елимиз һәм хәлқимизниң риваҗлиниши үчүн бирликтә, һәмкарлиқта паалийәт елип беришқа вәдә бәрдиңлар әмәсму? Һәтта хатирә сүрәткиму чүштүңлар...
– Ундақ болғини раст. Бир жилдин кейин Қазақстан уйғурлири җәмийәтлик бирләшмисиниң һесават жиғини болди. Мәзкүр жиғинға ҖУЭМ рәиси үч тәшкилат һәмкарлиқта ишләйдиған һөҗҗәт – меморандумни елип кәпту. Мән мундақ келишимгә қарши болмидим. Амма Қазақстан уйғурлири җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси униңға қол қоюштин баш тартти. Һазир Һакимҗан Арупов өз алдиға, биз болсақ, ҖУЭМ билән һәмкарлиқта паалийитимизни давамлаштуруватимиз. 
–    Жигитбашлиричу ким билән?
– Буму күн тәртивидики муһим мәсилиләрниң бири. Амма мениң шәһәр бойичә тәкливим мундақ: келәр жили АШУЭМниң йеңи рәисини сайлиғанда, шуниң йенида шәһәргә бирла баш жигитбешини бәкитиш керәк.
–    Сиз өзиңиз кейинки сайламға чүшәмсиз?
– Биринчидин, биз, чоңларниң, орнимизни яшларға беридиған вақит кәлди. Уни Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев ҚХАниң новәттики сессиядиму ейтти. Қолидин иш келидиған яшларни сәясәткә җәлип қилиңлар дәватиду. Ундақ яшлар билимлик һәм пуллуқ болуши керәк. Чүнки мәбләғсиз мәркәзниң ишини елип меңиш наһайити қийин. Бу мениң бешимдин өтти. Тартқан қийинчилиқлиримни пәқәт өзәмла билимән. 
–    Әгәр сир болмиса, мошу күнгичә АШУЭМниң баш һамийи ким? 
 – Мениңчә, у һечқандақ сир әмәс. Мәркәзни ихтисадий җәһәттин асасән Герс Исламов қоллап-қувәтләватиду. Әхмәтҗан ака Шардинов билән «Ишбиләрмән аяллар клубиниң» рәиси Клара Турсунқизиму йеқиндин яр-йөләк болди. Балилилиримму қарап турмайватиду. Бәзидә өзәмниң пенсия пулумниму хәшләшкә тоғра келиду. Һәр жили жигирмидин ошуқ мәрасим өткүзимиз. Уйғур язғучи-шаирлириниң тәвәллудлири, хатирә кәчләр, миллий маарипни, яш иҗаткарларни, сәнъәткар-спортчиларни қоллап-қувәтләш вә башқилар. Болупму атақлиқ шаиримиз Лутпулла Мутәллипниң туғулғининиң 100 жиллиғини дағдуғилиқ өткүздуқ. Шаир һәм язғучи Тельман Нурахуновниң — 60, шаирә Ташгүл Һезиярованиң 70 яшлиғи қатнашқучиларда яхши тәсиратларни қалдурди. Муһтаҗларға беғишланған хәйрихаһлиқ акцияләрдин кейинму яхши инкаслар келип чүшиватиду. Ейтсақ, мундақ яхши ишлар көп...
– Хәйрихаһлиқ демәкчи, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси даирисидә әмәлгә ашурған ишлириңлар барму?
– Әлвәттә, бар. Булту бирнәччә тәвәниң турғунлири су кәлкүниниң зәрдавини тартти. Ассамблея йенида «Хәйрихаһлиқ карвини», «Жүрәктин –  жүрәккә» акциялиригә бизму бир кишидәк ат селиштуқ. АШУЭМ әзалири икки фура вә йәттә газель кийим-кечәк, йемәк-ичмәк жиғди. Уни шәхсән өзәм Түркстан вилайитигә апирип, тапшуруп кәлдим. Мошундақ пәйтләрдә бири-биримизгә қол учимизни сунмисақ, қачан ярдәм қилимиз. Ассамблеяниң өмлүктә әмәлгә ашурған ишлирини Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев ҚХАниң 33-сессиясидә алаһидә тилға елип: «Су кәлкүни башланған күндин башлап Ассамблея уйғунлуқта вә паал ишләшкә башлиди. Зәрдап чәккәнләргә һәртәрәплимә ярдәм бериш үчүн дәрһал Ассамблеяниң җумһурийәтлик вә регионлуқ штаблири тәшкил қилинди. «Жүрәктин – жүрәккә» акцияси апәт йүз бәргән регионларға 1500 тоннидин ошуқ озуқ-түлүк вә әң һаҗәт нәрсиләр әвәтти. Униң умумий баһаси 770 миллион тәңгә болди. Су кәлкүнигә қарши күрәшкә этномәдәнийәт бирләшмиләрдин 12 миңға йеқин вәкил қошулди. Улар хәйрихаһлиқ вә гуманитарлиқ ярдәм топлашқа сәпәрвәр қилинди. Шундақла әхбарат тарқитиш бехәтәр йәргә көчиришкә ярдәм бәрди. Мошуниң һәммиси – меһриванлиқниң ениқ көрүнүши» дәп Президент этномәдәнийәт бирләшмилиригә өзиниң жуқури баһасини бәрди. Дөләт рәһбири ейтқандәк, «Бирлик билән өмлүк – һечқачан кониримайдиған қәдрийәтләр». Биз, қазақстанлиқлар, мошуни әстин чиқармаслиғимиз керәк. Бирлик бар йәрдә, һәрикәтму, бәрикәтму болиду.
–    Сәмимий сөһбитиңизгә рәхмәт.

Сөһбәтләшкән 
Бәхтишат СОПИЕВ,
 «Uiğur avazi»

1026 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы