- Әхбаратлар еқими
- 30 Қазан, 2024
Жигитбешисиз иш пүтмәйду

Бирдинла шуни иқрар қилиш керәкки, жигитбешисиз өзимизгә тәәллуқ һечбир иш әмәлгә ашмайду. Яркәнт тәвәсидә жигитбашлириниң иш- паалийити мустәқиллик алған дәсләпки жиллардин җанлинип, бүгүнки таңда оңушлуқ йолға қоюлди. Жигитбеши у қайсиду-бир мәһәллә яки кочиниң әмәс, бәлки пүткүл жутниң ғемини йәп, униң башқурушта җан көйдүрүватиду. Панфилов наһийәсидә бир шәһәр вә он үч йеза округида 80дин ошуқ жигитбеши жут башқуриду. Яркәнт шәһириниң өзидила 40тин ошуқ жигитбеши бар. Панфилов наһийәси вә Яркәнт шәһири һәм йеза округлири һакимлири билән зич һәмкарлиқта иш елип бериватқанлиғимиз, жигитбашлириниң тәвәдә уюштурулуватқан һәрқандақ чарә-тәдбирләргә паал қатнишип, мәсилиләрниң һәл болушиға өз һәссимизни қошуватқанлиғимиз дәп ейтиш орунлуқ.
Жигитбешиниң көпмилләтлик тәвә турғунлири алдида жүкләнгән шәрәплик ишларға җавапкәрлик һәм жуқури мәсъулийәтчанлиқ билән қараватқанлиғидин паалийәт даириси күндин-күнгә җанланмақта. Йәнә шуни мәмнунийәт билән тәкитләш керәкки, наһийәдә пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки қазақ қериндашлиримиз арисидиму жигитбеши сайлинип, аһали билән иш елип бармақта. Мана мошу икки милләтниң әзәлдин қериндаш екәнлигини испатлиса керәк. Йәнә бир ейтмасқа болмайдиған гәп, қандақла мәһәллә болмисун, тәркивидә һәрхил милләт вәкиллири туруватқачқа, шу мәһәллә турғунлири көпмилләтлик мәһәллә яки коча турғунлири өзлири жигитбеши сайлайду. Жигитбеши демәкчи, улар наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи билән һәмкарлиқта иш елип бармақта. Мәркәз йенида жигитбеши кеңиши бар, наһийәдә йезилар арисидиму йәнә уларға беваситә рәһбәрлик қилидиған йеза җәмийитидин баш жигитбеши сайланған. Демәк, наһийәдики чоң жигитбеши билән бирликтә көпчиликни аммивий, мәдәний чарә-тәдбирләргә сәпәрвәрликкә кәлтүрүштә башламчи болмақта.
Елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Адаләтлик Қазақстан: қанун вә тәртип, ихтисадий йүксилиш, җәмийәтлик оптимизм» Мәктүбидики көрсәтмисигә мувапиқ жутини қәдирләп, униң тәрәққиятиға тегишлик төһписини қошуватқан жутдашларни көпчиликкә тонуштуруп, әзәлдин иҗил-инақ яшап келиватқан тәвә турғунлириниң урпи-адәт, рәсим-қаидилирини сақлап келиватқанлиғини, шуниң билән биллә миллий мәктәплиримизгә бала топлашта, миллий нәширләргә муштири болушта җан көйдүрүватқанлиғи әшу вәтәнпәрвәрлиримизниң тинимсиз әмгиги дәп баһалаш орунлуқ. Әнди биз бу жили баһар айлиридин Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәшәббуси билән қолға елинған «Таза Қазақстан» экологиялик акциясини орунлашта жигитбашлириниң һәрқайсиси өз мәһәллилиридә кочиларни тазилаш, аватлаштуруш билән Билал Назим намидики истираһәт беғини вә шәһәр һәм йезилардики зәрәткалиқларни рәткә кәлтүрүштә елип бериватқан нәмунилик ишлирини тилға алимиз. Ейтайлуқ, Яркәнт шәһиридә классик шаир Билал Назим намидики коча бойидики униң һәйкили йенидики истираһәт беғини әйнә шу баһар айлиридинла башлап әхләтләрдин тазилап, гүлләрни терип пәрвиш қилиш, күтүш ишлирини һәр шәнбидә елип бармақта. Шундақла җумһурийәтлик «Мектепке жол» акцияси тоғрисида тәкитләш керәкки, уни әмәлгә ашуруштиму жут атилири тәшәббускар болмақта. Мән наһийәниң баш жигитбеши сүпитидә ейтар болған едимки, тәвәдики һәрқандақ аммивий-мәдәний чарә-тәдбирләр жигитбешисиз өтмәйду. Наһийәдә хәлқимиз мәнпийити үчүн миннәтсиз әмгәк қиливатқан ака-инилиримиз бар екән, бизниң паалийитимиз күндин-күнгә җанлиниду.
Аблеким ҚУРБАНОВ,
Панфилов наһийәсиниң баш жигитбеши
Жетису вилайити

691 рет
көрсетілді0
пікір